«Орма һейт» — «өтүп кетиш һейти»дин кейинки әллигинчи күни келидиған һейт, шуңлашқа бәзи вақитларда грек тилида «Әллигинчи күндики һейт» («пентекост») дәп атилиду (бәлким Майниң беши әтрапида). ■ Лав. 23:15; Қан. 16:9; Рос. 1:14. 2 Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди. 3 От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди. 4 Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.■ Мат. 3:11; Мар. 1:8; 16:17; Луқа 3:16; Юһ. 14:26; 15:26; 16:13; Рос. 10:46; 11:15; 19:6.
□2:1 ««орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда,..» — яки «орма һейт күни әмәлгә ашурулғанда,...». Бу тәрҗимә тоғра болса «орма һейт күни»ниң өзи бир хил бешарәт яки «бешарәтлик рәсим» болиду. «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имиздики «һейтлар» тоғрилиқ мәзмунни көрүң. «Орма һейт» — «өтүп кетиш һейти»дин кейинки әллигинчи күни келидиған һейт, шуңлашқа бәзи вақитларда грек тилида «Әллигинчи күндики һейт» («пентекост») дәп атилиду (бәлким Майниң беши әтрапида).
■2:1 Лав. 23:15; Қан. 16:9; Рос. 1:14.
■2:4 Мат. 3:11; Мар. 1:8; 16:17; Луқа 3:16; Юһ. 14:26; 15:26; 16:13; Рос. 10:46; 11:15; 19:6.
□2:5 «У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди» — мошу әрләр бәлким һейтни тәбрикләшкә кәлгән еди.
□2:6 «Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти...» — «аваз» дегән сөз тоғрилиқ үч чүшәнчә бар: (1) 2-айәттә тилға елинған «асмандин (чүшкән)... аваз»; (2) тәрҗимимиздәк, барлиқ етиқатчилар намәлум тил билән Худани мәдһийәлигән чоң авази; (3) грек тилида бәзи вақитта «аваз» дегән сөз «хәвәр»ни билдүргәчкә, мошу йәрдики «аваз» «нурғун адәмләрниң туюқсиз көп тилларда сөзлисишиватқанлиғи тоғрисидики хәвәр»ни билдүрүшиму мүмкин.
□2:15 «һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди» — Йәһудийларниң вақит өлчими бойичә «күнниң үчинчи саити».
□2:17 «Мән ахирқи күнләрдә өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән» — «ахирқи күнләр» яки «ахир заман» адәттә Инҗил дәвриниң өзини көрситиду; демәк, Мәсиһниң биринчи қетим дунияға келишидин тартип иккинчи қетим келишигичә болған вақитни көрситиду. «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.
■2:17 Йәш. 44:3; Әз. 11:19; 36:27; Йо. 2:27-29; Зәк. 12:10; Луқа 2:36; Юһ. 7:3; Рос. 10:45; 21:9.
□2:18 «шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән...» — «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.
■2:20 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Вәһ. 6:12-13
□2:21 «...һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду» — (17-21-айәт) «Йо.» 2:28-32ни көрүң.
■2:21 Йо. 2:30-32; Рим. 10:13.
□2:23 «Тәврат қанунисиз жүргән адәмләр»... — мошу йәрдә ят әлликләр, болупму римлиқларни көрситиду.
□2:28 «...Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».» — (25-28-айәт) «Зәб.» 15:8-11ни көрүң.
□2:30 «өз пуштидин бирәйлән...» — грек тилида «униң чатириқидин чиққандин бирәйлән...».
■2:30 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Луқа 1:32; Рос. 13:23; Рим. 1:3; 2Тим. 2:8.
□2:33 «шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип,...» — яки «шундақла Атидин Муқәддәс Роһ ата қилиш вәдисини тапшурувелип,...».
■2:33 Рос. 1:4; 5:31; 10:45; Фил. 2:9.
□2:34-35 «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»» — «Зәб.» 119:1.
■2:34-35 Зәб. 109:1; 1Кор. 15:25; Әф. 1:20; Ибр. 1:13.
■2:37 Зәк. 12:10; Луқа 3:10; Рос. 9:6; 16:30.
□2:39 «бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду» — «бу вәдә» Муқәддәс Роһни көрситиду.
□2:42 «етиқатчиларниң бирлик-һәмдәмлиги» — бу алаһидә мәнидә болуп, грек тилида «ортақлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм Худа билән болған алақини, һәм етиқатчиларниң бир-бири билән болған зич алақисини вә Худаниң шапаитидин ортақ несивә болушни билдүриду. «нан уштуш» — шүбһисизки, уларниң Әйсаниң өлүмини хатириләш үчүн нан уштушини көрситиду («Мат.» 26:26-28, «1Кор.» 11-бап, 17-34ни көрүң).
□2:46 «улар һәр күни ... ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,...» — 2:42дики изаһатни көрүң.
□2:47 «...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти» — яки «...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни уларниң арисиға қошатти».