23
Ялған баққучилар вә һәқиқий баққучи; сүргүнлүктин қайтип кәлгән бир хәлиқ, йеңи баққучилар
Мениң яйлиғимдики қойларни һалак қилғучи вә тарқитивәткүчи пада баққучиларниң һалиға вай! — дәйду Пәрвәрдигар. «яйлиғимдики қойлар» — Йәһудий хәлқини көрситиду, әлвәттә.   Әз. 34:2 Шуңа Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқини шундақ беқиватқан баққучиларға мундақ дәйду: «Силәр Мениң падамни тарқитивәткәнсиләр, уларни һайдивәткәнсиләр вә уларни издимигәнсиләр вә улардин һеч хәвәр алмиғансиләр; мана, Мән силәрниң қилмишлириңларниң рәзиллигини өз бешиңларға чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар — вә падамниң қалдисини болса, Мән уларни һайдивәткән барлиқ падишалиқлардин жиғимән, уларни өз яйлақлириға қайтуримән; улар көпийип көпийиду. Мән уларниң үстигә уларни һәқиқий бақидиған баққучиларни тикләймән; шуниң билән улар иккинчи қорқмайду яки паракәндә болмайду, улардин һеч қайсиси кам болмайду, — дәйду Пәрвәрдигар. Әз. 34:11,12 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Давут үчүн бир «Һәққаний Шах»ни өстүрүп тикләймән; у падиша болуп даналиқ билән һөкүм сүрүп, зиминда адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзиду. «Мән Давут үчүн бир «Һәққаний Шах»ни өстүрүп тикләймән; у падиша болуп даналиқ билән һөкүм сүрүп, зиминда адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзиду» — Йәһоаһаз, Йәһоаким вә Йәһоакинниң өлүши яки сүргүн болуши билән Давутниң җәмәти «кесилгән бир дәрәқ»ниң көтигидәк болиду. Лекин Худа Мәсиһ («Һәққаний Шах») билән йәнила бу дәрәқни қайтидин көклитиду. «Йәш.» 11:1-6ни вә «Зәк.» 3:8 вә 6:12ни көрүң.   Йәш. 4:2; 40:11; Йәр. 33:14,15; Дан. 9:24; Луқа 1:32,33 Униң күнлиридә Йәһуда қутқузулиду, Исраил аман-течлиқта туриду; у шу нами билән атилидуки — «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиз». «Униң күнлиридә Йәһуда қутқузулиду, Исраил аман-течлиқта туриду; у шу нами билән атилидуки — «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиз»» — бу бешарәт: (1) Мәсиһниң Худалиқ тәбиитини; (2) кәлгүсидә Йәһуда (икки қәбилә)ниң вә Исраил (он қәбилә)ниң қайтидин бир болидиғанлиғини көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.   Қан. 33:28 Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду, Йәр. 16:14,15 бәлки шу күнләрдә «Исраилларни шималдики зиминдин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ падишалиқлардин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Андин улар өз жутида туриду.
 
Сахта пәйғәмбәрләр тоғрисида
Пәйғәмбәрләр тоғрилиқ: — Мениң көңлүм ич-бағримда сунуқтур; сүйәклиримниң һәммиси титрәйду; мән мәс болған адәм, шарап тәрипидин йеңилгән адәмгә охшаймән; бундақ болушум Пәрвәрдигар вә Униң пак-муқәддәс сөзлири түпәйлидиндур; «бундақ болушум Пәрвәрдигар вә Униң пак-муқәддәс сөзлири түпәйлидиндур» — көз алдидики (төвәндә, 10-40-айәтләрдә ейтилған) гуналар, сахтилиқ вә шундақла хәлиқниң (униң Пәрвәрдигарниң һәқиқий сөзлирини уларға йәткүзүши түпәйлидин) өзини рәт қилғанлиғи Йәрәмияниң көңлини паракәндә вә сунуқ қилған. 10 чүнки зимин болса зинахорларға толған; уларниң жүгүрүшлири тоғра йолда әмәс; уларниң һоқуқи һәққанийлиқ йолида әмәс. Шуңа Пәрвәрдигарниң ләнити түпәйлидин зимин қағҗирайду; даладики от-чөп солишиду; «зимин болса зинахорларға толған» — бу «зинахорлар»ниң ким екәнлиги төвәндики 11-айәттә аян қилиниду — йәни өз һоқуқини һарам йолда ишлитидиған каһинлар вә сахта пәйғәмбәрләр. Уларниң «зинахорлуғи» бәлким һәм җисманий җәһәттики зинахорлуқ вә Худаға вапасизлиқ қилип бутларға чоқунушниму көрситиду. Пәләстиндики бутпәрәслик һәрдайим бутханидики «паһишә аяллар» билән бағлиқ еди.   Йәр. 5:7, 8; 9:2 11 чүнки һәм пәйғәмбәр һәм каһин һарам болди; һәтта Өз өйүмдиму уларниң рәзил қилмишлирини байқидим, — дәйду Пәрвәрдигар. Йәр. 6:13; 8:10; 14:18
12 — Шуңа уларниң йоли өзлиригә қараңғулуқта маңидиған, тейилғақ йоллардәк болиду; улар бу йолларда путлишип, жиқилиду; чүнки улар җазалинидиған жилида Мән уларниң бешиға яманлиқ чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар. «улар җазалинидиған жили» — ибраний тилида «уларни йоқлишим керәк болған жили» дәп ипадилиниду.   Зәб. 34:6; 72:18; Йәр. 13:16 13 Мән авал Самарийәдики пәйғәмбәрләрдә ахмақлиқни көргәнмән; улар Баалниң намида бешарәт берип, хәлқим Исраилни аздурған; 14 бирақ Йерусалимдики пәйғәмбәрләрдиму жиркиничлик бир ишни көрдум; улар зинахорлуқ қилиду, ялғанлиқта маңиду, рәзиллик қилғучиларниң қолини күчәйтидуки, нәтиҗидә һеч қайсиси рәзиллигидин янмайду; уларниң һәммиси Маңа Содомдәк, Йерусалимда туруватқанлар Маңа Гоморрадәк болди. «Йерусалимдики пәйғәмбәрләрдиму жиркиничлик бир ишни көрдум; улар зинахорлуқ қилиду, ялғанлиқта маңиду, рәзиллик қилғучиларниң қолини күчәйтидуки, нәтиҗидә һеч қайсиси рәзиллигидин янмайду...» — Самарийәдики пәйғәмбәрләрниң сахта бешарәт («Баалниң намида») бәргәнлиги һеч қандақ әҗәблинәрлик иш әмәс; Самарийә (Исраил, йәни «шималий падишалиқ») бутпәрәс падишалар астида балдурла Худаниң йолидин чиққан еди. Бирақ Йерусалим (Йәһуда)да Худа әвәткән һәқиқий пәйғәмбәрләр көп болғачқа, һәқиқәтни уларға нисбәтән хеләла убдан билиши керәк еди. «уларниң һәммиси Маңа Содомдәк, Йерусалимда туруватқанлар Маңа Гоморрадәк болди» — оқурмәнләргә мәлумки, Содом вә Гоморра икки интайин рәзил шәһәрләр болуп, Худа улар үстигә от яғдуруп вәйран қиливәткән еди («Яр.» 19-бапни көрүң).   Йәш. 1:9 15 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни әмән билән озуқландуримән, уларға өт сүйини ичкүзимән; чүнки Йерусалимдики пәйғәмбәрләр һарамлиқниң мәнбәси болуп, һарамлиқ улардин пүткүл зиминға тарқилип кәтти. Йәр. 8:14; 9:15
16 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәргә бешарәт бериватқан пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә қулақ салмаңлар; улар силәрни бимәниликкә йетәкләйду; уларниң сөзлири Пәрвәрдигарниң ағзидин чиққан әмәс, бәлки өз көңлидә тәсәввур қилған бир көрүнүшни сөзләватиду. 17 Улар Пәрвәрдигарниң сөзини көзигә илмайдиғанларға: «Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәйду вә өз көңлиниң җаһиллиғида маңидиғанларниң һәр биригә: «Һеч қандақ яманлиқ бешиңларға чүшмәйду» — дәйду. «Улар Пәрвәрдигарниң сөзини көзигә илмайдиғанларға: «Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәйду вә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар мени кәмситидиғанларға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәвериду вә...».   Йәр. 6:14; 8:11; Әз. 13:10; Зәк. 10:2 18 Бирақ улардин қайси бириси Пәрвәрдигарниң кеңишидә Униң сөз-каламини байқап чүшиниш вә аңлаш үчүн турған? Улардин ким Униң сөзини қулақ селип аңлиған? 19 Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун! Униңдин қәһр чиқти; бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди; у пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду. Йәр. 30:23, 24 20 Униң көңлидики нийәтлирини ада қилип толуқ әмәл қилғичә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви янмайду; ахирқи күнләрдә силәр буни убдан чүшинип йетисиләр. 21 Мән бу пәйғәмбәрләрни әвәтмигәнмән, лекин улар хәвәрни җар қилишқа қатриған; Мән уларға сөз қилмидим, лекин улар бешарәт бәргән. Йәр. 14:14 22 Һалбуки, улар Мениң кеңишимдә турған болса, Мениң хәлқимгә сөзлиримни аңлатқузған болса, әнди хәлқимни рәзил йолидин вә қилмишлириниң рәзиллигидин яндурған болатти.
 
23 Мән пәқәт бир йәрдила туридиған Худаму? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән жирақ-жирақлардики һәрҗайда туридиған Худа әмәсму? «Мән пәқәт бир йәрдила туридиған Худаму?» — ибраний тилида «Мән пәқәт йеқинда туридиған Худаму?». 24 Бириси йошурун җайларда мөкүвалса Мән уни көрәлмәмдимән? — дәйду Пәрвәрдигар; — асман-зимин Мән билән толдурулған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар. Зәб. 138:7-12; Ам. 9:2, 3 25 Мән Мениң намимда ялған бешарәтләр беридиған пәйғәмбәрләрниң: «Бир чүш көрдүм! Бир чүш көрдүм!» дегәнлирини аңлидим; 26 бундақ пәйғәмбәрләр ялған бешарәтләрни бериду, улар өзиниң көңлидики езитқу тәсәввурлиридин пәйғәмбәрләр болушивалған. Әнди улар бундақ ишларни қачанғичә көңлигә пүкиду? 27 Улар һәр бири қачанғичә өз йеқиниға ейтқан чүшлири арқилиқ (худди ата-бовилириниң Баалға чоқунуп намимни унтуғиниға охшаш) хәлқимгә намимни унтулдурушни пәмләйду? Һак. 3:7; 8:33,34
28 Чүшни көргән пәйғәмбәр, чүшни ейтип бәрсун; Мениң сөзүмни аңлиған киши бу сөзүмни әстайидиллиқ билән сөзлисун; пахалниң буғдай билән селиштурғичилик немиси барду? — дәйду Пәрвәрдигар. 29 — Мениң сөзүм худди көйдүргүчи бир от вә ташни чақидиған базған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.
30 Шуңа мана, Мән пәйғәмбәрләргә қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар, — уларниң һәр бири өз йеқинидин «Мениң сөзлирим»ни оғрилап дорамчилиқ қилиду. Қан. 18:20; Йәр. 14:14,15 31 Мана, Мән пәйғәмбәрләргә қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар өз тиллирини чайнап: «Пәрвәрдигар дәйду...» дәп бешарәт бериду. 32 Мана, ялған чүшләрни бешарәт қилип буларни йәткүзүп, ялғанчилиғи вә башбаштақлиғи билән Мениң хәлқимни аздурғанларға қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларни әвәтмигәнмән, уларни буйруған әмәсмән; улар бу хәлиққә һеч қандақ пайда йәткүзмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар. Зәф. 3:4
33 Әнди яки бу хәлиқ, яки пәйғәмбәр, яки каһин сәндин: «Пәрвәрдигарниң саңа жүклигән сөзи немә?» дәп сориса, сән уларға: «Қайси жүк?! Мән силәрни Өзүмдин жирақ ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар. «Пәрвәрдигарниң саңа жүклигән сөзи немә?... Қайси жүк?!...» — оқурмәнләргә аян болидуки, ибраний тилида «жүк» вә «еғир бешарәт» дегәнләр охшаш бир сөз биләнла ипадилиниду. Пәрвәрдигарниң җавави «Силәр өзүңлар Маңа жүк!» дегән мәнидә. Хәлиқниң Йәрәмиядин «Пәрвәрдигарниң (саңа) жүклигән сөзи» тоғрилиқ сориши һәҗвий, кинайилик гәп еди — бу сөзниң тегидә: «Йәрәмия һәрдайим бизгә еғир сөзләр, шум хәвәрни йәткүзиду» дегән мәна бар еди. Уларниң қулақлири Пәрвәрдигарниң сөзигә һеч ечилмиған еди. 34 «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәйдиған һәр қайси пәйғәмбәр, каһин яки хәлиқ болса, Мән бу кишини өйидикиләр билән тәң җазалаймән. 35 Әнди силәрниң һәр бириңлар өз йеқинидин вә һәр бириңлар өз қериндишидин мошундақ: «Пәрвәрдигар немә җавап бәрди?» вә «Пәрвәрдигар немә деди?» дәп соришиңлар керәк. 36 Силәр «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дегәнни қайтидин ағзиңларға алмайсиләр; чүнки һәр бириңларниң өз сөзи өзигә жүк болиду; чүнки силәр Худайимиз, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, тирик Худаниң сөзлирини бурмилиғансиләр. «һәр бириңларниң өз сөзи өзигә жүк болиду» — Йәрәмияниң бу дегини бизниңчә мундақ: «Силәрниң ялған сөзлириңлар, җүмлидин сахта пәйғәмбәрләрниң сөзлири силәргә җаза епкелиду; пәйғәмбәрләрниң ялған сөзлирини силәр яхши дәп қобул қилип, шундақла бир-бириңларға қайтилап ейтисиләр; бу ялған бешарәтләр Худаниң һәқиқий «жүклигән сөзи» әмәс, бәлки бешиңларға Худаниң еғир җазаси болған «жүк» чүшүридиған сөздур. 37 Һәр бириңлар пәйғәмбәрдин мошундақ: «Пәрвәрдигар саңа немә дәп җавап бәрди?» вә «Пәрвәрдигар немә деди?» дәп соришиң керәк. 38 Лекин силәр: «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәвәргиниңлар түпәйлидин, мана Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки силәр: «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәверисиләр вә Мән силәргә: ««Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» демәңләр» дәп хәвәр әвәткәнмән, 39 шуңа мана, Мән силәрни пүтүнләй унтуймән, Мән силәрни силәргә вә ата-бовилириңларға тәқдим қилған шәһәр билән тәң йүзүмдин жирақ ташлаймән; «Мән силәрни пүтүнләй унтуймән» — яки «силәрни жираққа елип кетимән...» 40 Мән үстүңларға мәңгү рәсвачилиқ вә һәргиз унтулмайдиған мәңгүлүк шәрмәндиликни чүшүримән! Йәр. 20:11
 
 

23:1 «яйлиғимдики қойлар» — Йәһудий хәлқини көрситиду, әлвәттә.

23:1 Әз. 34:2

23:4 Әз. 34:11,12

23:5 «Мән Давут үчүн бир «Һәққаний Шах»ни өстүрүп тикләймән; у падиша болуп даналиқ билән һөкүм сүрүп, зиминда адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзиду» — Йәһоаһаз, Йәһоаким вә Йәһоакинниң өлүши яки сүргүн болуши билән Давутниң җәмәти «кесилгән бир дәрәқ»ниң көтигидәк болиду. Лекин Худа Мәсиһ («Һәққаний Шах») билән йәнила бу дәрәқни қайтидин көклитиду. «Йәш.» 11:1-6ни вә «Зәк.» 3:8 вә 6:12ни көрүң.

23:5 Йәш. 4:2; 40:11; Йәр. 33:14,15; Дан. 9:24; Луқа 1:32,33

23:6 «Униң күнлиридә Йәһуда қутқузулиду, Исраил аман-течлиқта туриду; у шу нами билән атилидуки — «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиз»» — бу бешарәт: (1) Мәсиһниң Худалиқ тәбиитини; (2) кәлгүсидә Йәһуда (икки қәбилә)ниң вә Исраил (он қәбилә)ниң қайтидин бир болидиғанлиғини көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

23:6 Қан. 33:28

23:7 Йәр. 16:14,15

23:9 «бундақ болушум Пәрвәрдигар вә Униң пак-муқәддәс сөзлири түпәйлидиндур» — көз алдидики (төвәндә, 10-40-айәтләрдә ейтилған) гуналар, сахтилиқ вә шундақла хәлиқниң (униң Пәрвәрдигарниң һәқиқий сөзлирини уларға йәткүзүши түпәйлидин) өзини рәт қилғанлиғи Йәрәмияниң көңлини паракәндә вә сунуқ қилған.

23:10 «зимин болса зинахорларға толған» — бу «зинахорлар»ниң ким екәнлиги төвәндики 11-айәттә аян қилиниду — йәни өз һоқуқини һарам йолда ишлитидиған каһинлар вә сахта пәйғәмбәрләр. Уларниң «зинахорлуғи» бәлким һәм җисманий җәһәттики зинахорлуқ вә Худаға вапасизлиқ қилип бутларға чоқунушниму көрситиду. Пәләстиндики бутпәрәслик һәрдайим бутханидики «паһишә аяллар» билән бағлиқ еди.

23:10 Йәр. 5:7, 8; 9:2

23:11 Йәр. 6:13; 8:10; 14:18

23:12 «улар җазалинидиған жили» — ибраний тилида «уларни йоқлишим керәк болған жили» дәп ипадилиниду.

23:12 Зәб. 34:6; 72:18; Йәр. 13:16

23:14 «Йерусалимдики пәйғәмбәрләрдиму жиркиничлик бир ишни көрдум; улар зинахорлуқ қилиду, ялғанлиқта маңиду, рәзиллик қилғучиларниң қолини күчәйтидуки, нәтиҗидә һеч қайсиси рәзиллигидин янмайду...» — Самарийәдики пәйғәмбәрләрниң сахта бешарәт («Баалниң намида») бәргәнлиги һеч қандақ әҗәблинәрлик иш әмәс; Самарийә (Исраил, йәни «шималий падишалиқ») бутпәрәс падишалар астида балдурла Худаниң йолидин чиққан еди. Бирақ Йерусалим (Йәһуда)да Худа әвәткән һәқиқий пәйғәмбәрләр көп болғачқа, һәқиқәтни уларға нисбәтән хеләла убдан билиши керәк еди. «уларниң һәммиси Маңа Содомдәк, Йерусалимда туруватқанлар Маңа Гоморрадәк болди» — оқурмәнләргә мәлумки, Содом вә Гоморра икки интайин рәзил шәһәрләр болуп, Худа улар үстигә от яғдуруп вәйран қиливәткән еди («Яр.» 19-бапни көрүң).

23:14 Йәш. 1:9

23:15 Йәр. 8:14; 9:15

23:17 «Улар Пәрвәрдигарниң сөзини көзигә илмайдиғанларға: «Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәйду вә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар мени кәмситидиғанларға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәвериду вә...».

23:17 Йәр. 6:14; 8:11; Әз. 13:10; Зәк. 10:2

23:19 Йәр. 30:23, 24

23:21 Йәр. 14:14

23:23 «Мән пәқәт бир йәрдила туридиған Худаму?» — ибраний тилида «Мән пәқәт йеқинда туридиған Худаму?».

23:24 Зәб. 138:7-12; Ам. 9:2, 3

23:27 Һак. 3:7; 8:33,34

23:30 Қан. 18:20; Йәр. 14:14,15

23:32 Зәф. 3:4

23:33 «Пәрвәрдигарниң саңа жүклигән сөзи немә?... Қайси жүк?!...» — оқурмәнләргә аян болидуки, ибраний тилида «жүк» вә «еғир бешарәт» дегәнләр охшаш бир сөз биләнла ипадилиниду. Пәрвәрдигарниң җавави «Силәр өзүңлар Маңа жүк!» дегән мәнидә. Хәлиқниң Йәрәмиядин «Пәрвәрдигарниң (саңа) жүклигән сөзи» тоғрилиқ сориши һәҗвий, кинайилик гәп еди — бу сөзниң тегидә: «Йәрәмия һәрдайим бизгә еғир сөзләр, шум хәвәрни йәткүзиду» дегән мәна бар еди. Уларниң қулақлири Пәрвәрдигарниң сөзигә һеч ечилмиған еди.

23:36 «һәр бириңларниң өз сөзи өзигә жүк болиду» — Йәрәмияниң бу дегини бизниңчә мундақ: «Силәрниң ялған сөзлириңлар, җүмлидин сахта пәйғәмбәрләрниң сөзлири силәргә җаза епкелиду; пәйғәмбәрләрниң ялған сөзлирини силәр яхши дәп қобул қилип, шундақла бир-бириңларға қайтилап ейтисиләр; бу ялған бешарәтләр Худаниң һәқиқий «жүклигән сөзи» әмәс, бәлки бешиңларға Худаниң еғир җазаси болған «жүк» чүшүридиған сөздур.

23:39 «Мән силәрни пүтүнләй унтуймән» — яки «силәрни жираққа елип кетимән...»

23:40 Йәр. 20:11