□5:2 «...бирла адәмни тапсаңлар, шунда мән бу шәһәрни кәчүримән! (1-айәт)... Гәрчә улар: «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичкән болсиму, улар ялғандин сөзләйду, деди» — кейин, Йәрәмия бир нәччә шундақ адил, садиқ адәмләр (мәсилән, Баруқ, Аһикам, Әбәд-Мәләк) билән тонушқан. Лекин Пәрвәрдигар униңға бу сөзләрни қилғанда у мошундақларни тапалмиған.
■5:3 Йәш. 1:5; 9:12; Йәр. 2:30
□5:6 «ормандин чиққан бир шир ..., баявандин чиққан бир бөрә ...; илпиз шәһәрләргә қарап пайлайду» — бу айәттики житқуч һайванлар көчмә мәнидә болуп дүшмәнләрни көрситиду, әлвәттә.
□5:7 «Мән һәммә һаҗәтлиридин чиққан болсамму, лекин улар зинахорлуқ қилип, паһишиләрниң өйигә топ-топ болуп меңиватиду» — бу айәт бәлким роһий җәһәттики вапасизлиқни көрситиду. Худа Исраилни «Мениң аялим» дәп атайду (2:10, 3-бапни көрүң). 8-айәт җисманий җәһәттики зинахорлуқниму көрситиду.
□5:10 «Униң үзүм чүнәклиридин өтүп, .... шахлирини қирип ташлаңлар, чүнки улар Пәрвәрдигарға тәвә әмәстур» — бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң сепиллириға ямишип чиқип вәйранчилиқ қилиңлар, лекин уларни пүтүнләй набут қиливәтмәңлар; истиһкамлирини елип ташлаңлар, чүнки улар Пәрвәрдигарға тәвә әмәстур».
□5:13 «Пәйғәмбәрләр болса пәқәт бир шамалдин ибарәт болиду, халас» — ибраний тилида «роһ» вә «шамал» бир сөз билән ипадилиниду. Шубһисизки, «пәйғәмбәрләр» өзлирини «бизгә Худаниң Роһи толдурулған» дәйду, лекин Худа уларни пәқәт «шамалға толдурулған» дәйду.
■5:15 Қан. 28:49; Йәр. 1:15; 6:22
■5:17 Лав. 26:16; Қан. 28:31,33
□5:19 «ят болғанларниң қуллуғида болисиләр» — «ят болғанлар» бәлким икки бислиқ сөзләр болүп, һәм «ят бутлар» һәм «ят адәмләр»ниму көрситиду.
■5:22 Аюп 38:10, 11; Зәб. 32:7-8; 103:9
□5:24 «авалқи ямғур»...«кейинки ямғур»... — «авалқи ямғур» адәттә 11-айда йеғип, тупрақни юмшитиду, йәрни һайдап уруқ селишқа тәйярлиниду. «кейинки ямғур» болса Пәләстиндә 3- яки 4-айда яғиду, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һеч һосул болмайду. «бизгә һосул пәслини бекитип аман-есән сақлиғучи» — ибраний тилида «бизгә һосул пәслидики һәптиләрни сақлиғучи...».
□5:28 «улар өз мәнпәәтини көзләп хәқләрниң дәвасини, житим-йесирләрниң дәвасини соримайду...» — башқа бир хил тәрҗимиси болса: «улар хәқләрниң дәвасини, һәтта житим-йесирләрниң дәвасини сориғини билән һәргиз уни адил соримайду».
■5:28 Қан. 32:15; Йәш. 1:23; Зәк. 7:10
□5:29 «җазалимай қоямдим» — ибраний тилида «йоқлимамдим?!».
□5:31 «каһинлар болса өз һоқуқ даирисини кеңәйтип һөкүмранлиқ қилмақта...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «каһинларму уларниң вастиси билән (демәк, пәйғәмбәрләрниң ялған бешарәтлиридин пайдилинип) һөкүмранлиқ қилмақта». Лекин «Йәрәмия» дегән китапта бундақ ишлар йәнә тилға елинмайду, шуңа тәрҗимимиз бәлким тоғридур.
■5:31 Йәр. 14:18; 23:25, 26; Әз. 13:6