17
Әйсаниң җулалиқта көрүнүши
Мар. 9:2-13; Луқа 9:28-36
Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти. Мар. 9:2; Луқа 9:28; 2Пет. 1:17. У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди. Вә мана, мухлисларға Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр униң билән сөзлишиватқан һалда көрүнди. Шуниң билән Петрус Әйсаға:
— И Рәб, бу йәрдә болғинимиз немидегән яхши! Халисаң, бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди. «Халисаң, ... бу йәргә үч кәпә ясайли!» — яки «халисаң, ... бу йәргә үч кәпә ясай!». Бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Униң гепи түгимәйла, мана нурлуқ бир булут уларни қапливалди. Мана, булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур, Мән униңдин хурсәнмән. Униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди. Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Рос. 3:22; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
Мухлислар буни аңлап өзлирини йәргә ташлап дүм йетип вәһимигә чүшти. Бирақ Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп:
Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди. Улар бешини көтирип қаривиди, Әйсадин башқа һеч кимни көрмиди.
Тағдин чүшүветип, Әйса уларға:
— Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, бу аламәт көрүнүшни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди. Мар. 9:9; Луқа 9:36.
10 Андин мухлислири униңдин:
— Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти. Мал. 3:23; Мат. 11:14; Мар. 9:11.
11 У уларға җававән:
— Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду. «Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду» — «Илясниң авал келиши» вә униң «һәммини орниға кәлтүрүши»ни көрсәткән бешарәт вә башқа тәпсилатлири Тәврат, «Мал.» 4:5-6дә хатирилиниду. 12 Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, иляс аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиди, бәлки униңға халиғанчә муамилә қилди. Шуниңға охшаш, Инсаноғлиму уларниң қоллирида азап чекиш алдида туриду, — деди. 13 Шу чағда мухлислар униң чөмүлдүргүчи Йәһя тоғрисида сөзләватқанлиғини чүшәнди.
 
Җин чаплашқан балиниң азат қилиниши
Мар. 9:14-29; Луқа 9:37-43
14 Улар халайиқниң йениға барғинида, бир киши униң алдиға келип, тизлинип: Мар. 9:16; Луқа 9:37.
15 Рәб, оғлумға ичиңни ағритқайсән! Чүнки униң тутқақлиқ кесили бар болғачқа, зор азап чекиватиду; чүнки у дайим отниң яки суниң ичигә чүшүп кетиду. «тутқақлиқ кесили» — грек тилида «ай (шари) тәрипидин урулған» дегән сөз билән ипадилиниду. 16 Уни мухлислириңға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди.
17 Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
18 Шуниң билән Әйса җинға тәнбиһ беривиди, җин балидин чиқип кәтти, балиму шуан сақайди.
19 Кейин, Әйса айрим қалғанда, мухлислар униң йениға келип:
— Биз немә үчүн җинни қоғливетәлмидуқ? — дәп сорашти. Мар. 9:28.
20 У уларға: — Ишәшиңлар болмиғанлиғи үчүн. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болсила, силәр аву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч» десәңлар, көчиду; шундақла силәргә мүмкин болмайдиған һеч иш болмайду. Мат. 21:21; Луқа 17:6. 21 Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду — деди. «Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду» — бу айәт бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.
 
Әйсаниң йәнә өлүши вә тирилиши тоғрилиқ ейтиши
Мар. 9:30-32; Луқа 9:43-45
22 Улар Галилийә өлкисидә айлинип жүргинидә, Әйса уларға:
— Инсаноғли сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшурулиду; Мат. 16:21; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22,44; 18:31. 23 улар уни өлтүриду, лекин үчинчи күни у тирилиду, — деди. Буни аңлап мухлислар еғир ғәм-қайғуға чөмүп кәтти.
 
Ибадәтхана беҗи тапшуруш мәсилиси
24 Андин улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана «икки драқма» беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип:
— Устазиңлар «икки драқма»ни төләмду? — дәп сориди. «... ибадәтхана «икки драқма» беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип...» — «ибадәтхана беҗи» мошу йәрдә грек тилида «дидрақма» (икки «драқма» пул) дейилиду. «Дидрақма» әсли бир хил тәңгә болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр әр киши һәр жилда ибадәтханиниң ишлири үчүн «йерим шәкәл» (бир дидрақма) тапшуруш керәк еди. «Мис.» 30:13-16ни көрүң.
25 Төләйду, — деди Петрус.
Лекин у өйгә киргишигила, техи бир немә демәстила Әйса униңдин:
— Симон, сениңчә бу дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму, яки ятлардинму, — дәп сориди. Мат. 22:21; Рим. 13:7.
26 Петрус униңға:
Ятлардин, — девиди, Әйса униңға:
— Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин халий болиду. 27 Бирақ баҗ жиққучиларға путликашаң болмаслиғимиз үчүн, деңизға берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқни елип, ағзини ачсаң, төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип мән вә сән иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди. «Бирақ баҗ жиққучиларға путликашаң болмаслиғимиз үчүн...» — Әйса вә Петрус иккиси «падишаниң пәрзәнти» болуп, Худаниң ибадәтханисиға баҗ төләштин халий еди. Лекин баҗ жиққучилар буни чүшәнмигәчкә, улар төлимисә, бәлким «Бу Әйса тәқвадар әмәс екән, Мәсиһ болалмайду» дәп қелиши, шундақла улар Әйсаға етиқат бағлап, ниҗатқа еришиш пурситидин мәһрум болуши мүмкин. «төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду» — «төрт драқма тәңгә» (грек тилида «статер») — 24-айәттики изаһат оқурмәнләрниң ядида болса көрәләйдуки, бу пул Әйса вә Петрусниң баҗни төлиши үчүн дәл керәклик пул еди.
 
 

17:1 Мар. 9:2; Луқа 9:28; 2Пет. 1:17.

17:4 «Халисаң, ... бу йәргә үч кәпә ясайли!» — яки «халисаң, ... бу йәргә үч кәпә ясай!». Бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.

17:5 Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Рос. 3:22; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.

17:9 Мар. 9:9; Луқа 9:36.

17:10 Мал. 3:23; Мат. 11:14; Мар. 9:11.

17:11 «Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду» — «Илясниң авал келиши» вә униң «һәммини орниға кәлтүрүши»ни көрсәткән бешарәт вә башқа тәпсилатлири Тәврат, «Мал.» 4:5-6дә хатирилиниду.

17:14 Мар. 9:16; Луқа 9:37.

17:15 «тутқақлиқ кесили» — грек тилида «ай (шари) тәрипидин урулған» дегән сөз билән ипадилиниду.

17:19 Мар. 9:28.

17:20 Мат. 21:21; Луқа 17:6.

17:21 «Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду» — бу айәт бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.

17:22 Мат. 16:21; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22,44; 18:31.

17:24 «... ибадәтхана «икки драқма» беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип...» — «ибадәтхана беҗи» мошу йәрдә грек тилида «дидрақма» (икки «драқма» пул) дейилиду. «Дидрақма» әсли бир хил тәңгә болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр әр киши һәр жилда ибадәтханиниң ишлири үчүн «йерим шәкәл» (бир дидрақма) тапшуруш керәк еди. «Мис.» 30:13-16ни көрүң.

17:25 Мат. 22:21; Рим. 13:7.

17:27 «Бирақ баҗ жиққучиларға путликашаң болмаслиғимиз үчүн...» — Әйса вә Петрус иккиси «падишаниң пәрзәнти» болуп, Худаниң ибадәтханисиға баҗ төләштин халий еди. Лекин баҗ жиққучилар буни чүшәнмигәчкә, улар төлимисә, бәлким «Бу Әйса тәқвадар әмәс екән, Мәсиһ болалмайду» дәп қелиши, шундақла улар Әйсаға етиқат бағлап, ниҗатқа еришиш пурситидин мәһрум болуши мүмкин. «төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду» — «төрт драқма тәңгә» (грек тилида «статер») — 24-айәттики изаһат оқурмәнләрниң ядида болса көрәләйдуки, бу пул Әйса вә Петрусниң баҗни төлиши үчүн дәл керәклик пул еди.