□14:2 «Атамниң өйидә нурғун маканлар бар» — бу сөзләр җәннәтни көрситәмду? Оқурмәнләрниң есидә барки, Әйса 2-бапта өз тенини «Худаниң өйи» (ибадәтхана) дәп сүрәтлиди, шундақла 8:35дә «Худаниң өйи»ни роһий җәһәттин тилға алди. Буниңға қариғанда «туралғу-макан»ни роһий җәһәттин чүшиниш керәк. «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрисида тохтилимиз.
□14:3 «Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр» — Мәсиһниң бу «қайтип келиш»и Мәсиһниң қиямәттә дунияға келиши яки Муқәддәс Роһниң әвәтилишини көрситәмду? Бу үчинчи айәт үстидиму «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
□14:6 «Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким атиниң йениға баралмайду» — Мәсиһ үчүн Атиниң йениға баридиған йол кресттики өлүм арқилиқ болатти; өзигә етиқат қилғучиларға нисбәтән, Мәсиһниң өзи Атиниң алдиға баридиған йолдур.
■14:6 Юһ. 1:4, 17; 10:9; 11:25; Ибр. 9:8.
■14:10 Юһ. 5:17; 7:16; 8:28; 10:38; 12:49; 16:13; 17:21.
□14:11 «... һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар» — 11- вә 12-айәтләрдә «әмәлләр» Әйса яратқан мөҗизилик аламәтләр.
□14:12 «маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға қайтип кетимән» — бу «техиму улуқ әмәлләр» үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■14:12 Мат. 21:21; Луқа 17:6; Рос. 5:12; 19:11.
■14:13 Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 15:7; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22.
■14:15 Юһ. 14:21, 23; 15:10; 1Юһа. 5:3.
□14:16 «Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду» — муһим сөз «башқа бир Ярдәмчи»дур. Биринчи «Ярдәмчи» болса Әйса Мәсиһниң өзи, әлвәттә. «Ярдәмчи» грек тилидики «параклетос» дегән сөзниң мәнасини толуқ ипадиләп берәлмәйду. Грек тилидики «параклетос»ниң толуқ мәнаси «мәлум бирәвниң йениға ярдәм беришкә чақирилғучи», йәни «тәсәлли бәргүчи», «һәмраһ», «мәслиһәтчи», «күчәйткүчи», «адвокат-ақлиғучи» қатарлиқлардур. «Башқа бир...» дегини бизгә шуни көрситидуки, Әйса мухлислар билән биргә болған вақтида, уларға қандақ җәһәтләрдин «Ярдәмчи» болған болса, у улардин айрилғанда, Муқәддәс Роһ уларға Әйсаниң толуқ вәкили болуп, иккинчи «Ярдәмчи» рольида болиду, дегән қиммәтлик вәдини билдүриду.
□14:17 «У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур» — «Һәқиқәтниң Роһи» — яки «һәқиқәткә башлиғучи Роһ». «силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду» — улар қайси йол билән Муқәддәс Роһни тонуйду? У шу чағда қандақ йол билән «улар билән биллә туриду»? Җавап шүбһисизки, улар Әйсани тонуғачқа, Муқәддәс Роһниму тонуған болиду; Әйса улар билән биллә турғачқа, Муқәддәс Роһму улар билән биллә турувататти. Лекин Әйса улардин айрилғандин кейин Муқәддәс Роһ уларниң «ичидә, қәлбидә, роһида» макан қилиду.
□14:22 «И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш?» — шүбһисизки, мухлислар уни дәрһал өзини пүткүл дунияға аян қилиду, дәп ойлатти.
□14:23 «Атам билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз» — «Атам билән иккимиз» грек тилида «биз».
■14:24 Юһ. 7:16; 8:28; 12:49; 14:10; 16:13.
■14:26 Луқа 24:49; Юһ. 15:26; 16:7, 13; Рос. 2:4.
□14:27 «мениң силәргә бәргиним бу дунияниң адәмлириниң бәргинидәк әмәстур» — бу дуниядики адәмләр бир нәрсә бәргинидә дайим дегидәк халап бәрмәйду — алдамчилиқ, ялғанчилиқ вә нурғун шәртләр билән бериду. Лекин Худа бизгә бир нәрсә бәрсә уни қайтурғузмайду.
□14:29 «Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу ишлар йүз бериштин авал силәргә ейттим» — «бу ишлар» — Әйсаниң тутулуп өлтүрүлүши («силәрдин айрилип кетишим») уларниң етиқатиға дәһшәтлик зәрб болиду.
□14:30 «бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду» — «бу дунияниң һөкүмдари» Шәйтан, Иблисни көрситиду.
■14:30 Юһ. 12:31; 16:11; Әф. 2:2.
□14:31 «Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән» — 30-айәт билән зич бағлиниду. Демәк, Әйсаниң өзиниң тутулуши, сотлиниши, һақарәтлиниши андин крестлинишини ихтияри билән қобул қилишиниң түп мәхсити болса, Иблисниң үстидин қандақтур бир һоқуққа егә болуш үчүн әмәс, бәлки Атиниң ирадиси үчүн болиду.