22
Падишаға ейтилған бир сөз
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: «Барғин, Йәһуда падишасиниң ордисиға чүшүп бу сөзни шу йәрдә қилғин: — «Барғин, Йәһуда падишасиниң ордисиға чүшүп бу сөзни шу йәрдә қилғин» — бизниңчә, бу сөз бәлким Зәдәкиядин илгәрки бир падишаға ейтилған болса керәк, чүнки бу сөз бир хил «қутқузуш» үмүтини елип келәтти; лекин 21-бап, 12-14-айәтләрдә Зәдәкия пәқәт «җазалаш»ни күтиду (униңға икки хил җаза елип келиниду). Пәрвәрдигарниң сөзини аңла, и Давутниң тәхтигә олтарғучи, Йәһуда падишаси — Сән, әләмдар-хизмәткарлириң вә мошу дәрвазилардин кирип-чиқидиған хәлқиң, —
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзүңлар; буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; мусапирларни, житим-йесирләрни вә тул хотунларни һеч харлимаңлар яки бозәк қилмаңлар, гунасиз қанларни бу йәрдә төкмәңлар. Йәр. 7:6; 21:12 Силәр бу әмирләргә һәқиқәтән әмәл қилсаңлар, әнди Давутниң тәхтигә олтарған падишалар, йәни улар, уларниң әмәлдар-хизмәткарлири вә хәлқи җәң һарвулириға олтирип вә атларға минип бу өйниң дәрвазилиридин кирип чиқишиду. «Давутниң тәхтигә олтарған падишалар, йәни улар, уларниң әмәлдар-хизмәткарлири...» — мошу йәрдики «улар» ибраний тилида «у». Мәлум бир заманда Давутниң тәхтигә олтарған падиша пәқәт бир болиду, әлвәттә.   Йәр. 17:25 Бирақ силәр бу сөзләрни аңлимисаңлар, Мән Өз намим билән қәсәм ичкәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу орда бир харабә болиду. «Мән Өз намим билән қәсәм ичкәнки..» — ибраний тилида «Мән Өзүм билән қәсәм ичкәнки...».
Чүнки Пәрвәрдигар Йәһуда падишасиниң өйи тоғрилиқ мундақ дәйду: — Сән Маңа худди Гилеад, Ливанниң чоққисидәк болғиниң билән, бәрһәқ Мән сени бир чөл-баяван, адәмләр ваз кәчкән шәһәрләрдәк қилимән. «Сән Маңа худди Гилеад, Ливанниң чоққисидәк...» — Гилеад вә Ливан гөзәл орманлиқлири билән даңқи чиққан җайлардур. Жуқирида ейтқинимиздәк, падишаниң ордиси һәр хил яғачлар билән безәлгән еди. Мән һәр бири яхши қуралланған вәйран қилғучиларни саңа қарши әвәтимән; улар «есил кедирлириңни» кесиветип, отқа ташлайду. «Мән һәр бири яхши қуралланған вәйран қилғучиларни саңа қарши әвәтимән; улар «есил кедирлириңни» кесиветип, отқа ташлайду» — ордидики чирайлиқ яғач түврүк-ясақлар тоғрилиқ жуқуриқи 6-айәттики изаһатни көрүң.   Йәр. 15:6 Нурғун әлләр бу шәһәрдин өтүп, һәр бири йеқинидин: «Немишкә Пәрвәрдигар бу улуқ шәһәрни бундақ қилғанду?» дәп сорайду. Қан. 29:23; 1Пад. 9:8
Вә улар җававән: «Чүнки улар Пәрвәрдигар Худасиниң әһдисидин ваз кечип, башқа илаһларға чоқунуп уларниң қуллуғиға киргән» — дәйду.
 
1-бешарәт — Йәһоаһаз падишаниң җазаси
10 Өлгинигә жиғлимаңлар, униң үчүн аһ-зарлимаңлар; бәлки сүргүн болғини үчүн қаттиқ жиғлаңлар, чүнки у өз жутиға һеч қачан қайтип кәлмәйду. «Өлгинигә жиғлимаңлар, униң үчүн аһ-зарлимаңлар; бәлки сүргүн болғини үчүн қаттиқ жиғлаңлар...» — (изаһат: — төвәндики 10-30-айәтләр болса, Йәһуданиң үч падишасиниң җазаси тоғрилиқ бешарәтләрдин ибарәт. Шуңа, бешарәтләр миладийәдин илгири 609-597-жиллар мәзгилидә берилгән; шүбһисизки, Йәрәмияниңму бу йәрдә уларни бир йәрдә баян қилишниң мәхсити, бу әрзимәс падишаларни 23-баптики бешарәттә көрситилгән «һәқиқий баққучи» — йәни Мәсиһ билән селиштуруштин ибарәттур. Падишаһлар («хәлиқни баққучи») әйиплик (22), Йерусалимдикиләр өзлириму әйиплик (20-23), чүнки улар бу падишалар («баққучилар»)ниң әйш-ишрәтлик турмушиға қизиққан, һәшәмәтлик ордисидин пәхирләнгән; улар йәнә бу падишаларниң чоқунған бутлириға чоқунған, шуниңдәк уларниң ят әлниң падишалири («сениң ашнилириң») билән болған иттипақлишишлирини толуқ қоллиған. Ундақ иттипақлишиш Пәрвәрдигарға таянмаслиқтин ибарәт еди).
(1-бешарәт (10-12) тоғрилиқ изаһат: — миладийәдин илгири 609-жили Йосия падиша Мисир падишаси Пирәвн тәрипидин җәңдә өлтүрүлгән. У адаләтлик-диянәтлик падиша болуп, нурғун хәлиқ униң өлүмигә қаттиқ өкүнүшти. Йәһоаһаз тәхтидә үч айла олтарған, андин миладийәдин илгири 609-597-жиллири Пирәвн тәрипидин сүргүн қилинған. Бу бешарәт шу чағда берилиши керәк еди. Шуңа бешарәттики «өлгини» болса Йосияни, «сүргүн болғини» болса Йәһоаһазни көрситиду).
11 Чүнки Йәһуда падишаси Йосияниң оғли, йәни атиси Йосияниң орниға тәхтигә олтарған, бу йәрдин сүргүн болған Шаллум тоғрилиқ Пәрвәрдигар мундақ дәйду: У һәргиз бу йәргә қайтмайду; «Шаллум» — Йәһоаһазниң биринчи исми, мәнаси «һесап елиш» болғачқа, Йәрәмия бәлким уни мошу йәрдә қәстән ишлитиду; униңдин һесап елинидиған болиду. 12 чүнки у әсир қилинип апирилған жутта өлиду, у бу зиминни иккинчи көрмәйду. «у әсир қилинип апирилған жутта өлиду, у бу зиминни иккинчи көрмәйду.» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулуши тоғрисида «2Пад.» 34:23ни көрүң.
 
2-бешарәт — Йәһоаким падишаниң җазаси
13 Өйини адилсизлиқ билән, балихана-равақлирини адаләтсизлик билән қурғанниң һалиға вай! У хошнисини бекар ишлитип, әмгигигә һеч қандақ һәқ бәрмәйду; «Өйини адилсизлиқ билән, балихана-равақлирини адаләтсизлик билән қурғанниң һалиға вай!...» — бу Йәһоакимни көрситиду. Бу бешарәт (13-19, 20-23) Йәһоаким тоғрилиқ бешарәт. «2Пад.» 23:34-24:6диму хатириләнгән, Пирәвн Йәһоаһазни сүргүн қилғандин кейин укиси Йәһоакимни «қончақ падиша» болушқа тиклигән. У он бир жил тәхткә олтарған, рәзил падиша еди. Йәһудий тарихшунас Йосефус Йәһоакимниң өлүми бешарәттәк болғанлиғини хатирилигән (Йосефусниң «Қедимки ишлар»и, 10-бап, 6:3).   Лав. 19:13; Қан. 24:14,15; Һаб. 2:9 14 у: «Өзүмгә кәңташа бир ордини, азатә равақлар билән қошуп салимән; тамлириға деризиләрни кәң чиқиримән; тамлирини кедир тахтайлар билән безәймән, өйлирини пәрәң сирлаймән» — дәйду. Униң һалиға вай!
15 Сән кедир яғичидин ясалған тахтайларни чаплап, ата-бовилириң билән бәсләшсәң қандақму падиша болушқа лайиқ болисән? Сениң атаң йәп-ичишкә тәшәккүр ейтип, адаләт вә дурус ишларни жүргүзгән әмәсму? Шуңа у буниң яхшилиғини көргән. «Сениң атаң йәп-ичишкә тәшәккүр ейтип, адаләт вә дурус ишларни жүргүзгән әмәсму?» — «атаң» болса дурус падиша Йосия еди. «...йәп-ичишкә тәшәккүр ейтип...» ибраний тилида пәқәт сөзмусөз болса: «у йегән вә ичкән...» дейилиду. 16 У мөминләрниң вә намратларниң дәвасини тоғра сориған; шуңа хәлиқниң әһвали яхши еди. Бундақ иш Мени тонуштин ибарәт әмәсму?» — дәйду Пәрвәрдигар. 17 — Бирақ көзүң вә көңлүң болса пәқәт өз җазанә-мәнпәәтиңгә еришиш, гунасизларниң қенини төкүш, зорлуқ-зумбулуқ вә булаңчилиқ қилиш пәйтини көзләп тикилгәндур.
18 Шуңа Пәрвәрдигар Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тоғрилиқ мундақ дәйду: — Хәлиқ униң өлүмидә: «Аһ, акам! Аһ, сиңлим!» дәп аһ-зарлар көтәрмәйду; яки униң үчүн: «Аһ, бегим! Аһ, униң һәйвиси!» дәп аһ-зарлар көтәрмәйду; Йәр. 16:4, 5, 6 19 у ешәкниң дәпнисидәк көмүлиду, җәсити Йерусалим дәрвазилириниң сиртиға чөрүп ташлиниду. «у ешәкниң дәпнисидәк көмүлиду, җәсити Йерусалим дәрвазилириниң сиртиға чөрүп ташлиниду» — Йәһудий тарихшунас Йосефусниң дегини бойичә болғанда, Небоқаднәсар униң җәситини Йерусалимниң сепилидин сиртқа ташливәткән еди.   Йәр. 15:3; 36:30
 
Йерусалимдикиләргә агаһ бериш
20 Ливанға чиқип пәряд қил, Башанда авазиңни көтәр, Абаримниң чоққилиридинму налә көтәр; чүнки сениң «ашнилириң»ниң һәммиси набут қилинди. «Ливанға чиқип пәряд қил, Башанда авазиңни көтәр, Абаримниң чоққилиридинму налә көтәр» — бу үч җай (Ливан, Башан, Абарим) һәммиси «жуқури җай»лар еди. Исраилниң еғир бир гунайи болса «жуқури җай»ларға чиқип шу йәрдә бутларға «тавапгаһ» ясап уларға чоқунуштин ибарәт. Лекин уларға «ашнилар» болған бутларниң һәммиси дүшмән тәрипидин бузулиду яки булинип кетиду (22-айәтниму көрүң). «Ашнилар» иккинчи мәнаси бәлким улар иттипақдаш қилмақчи болған «ят әлләр»ниму көрситиду (22-айәтниму көрүң). 21 Мән аман-есән турғиниңда саңа агаһландурдум; лекин сән: «Аңлимаймән!» — дедиң. Яшлиғиңдин тартипла бундақ қилип Мениң авазимға қулақ салмаслиқ дәл сениң йолуң болуп кәлгән. «Мән аман-есән турғиниңда саңа агаһландурдум» — бу бәлким Йәрәмиядин илгәрки пәйғәмбәрләрниң сөзлирини көрситиду.   Йәр. 5:23; 7:23-28; 11:7, 8; 13:10, 11; 16:12; 17:23; 18:12; 19:15 22 Шамал барлиқ «баққучи»лириңға «баққучи» болуп уларни учуруп кетиду, шуниң билән ашнилириң сүргүн болушқа чиқиду; бәрһәқ, сән шу чағда барлиқ рәзиллигиң түпәйлидин хиҗил болуп рәсва болисән. «баққучилар» — «баққучилар», шүбһисизки, падишалар, аталмиш «пәйғәмбәрләр» вә каһинларни көрситиду. «Ашнилар» болса бәлким улар чоқунған бутларни һәмдә йәнә өзи бутларға чоқунған иттипақдаш қилмақчи болған «ят әлләр»ниму көрситиду (22-айәтниму көрүң). 23 И «Ливан»да турғучи, кедир дәрәқлири үстигә угилиғучи, сән толғақ тутқан аялниң азаплиридәк, дәрд-әләмләр бешиңға чүшкәндә қанчилик иңрап кетәрсән! «қанчилик иңрап кетисән» — яки, «немидегән ечинарлиқ боларсән-һә!»
 
3-бешарәт, 24-30-айәт •••• Кония, йәни «Йәһоакин» падиша сүргүн қилинип қайтип кәлмәйду
24 Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — сән Йәһоакимниң оғли Кония һәтта оң қолумдики мөһүрлүк үзүк болсаңму, Мән сени шу йәрдин жулуп ташлаймән; «Сән Йәһоакимниң оғли Кония һәтта оң қолумдики мөһүрлүк үзүк болсаңму, Мән сени шу йәрдин жулуп ташлаймән...» — бу бешарәт (24-30) Йәһоакин (қисқа исми, Кония) падиша тоғрилиқтур. Йәһоакин миладийәдин илгири 597-жили атиси Йәһоакимниң орнини бесип, үч айла тәхттә олтарған. У рәзил падиша болуп, Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинған. Бу ишлар «2Пад.» 23:34-24:6дә хатириләнгән).
Әмәлийәттә Йәһоакин (Кония, яки Йәконияһ) вә Йәһуданиң барлиқ падишалири Пәрвәрдигарниң һоқуқиниң вәкили болғачқа, уларни униң «мөһүрлүк үзүк»и дегили болатти. Оқурмәнләр бир падишаниң «мөһүрлүк үзүк»иниң өзигә шунчә муһим вә қәдирлик болидиғанлиғини тәсәввур қилалайду; әгәр Худа «мөһүрлүк үзүк»ни ташливәткән болса, ундақта үзүктә интайин жиркиничлик бир иш чоқум пәйда болған болуши керәк еди.
25 Мән сени җениңни издигүчиләрниң қолиға вә сән қорққан адәмләрниң қолиға, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға вә калдийләрниң қолиға тапшуримән. 26 Мән сени һәм сени туққан анаң иккиңларни өзүңлар туғулмиған ят бир жутқа чөриветимән; силәр шу йәрдә өлисиләр. 27 Җениңлар қайтип келишкә шунчә тәшна болған бу зиминға болса, силәр һәргиз қайтип келәлмәйсиләр. 28 Кония дегән бу киши чеқилған, нәзәргә елинмайдиған сапал козиму? Һеч ким қаримайдиған бир қачиму? Әнди немишкә улар, йәни у вә униң нәсли болғанлар чөриветилгән, улар тонумайдиған бир жутқа ташливетилиду? 29 И зимин, зимин, зимин, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла! 30 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу адәм «пәрзәнтсиз, өз күнидә һеч ғәлибә қилалмиған бир адәм» дәп язғин; чүнки униң нәслидин һеч қандақ адәм ғәлибә қилип, Давутниң тәхтигә олтирип Йәһуда арисида һөкүм сүрмәйду. «Бу адәм «пәрзәнтсиз, өз күнидә һеч ғәлибә қилалмиған бир адәм» дәп язғин; чүнки униң нәслидин һеч қандақ адәм ғәлибә қилип, Давутниң тәхтигә олтирип Йәһуда арисида һөкүм сүрмәйду» — бу 30-айәттики муһим бир бешарәт тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизгә қараң.
 
 

22:1 «Барғин, Йәһуда падишасиниң ордисиға чүшүп бу сөзни шу йәрдә қилғин» — бизниңчә, бу сөз бәлким Зәдәкиядин илгәрки бир падишаға ейтилған болса керәк, чүнки бу сөз бир хил «қутқузуш» үмүтини елип келәтти; лекин 21-бап, 12-14-айәтләрдә Зәдәкия пәқәт «җазалаш»ни күтиду (униңға икки хил җаза елип келиниду).

22:3 Йәр. 7:6; 21:12

22:4 «Давутниң тәхтигә олтарған падишалар, йәни улар, уларниң әмәлдар-хизмәткарлири...» — мошу йәрдики «улар» ибраний тилида «у». Мәлум бир заманда Давутниң тәхтигә олтарған падиша пәқәт бир болиду, әлвәттә.

22:4 Йәр. 17:25

22:5 «Мән Өз намим билән қәсәм ичкәнки..» — ибраний тилида «Мән Өзүм билән қәсәм ичкәнки...».

22:6 «Сән Маңа худди Гилеад, Ливанниң чоққисидәк...» — Гилеад вә Ливан гөзәл орманлиқлири билән даңқи чиққан җайлардур. Жуқирида ейтқинимиздәк, падишаниң ордиси һәр хил яғачлар билән безәлгән еди.

22:7 «Мән һәр бири яхши қуралланған вәйран қилғучиларни саңа қарши әвәтимән; улар «есил кедирлириңни» кесиветип, отқа ташлайду» — ордидики чирайлиқ яғач түврүк-ясақлар тоғрилиқ жуқуриқи 6-айәттики изаһатни көрүң.

22:7 Йәр. 15:6

22:8 Қан. 29:23; 1Пад. 9:8

22:10 «Өлгинигә жиғлимаңлар, униң үчүн аһ-зарлимаңлар; бәлки сүргүн болғини үчүн қаттиқ жиғлаңлар...» — (изаһат: — төвәндики 10-30-айәтләр болса, Йәһуданиң үч падишасиниң җазаси тоғрилиқ бешарәтләрдин ибарәт. Шуңа, бешарәтләр миладийәдин илгири 609-597-жиллар мәзгилидә берилгән; шүбһисизки, Йәрәмияниңму бу йәрдә уларни бир йәрдә баян қилишниң мәхсити, бу әрзимәс падишаларни 23-баптики бешарәттә көрситилгән «һәқиқий баққучи» — йәни Мәсиһ билән селиштуруштин ибарәттур. Падишаһлар («хәлиқни баққучи») әйиплик (22), Йерусалимдикиләр өзлириму әйиплик (20-23), чүнки улар бу падишалар («баққучилар»)ниң әйш-ишрәтлик турмушиға қизиққан, һәшәмәтлик ордисидин пәхирләнгән; улар йәнә бу падишаларниң чоқунған бутлириға чоқунған, шуниңдәк уларниң ят әлниң падишалири («сениң ашнилириң») билән болған иттипақлишишлирини толуқ қоллиған. Ундақ иттипақлишиш Пәрвәрдигарға таянмаслиқтин ибарәт еди). (1-бешарәт (10-12) тоғрилиқ изаһат: — миладийәдин илгири 609-жили Йосия падиша Мисир падишаси Пирәвн тәрипидин җәңдә өлтүрүлгән. У адаләтлик-диянәтлик падиша болуп, нурғун хәлиқ униң өлүмигә қаттиқ өкүнүшти. Йәһоаһаз тәхтидә үч айла олтарған, андин миладийәдин илгири 609-597-жиллири Пирәвн тәрипидин сүргүн қилинған. Бу бешарәт шу чағда берилиши керәк еди. Шуңа бешарәттики «өлгини» болса Йосияни, «сүргүн болғини» болса Йәһоаһазни көрситиду).

22:11 «Шаллум» — Йәһоаһазниң биринчи исми, мәнаси «һесап елиш» болғачқа, Йәрәмия бәлким уни мошу йәрдә қәстән ишлитиду; униңдин һесап елинидиған болиду.

22:12 «у әсир қилинип апирилған жутта өлиду, у бу зиминни иккинчи көрмәйду.» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулуши тоғрисида «2Пад.» 34:23ни көрүң.

22:13 «Өйини адилсизлиқ билән, балихана-равақлирини адаләтсизлик билән қурғанниң һалиға вай!...» — бу Йәһоакимни көрситиду. Бу бешарәт (13-19, 20-23) Йәһоаким тоғрилиқ бешарәт. «2Пад.» 23:34-24:6диму хатириләнгән, Пирәвн Йәһоаһазни сүргүн қилғандин кейин укиси Йәһоакимни «қончақ падиша» болушқа тиклигән. У он бир жил тәхткә олтарған, рәзил падиша еди. Йәһудий тарихшунас Йосефус Йәһоакимниң өлүми бешарәттәк болғанлиғини хатирилигән (Йосефусниң «Қедимки ишлар»и, 10-бап, 6:3).

22:13 Лав. 19:13; Қан. 24:14,15; Һаб. 2:9

22:15 «Сениң атаң йәп-ичишкә тәшәккүр ейтип, адаләт вә дурус ишларни жүргүзгән әмәсму?» — «атаң» болса дурус падиша Йосия еди. «...йәп-ичишкә тәшәккүр ейтип...» ибраний тилида пәқәт сөзмусөз болса: «у йегән вә ичкән...» дейилиду.

22:18 Йәр. 16:4, 5, 6

22:19 «у ешәкниң дәпнисидәк көмүлиду, җәсити Йерусалим дәрвазилириниң сиртиға чөрүп ташлиниду» — Йәһудий тарихшунас Йосефусниң дегини бойичә болғанда, Небоқаднәсар униң җәситини Йерусалимниң сепилидин сиртқа ташливәткән еди.

22:19 Йәр. 15:3; 36:30

22:20 «Ливанға чиқип пәряд қил, Башанда авазиңни көтәр, Абаримниң чоққилиридинму налә көтәр» — бу үч җай (Ливан, Башан, Абарим) һәммиси «жуқури җай»лар еди. Исраилниң еғир бир гунайи болса «жуқури җай»ларға чиқип шу йәрдә бутларға «тавапгаһ» ясап уларға чоқунуштин ибарәт. Лекин уларға «ашнилар» болған бутларниң һәммиси дүшмән тәрипидин бузулиду яки булинип кетиду (22-айәтниму көрүң). «Ашнилар» иккинчи мәнаси бәлким улар иттипақдаш қилмақчи болған «ят әлләр»ниму көрситиду (22-айәтниму көрүң).

22:21 «Мән аман-есән турғиниңда саңа агаһландурдум» — бу бәлким Йәрәмиядин илгәрки пәйғәмбәрләрниң сөзлирини көрситиду.

22:21 Йәр. 5:23; 7:23-28; 11:7, 8; 13:10, 11; 16:12; 17:23; 18:12; 19:15

22:22 «баққучилар» — «баққучилар», шүбһисизки, падишалар, аталмиш «пәйғәмбәрләр» вә каһинларни көрситиду. «Ашнилар» болса бәлким улар чоқунған бутларни һәмдә йәнә өзи бутларға чоқунған иттипақдаш қилмақчи болған «ят әлләр»ниму көрситиду (22-айәтниму көрүң).

22:23 «қанчилик иңрап кетисән» — яки, «немидегән ечинарлиқ боларсән-һә!»

22:24 «Сән Йәһоакимниң оғли Кония һәтта оң қолумдики мөһүрлүк үзүк болсаңму, Мән сени шу йәрдин жулуп ташлаймән...» — бу бешарәт (24-30) Йәһоакин (қисқа исми, Кония) падиша тоғрилиқтур. Йәһоакин миладийәдин илгири 597-жили атиси Йәһоакимниң орнини бесип, үч айла тәхттә олтарған. У рәзил падиша болуп, Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинған. Бу ишлар «2Пад.» 23:34-24:6дә хатириләнгән). Әмәлийәттә Йәһоакин (Кония, яки Йәконияһ) вә Йәһуданиң барлиқ падишалири Пәрвәрдигарниң һоқуқиниң вәкили болғачқа, уларни униң «мөһүрлүк үзүк»и дегили болатти. Оқурмәнләр бир падишаниң «мөһүрлүк үзүк»иниң өзигә шунчә муһим вә қәдирлик болидиғанлиғини тәсәввур қилалайду; әгәр Худа «мөһүрлүк үзүк»ни ташливәткән болса, ундақта үзүктә интайин жиркиничлик бир иш чоқум пәйда болған болуши керәк еди.

22:30 «Бу адәм «пәрзәнтсиз, өз күнидә һеч ғәлибә қилалмиған бир адәм» дәп язғин; чүнки униң нәслидин һеч қандақ адәм ғәлибә қилип, Давутниң тәхтигә олтирип Йәһуда арисида һөкүм сүрмәйду» — бу 30-айәттики муһим бир бешарәт тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизгә қараң.