«Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси» дегәнниң башқа тәрҗимиси «Худа яратқан каинатниң идарә қилғучиси». Бунңға охшаш сөз «Кол.» 1:15, 18-айәттә тепилиду, шу айәтләрдики изаһатларниму көрүң). ■ Кол. 1:15; Вәһ. 1:5, 6. 15 Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!□ «Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!» — Лаодикия шәһиридә яхши су мәнбиси йоқ еди. Әтрапидики шәһәрләрдиниссиқ су (туруба арқилиқ) йәткүзүлсә илман болуп қалатти; соғ су йәткүзүлсиму соғ әмәс, бәлки илман болуп қалатти; улар өзлири бу илман суни яхши көрмәйтти.
«Кичик Асия»дики йәттә җамаәт
■3:1 Вәһ. 1:14, 16.
□3:3 «Лекин ойғанмисаң Мән оғридәк үстүңкә келимән вә сән қайси сааттә үстүңгә келидиғинимни һәргиз билмәйсән» — «оғридәк келимән...»: бир қетим Сардис шәһири дүшмәнниң һуҗуми астида туруватқанда «сепил-истиһкамимиз һеч бөсүлмәс» дәп хатирҗәмликтә ухлаватқанда дүшмән «оғридәк» кирип уни ишғал қилған.
■3:3 Мат. 24:43; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:19; 16:15.
□3:4 «Лекин Сардиста өз кийимлиригә дағ тәккүзмигән бир нәччә шәхс бар» — «кийимлиригә дағ тәккүзмигән» дегән ибарә көчмә мәнидә, әхлақни көрситиду. «...бир нәччә шәхс бар» — грек тилида «... бир нәччә намлар бар».
■3:5 Мис. 32:32; Зәб. 68:29; Мат. 10:32; Луқа 12:8; Фил. 4:3; Вәһ. 20:12; 21:27.
□3:7 «...шундақла Давутниң ачқучиға егә болғучи» — Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә Давут падишаниң әвлади болуп, у Худаниң падишалиғиға кириш дәрвазисиниң ачқучидур. «Йәш.» 22:20-25ни көрүң.
■3:7 Аюп 12:14; Йәш. 22:22; Вәһ. 1:18; 3:14.
□3:8 «сениң бир аз күчүң болғач...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «күчүң аҗиз болсиму,...».
□3:9 «Шәйтанниң синагогидикиләрдин, Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәп ативалған ялғанчилар...» — 2:9дики изаһатни көрүң.
□3:10 «Мениң сәвир-тақитимдики сөз-каламни сақлап әмәл қилишиң үчүн...» — «Мениң сәвир-тақәт йолумдики сөз-каламим» яки (1) хуш хәвәрниң өзини (чүнки уни чиң тутуп сақлаш үчүн һәрһалда көп сәвир-тақәт керәк); яки (2) Мәсиһниң алаһидә сәвир-тақәтлик болуш әмирлирини; яки (3) Худаниң пүткүл сөз-каламини көрситиду (униму чиң тутушқа әҗайип сәвир-тақәт болуш керәк). Бизниңчә бу сөз жуқуриқи үч җәһәтниң һәммисини өз ичигә алиду. Мәсиһниң өзиниң сәвир-тақити бизгә болмиса, биз «сәвир-тақитимдики сөз-калам»ни һеч туталмаймиз, әлвәттә. «пүткүл йәр йүзигә чүшүрүлидиған синақ вақит-саити» — яки (1) император Траҗан жүргүзгән зиянкәшләрни, яки (2) тарихтики бизгә һазир намәлум башқа бир мәзгилни, яки (3) кәлгүсидики «дәһшәтлик азап-оқубәт»ни көрситиду (мәсилән «Мат.» 24:9-22). «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 26:20-21.
■3:12 1Пад. 7:21; Вәһ. 21:2,10; 22:4.
□3:14 «Амин Аталғучи, йәни Садиқ вә Һәқиқий Гувачи, Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси» — «Амин» сөзиниң мәнаси «шундақ болсун» болуп, бу йәрдә Әйса Мәсиһниң Худаниң барлиқ вәдә вә планлириниң «амин»и, йәни уларниң әмәлгә ешишиниң капалити екәнлиги тәкитләнгән. («2Кор.» 1:20). «Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси» дегәнниң башқа тәрҗимиси «Худа яратқан каинатниң идарә қилғучиси». Бунңға охшаш сөз «Кол.» 1:15, 18-айәттә тепилиду, шу айәтләрдики изаһатларниму көрүң).
□3:15 «Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!» — Лаодикия шәһиридә яхши су мәнбиси йоқ еди. Әтрапидики шәһәрләрдиниссиқ су (туруба арқилиқ) йәткүзүлсә илман болуп қалатти; соғ су йәткүзүлсиму соғ әмәс, бәлки илман болуп қалатти; улар өзлири бу илман суни яхши көрмәйтти.
□3:18 «көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән» — «көзлириңгә сүртүш тутия» грек тилида «көзлириңни мәсиһләйдиған тутия...» яки «көзлириңни Мәсиһ қилидиған тутия...». «бай болушуң үчүн отта тавланған алтун, ялаңачлиқ номуслуғуңниң йепилиши үчүн кийгүзүлүшүңгә ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни Мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән» — Лаодикия шәһири әслидә: (1) интайин бай. Уларниң нурғун банкилири бар еди. Бай екәнлигиниң бир мисали, миладийә 17-жили қаттиқ йәр тәврәш түпәйлидин Филадәлфийә, Сардис вә Лаодикия шәһәрлири интайин еғир зиянға учриғачқа Рим һөкүмити уларға нурғун ярдәм пул әвәтти. Лаодикия шәһиридикиләр пулимиз бар дәп бу пулни рәт қилди; (2) уларниң чирайлиқ жуңлуқ кийим-кечәк ишләш билән даңқи чиққан; (3) уларниң үнүмлүк бир хил көз мәлһиминиңму даңқи чиққан еди.
■3:18 2Кор. 5:3; Вәһ. 7:13; 16:15; 19:8.
■3:19 Аюп 5:17; Пәнд. 3:12; Ибр. 12:5.
□3:20 «Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду» — грек тилида «ғизалиниш» дегән сөз адәттә кәчлик тамақни көрситиду.
□3:22 « Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»» — бу йәттә җамаәтниң башқабир әһмийити, йәни бешарәтлик әһимийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.