Намсиз затниң авазниң бир ипадисини көрүш үчүн Инҗил, «Луқа» 3-бап 1-6-айәтни, «Юһ.» 1:23ни көрүң. Шу йәрләрдә «намсиз зат»ниң дәл чүмүлдүргүчи Йәһя пәйғәмбәрниң өзи екәнлиги көрситилиду. ■ Мат. 3:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23
□40:2 «Йерусалимниң қәлбигә сөз қилип униңға җакалаңларки,....» — мәзкур хәвәрни кимниң җакалиши керәклиги ейтилмиди. Бәлким мошу сөз Худаниң барлиқ пәйғәмбәрлиригә қаритилиду. Кириш сөзимиздә дейилгинидәк, китапниң қалған қисимлири (40-66-баплар) Йәшаяниң өмридин кейинки бир дәвирдики Исраиллар, йәни паланди болидиған бир дәвиргә яки дәвирләргә қаритилиду; сүргүн қилғучи Бабил империйәси болғини билән, көрүп туримизки, «Йәшая»ниң биринчи қисмидикидәк, иккинчи қисимдики бәзи бешарәтләрму ахирқи заманларни көрситиду. «Барлиқ гуналириниң орниға икки һәссиләп меһри-шәпқитини алди» — ибраний тилида «гуналири үчүн иккә һәссиләп алди» дейилиду. Шәрһчиләрниң «икки һәссиләп» дегән мошу ибарә үстидә бир-биригә охшап кетидиған үч хил көзқариши бар: — (1) Исраил гуналири үчүн икки һәссә җаза алди. Исраил Худаниң «тунҗа оғли» болуп, башқа әл-милләт билән селиштурғанда, икки һәссә бәрикәт алиду. У «тунҗа оғли» болуп, йәнә башқа әл-милләтләр билән селиштурғанда қобул қилған вәһий-хәвириму көп. Шуңа буларни башқа әлләргә йәткүзүш мәсъулийитиму көп; гунайи бар болса башқа әл-милләтләр билән селиштурғанда «икки һәссә» артуқ җазалиниши керәк. Бирақ бу бешарәткә қариғанда, уларниң җазалиниш мәзгили ахирлашти. (2) «Икки һәссиләп»ниң мәнаси «дәл гунайиға мас келидиған җаза» дегәнликтур. (3) Худа Исраилға зор меһри-шәпқәт көрситип, йәни гунайиниң орниға «икки һәссиләп» меһри-шәпқәтни йәткүзиду. Бизниң пикримиз әйни шундақ (61-бап, 7-айәтни көрүң). Ундақта «икки һәссиләп» болса һәм кәчүрүм қилиниш һәм Худаниң Роһини, йеңи һаятни қобул қилиштин ибарәттур (мәсилән, 43-бап, 25-айәттин 44-бап, 5-айәткичә, һәм 61-бап, 7-айәтниму көрүң). Мундақ зор меһри-шәпқәтниң келип-чиқиш сирлири 53-бапта ашкарилиниду. Мошу үч хил көзқарашниң қайсисиниң тоғра болушидин қәтъийнәзәр, умумий мәнаси шуки, Худа уларни кәчүрүм қилмақчи һәм уларға меһриванлиғини көрсәтмәкчи.
□40:3 «Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, чөл-баяванда Худайимиз үчүн бир йолни көтирип түптүз қилиңлар!» — мошу намсиз затниң авази ейтқан йол жуқуриқи 35-баптики йол әмәс; әшу йол Зионға қайтқанлар үчүн тәйярланған. Мошу йолни болса, Худаниң Өзиниң келишини қарши елиш үчүн (сөйүмлүк бир падиша қарши елинғандәк) адәмләр тәйярлиши керәк. Намсиз затниң авазниң бир ипадисини көрүш үчүн Инҗил, «Луқа» 3-бап 1-6-айәтни, «Юһ.» 1:23ни көрүң. Шу йәрләрдә «намсиз зат»ниң дәл чүмүлдүргүчи Йәһя пәйғәмбәрниң өзи екәнлиги көрситилиду.
■40:3 Мат. 3:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23
■40:6 Аюп 14:2; Зәб. 89:5, 6; 101:12; 102:15; Яқ. 1:10; 1Пет. 1:24
□40:7 «Бәрһәқ, барлиқ хәлиқму от-чөптур» — мошу йәрдә «хәлиқ» Исраил хәлқини көрситиду.
□40:8 «От-чөп солишиду, гүл хазан болиду; бирақ Худайимизниң калам-сөзи мәңгүгә туриду!» — шәрһимиз бойичә, 3-5-айәттики аваз чүмүлдүргүчи Йәһя пәйғәмбәрниңки, 6-айәттики биринчи намсиз затниң авази Худаниңки; иккинчи намсиз затниң сәл үмүтсизлән һаләттә соал сориған авази йәнила Йәһя пәйғәмбәрниңки. Башқилар иккинчи авазни Йәшаяниңки яки намсиз бир пәйғәмбәрниңки, дәп қарайду. Иккинчи авазниң дегән гәплири 7-айәтни өз ичигә алиду. Худа униңға 8-айәттә «үмүтсизләнмә» дегән мәнидә җавап бериду һәм 9-айәттә сөзини давамлаштуруп, Исраилға зор үмүт йәткүзиду.
□40:10 «Пәрвәрдигарниң билиги» — толуқ мәнаси кейинки бабларда, болупму 53:1дә ашкарилиниду. У болса «Пәрвәрдигарниң һәққаний қули»ниң башқа бир намидур.
■40:11 Йәш. 49:10; Әз. 34:23, 24; Мик. 7:14; Юһ. 10:11
□40:16 «Пүткүл Ливан болса қурбангаһ отиға, униң һайванлири болса бир көйдүрмә қурбанлиққа йәтмәйду» — Ливан орманлиқ көп район. Демәк, Худаға һәқиқий лайиқ ибадәт қилиш үчүн Ливандики барлиқ дәрәқләр қурбангаһқа керәк болидиған отқа йетишмәйду; униңдики барлиқ кала-қойларму қурбанлиқ болушқа йетишмәйду.
□40:22 «чақчиқир» — кичик бир хил чекәткә.
■40:22 Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 44:24