4
Петрус билән Юһаннаниң алий кеңәшмидә сорақ қилиниши
Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, каһинлар, ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә Садуқийлар уларниң йениға келип қалди. «Садуқийлар» — Йәһудийларниң бир мәзһипи. Улар тоғрилиқ «тәбирләр»ни көрүң. Улар расулларниң халайиққа тәлим бериши, җүмлидин «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти . «Улар расулларниң... «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти» — «әсәбийләшти» яки «ғәзәпләнди». «Өлгәнләр тирилдүрүлиду» дегән гәп Садуқийларни интайин ғәзәпләндүргән болса керәк, чүнки улар бу нуқтиға қәтъий ишәнмәйтти. Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди, чүнки кәч кирип қалған еди. «Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди...» — «уларни» — Петрус, Юһанна вә уларға есилип чиң тутқан, сақайтилған токур кишини көрситиду (9-, 10-, 14-айәтни көрүң). Лекин җар қилинған сөз-каламни аңлиғанларниң көпи етиқат қилди; шуниң билән етиқат қилған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.
Әтиси, Йәһудийларниң кеңәшмисидики башлиқлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди. Уларниң арисида баш каһин Аннас, Қаяфас, Юһанна, Искәндәр вә баш каһинниң башқа җәмәтидикиләр бар еди. Улар Петрус билән Юһаннани арисиға турғузуп:
— Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип яки кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди. Мис. 2:14; Мат. 21:23; Рос. 7:27.
Петрус Муқәддәс Роһқа толдурулған һалда уларға мундақ деди:
Хәлиқниң һөкүмранлири вә Исраилниң ақсақаллири! Әгәр биз бүгүн бу токур адәмгә көрсәткән яхши әмәл һәм униң қандақ сақайтилғанлиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ, 10 силәр вә пүткүл Исраил хәлқи шуни билсунки, силәр крестлигән, амма Худа өлүмдин тирилдүргән Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, униң күч-қудрити арқилиқ бу киши мошу йәрдә алдиңларда пүтүнләй сақ-саламәт туриду!
11 Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур. «Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур» — «Зәб.» 117:2.   Зәб. 117:22; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рим. 9:33; 1Пет. 2:7. 12 Униңдин башқа һеч кимдә ниҗатлиқ йоқ, чүнки пүткүл асман астида инсанлар арисиға тәқдим қилинған, Әйсадин башқа бизни қутқузидиған һеч қандақ бир нам йоқтур. Мат. 1:21; Рос. 10:43; 1Тим. 2:5.
13 Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән һөкүмранлар уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти; уларниң бурун Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди. «уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлиги...» — «оқумиған» пүтүнләй саватсиз дегәнлик әмәс, пәқәт (уларниң көзқаришида) Тәвратқа шәрһ беришкә салаһийити йоқлуғини көрситиду. «Адәттики» «һеч алаһидә тәбийә көрмигән» дегән мәнидә. 14 Униң үстигә, сақайған һелиқи адәмниң уларниң йенида туруватқанлиғини көрүп, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди. 15 Шуниң билән һөкүмранлар уларни кеңәшмидин чиқишқа буйруди. Андин бир-бири билән мәслиһәтлишип:
16 — Буларни қандақ қилимиз? Чүнки уларниң вастиси билән хелә көрүнәрлик мөҗизилик бир аламәт йүз бәргәнлиги пүткүл Йерусалимдикиләргә аян болди вә биз уни инкар қилишқа амалсизмиз. Юһ. 11:47. 17 Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң йейилип кәтмәслиги үчүн, уларға бундин кейин бу адәмниң намида һеч кимгә һеч немә демәсликкә агаһ-тәһдит салайли! — дейишти.
18 Шуниң билән уларни чақиртип, бундин кейин Әйсаниң намида һеч сөзлимәслик яки тәлим бәрмәсликни қәтъий буйруди. 19 Лекин Петрус билән Юһанна:
— Худаниң алдида силәргә итаәт қилиш тоғриму яки Худағиму, буниңға өзүңлар бир немә дәңлар! Рос. 5:29. 20 Амма биз болсақ, көргән вә аңлиғанлиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.
21  Һөкүмранлар болса халайиқтин қорқуп, уларни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларға техиму тәһдит селип, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ болған вақиә түпәйлидин Худани улуқлиған еди. Рос. 3:7, 8; 5:26. 22 Чүнки бу сақайтилиш мөҗизилик аламити көрситилгән кишиниң йеши қириқтин ашқан еди.
 
Җамаәтниң бир қәлбдә, бир роһта дуа қилиши
23 Улар қоюп берилгәндин кейин, өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип, баш каһинлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини баштин-ахир көпчиликкә уқтурди. «өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип...» — «өз һәмраһлири» өз өйидикиләрни әмәс, бәлки җамаәттикиләрни көрситиду, әлвәттә.   Рос. 12:12. 24 Улар буни аңлиғанда, авазини бир нийәт бир дил билән Худаға көтирип мундақ нида қилди:
— И Егимиз, Сән асман-зимин, деңиз-океанларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худадурсән. Мис. 20:11 25 Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу:
«Әлләр немишкә чуқан салиду?
Немә үчүн бекардин-бекар сүйқәст ойлайду? «Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу ...» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Муқәддәс Роһ билән» дегән сөз тепилмайду.   Зәб. 2:1.
26 Дуниядики падишалар сәп тартип,
Әмәлдарлар жиғилишип,
Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти». «...Дуниядики падишалар сәп тартип, әмәлдарлар жиғилишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти» — (25-26-айәт) «Зәб.» 2:1-2.   Зәб. 2:1, 2.
27 — Чүнки дәрвәқә дәл бу шәһәрдә Һерод һәм Понтиус Пилатус, ят әлликләр һәм Исраил хәлиқлири бирлишип, Сән мәсиһлигән муқәддәс хизмәткариң Әйсаға қарши чиқип топланған еди, Мат. 26:3; Мар. 14:1; Луқа 22:2; Юһ. 11:47. 28 шуниң билән күч-қудритиң вә ирадәң бойичә Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған. «күч-қудритиң вә ирадәң бойичә...» — грек тилида: «қолуң вә ирадәң бойичә...». «Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған» — демәк, мошу кишиләрниң Худаға вә Униң Мәсиһигә қарши интайин яман нийити болсиму, уларниң Әйсани өлтүрүвәткәнлиги бәрибир Худа Өзиниң карамәт планини әмәлгә ашуруш үчүн еди.
29 Әнди и Пәрвәрдигар, уларниң селиватқан тәһдитлирини көргәйсән, қуллириңни сөз-каламиңни толуқ жүрәклик билән сөзләп йәткүзидиған қилғайсән; 30  кесәлләрни сақайтишқа қолуңни узитип, муқәддәс хизмәткариң Әйсаниң намида мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни яратқайсән. Мар. 16:17.
31 Уларниң дуаси аяқлашқанда, улар турған йәр тәвринип кәтти. Улар һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Худаниң сөз-каламини жүрәклик сөзләп йәткүзүшкә башлиди. Рос. 16:26.
 
Етиқатчиларниң пул-маллирини ортақ қилиши
32 Топ-топ етиқатчилар бир җан-бир дил, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тәәллуқ пул-мелини «өзүмниң» демәйтти, бәлки һәммисигә ортақ еди. Рос. 2:44; 1Пет. 3:8. 33 Расуллар зор күч-қудрәт билән Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худаниң зор меһри-шәпқити уларниң һәммисиниң үстигә қонди. 34 Уларниң арисидикиләрниң һеч немигә һаҗити чүшмәйтти. Чүнки йәр-зимин, өй-җай егидарлири болғанлар уларни сетип, пулини елип келип 35 расулларниң айиғи алдиға қоятти; андин һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәқсим қилинатти. Йәш. 58:7.
36 Уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди (расуллар уни Барнабас, йәни «Риғбәтләндүргүчи оғул бала» дәп атиған); «уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди... Барнабас.. дәп атиған» — Барнабас Лавийлиқ болғачқа, бәлким ибадәтханида ишлигән еди. 37 униңму бир парчә етизи бар еди; у шу йолда уни сетип, пулини елип расулларниң айиғи алдиға тапшурди.
 
 

4:1 «Садуқийлар» — Йәһудийларниң бир мәзһипи. Улар тоғрилиқ «тәбирләр»ни көрүң.

4:2 «Улар расулларниң... «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти» — «әсәбийләшти» яки «ғәзәпләнди». «Өлгәнләр тирилдүрүлиду» дегән гәп Садуқийларни интайин ғәзәпләндүргән болса керәк, чүнки улар бу нуқтиға қәтъий ишәнмәйтти.

4:3 «Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди...» — «уларни» — Петрус, Юһанна вә уларға есилип чиң тутқан, сақайтилған токур кишини көрситиду (9-, 10-, 14-айәтни көрүң).

4:7 Мис. 2:14; Мат. 21:23; Рос. 7:27.

4:11 «Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур» — «Зәб.» 117:2.

4:11 Зәб. 117:22; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рим. 9:33; 1Пет. 2:7.

4:12 Мат. 1:21; Рос. 10:43; 1Тим. 2:5.

4:13 «уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлиги...» — «оқумиған» пүтүнләй саватсиз дегәнлик әмәс, пәқәт (уларниң көзқаришида) Тәвратқа шәрһ беришкә салаһийити йоқлуғини көрситиду. «Адәттики» «һеч алаһидә тәбийә көрмигән» дегән мәнидә.

4:16 Юһ. 11:47.

4:19 Рос. 5:29.

4:21 Рос. 3:7, 8; 5:26.

4:23 «өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип...» — «өз һәмраһлири» өз өйидикиләрни әмәс, бәлки җамаәттикиләрни көрситиду, әлвәттә.

4:23 Рос. 12:12.

4:24 Мис. 20:11

4:25 «Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу ...» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Муқәддәс Роһ билән» дегән сөз тепилмайду.

4:25 Зәб. 2:1.

4:26 «...Дуниядики падишалар сәп тартип, әмәлдарлар жиғилишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти» — (25-26-айәт) «Зәб.» 2:1-2.

4:26 Зәб. 2:1, 2.

4:27 Мат. 26:3; Мар. 14:1; Луқа 22:2; Юһ. 11:47.

4:28 «күч-қудритиң вә ирадәң бойичә...» — грек тилида: «қолуң вә ирадәң бойичә...». «Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған» — демәк, мошу кишиләрниң Худаға вә Униң Мәсиһигә қарши интайин яман нийити болсиму, уларниң Әйсани өлтүрүвәткәнлиги бәрибир Худа Өзиниң карамәт планини әмәлгә ашуруш үчүн еди.

4:30 Мар. 16:17.

4:31 Рос. 16:26.

4:32 Рос. 2:44; 1Пет. 3:8.

4:35 Йәш. 58:7.

4:36 «уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди... Барнабас.. дәп атиған» — Барнабас Лавийлиқ болғачқа, бәлким ибадәтханида ишлигән еди.