Хәритә - Мәсиһниң дәвридә, Қанаан (Исраилийә) зимини
□3:1 «Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип...» — «Йәһя» ибраний вә грек тиллирида «Юһанна» («Пәрвәрдигарниң шәпқити» дегән мәнидә) билән ипадилиниду. «Йәһя» дегән исим оқурмәнләргә мошу шәклидә тонуш болғанлиғи үчүн уни мошу тәрҗимидә ишләттуқ («Йәһя» әсли әрәбчә сөз еди).
□3:2 «... әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — Инҗилда баштин-ахир «әрш падишалиғи» яки «асманниң падишалиғи» дәп тилға елиниду. Грек тилида дайим «асманларниң падишалиғи» дегән шәклидә елиниду.
□3:3 «Баяванда товлайдиған бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду» — «Йәш.» 40:3.
■3:3 Йәш. 40:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23.
□3:6 «... Йәһяниң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти» — бу йәрдә ейтилған чөмүлдүрүш кишиләрниң: (1) өз гуналириға товва қилғанлиғини; (2) Худаниң падишалиғиниң йеқинлашқанлиғиға вә шундақла (3) Қутқузғучи-Мәсиһниң йеқинлашқанлиғиға иман кәлтүрүшини ипадиләйтти (ахирқи нуқта Инҗилдики кейинки мәзмунда испатлиниду).
□3:7 «Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгән...» — «Пәрисий» вә «Садуқий» тоғрилиқ: — Йәһудийлар арисидики икки мәзһәпниң кишилири. Тәбирләрдики «Пәрисий» вә «Садуқий»ға қаралсун. «Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә; мәнаси бәлким «Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли дегиниңлар қандақ гәп?!».
■3:7 Мат. 12:34; 23:33; Луқа 3:7.
□3:8 «Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!» — «товиға лайиқ мевә» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□3:9 «Өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар!» — «Атимиз Ибраһим бардур!» — демәк, «Биз улуқ Ибраһимниң әвлатлири болған «улуқ Йәһудий миллити»», «Биз һеч немә қилмисақму Худа алдида «Униңға хас алаһидә һәлқ» боливеримиз» дегән позитсийини билдүриду.
□3:10 «Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди» — Йәһя пәйғәмбәрниң бу улуқ сөзи вә 12-айәттики кейинки бешарити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Униң шу баяни «Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида» дегән асасий мәнини билдүриду.
■3:11 Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:15,26; Рос. 1:5; 11:16; 19:4.
□3:16 «Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти...» — немишкә Әйса Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилди? «Қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз. «Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп..» — яки «... пахтәк қияпитидә чүшүп...». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «Перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.
■3:16 Йәш. 11:2; 42:1; Юһ. 1:32.
■3:17 Йәш. 42:1; Мат. 12:18; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.