18
Худа Өз бәндилириниң дуалирини аңлап дәрдигә йетиду
Вә у уларға, бошашмай, һәрдайим дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида бир тәмсил кәлтүрүп мундақ деди: Рим. 12:12; Әф. 6:18; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17.
— «Мәлум шәһәрдә бир сотчи бар екән. У Худадинму қорқмайдикән, адәмләргиму пәрва қилмайдикән. Шу шәһәрдә бир тул аял бар екән вә у дайим сотчиниң алдиға келип: «Әйипкардин һәққимни елип бәргин» дәп тәләп қилидикән.
У хелә вақитқичә уни рәт қипту; бирақ кейин көңлидә: Худадинму қорқмаймән, адәмләргиму пәрва қилмаймән, лекин бу тул хотун мени аварә қилип кетиватиду, униң маңа чаплишивелип мени һалимдин кәткүзүвәтмәслиги үчүн һәрһалда униң дәвайини сорап қояй!» — дәп ойлапту».
Рәб: Қараңлар, адаләтсиз бу сотчиниң немә дегәнлиригә! У шундақ қилған йәрдә, Худа Өзигә кечә-күндүз нида қиливатқан таллиған бәндилиригә қандақ қилар? Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? «Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?» — «дәрдигә йәтмәс» грек тилида мошу йәрдә йәнә «һәққини бәрмәс» яки «адаләтни жүргүзмәс»ниму билдүриду.
«Гәрчә Худа өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?» — шәрһимизчә, бу җүмлидики «рәзиллик» мошу пүткүл дуниядики рәзилликни көрситиду; Худа Өз бәндилиригә барлиқ тартқан азап-оқубәтләрдә һәмдәрд болиду вә улар билән тәң (улардин артуқрақ, әлвәттә!) мошу дуниядики рәзилликкә сәвир-тақәт қилиду. Худаниң рәзилликкә көрсәткән вә көрситидиған сәвир-тақитиниң пәқәт қиямәт күнигичә болидиғанлиғи һәммимизгә аян. Бу тема үстидә «Кол.» 1:24, «Фил.» 3:10, «Әф.» 3:13ни вә бу язмилардики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Бу ибариниң башқа хил тәрҗимилиридин «уларға қилидиған шапаитини бәк кечиктүрәрму?» дегәнләр бар.
   Вәһ. 6:10. Мән силәргә ейтайки: У уларниң дәрдигә йетип наһайити тезла һәққини елип бериду! Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду? — деди. «Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду?» — демәк, Худа инсанларни дуа қилишқа илһамландуруп, Өзиниң дуаларға иҗабәт қилишқа тәйяр туридиғанлиғи тоғрисида шунчә көп вәдә қилған йәрдә, немишкә иман-ишәш аз болиду? Лекин дәрвәқә аз болуши мүмкин.
 
Пәрисий билән баҗгир
У өзлирини һәққаний дәп қарап, башқиларни көзигә илмайдиған бәзиләргә қаритип, мундақ бир тәмсилни ейтти:
10 — Икки адәм дуа қилғили ибадәтханиға берипту. Бири Пәрисий, йәнә бири баҗгир екән. 11 Пәрисий өрә туруп өз-өзигә мундақ дуа қипту: — «Әй Худа, мениң башқа адәмләрдәк булаңчи, адаләтсиз, зинахор вә һәтта бу баҗгирдәк болмиғиним үчүн саңа шүкүр! Йәш. 1:15; 58:2; Вәһ. 3:17,18. 12 Һәр һәптидә икки қетим роза тутимән вә тапқанлиримниң ондин бир үлүшини сәдиқә қилимән».
13 Бирақ һелиқи баҗгир жирақта туруп бешини көтирип асманға қарашқиму петиналмай мәйдисигә уруп туруп: «Әй Худа, мән мошу гунакарға рәһим қилғайсән!» — дәпту. «Әй Худа, мән мошу гунакарға рәһим қилғайсән!» — «мошу гунакар» грек тилида «дунияда бирдин-бир гунакар» дегән мәнини пуритиду.
14 Мән силәргә шуни ейтайки, бу иккиләндин Пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту. Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилинар, лекин кимки өзини төвән тутса үстүн көтириләр. «...баҗгир кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту» — «кәчүрүмгә еришип» грек тилида «һәққаний қилинип» дейилиду.   Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 14:11; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5.
 
Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши
Мат. 19:13-15; Мар. 10:13-16
15 Әнди қолини тәккүзсун дәп, кишиләр кичик балилириниму униң алдиға елип келәтти. Лекин буни көргән мухлислар уларни әйиплиди. Мат. 19:13; Мар. 10:13. 16 Амма Әйса балиларни йениға чақирип: Кичик балиларни алдимға кәлгили қоюңлар, уларни тосушмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур. Мат. 18:3; 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2. 17 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки: Кимки Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
 
Байларниң Худаниң падишалиғиға кириши тәс
Мат. 19:16-30; Мар. 10:17-31
18 Мәлум бир һөкүмдар Әйсадин: И яхши устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк, — дәп сориди. «Мәлум бир һөкүмдар» — «һөкүмдар» — Рим һөкүмити тәрипидин бекитилгән Йәһудий «һаким». «мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк?» — грек тилида «немә ишни қилишим керәк?» дегән сөз мәлум бир ишни бирла қетим қилишни билдүриду.   Мат. 19:16; Мар. 10:17.
19 Лекин Әйса: Мени немә үчүн яхши дәйсән? Яхши болғучи пәқәт бирла, йәни Худадур. 20 Әмирләрни билисән: — «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, атаңни вә анаңни һөрмәт қил» — деди. Мис. 20:12-16; Қан. 5:17-20; Рим. 13:9; Әф. 6:2; Кол. 3:20.
21 — Буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди у.
22 Әйса буни аңлап униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Пүткүл мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға үләштүрүп бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип маңа әгәшкин! — деди. Мат. 6:19; 19:21; 1Тим. 6:19.
23 Амма у бу гәпни аңлап толиму қайғуға чөмүп кәтти; чүнки у наһайити бай еди. 24 Толиму қайғуға чөмүп кәткәнлигини көргән Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәс-һә! Пәнд. 11:28; Мат. 19:23; Мар. 10:23. 25 Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
26 Буни аңлиғанлар: — Ундақ болса, ким ниҗатқа еришәлисун? — дейишти.
27 Амма у җававән: — Инсанларға мүмкин болмиған ишлар Худаға мүмкиндур — деди. Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37.
28 Әнди Петрус: — Мана, биз бар-йоқимизни ташлап саңа әгәштуқ!? — деди. Мат. 4:20; 19:27; Мар. 10:28; Луқа 5:11.
29 У уларға: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, Худаниң падишалиғи үчүн өй-вақ я ата-аниси я қериндашлири я аяли я балилиридин ваз кәчкәнләрниң һәр бири Қан. 33:9. 30 бу заманда буларға көп һәссиләп муйәссәр болиду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. — деди. Аюп 42:12.
 
Әйсаниң өз өлүмини йәнә бир қетим алдин-ала ейтиши
Мат. 20:17-19; Мар. 10:32-34
31 Андин у он иккәйләнни өз йениға елип уларға мундақ деди: — Мана, биз һазир Йерусалимға чиқиватимиз вә пәйғәмбәрләрниң Инсаноғли тоғрисида пүткәнлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду. Зәб. 21; Йәш. 53:7; Мат. 16:21; 17:22; 20:17; Мар. 8:31; 9:31; 10:32; Луқа 9:22; 24:7. 32 Чүнки у ят әлләрниң қолиға тапшурулиду вә улар уни мәсқирә қилип, харлайду, униң үстигә түкүриду; « Инсаноғли ят әлләрниң қолиға тапшурулиду» — «тапшурулиду» дегәнниң «сатқунлуқ қилиниду» дегән иккинчи мәнасиму бар.   Мат. 27:2; Луқа 23:1; Юһ. 18:28; Рос. 3:13. 33 улар уни қамчилиғандин кейин өлтүрүветиду; вә у үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
34 Бирақ улар бу сөзләрдин һеч немини чүшәнмиди. Бу сөзниң мәнаси улардин йошурулған болуп, униң немә ейтқинини биләлмәй қалди. «Бу сөзниң мәнаси улардин йошурулған болуп...» — кимниң тәрипидин йошурулғанлиқ ейтилмайду. Шәйтан тәрипидинму, яки Худа тәрипидинму? Яки пәқәт өз галлиғи тәрипидинму? Бу қетим сөзниң мәзмуни илгәрки қетимдики сөзлиригә охшаш еди (9:45). Бизниңчә йошурғучи Шәйтан, лекин Худа Шәйтанниң алдишиға йол қоюши билән, уларниң чүшәнмәслиги арқилиқ өз шан-шәривини техиму рошән қилмақчи болди. «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
Әйсаниң қариғу тиләмчини сақайтиши
Мат. 20:29-34; Мар. 10:46-52
35 Вә шундақ иш болдики, у Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда, бир кор киши йолниң бойида олтирип тиләмчилик қиливататти. «Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда» — Матта бу вақиәни баян қилғанда («Мат.» 20:29) «Йериходин чиққанда» дәйди. Әмәлийәттә шу вақитта икки «Йерихо шәһири» бар еди, худди Қәшқәрдики «йеңи шәһәр» вә «кона шәһәр»ләрдәк.   Мат. 20:29; Мар. 10:46. 36 У көпчиликниң өтүп кетиватқанлиғини аңлап: — Немә иш болғанду? — дәп сориди. 37 Хәқ униңға:
— Насарәтлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп хәвәр бәрди.
38 — И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп вақирап кәтти у. «И Давутниң оғли Әйса,...» — «Давутниң оғли» Мәсиһни көрситиду (пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болатти).
39 Вә Әйсаниң алдида меңиватқанлар уни: — Шүк олтар! дәп әйипләшти. Бирақ у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ вақириди.
40 Әйса қедимини тохтитип, уни алдиға башлап келишни буйруди. Қариғу униңға йеқин кәлгәндә у униңдин: 41 — Сән мени немә қилип бәр, дәйсән? — дәп сориди.
— И Рәббим, қайта көридиған болсамиди! — деди у.
42 Әйса униңға: — Көридиған болғин! Етиқатиң сени сақайтти, — деди.
43 Вә униң көзи шуан ечилди; у Әйсаға әгишип, йол бойи Худани улуқлап маңди. Вә барлиқ халайиқму буни көрүп Худаға мәдһийә оқуди.
 
 

18:1 Рим. 12:12; Әф. 6:18; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17.

18:7 «Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?» — «дәрдигә йәтмәс» грек тилида мошу йәрдә йәнә «һәққини бәрмәс» яки «адаләтни жүргүзмәс»ниму билдүриду. «Гәрчә Худа өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?» — шәрһимизчә, бу җүмлидики «рәзиллик» мошу пүткүл дуниядики рәзилликни көрситиду; Худа Өз бәндилиригә барлиқ тартқан азап-оқубәтләрдә һәмдәрд болиду вә улар билән тәң (улардин артуқрақ, әлвәттә!) мошу дуниядики рәзилликкә сәвир-тақәт қилиду. Худаниң рәзилликкә көрсәткән вә көрситидиған сәвир-тақитиниң пәқәт қиямәт күнигичә болидиғанлиғи һәммимизгә аян. Бу тема үстидә «Кол.» 1:24, «Фил.» 3:10, «Әф.» 3:13ни вә бу язмилардики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Бу ибариниң башқа хил тәрҗимилиридин «уларға қилидиған шапаитини бәк кечиктүрәрму?» дегәнләр бар.

18:7 Вәһ. 6:10.

18:8 «Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду?» — демәк, Худа инсанларни дуа қилишқа илһамландуруп, Өзиниң дуаларға иҗабәт қилишқа тәйяр туридиғанлиғи тоғрисида шунчә көп вәдә қилған йәрдә, немишкә иман-ишәш аз болиду? Лекин дәрвәқә аз болуши мүмкин.

18:11 Йәш. 1:15; 58:2; Вәһ. 3:17,18.

18:13 «Әй Худа, мән мошу гунакарға рәһим қилғайсән!» — «мошу гунакар» грек тилида «дунияда бирдин-бир гунакар» дегән мәнини пуритиду.

18:14 «...баҗгир кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту» — «кәчүрүмгә еришип» грек тилида «һәққаний қилинип» дейилиду.

18:14 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 14:11; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5.

18:15 Мат. 19:13; Мар. 10:13.

18:16 Мат. 18:3; 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2.

18:18 «Мәлум бир һөкүмдар» — «һөкүмдар» — Рим һөкүмити тәрипидин бекитилгән Йәһудий «һаким». «мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк?» — грек тилида «немә ишни қилишим керәк?» дегән сөз мәлум бир ишни бирла қетим қилишни билдүриду.

18:18 Мат. 19:16; Мар. 10:17.

18:20 Мис. 20:12-16; Қан. 5:17-20; Рим. 13:9; Әф. 6:2; Кол. 3:20.

18:22 Мат. 6:19; 19:21; 1Тим. 6:19.

18:24 Пәнд. 11:28; Мат. 19:23; Мар. 10:23.

18:27 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37.

18:28 Мат. 4:20; 19:27; Мар. 10:28; Луқа 5:11.

18:29 Қан. 33:9.

18:30 Аюп 42:12.

18:31 Зәб. 21; Йәш. 53:7; Мат. 16:21; 17:22; 20:17; Мар. 8:31; 9:31; 10:32; Луқа 9:22; 24:7.

18:32 « Инсаноғли ят әлләрниң қолиға тапшурулиду» — «тапшурулиду» дегәнниң «сатқунлуқ қилиниду» дегән иккинчи мәнасиму бар.

18:32 Мат. 27:2; Луқа 23:1; Юһ. 18:28; Рос. 3:13.

18:34 «Бу сөзниң мәнаси улардин йошурулған болуп...» — кимниң тәрипидин йошурулғанлиқ ейтилмайду. Шәйтан тәрипидинму, яки Худа тәрипидинму? Яки пәқәт өз галлиғи тәрипидинму? Бу қетим сөзниң мәзмуни илгәрки қетимдики сөзлиригә охшаш еди (9:45). Бизниңчә йошурғучи Шәйтан, лекин Худа Шәйтанниң алдишиға йол қоюши билән, уларниң чүшәнмәслиги арқилиқ өз шан-шәривини техиму рошән қилмақчи болди. «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

18:35 «Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда» — Матта бу вақиәни баян қилғанда («Мат.» 20:29) «Йериходин чиққанда» дәйди. Әмәлийәттә шу вақитта икки «Йерихо шәһири» бар еди, худди Қәшқәрдики «йеңи шәһәр» вә «кона шәһәр»ләрдәк.

18:35 Мат. 20:29; Мар. 10:46.

18:38 «И Давутниң оғли Әйса,...» — «Давутниң оғли» Мәсиһни көрситиду (пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болатти).