13
Чирип кәткән ич тамбалдин алған савақ
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Барғин, канап ич тамбални ал, белиңгә бағла; лекин уни суға чилима. Шуңа Пәрвәрдигар маңа дегәндәк мән бир ич тамбални алдим вә белимгә бағлап қойдум.
Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим маңа келип мундақ дейилди: — «Сән пулға алған, белиңгә бағланған ич тамбални елип, орнуңдин тур, Фратқа берип шу йәрдә ташниң йериқиға йошуруп қой». «...орнуңдин тур, Фратқа берип,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...орнуңдин тур, Әфрат (дәрияси)ға берип...». Йәрәмияниң жути Анатотға йеқин «Фрат» дегән кичик бир йеза еди. Әфрат дәрияси болса Пәләстиндин 550 километр жирақ. Әгәр тоғра тәрҗимиси «Фрат» болса, шүбһисизки, бу йәнила сөз оюни арқилиқ «Әфрат дәрияси»ни, шуниңдәк Әфрат дәриясиниң бойида қурулған Асурийә империйәсини, шундақла кейинки Бабил империйәсини көрситиду. Бу икки империйәниң Исраилға андин кейин Йәһудаға (улар шу йәргә сүргүн болған вақтида) етиқатни булғайдиған тәсири болған. Асурийәниң бутпәрәслигиниң вә Бабилниң пулпәрәслигиниң етиқатни булғайдиған тәсири бар еди.
Ишниң башқа бир хил шәрһи: улар әсли Пәрвәрдигарға «чиң мунасивәттә бағлиниш»и керәк еди. Лекин буниң орниға улар Бабилға бағланмақчи болуп (Һәзәкия падишаниң күнлиридә) булғинип кәткән. Лекин бизниңчә бундақ шәрһи Йәрәмияниң дәвригә уйғун кәлмәйтти.
Шуңа мән бардим вә Пәрвәрдигар маңа буйруғандәк уни Фратқа йошуруп қойдум. Көп күнләр өткәндин кейин, Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, Фратқа берип, Мән саңа шу йәргә йошурушқа буйруған ич тамбални қолуңға ал» — деди.
Шуңа мән Фратқа бардим; мән йошурған йәрдин ич тамбални колап чиқирип қолумға алдим; мана, ич тамбал сесип чирип кәткән еди, пүтүнләй кийгүсиз болған еди. Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһуданиң пәхрини вә Йерусалимниң чоң пәхрини мошу һалда йоқитимән; 10 Мениң сөзлиримни аңлашни рәт қилған, көңлидики җаһиллиғида маңидиған, башқа илаһларниң қуллуғида болуп, уларға ибадәт қилишқа интилидиған бу рәзил хәлиқ пүтүнләй кардин чиққан бу ич тамбалға охшаш болиду. 11 Чүнки худди ич тамбал адәмниң чатириқиға чиң бағланғандәк, уларму Маңа йеқин бир хәлиқ болсун, Маңа нам-аброй, мәдһийә вә шан-шәрәп кәлтүрсун дәп, Мән Исраилниң пүткүл җәмәтини вә Йәһуданиң пүткүл җәмәтини Өзүмгә чиң бағландурғанмән — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар һеч қулақ салмиди. «...худди ич тамбал адәмниң чатириқиға чиң бағланғандәк, уларму Маңа йеқин бир хәлиқ болсун ... дәп, Мән Исраилниң пүткүл җәмәтини вә Йәһуданиң пүткүл җәмәтини Өзүмгә чиң бағландурғанмән» — бу тәмсилниң мәнаси бәлким шуки, Исраил Худаға чиң бағланған болса, һеч булғанмайтти (тәмсилдә пәйғәмбәр өзи Худаға вәкил болиду). Лекин бу зич мунасивәттин айрилса, бәрибир ят әлләр (мәсилән, Асурийә, Бабилдәк) тәрипидин булғиниду. 1-айәттики «суға чилима» дегән сирлиқ буйруқ, бәлким бу зич мунасивәтниң һеч айрилмаслиғи керәклигини тәкитлигән болуши мүмкин.
12 Уларға мошу сөзни дегин: — Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәк». Улар саңа: «Әҗәба, һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәклигини убдан билмәмдуқ?» — дәйду; «Һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәк» — бәлким хәлиқ арисидики мақал-тәмсил болуши мүмкин — мәнаси бәлким «һәммә иш оңушлуқ болиду» яки «көпрәк күткүн болсаң көпрәк алисән» қатарлиқлар.
Ибраний тилида «едиш» вә «ахмақ» бир-биригә охшап кетиду. Хәлиқ пәқәтла өз кәйп-сапсини (шарап буниң символи болуп) интилип қоғлиғандин кейин Худа уларға: «Мән силәр издигиниңларни өз бешиңларға чүшүримән, силәр бир-бириңларни набут қилисиләр» дәп җавап бәргән охшайду.
13 Сән уларға мундақ дәйсән: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, мән бу зиминда барлиқ туруватқанларни, Давутқа вәкил болуп униң тәхтигә олтарған падишаларни, каһинларни вә пәйғәмбәрләрни һәмдә Йерусалимда барлиқ туруватқанларни мәслик-беһошлуқ билән толдуримән. 14 Мән уларни бир-биригә, йәни ата билән оғуллириниму охшашла бир-биригә соқушқа салимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларға ичимни ағритмаймән, уларни айимаймән, уларға рәһим қилмаймән; уларни набут қилишқа һеч нәрсә мени тосумайду. 15 Аңлаңлар, қулақ селиңлар, һали чоң болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған. 16 Әнди У бешиңларға зулмәт чүшүргичә, путуңлар завал чүшкән тағларда путлашқандәк путлашқичә, У силәр издигән нурни өлүм сайисиға, қап қараңғулуққа айландурғичә, Пәрвәрдигар Худайиңларға лайиқ шан-шәрәп қайтуруңлар! Зәб. 43:21-22
 
Йәрәмия өз дәрд-әлимини хәлиққә билдүриду
17 Буни аңлимисаңлар, силәрниң һакавурлуғуңлар түпәйлидин җеним йошурунчә жиғлайду; аччиқ жиғлап көз яшлирим еқип ташиду; чүнки силәр, и Пәрвәрдигарниң падиси, сүргүн қилинисиләр. Жиғ. 1:2,16
 
Пәрвәрдигарниң сөзи давамлишиду
18 Падиша вә ханишқа: «Тәхтиңлардин чүшүп йәргә олтириңлар; чүнки көркәм таҗлириңлар бешиңлардин чүшүрүлиду» — дегин. «Падиша вә ханишқа: «Тәхтиңлардин чүшүп йәргә олтириңлар... таҗлириңлар бешиңлардин чүшүрүлиду» — дегин» — падиша вә ханиш бәлким Йәһоакин вә анисини көрситиду. Улар миладийәдин илгири 597-жили сүргүн болған («Йәр.» 22:26, 29:2, «2Пад.» 24:14-16ни көрүң). 19 Җәнупдики шәһәрләр қоршивелнип тақилиду; уларни ачидиған һеч ким болмайду; пүткүл Йәһуда сүргүн болиду; уларниң һәммиси әсиргә чүшүп сүргүн болиду. «Җәнупдики шәһәрләр қоршивелнип тақилиду; уларни ачидиған һеч ким болмайду» — демәк, һеч ким чиқалмайду, һеч ким кирәлмәйду. 20 Бешиңни көтәр, и Зион, шималдин чиққанларға қара; саңа тапшурулған пада, йәни йеқимлиқ падаң нәгә кәткәнду? «Бешиңни көтәр, и Зион, шималдин чиққанларға қара; саңа тапшурулған пада, йәни йеқимлиқ падаң нәгә кәткәнду?» — бу айәттики пеиллар «аялчә род»та болуп, бу сөзләр бәлким Йерусалимға, йәни униңда турған «Худаниң хәлқи болған пада баққучилири»ға — падишаға, каһинларға вә «пәйғәмбәрләр»гә ейтилиду. 21  Пәрвәрдигар сени башқурушқа достлириңни бекиткинидә сән немә дейәләйттиң? Әсли өзүң уларға башқурушни үгәткән турсаң! Шу тапта толғақ тутқан аялдәк азап-оқубәтләр сени тутмамду? «Пәрвәрдигар сени башқурушқа достлириңни бекиткинидә сән немә дейәләйттиң? Әсли өзүң уларға башқурушни үгәткән турсаң!» — Исраилниң иттипақдашлири («достлар»и) авал Асурийә, андин Бабилни өз ичигә алған еди. Уларниң һәммиси Исраил билән болған мунасивитидин пайдиланмақчи болған, халас (мәсилән, «Йәшая» 39-бапни көрүң; Бабилниң әлчилири Йәһуданиң көп мәлуматлирини егилигәндин кейин уларға асийлиқ қилған).
22 Сән әгәр көңлүңдә: Бу ишлар немишкә бешимға чүшти? — дәп сорисаң, бу ишлар қәбиһлигиң интайин еғир болғанлиғидин болди — көйникиң салдуруп ташланди, йотилириң зораванлиқта ашкариланди. «йотилириң зораванлиқта ашкариланди» — ибраний тилида «тапанлириң зораванлиқта яриланди» — вапасиз аял бәлким өз йолдиши тәрипидин шундақ муамилигә учриши мүмкин.   Йәш. 47:2, 3; Йәр. 5:19; 16:10 23 Ефиопийәлик қара терисини өзгәртәләмду? Яки илпиз чипар тәңгилирини өзгәртәләмду? Ундақ болғанда силәр рәзилликни қилишқа көнгәнләрму яхшилиқни қилалайдиған болисиләр! 24 Әнди чөл-баявандики шамал һайдивәткән самандәк Мән силәрни һайдап чачимән.
25 Бу сениң ақивитиң болиду, Мән саңа бекиткән несивәң, — дәйду Пәрвәрдигар; чүнки сән Мени унтуғансән, ялғанчилиққа таянғансән. «сән Мени унтуғансән, ялғанчилиққа таянғансән» — «ялғанчилиқ» мошу йәрдә бәлким бутларни көрситиду. 26 Шуңа Мән көйникиңниң пәшлирини йүзүң үстигә көтирип ташлаймән, номусуң көрүлиду. 27 Аһ, сениң зиналириң, айғирниңкидәк похур кишнәшлириң, егизликләрдә вә етизларда болған бузуқчилиқлириңниң пәскәшлиги! — Барлиқ жиркиничликлириңни көрдум! Һалиңға вай, и Йерусалим! Сән пак қилинишни қачанғичә рәт қилмақчисән?! «Аһ, сениң зиналириң, айғирниңкидәк похур кишнәшлириң, егизликләрдә вә етизларда болған бузуқчилиқлириңниң пәскәшлиги! ...» — бу айәт шүбһисизики, бутпәрәсликни көрситиду. У Худаниң көз алдида жиркиничлик зинахорлуққа охшаштур. Лекин оқурмәнләргә шу бәлким аянки, мундақ бутпәрәслик Худаға вапасизлиқ болуп роһий җәһәттә паһишивазлиқ болупла қалмай, Пәләстиндики бутпәрәсликтә кишиләр бутлириға «аталған», бутханида турған паһишә аялларға пул берип улар билән ятатти.
 
 

13:4 «...орнуңдин тур, Фратқа берип,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...орнуңдин тур, Әфрат (дәрияси)ға берип...». Йәрәмияниң жути Анатотға йеқин «Фрат» дегән кичик бир йеза еди. Әфрат дәрияси болса Пәләстиндин 550 километр жирақ. Әгәр тоғра тәрҗимиси «Фрат» болса, шүбһисизки, бу йәнила сөз оюни арқилиқ «Әфрат дәрияси»ни, шуниңдәк Әфрат дәриясиниң бойида қурулған Асурийә империйәсини, шундақла кейинки Бабил империйәсини көрситиду. Бу икки империйәниң Исраилға андин кейин Йәһудаға (улар шу йәргә сүргүн болған вақтида) етиқатни булғайдиған тәсири болған. Асурийәниң бутпәрәслигиниң вә Бабилниң пулпәрәслигиниң етиқатни булғайдиған тәсири бар еди. Ишниң башқа бир хил шәрһи: улар әсли Пәрвәрдигарға «чиң мунасивәттә бағлиниш»и керәк еди. Лекин буниң орниға улар Бабилға бағланмақчи болуп (Һәзәкия падишаниң күнлиридә) булғинип кәткән. Лекин бизниңчә бундақ шәрһи Йәрәмияниң дәвригә уйғун кәлмәйтти.

13:11 «...худди ич тамбал адәмниң чатириқиға чиң бағланғандәк, уларму Маңа йеқин бир хәлиқ болсун ... дәп, Мән Исраилниң пүткүл җәмәтини вә Йәһуданиң пүткүл җәмәтини Өзүмгә чиң бағландурғанмән» — бу тәмсилниң мәнаси бәлким шуки, Исраил Худаға чиң бағланған болса, һеч булғанмайтти (тәмсилдә пәйғәмбәр өзи Худаға вәкил болиду). Лекин бу зич мунасивәттин айрилса, бәрибир ят әлләр (мәсилән, Асурийә, Бабилдәк) тәрипидин булғиниду. 1-айәттики «суға чилима» дегән сирлиқ буйруқ, бәлким бу зич мунасивәтниң һеч айрилмаслиғи керәклигини тәкитлигән болуши мүмкин.

13:12 «Һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәк» — бәлким хәлиқ арисидики мақал-тәмсил болуши мүмкин — мәнаси бәлким «һәммә иш оңушлуқ болиду» яки «көпрәк күткүн болсаң көпрәк алисән» қатарлиқлар. Ибраний тилида «едиш» вә «ахмақ» бир-биригә охшап кетиду. Хәлиқ пәқәтла өз кәйп-сапсини (шарап буниң символи болуп) интилип қоғлиғандин кейин Худа уларға: «Мән силәр издигиниңларни өз бешиңларға чүшүримән, силәр бир-бириңларни набут қилисиләр» дәп җавап бәргән охшайду.

13:16 Зәб. 43:21-22

13:17 Жиғ. 1:2,16

13:18 «Падиша вә ханишқа: «Тәхтиңлардин чүшүп йәргә олтириңлар... таҗлириңлар бешиңлардин чүшүрүлиду» — дегин» — падиша вә ханиш бәлким Йәһоакин вә анисини көрситиду. Улар миладийәдин илгири 597-жили сүргүн болған («Йәр.» 22:26, 29:2, «2Пад.» 24:14-16ни көрүң).

13:19 «Җәнупдики шәһәрләр қоршивелнип тақилиду; уларни ачидиған һеч ким болмайду» — демәк, һеч ким чиқалмайду, һеч ким кирәлмәйду.

13:20 «Бешиңни көтәр, и Зион, шималдин чиққанларға қара; саңа тапшурулған пада, йәни йеқимлиқ падаң нәгә кәткәнду?» — бу айәттики пеиллар «аялчә род»та болуп, бу сөзләр бәлким Йерусалимға, йәни униңда турған «Худаниң хәлқи болған пада баққучилири»ға — падишаға, каһинларға вә «пәйғәмбәрләр»гә ейтилиду.

13:21 «Пәрвәрдигар сени башқурушқа достлириңни бекиткинидә сән немә дейәләйттиң? Әсли өзүң уларға башқурушни үгәткән турсаң!» — Исраилниң иттипақдашлири («достлар»и) авал Асурийә, андин Бабилни өз ичигә алған еди. Уларниң һәммиси Исраил билән болған мунасивитидин пайдиланмақчи болған, халас (мәсилән, «Йәшая» 39-бапни көрүң; Бабилниң әлчилири Йәһуданиң көп мәлуматлирини егилигәндин кейин уларға асийлиқ қилған).

13:22 «йотилириң зораванлиқта ашкариланди» — ибраний тилида «тапанлириң зораванлиқта яриланди» — вапасиз аял бәлким өз йолдиши тәрипидин шундақ муамилигә учриши мүмкин.

13:22 Йәш. 47:2, 3; Йәр. 5:19; 16:10

13:25 «сән Мени унтуғансән, ялғанчилиққа таянғансән» — «ялғанчилиқ» мошу йәрдә бәлким бутларни көрситиду.

13:27 «Аһ, сениң зиналириң, айғирниңкидәк похур кишнәшлириң, егизликләрдә вә етизларда болған бузуқчилиқлириңниң пәскәшлиги! ...» — бу айәт шүбһисизики, бутпәрәсликни көрситиду. У Худаниң көз алдида жиркиничлик зинахорлуққа охшаштур. Лекин оқурмәнләргә шу бәлким аянки, мундақ бутпәрәслик Худаға вапасизлиқ болуп роһий җәһәттә паһишивазлиқ болупла қалмай, Пәләстиндики бутпәрәсликтә кишиләр бутлириға «аталған», бутханида турған паһишә аялларға пул берип улар билән ятатти.