21
Әйсаниң Йерусалимға тәнтәнилик кириши
Мар. 11:1-11; Луқа 19:28-38; Юһ. 12:12-19
Улар Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги йезисиға кәлгинидә, Әйса икки мухлисиға мунуларни тапилап алдин әвәтти: Мар. 11:1; Луқа 19:29.
— Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. Барсаңларла, бағлақлиқ бир ешәк вә униң йенидики бир тәхәйни көрисиләр. Уларни йешип алдимға йетиләп келиңлар. Әгәр бириси силәргә бир немә десә, «Рәбниң буларға һаҗити чүшти» дәңлар, у дәрһал уларни қоюп бериду.
Бу пүтүн вақиә пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған муну сөзләрни әмәлгә ашуруш үчүн болди: —
 
«Зион қизиға ейтиңлар:
— Мана, Падишасиң келиватиду,
Кәмтәр-мөмин болуп, минип бир ешәккә,
Боюнтуруқлуқ ешәкниң тәхийигә,
Келиватиду йениңға сениң». «Зион қизиға ейтиңлар: — Мана, Падишасиң келиватиду, кәмтәр-мөмин болуп, минип бир ешәккә, боюнтуруқлуқ ешәкниң тәхийигә, келиватиду йениңға сениң» — бешарәт «Зәк.» 9:9дин елинған. «Зион» — Йерусалим җайлашқан тағни көрситиду.   1Пад. 1:38-40; Йәш. 62:11; Зәк. 9:9; Юһ. 12:15.
 
Әнди һелиқи икки мухлис берип Әйсаниң тапилиғинидәк қилди. Ешәк билән тәхәйни йетиләп келип, үстигә йепинча-чапанлирини салди вә у үстигә минди. «... үстигә йепинча-чапанлирини салди» — демәк, егири йоқ еди.   2Пад. 9:13; Юһ. 12:14. Әнди топ-топ кишиләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди; йәнә бир қисми дәрәқ шахлирини кесип йолға яятти. Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкән топ-топ халайиқ: —
 
«Давутниң оғлиға һосанна болғай!
Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!
Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — дәп вақиришатти. «Давутниң оғлиға һосанна болғай! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған.
«Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә «Худаға тәшәккүр-һәмдусана» дегән мәнидиму болған. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.
   Зәб. 117:25-26
 
10 У Йерусалимға киргәндә, пүткүл шәһәр ләрзигә кәлди. Кишиләр:
— Бу зади кимду? — дейишәтти.
11 Халайиқ:
— Бу Галилийә өлкисидики Насарәтлик пәйғәмбәр Әйса, дәп җавап беришәтти.
 
Әйсаниң ибадәтханини сода-сетиқтин тазлиши
Мар. 11:15-19; Луқа 19:45-48; Юһ. 2:13-22
12 Әнди Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәммисини һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң ширәлирини вә пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп, «Әнди Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип...» — ибадәтхана — әйни чағда, Йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири (синагоглар) еди; мошу йәрдә көрситилгән «ибадәтхана» Йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, пәқәт «Худа Өз намини қойған» Йерусалимдики бу мәркизий ибадәтханидила қурбанлиқ қилса тоғра болатти.   Қан. 14:26; Мар. 11:15; Луқа 19:45; Юһ. 2:14. 13 уларға:
Муқәддәс язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дегән сөзи пүтүлгән; лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди. «Муқәддәс язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дегән сөзи пүтүлгән; лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр!» — Тәврат, «Йәш.» 56:7 вә «Йәр.» 7:11ни көрүң. Әйсаниң «булаңчиларниң угиси» дегән сөзи икки бислиқ болуп, бир тәрәптин баш каһинларниң содигәрләргә қурбанлиқларни сетиш һоқуқини сетип бәргәнлигини көрситиду; иккинчидин, бу каһинларниң хәлиқниң Худаниң һәқиқитини аңлаш пурситини булап, униң орниға өзлириниң мәртивисини жуқури көтиридиған һәр түрлүк қаидә-йосунларни уларниң бойниға артип қойғанлиғини көрситиду.   1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Луқа 19:46.
14 Ибадәтхана һойлилирида болғанда қариғу вә токурлар униң алдиға кәлди, у уларни сақайтти. 15 Лекин баш каһинлар билән Тәврат устазлири униң яратқан мөҗизилирини көрүп вә балиларниң ибадәтханида: «Давутниң оғлиға һосанна-тәшәккүрләр болғай!» дәп товлиғинини аңлап ғәзәпләнди. Мар. 11:27.
16 Улар униңға:
— Бу балиларниң немә дәватқанлиғини аңлаватамсән? — дәп сориди.
У уларға: — Аңлаватимән! Силәр муқәддәс язмилардин шуни оқуп бақмиғанки, «Өзүңгә кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин мәдһийә сөзлирини мукәммәл қилдиң»» деди. «Силәр муқәддәс язмилардин шуни оқуп бақмиғанки...» — оқурмәнләрниң есидә барки, «шуни оқуп бақмиғанки,...?» дегән ибарә Пәрисийләр вә Садуқийларниң әң яхши көридиған ибарилириниң бири еди. «Өзүңгә кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин мәдһийә сөзлирини мукәммәл қилдиң» — «Зәб.» 8:3.   Зәб. 8:3
17 Андин у улардин айрилип, шәһәрдин чиқип Бәйт-Ания йезисиға берип, шу йәрдә қонди.
 
Әнҗир дәриғини әйипләш
Мар. 11:12-14; 20-24
18 Әнди сәһәрдә, шәһәргә қайтип кетиватқанда, униң қосиғи ачқан еди. Мар. 11:12,20. 19 У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Лекин дәрәқтин йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, униңға қарап:
— Һазирдин башлап сәндин мәңгү мевә болмисун! — девиди, әнҗир дәриғи шуан қуруп кәтти. «У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Дәрәқтин йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, униңға қарап: — Һазирдин башлап сәндин мәңгү мевә болмисун! — девиди, әнҗир дәриғи шуан қуруп кәтти» — Пәләстиндики әнҗир дәрәқлиридә йопурмақ болса, мевиму болуши керәк. Бу карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.   Һош. 9:10
20 Мухлислар буни көрүп тәәҗүплинип:
— Әнҗир дәриғи неманчә тезла қуруп кәтти! — деди. «Әнҗир дәриғи неманчә тезла қуруп кәтти!» — яки «Әнҗир дәриғи қандақму бирдинла қуруп кәтти!»
21 Әйса уларға җавап бәрди:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, әгәр һеч гуман болмай ишәшиңлар бар болса, әнҗир дәриғидә болған ишлар болупла қалмай, бәлки силәр һәтта бу таққа: «Бу йәрдин көтирилип деңизға ташлан!» десәңлар, у шундақ болиду, деди. Мат. 17:20; Луқа 17:6. 22 Дуа қилип немини тилисәңлар, ишәшиңлар болсила, шуларға еришисиләр. Мат. 7:7; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22.
 
Әйсаниң һоқуқиниң сүрүштүрүлүши
Мар. 11:27-33; Луқа 20:1-8
23 У ибадәтхана һойлилириға киргәндин кейин, кишиләргә тәлим бериватқанда, баш каһинлар вә ақсақаллар униң алдиға келип:
— Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисән? Саңа бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сорашти. Мис. 2:14; Мар. 11:27; Луқа 20:1; Рос. 4:7; 7:2.
24 Әйса уларға җавап берип: — Мән авал силәргә бир соал қояй. Әгәр силәр җавап бәрсәңлар, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтимән. 25 Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш нәдин кәлгән? Әрштинму, яки инсанлардинму? — дәп сориди.
Улар өз ара мулаһизә қилишип:
— Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн униңға ишәнмидиңлар?» дәйду. «Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш нәдин кәлгән? Әрштинму, яки инсанлардинму?» — мошу диний әрбабларниң һәммиси дегидәк Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «Мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чүмүлдүрүшини рәт қилған еди. 26 Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, хәлиқтин қорқимиз, чүнки улар һәммиси Йәһяни пәйғәмбәр дәп билиду — дейишти. Мат. 14:5; Мар. 6:20.
27 Буниң билән, улар Әйсаға:
Билмәймиз, — дәп җавап беришти.
— Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди у уларға.
 
Икки оғул тоғрисидики тәмсил
28 Әнди бу ишқа қандақ қарайсиләр? Бир адәмниң икки оғли бар екән. У биринчи оғлиниң йениға келип: «Оғлум, бүгүн үзүмзарлиғимға берип ишлигин» дәпту. 29 «Бармаймән» дәпту у, лекин кейин пушайман қилип йәнила берипту. 30 У иккинчи оғлиниң йениға келип униңғиму шундақ дәпту. У: «Хоп әпәндим, барай» дәпту-ю, лекин бармапту. 31 Бу иккиләнниң қайсиси атисиниң ирадисини ада қилған болиду?
— Биринчи оғли, — дәп җавап бәрди улар.
Әйса уларға мундақ деди:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң падишалиғиға силәрдин бурун кирмәктә. «баҗгирлар билән паһишиләр...» — «баҗгирлар» тоғрисида 18:18дики изаһатни көрүң. «баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң падишалиғиға силәрдин бурун кирмәктә» — «кирмәктә» дегән сөзгә қариғанда, «баҗгирлар вә паһишиләр» авал Йәһя пәйғәмбәрниң агаһ-гувақлиғи арқилиқ товва қилған, андин әйни чағда Мәсиһниң агаһ-гувақлиғи арқилиқ Худаниң падишалиғиға техиму кириватқан еди. 32 Чүнки гәрчә Йәһя пәйғәмбәр силәргә һәққанийәт йолини аян қилғили кәлгән болсиму, силәр униңға ишәнмидиңлар; лекин баҗгирлар билән паһишиләр униңға ишәнди. Силәр буни көрүп туруп, һәтта кейинки вақитларда йолуңлардин пушайман қилмай униңға ишәнмидиңлар. «силәргә һәққанийәт йолини аян қилғили кәлгән ...» — яки «силәргә һәққанийәт йолини елип барғили кәлгән». Грек тилида пәқәт: «силәргә һәққанийәт йолида кәлгән...» дейилиду.   Мат. 3:1.
 
Рәзил бағвәнләр һәққидики тәмсил
Мар. 12:1-12; Луқа 20:9-19
33 Йәнә бир тәмсилни аңлаңлар: Бир йәр егиси бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту. У униңда бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунари ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту. Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1-7; Йәр. 2:21; 12:10; Мар. 12:1; Луқа 20:9. 34 Үзүм пәсли йеқинлашқанда, өзигә тегишлик һосулни еливелиш үчүн қуллирини бағвәнләрниң йениға әвәтипту. 35 Лекин бағвәнләр қуллирини тутуп, бирини думбалапту, бирини өлтүрүветипту, йәнә бирини чалма-кесәк қипту. 2Тар. 24:21. 36 У йәнә бир қетим алдинқидинму көп қуллирини әвәтипту, бирақ бағвәнләр уларғиму охшаш муамилә қипту. 37 Ахирда, у «Оғлумниғу һөрмәт қилар» дәп, оғлини әвәтипту. 38 Лекин бағвәнләр оғулни көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип мирасини егиливалайли» дейишипту. Яр. 37:18; Зәб. 2:1, 8; Мат. 26:3; 27:1; Юһ. 11:53; Ибр. 1:2. 39 Шуниң билән улар уни тутуп үзүмзарлиқниң сиртиға ташлап өлтүрүветипту.
40 Әнди үзүмзарлиқниң егиси кәлгәндә, шу бағвәнләрни қандақ қилар?
41 Улар униңға:
— Бу рәзил адәмләрни вәһшийлик билән йоқитиду. Үзүмзарлиқни болса мевилирини өз вақтида өзигә тапшуридиған башқа бағвәнләргә иҗаригә бериду, — дәп җавап беришти.
42 Әйса улардин сориди:
— Муқәддәс язмилардики муну сөзләрни оқуп бақмиғанмусиләр?: —
«Тамчилар ташливәткән таш болса,
Буҗәк теши болуп тикләнди.
Бу иш Пәрвәрдигардиндур,
Бу көзимиз алдида карамәт бир иштур». «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.
Мәсиһ нәқил кәлтүргән сөзләр — «Зәб.» 117:22-23.
   Зәб. 117:22-23; Йәш. 8:14; 28:16; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.
 
43 Шу сәвәптин силәргә шуни ейтип қояйки, Худаниң падишалиғи силәрдин тартивелинип, униңға мувапиқ мевиләрни беридиған башқа бир әлгә ата қилиниду. Мис. 32:10; Йәш. 55:5; Мат. 8:12. 44 Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду. «Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду» — «таш» болса Әйса өзи, әлвәттә. 42-айәтни көрүң. Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтитилимиз.   Йәш. 8:15; Дан. 2:34; Зәк. 12:3; Луқа 20:18.
45 Баш каһинлар вә Пәрисийләр униң ейтқан тәмсиллирини аңлап, уларни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди. Луқа 20:19. 46 Уни тутуш йолини издигән болсиму, лекин халайиқ уни пәйғәмбәр дәп қариғачқа, улардин қорқушти. Луқа 7:16; Юһ. 7:40.
 
 

21:1 Мар. 11:1; Луқа 19:29.

21:5 «Зион қизиға ейтиңлар: — Мана, Падишасиң келиватиду, кәмтәр-мөмин болуп, минип бир ешәккә, боюнтуруқлуқ ешәкниң тәхийигә, келиватиду йениңға сениң» — бешарәт «Зәк.» 9:9дин елинған. «Зион» — Йерусалим җайлашқан тағни көрситиду.

21:5 1Пад. 1:38-40; Йәш. 62:11; Зәк. 9:9; Юһ. 12:15.

21:7 «... үстигә йепинча-чапанлирини салди» — демәк, егири йоқ еди.

21:7 2Пад. 9:13; Юһ. 12:14.

21:9 «Давутниң оғлиға һосанна болғай! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә «Худаға тәшәккүр-һәмдусана» дегән мәнидиму болған. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.

21:9 Зәб. 117:25-26

21:12 «Әнди Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип...» — ибадәтхана — әйни чағда, Йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири (синагоглар) еди; мошу йәрдә көрситилгән «ибадәтхана» Йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, пәқәт «Худа Өз намини қойған» Йерусалимдики бу мәркизий ибадәтханидила қурбанлиқ қилса тоғра болатти.

21:12 Қан. 14:26; Мар. 11:15; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.

21:13 «Муқәддәс язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дегән сөзи пүтүлгән; лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр!» — Тәврат, «Йәш.» 56:7 вә «Йәр.» 7:11ни көрүң. Әйсаниң «булаңчиларниң угиси» дегән сөзи икки бислиқ болуп, бир тәрәптин баш каһинларниң содигәрләргә қурбанлиқларни сетиш һоқуқини сетип бәргәнлигини көрситиду; иккинчидин, бу каһинларниң хәлиқниң Худаниң һәқиқитини аңлаш пурситини булап, униң орниға өзлириниң мәртивисини жуқури көтиридиған һәр түрлүк қаидә-йосунларни уларниң бойниға артип қойғанлиғини көрситиду.

21:13 1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Луқа 19:46.

21:15 Мар. 11:27.

21:16 «Силәр муқәддәс язмилардин шуни оқуп бақмиғанки...» — оқурмәнләрниң есидә барки, «шуни оқуп бақмиғанки,...?» дегән ибарә Пәрисийләр вә Садуқийларниң әң яхши көридиған ибарилириниң бири еди. «Өзүңгә кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин мәдһийә сөзлирини мукәммәл қилдиң» — «Зәб.» 8:3.

21:16 Зәб. 8:3

21:18 Мар. 11:12,20.

21:19 «У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Дәрәқтин йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, униңға қарап: — Һазирдин башлап сәндин мәңгү мевә болмисун! — девиди, әнҗир дәриғи шуан қуруп кәтти» — Пәләстиндики әнҗир дәрәқлиридә йопурмақ болса, мевиму болуши керәк. Бу карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.

21:19 Һош. 9:10

21:20 «Әнҗир дәриғи неманчә тезла қуруп кәтти!» — яки «Әнҗир дәриғи қандақму бирдинла қуруп кәтти!»

21:21 Мат. 17:20; Луқа 17:6.

21:22 Мат. 7:7; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22.

21:23 Мис. 2:14; Мар. 11:27; Луқа 20:1; Рос. 4:7; 7:2.

21:25 «Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш нәдин кәлгән? Әрштинму, яки инсанлардинму?» — мошу диний әрбабларниң һәммиси дегидәк Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «Мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чүмүлдүрүшини рәт қилған еди.

21:26 Мат. 14:5; Мар. 6:20.

21:31 «баҗгирлар билән паһишиләр...» — «баҗгирлар» тоғрисида 18:18дики изаһатни көрүң. «баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң падишалиғиға силәрдин бурун кирмәктә» — «кирмәктә» дегән сөзгә қариғанда, «баҗгирлар вә паһишиләр» авал Йәһя пәйғәмбәрниң агаһ-гувақлиғи арқилиқ товва қилған, андин әйни чағда Мәсиһниң агаһ-гувақлиғи арқилиқ Худаниң падишалиғиға техиму кириватқан еди.

21:32 «силәргә һәққанийәт йолини аян қилғили кәлгән ...» — яки «силәргә һәққанийәт йолини елип барғили кәлгән». Грек тилида пәқәт: «силәргә һәққанийәт йолида кәлгән...» дейилиду.

21:32 Мат. 3:1.

21:33 Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1-7; Йәр. 2:21; 12:10; Мар. 12:1; Луқа 20:9.

21:35 2Тар. 24:21.

21:38 Яр. 37:18; Зәб. 2:1, 8; Мат. 26:3; 27:1; Юһ. 11:53; Ибр. 1:2.

21:42 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти. Мәсиһ нәқил кәлтүргән сөзләр — «Зәб.» 117:22-23.

21:42 Зәб. 117:22-23; Йәш. 8:14; 28:16; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.

21:43 Мис. 32:10; Йәш. 55:5; Мат. 8:12.

21:44 «Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду» — «таш» болса Әйса өзи, әлвәттә. 42-айәтни көрүң. Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтитилимиз.

21:44 Йәш. 8:15; Дан. 2:34; Зәк. 12:3; Луқа 20:18.

21:45 Луқа 20:19.

21:46 Луқа 7:16; Юһ. 7:40.