8
Зина үстидә тутулған аял
Әйса болса Зәйтун теғиға чиқип кәтти. Әтиси сәһәрдә, у йәнә ибадәтхана һойлилириға кирди вә халайиқниң һәммиси униң йениға келишкән еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди. Шу чағда, Тәврат устазлири билән Пәрисийләр зина қилип тутулуп қалған бир аялни униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип, униңдин:
— Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди. «Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди» — «зина қилип тутулуп қалған» аял бар еди, лекин әркәк қени? Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған. Әнди сәнчә, уни қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти. «Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған» — қизиқ йери шуки, улар пәқәт «аяллар»ни тилға алиду. Әмәлийәттә Тәврат қануни бойичә зина қилған әркәкләрниму өлүмгә мәһкүм қилиш керәк еди.   Лав. 20:10; Қан. 22:22. Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди. Амма Әйса еңишип, бармиғи билән йәргә бир немиләрни язғили турди. «Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди» — Әгәр Әйса «Бу аялға рәһим қилиш керәк» десә, улар дәрһал «Сән Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунға хилаплиқ қилишни үндәйсән, дәйтти. Башқа бир тәрәптин, шу чағда Йәһудий хәлқи Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Йәһудийлар өзлири һеч кимгә өлүм җазасини беҗа кәлтүрүш һоқуқи йоқ еди. Шуңа әгәр Әйса «Чалма-кесәк қилинсун» десә, у чағда улар римлиқларға «мошу киши Рим империйәсигә қарши чиқти!» дегәндәк шикайәт қилатти. Улар шу соални тохтимай соравататти, у руслинип уларға:
— Араңлардики ким гунасиз болса, бу аялға биринчи ташни атсун! — деди. Қан. 17:7.
Андин у йәнә еңишип, йәргә йезишни давамлаштурди. Йәр. 17:13 Улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида Әйса оттурида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди. «улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Улар бу сөзни аңлап, виҗданиниң әйиплиши билән алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти» дейилиду. 10 Әйса руслинип туруп, шу аялдин башқа һеч кимни көрмигән болуп, униңдин:
Ханим, саңа һелиқи шикайәт қилғанлар қени? Сени гунаға бекитидиған һеч ким чиқмидиму? — дәп соривиди, 11 — Һәзрәтлири, һеч ким чиқмиди, — деди аял.
Әйса:
— Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин! — деди. «Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин!» — 7:53-8:11-айәтләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду. Бизниңчә, буниң сәвәви, бу «зина гунайиниң кәчүрүм қилиниши» тоғрисидики айәтләр бәзи көчүргүчиләрниң зитиға қаттиқ тәккән болса керәк.   Юһ. 5:14.
 
Әйса дунияниң нуридур
12 Шуңа Әйса йәнә көпчиликкә сөз қилип:
— Дунияниң нури өзүмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта маңмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду, — деди. Йәш. 42:16; Юһ. 1:9; 9:5; 12:35,36.
13 Пәрисийләр:
— Сән өзүңгә өзүң гувалиқ бериватисән. Шуңа сениң гувалиғиң раст һесапланмайду, — дейишти.
14 Әйса уларға җававән мундақ деди:
— Һәтта мән өзүмгә гувалиқ бәрсәмму, гувалиғим һәқтур, чүнки мән өзүмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билимән. Лекин силәр қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билмәйсиләр. Юһ. 5:31. 15 Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр. Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән. «Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр» — «әт егилириниң өлчими бойичә» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, Инҗилда «әт» яки «әтләр» көп йәрләрдә инсанларниң Худаға таянмай өзлүгидин иш қилғанлиғини көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»ниму көрүң. 16 Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур; чүнки мән ялғуз әмәс, бәлки мени әвәткән Ата бу ишта мән билән биллидур. «Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән. Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур» — Әйса Мәсиһ бу дунияда турғанда кишиләрниң үстигә һөкүм қилмайтти (сораққа тартмайтти), бәлки уларниң иш-һәрикәтлириниң үстигә, тоғра, тоғра әмәс, дәп һөкүм қилатти. Пәқәт ахирәткә кәлгәндә андин у барлиқ кишиләрни сораққа тартип, уларниң үстидин һөкүм чиқириду, әлвәттә. Пәрисийләр болса өзлирини сорақчи, Мәсиһни сораққа тартиш һоқуқимиз бар дәп қарайтти. «мени әвәткән Ата бу ишта мән билән биллидур» — «бу ишта» дегән сөзләр әйни тексттә болмисиму, мәнаси дәл «Мениң һөкүм қилғиним пәқәт өзүмдин әмәс, буниңда Ата мән билән биллидур» дегәндәктур. 17 Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида: «Икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» дәп пүтүлгәндур. «Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида...» — грек тилида «силәрниң Тәврат қануниңларда» дейилиду. Бу һәҗвий, кинайилик гәптур. Пәрийсиләр дайим: «Тәврат қанунини тиришип-тирмишип, һәқиқий мәнаси билән өзләштүргүчиләр пәқәт бизләрмиз» дәп һалини чоң қилип жүрүшәтти. Әмәлийәттә «Тәврат қануни» Худаниң барлиқ хәлқигә тәвә еди, әлвәттә. 10:34 вә 15:25ниму көрүң. «икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» — «Қан.» 17:6.   Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:15; Мат. 18:16; 2Кор. 13:1; Ибр. 10:28. 18 Раст, мән өзүм тоғрамда өзүм гувалиқ беримән, вә мени әвәткән Атиму мениң тоғрамда гувалиқ бериду. Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 5:37; 6:27.
19 Улар униңдин: — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти.
Әйса уларға җавап берип: — Силәр я мени тонумайсиләр, я Атамни тонумайсиләр; мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуйттуңлар, — деди. Юһ. 14:9; 16:3.
20 Әйса бу сөзләрни ибадәтханида тәлим бәргинидә, сәдиқә сандуғиниң алдида туруп ейтқан еди. Бирақ һеч ким уни тутмиди, чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди. «сәдиқә сандуғиниң алдида» — яки «ғәзнидә».   Юһ. 7:30.
 
Әйсаниң етиқатсизларға агаһ беришлири
21 Шуниң билән у уларға йәнә:
Мән бу йәрдин кетимән; силәр мени издәйсиләр, лекин өз гунайиңлар ичидә өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди. Юһ. 7:34; 13:33.
22 Буниң билән Йәһудийлар:
— У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәйду. Бу униң өзини өлтүрүвалимән дегинимиду? — дейишти.
23 Әйса уларға:
— Силәр төвәндиндурсиләр, мән жуқуридиндурмән. Силәр бу дуниядиндурсиләр, мән бу дуниядин әмәсмән. Юһ. 3:31. 24 Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар ичидә өлисиләр» дедим. Чүнки силәр мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр, — деди. «Чүнки силәр мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр» — яки «Чүнки силәр мениң «Мән Болимән» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр». «Әзәлдин Бар Болғучи» яки ««Мән Болимән» — Бу Худаниң Муса пәйғәмбәргә ашкарилиған нами болуп («Мис.» 3:14), Әйсаму бу намни өзигә қолланған. Башқа бир тәрҗимиси: «Мениң У (йәни, Мәсиһ) екәнлигимгә...». Лекин «Юһанна»да охшаш шу ибарә тепилидиған көп башқа айәтләр билән селиштурғанда (мәсилән, 28-, 58-айәт) бу тәрҗимимиз тоғра болуши керәк.   Юһ. 8:21.
25 Сән зади ким? — дәп сорашти улар.
Әйса уларға: — Башта силәргә немә дегән болсам, мән шу. 26 Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән, — деди. «Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән» — Мәсиһниң Пәрисийләргә ейтқан башқа көп сөзлиригә охшаш, бу сөзи интайин ихчамдур. Бизниңчә умумий мәнаси: «Силәр тоғрилиқ нурғун әйипләйдиған сөзлирим бар. Бу сөзлиримни қобул қилмаслиғиңлар мүмкин. Лекин мениң бу сөзлирим әмәлийәттә өзүмдин әмәс, бәлки мени әвәткән Атамдиндур; шуңа ишинишиңлар керәк; чүнки немини Униңдин аңлисам, шуни дунияға ейтимән» дегәндәк болса керәк.   Юһ. 7:28; 15:15; Рим. 3:4.
27 Улар униң өзлиригә ейтқанлириниң Ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди. «улар униң өзлиригә ейтқанлириниң ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди» — «Ата» өз Атиси Худа, әлвәттә. Демисәкму, Мәсиһниң немишкә бәзидә пәқәт «Ата» вә башқа йәрләрдә «Атам» дейишини тәтқиқ қилиш бәк пайдилиқ иштур. 28 Шуңа Әйса мундақ деди:
Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин, мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр вә шундақла һеч ишни өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни, пәқәт Атиниң маңа үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр. «Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин...» — «Инсаноғлиниң көтирилиши» авал Әйсаниң крестлиниши, андин асманға көтирилип Худаниң оң тәрипидә олтиришинму көрситиду. 12:32-34ниму көрүң. «мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр» — 24-айәттики изаһатни көрүң.   Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 3:11, 14; 7:16; 12:32, 49; 14:10. 29 Мени Әвәткүчи мән билән биллидур, У мени әсла ялғуз қоймиди, чүнки мән һемишә Уни хурсән қилидиған ишларни қилимән. Юһ. 14:10; 16:32.
30 Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә, нурғун кишиләр униңға етиқат қилди. Юһ. 7:31.
 
Һәқиқий әркинлик тоғрилиқ
31 Әйса өзигә етиқат қилған Йәһудийларға:
— Әгәр мениң сөз-каламимдин чиқмай турсаңлар, мениң һәқиқий мухлислирим болған болисиләр, 32 вә һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа ериштүриду, — деди. Рим. 6:18; Гал. 5:1; 1Пет. 2:16.
33 Улар җававән: — Биз Ибраһимниң нәслимиз, — һеч қачан һеч кимниң қуллуғида болмидуқ. Сән қандақсигә: Азатлиққа еришсиләр, дәйсән? — деди. Мат. 3:9.
34 Әйса уларға җавап берип: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, гуна садир қилған киши гунаниң қулидур. Рим. 6:20; 2Пет. 2:1. 35 Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду. «Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду» — демәк, бириси «қул» болса (мошу йәрдә «гунаниң қули») һәр қандақ өй егиси билән мәңгүлүк мунасивәттә болмайду, униң аилә әзаси болалмайду; пәқәт өй егисиниң өз аилисидикиләр биләнла мәңгүлүк мунасивити болиду; өй егисиниң оғли өй егисиниң һоқуқиға егә болиду, әлвәттә. Әнди «өй егиси» Худа болса, униң Оғлиму толуқ һоқуқлуқ болиду, әлвәттә. Бу иш 36-айәттики һәқиқәт билән зич бағлиниду. 36 Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр. «Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр» — жуқуриқи изаһатниму көрүң. «Қул» «қул»ни азат қилмайду, «қул»ни азат қилалайдиған пәқәт өзи азат болған киши, әлвәттә. Әнди бу дунияда ким гунадин азаттур? Мәсиһдин башқа һәр бир киши гунаниң қулидур, һәқиқий азат болған киши пәқәт «Оғул», йәни Мәсиһдур; шуниң билән у башқиларни (уларда етиқат болса) гунаниң күчидин азат қилалайду.   Рим. 8:2. 37 Силәрниң Ибраһимниң нәсли екәнлигиңларни билимән. Бирақ мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки мениң сөзүм ичиңлардин орун алмиди. 38 Мән Атамниң йенида көргәнлиримни ейтиватимән; силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр! «силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр!» — яки «силәр болсаңлар өз атаңлардин аңлиғанлириңларни қиливатисиләр!».   Юһ. 3:11; 7:16; 12:49; 14:10, 24.
39 Улар җавап берип: — Бизниң атимиз Ибраһимдур, — деди.
Әйса уларға: — Әгәр Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң әмәллирини қилған болаттиңлар! Рим. 2:28; 9:7. 40 Бирақ һазир әксичә мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән адәмни өлтүрүшкә қәстләйсиләр. Ибраһим ундақ ишни қилмиған. Юһ. 17:17. 41 Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди.
— Биз һарамдин болған әмәсмиз! Бизниң пәқәт бирла атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар. «Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр!» — «өз атаңлар» — Иблисни көрситиду, әлвәттә. 44-айәтни көрүң. «Биз һарамдин болған әмәсмиз!» — бу даритма гәп. Улар Әйсаниң Мәрйәмдин туғулушини «бир атиниң вастиси билән әмәс», бәлки «һарамдин болған» дәп пуритип, униңдин евән тапмақчи еди.
42 Әйса уларға: — Атаңлар Худа болған болса, мени сөйгән болаттиңлар; чүнки мән Худаниң бағридин чиқип, бу йәргә кәлдим. Мән өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки Униң тәрипидин әвәтилгәнмән. «мән Худаниң бағридин чиқип...» — грек тилида «мән Худаниң ичидин чиқип...».   Юһ. 5:43; 7:29. 43 Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, мениң сөз-каламим қулиқиңларға кирмәйватиду! 44 Силәр атаңлар Иблистин болғансиләр вә униң арзу-һәвәслиригә әмәл қилишни халайсиләр. У аләм апиридә болғандин тартип қатил еди вә униңда һәқиқәт болмиғачқа, һәқиқәттә турмиған. У ялған сөзлигәндә, өз тәбиитидин сөзләйду, чүнки у ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур. «... Иблис ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур» — яки «... у (Иблис) ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң пиридур».   Яр. 3:1; 2Кор. 11:3; 1Юһа. 3:8. 45 Лекин мән һәқиқәтни сөзлигиним үчүн, маңа ишәнмәйсиләр. 46 Қайсиңлар мени гунайи бар дәп дәлилләләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм, немә үчүн маңа ишәнмәйсиләр? 47 Худадин болған киши Худаниң сөзлирини аңлайду; силәр уларни аңлимайсиләр, чүнки силәр Худадин болған әмәссиләр! Юһ. 6:37; 10:26,27; 1Юһа. 4:6.
48 Йәһудийлар униңға җававән:
— Әҗәба, бизниң сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән дегинимиз тоғра әмәсму? — дейишти. ««Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән» — «Самарийәликләр» Йәһудийлар көзгә илмайдиған бир хәлиқ болуп, уларниң көзқаришичә Самарийәликләр Худаниң сөзини бурмилиған капирлар вә җин тәккәнләрдур.   Юһ. 7:20; 10:20.
49 Әйса җававән: — Маңа җин чаплашқини йоқ, бәлки мән Атамни һөрмәт қилимән; лекин силәр маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр. Юһ. 7:18. 50 Мән өз шан-шәривимни издимәймән; лекин буни издигүчи һәм униң үстидин һөкүм қилғучи Бириси бар. 51 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм көрмәйду. Юһ. 5:24; 11:25.
52 Шуниң билән Йәһудийлар униңға:
— Саңа дәрвәқә җин чаплашқанлиғини әнди билдуқ! Һәтта һәзрити Ибраһим вә пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақсигә: «Мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм тетимайду» дәйсән? 53 Әҗәба, сән атимиз Ибраһимдин улуқмусән? У өлди, пәйғәмбәрләр һәм өлди!? Сән өзүңни ким қилмақчисән? Ибр. 11:13.
54 Әйса җававән мундақ деди:
— Әгәр мән өзүмни улуқлисам, ундақта улуқлуғум һеч нәрсә һесапланмайтти. Бирақ мени улуқлиғучи — силәр «У бизниң Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур. 55 Силәр Уни тонумидиңлар, лекин мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болаттим; бирақ мән Уни тонуймән вә Униң сөз-каламини тутимән. 56 Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди һәм дәрвәқә уни алдин-ала көрүп шатланди. «Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди» — Әйсаниң «мениң күнүм» дегини немини көрситиду? Бизниңчә бу ибарә: (1) униң дунияға келишини көрситиду; (2) униң шан-шәрәп ичидә қайтип келидиған күниниму көрситиду. Ибраһим қачан алдин-ала буни көргән? Йәһудий «Раббилар»ниң көпинчиси «Ибраһим Исһақни қурбанлиқ қилишқа сунған вақитта бақий аләм униңға аян қилинған» дәп қарайтти вә бизму бу пикиргә майилмиз.   Яр. 17:17; Луқа 10:24; Ибр. 11:13.
57 — Сән техи әллик яшқа кирмәй туруп, Ибраһимни көрдүңму? — дейишти улар.
58 Әйса уларға:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән! — деди. «Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән!» — «мән Бар Болғучидурмән» дегини йәнила «Мис.» 3:14дә, Муса пәйғәмбәргә вәһий қилинған, Худаниң «Мән Өзүмдурмән», яки болмиса «Мән Әзәлдин Бар Болғучидурмән» дегән улуқ намини көрситиду. Әйсаниң бу намни өзигә алғини униң Худалиқ тәбиитини көрситиду. Йәһудийлар униң бу гепини тоғра чүшиниду, лекин қәтъий ишәнмәйду (59-айәтни көрүң).
59 Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди; лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти. «Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди» — Йәһудий хәлқи униң сөзиниң мәнасини тоғра чүшинәтти, лекин ишәнмәй «күпүрлүк қилғучи!» дәп уни өлтүрмәкчи еди. «лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти»  — бәзи көна көчүрмиләрдәПәқәт «лекин Әйса өзини далдиға елип, ибадәтханидин чиқип кәтти» дейилиду.   Луқа 4:29; Юһ. 10:31,39; 11:8.
 
 

8:4 «Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди» — «зина қилип тутулуп қалған» аял бар еди, лекин әркәк қени?

8:5 «Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида бизгә мошундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған» — қизиқ йери шуки, улар пәқәт «аяллар»ни тилға алиду. Әмәлийәттә Тәврат қануни бойичә зина қилған әркәкләрниму өлүмгә мәһкүм қилиш керәк еди.

8:5 Лав. 20:10; Қан. 22:22.

8:6 «Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди» — Әгәр Әйса «Бу аялға рәһим қилиш керәк» десә, улар дәрһал «Сән Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунға хилаплиқ қилишни үндәйсән, дәйтти. Башқа бир тәрәптин, шу чағда Йәһудий хәлқи Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Йәһудийлар өзлири һеч кимгә өлүм җазасини беҗа кәлтүрүш һоқуқи йоқ еди. Шуңа әгәр Әйса «Чалма-кесәк қилинсун» десә, у чағда улар римлиқларға «мошу киши Рим империйәсигә қарши чиқти!» дегәндәк шикайәт қилатти.

8:7 Қан. 17:7.

8:8 Йәр. 17:13

8:9 «улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Улар бу сөзни аңлап, виҗданиниң әйиплиши билән алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти» дейилиду.

8:11 «Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин!» — 7:53-8:11-айәтләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду. Бизниңчә, буниң сәвәви, бу «зина гунайиниң кәчүрүм қилиниши» тоғрисидики айәтләр бәзи көчүргүчиләрниң зитиға қаттиқ тәккән болса керәк.

8:11 Юһ. 5:14.

8:12 Йәш. 42:16; Юһ. 1:9; 9:5; 12:35,36.

8:14 Юһ. 5:31.

8:15 «Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр» — «әт егилириниң өлчими бойичә» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, Инҗилда «әт» яки «әтләр» көп йәрләрдә инсанларниң Худаға таянмай өзлүгидин иш қилғанлиғини көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»ниму көрүң.

8:16 «Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән. Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур» — Әйса Мәсиһ бу дунияда турғанда кишиләрниң үстигә һөкүм қилмайтти (сораққа тартмайтти), бәлки уларниң иш-һәрикәтлириниң үстигә, тоғра, тоғра әмәс, дәп һөкүм қилатти. Пәқәт ахирәткә кәлгәндә андин у барлиқ кишиләрни сораққа тартип, уларниң үстидин һөкүм чиқириду, әлвәттә. Пәрисийләр болса өзлирини сорақчи, Мәсиһни сораққа тартиш һоқуқимиз бар дәп қарайтти. «мени әвәткән Ата бу ишта мән билән биллидур» — «бу ишта» дегән сөзләр әйни тексттә болмисиму, мәнаси дәл «Мениң һөкүм қилғиним пәқәт өзүмдин әмәс, буниңда Ата мән билән биллидур» дегәндәктур.

8:17 «Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида...» — грек тилида «силәрниң Тәврат қануниңларда» дейилиду. Бу һәҗвий, кинайилик гәптур. Пәрийсиләр дайим: «Тәврат қанунини тиришип-тирмишип, һәқиқий мәнаси билән өзләштүргүчиләр пәқәт бизләрмиз» дәп һалини чоң қилип жүрүшәтти. Әмәлийәттә «Тәврат қануни» Худаниң барлиқ хәлқигә тәвә еди, әлвәттә. 10:34 вә 15:25ниму көрүң. «икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» — «Қан.» 17:6.

8:17 Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:15; Мат. 18:16; 2Кор. 13:1; Ибр. 10:28.

8:18 Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Юһ. 1:33; 5:37; 6:27.

8:19 Юһ. 14:9; 16:3.

8:20 «сәдиқә сандуғиниң алдида» — яки «ғәзнидә».

8:20 Юһ. 7:30.

8:21 Юһ. 7:34; 13:33.

8:23 Юһ. 3:31.

8:24 «Чүнки силәр мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр» — яки «Чүнки силәр мениң «Мән Болимән» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр». «Әзәлдин Бар Болғучи» яки ««Мән Болимән» — Бу Худаниң Муса пәйғәмбәргә ашкарилиған нами болуп («Мис.» 3:14), Әйсаму бу намни өзигә қолланған. Башқа бир тәрҗимиси: «Мениң У (йәни, Мәсиһ) екәнлигимгә...». Лекин «Юһанна»да охшаш шу ибарә тепилидиған көп башқа айәтләр билән селиштурғанда (мәсилән, 28-, 58-айәт) бу тәрҗимимиз тоғра болуши керәк.

8:24 Юһ. 8:21.

8:26 «Өзүмниң силәрниң тоғраңларда вә үстүңлардин һөкүм қилидиған нурғун сөзлирим бар; лекин мени Әвәткүчи һәқтур вә мән Униңдин немини аңлиған болса, буларнила дуниядикиләргә уқтуруп ейтимән» — Мәсиһниң Пәрисийләргә ейтқан башқа көп сөзлиригә охшаш, бу сөзи интайин ихчамдур. Бизниңчә умумий мәнаси: «Силәр тоғрилиқ нурғун әйипләйдиған сөзлирим бар. Бу сөзлиримни қобул қилмаслиғиңлар мүмкин. Лекин мениң бу сөзлирим әмәлийәттә өзүмдин әмәс, бәлки мени әвәткән Атамдиндур; шуңа ишинишиңлар керәк; чүнки немини Униңдин аңлисам, шуни дунияға ейтимән» дегәндәк болса керәк.

8:26 Юһ. 7:28; 15:15; Рим. 3:4.

8:27 «улар униң өзлиригә ейтқанлириниң ата тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди» — «Ата» өз Атиси Худа, әлвәттә. Демисәкму, Мәсиһниң немишкә бәзидә пәқәт «Ата» вә башқа йәрләрдә «Атам» дейишини тәтқиқ қилиш бәк пайдилиқ иштур.

8:28 «Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин...» — «Инсаноғлиниң көтирилиши» авал Әйсаниң крестлиниши, андин асманға көтирилип Худаниң оң тәрипидә олтиришинму көрситиду. 12:32-34ниму көрүң. «мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр» — 24-айәттики изаһатни көрүң.

8:28 Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 3:11, 14; 7:16; 12:32, 49; 14:10.

8:29 Юһ. 14:10; 16:32.

8:30 Юһ. 7:31.

8:32 Рим. 6:18; Гал. 5:1; 1Пет. 2:16.

8:33 Мат. 3:9.

8:34 Рим. 6:20; 2Пет. 2:1.

8:35 «Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду» — демәк, бириси «қул» болса (мошу йәрдә «гунаниң қули») һәр қандақ өй егиси билән мәңгүлүк мунасивәттә болмайду, униң аилә әзаси болалмайду; пәқәт өй егисиниң өз аилисидикиләр биләнла мәңгүлүк мунасивити болиду; өй егисиниң оғли өй егисиниң һоқуқиға егә болиду, әлвәттә. Әнди «өй егиси» Худа болса, униң Оғлиму толуқ һоқуқлуқ болиду, әлвәттә. Бу иш 36-айәттики һәқиқәт билән зич бағлиниду.

8:36 «Шуниң үчүн Оғул силәрни азат қилса, һәқиқий азат болисиләр» — жуқуриқи изаһатниму көрүң. «Қул» «қул»ни азат қилмайду, «қул»ни азат қилалайдиған пәқәт өзи азат болған киши, әлвәттә. Әнди бу дунияда ким гунадин азаттур? Мәсиһдин башқа һәр бир киши гунаниң қулидур, һәқиқий азат болған киши пәқәт «Оғул», йәни Мәсиһдур; шуниң билән у башқиларни (уларда етиқат болса) гунаниң күчидин азат қилалайду.

8:36 Рим. 8:2.

8:38 «силәр болсаңлар өз атаңлардин көргәнлириңларни қиливатисиләр!» — яки «силәр болсаңлар өз атаңлардин аңлиғанлириңларни қиливатисиләр!».

8:38 Юһ. 3:11; 7:16; 12:49; 14:10, 24.

8:39 Рим. 2:28; 9:7.

8:40 Юһ. 17:17.

8:41 «Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр!» — «өз атаңлар» — Иблисни көрситиду, әлвәттә. 44-айәтни көрүң. «Биз һарамдин болған әмәсмиз!» — бу даритма гәп. Улар Әйсаниң Мәрйәмдин туғулушини «бир атиниң вастиси билән әмәс», бәлки «һарамдин болған» дәп пуритип, униңдин евән тапмақчи еди.

8:42 «мән Худаниң бағридин чиқип...» — грек тилида «мән Худаниң ичидин чиқип...».

8:42 Юһ. 5:43; 7:29.

8:44 «... Иблис ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң атисидур» — яки «... у (Иблис) ялғанчи вә шундақла ялғанчилиқниң пиридур».

8:44 Яр. 3:1; 2Кор. 11:3; 1Юһа. 3:8.

8:47 Юһ. 6:37; 10:26,27; 1Юһа. 4:6.

8:48 ««Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәм»сән» — «Самарийәликләр» Йәһудийлар көзгә илмайдиған бир хәлиқ болуп, уларниң көзқаришичә Самарийәликләр Худаниң сөзини бурмилиған капирлар вә җин тәккәнләрдур.

8:48 Юһ. 7:20; 10:20.

8:49 Юһ. 7:18.

8:51 Юһ. 5:24; 11:25.

8:53 Ибр. 11:13.

8:56 «Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди» — Әйсаниң «мениң күнүм» дегини немини көрситиду? Бизниңчә бу ибарә: (1) униң дунияға келишини көрситиду; (2) униң шан-шәрәп ичидә қайтип келидиған күниниму көрситиду. Ибраһим қачан алдин-ала буни көргән? Йәһудий «Раббилар»ниң көпинчиси «Ибраһим Исһақни қурбанлиқ қилишқа сунған вақитта бақий аләм униңға аян қилинған» дәп қарайтти вә бизму бу пикиргә майилмиз.

8:56 Яр. 17:17; Луқа 10:24; Ибр. 11:13.

8:58 «Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән!» — «мән Бар Болғучидурмән» дегини йәнила «Мис.» 3:14дә, Муса пәйғәмбәргә вәһий қилинған, Худаниң «Мән Өзүмдурмән», яки болмиса «Мән Әзәлдин Бар Болғучидурмән» дегән улуқ намини көрситиду. Әйсаниң бу намни өзигә алғини униң Худалиқ тәбиитини көрситиду. Йәһудийлар униң бу гепини тоғра чүшиниду, лекин қәтъий ишәнмәйду (59-айәтни көрүң).

8:59 «Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди» — Йәһудий хәлқи униң сөзиниң мәнасини тоғра чүшинәтти, лекин ишәнмәй «күпүрлүк қилғучи!» дәп уни өлтүрмәкчи еди. «лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти»  — бәзи көна көчүрмиләрдәПәқәт «лекин Әйса өзини далдиға елип, ибадәтханидин чиқип кәтти» дейилиду.

8:59 Луқа 4:29; Юһ. 10:31,39; 11:8.