□16:1 «Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди» — кейинки айәтләргә қариғанда, «шу йәр» Листра еди.
□16:3 «бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди» — Павлусниң Тимотийни хәтнә қилиши етиқатини билдүрүш үчүн әмәс, бәлки у униң билән Худаниң хизмитидә болғанда Йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини елиш үчүн еди.
□16:6 «Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп...» — Фригийә вә Галатия районлири Асияниң бир қисми еди — Павлус шу йәрдин өткини билән Худаниң сөзини җакалаш үчүн у йәрдә тохтимиди.
□16:7 «Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди» — қизиқ бир йери шуки, кейинрәк расул Петрус дәл мошу районларниң бәзи йәрлик кишилири билән йеқин мунасивәттә болди (2Пет.» 1:1ни көрүң). Шуңа мүмкинчиклиги барки, Павлуслар мошу йәрләрдин өтүп кәткән вақитларда, Петрус шу йәрдә еди яки пат арида шу йәрләргә кәлмәкчи еди. Павлусму кейин Галатия дегән районға берип, хуш хәвәрни тарқитип, бир җамаәт бәрпа қилинди (18:23 вә «Гал.» 4:13ни көрүң).
□16:9 «Деңиздин өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән!» — Македонийә Рим империйәсидики Гретсийәгә җайлашқан «Македонийә өлкиси» еди.
□16:10 «У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ» — мошу айәттин башлап «биз» дәп баян қилишниң сәвәви — мошу китапниң муәллипи Луқа мошу йәрдә Павлусларға қошулғанлиғини көрситиду.
□16:12 «У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди» — Филиппи деңиз бойики Неаполистин 16 километр жирақлиқта еди. «Римдики мустәмликә» — беваситә Рим һөкүмити өзи башқурған, аһалиси «Рим гражданлиқ» һоқуқ-имтиязлириға егә еди.
□16:13 «Шабат күни, шәһәр дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ» — әһвалға қариғанда Филиппи шәһиридә Йәһудийларниң бирму синагоги йоқ еди («синагог»ниң асаси үчүн аз дегәндә он Йәһудий әркәк киши бир-биригә қошулуши керәк). Ундақ әһвал астида бу аяллар (бәлким Йәһудий һәм Йәһудий әмәсләр, йәни «Худаниң қорққанлар») һәр шабат күни Тәвраттин елинған сөзләр билән дуа-тилавәт қилишқа жиғилатти.
□16:14 «Уларниң ичидә сөсүн рәхт Содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди» — «Худадин қорқидиған» дегән турақлиқ ибарә, Лидяниң Йәһудий әмәс, амма Тәврат етиқатида болғанлиғини көрситиду.
■16:15 Яр. 19:3; 33:11; Һак. 19:21; Луқа 24:29; Ибр. 13:2.
□16:16 «бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди» — «пал салғучи бир җин» грек тилида «питон роһи». «Питон» йоған илан болуп, грекларниң ривайәтлири бойичә у Дәлфи шәһиридики бутханида туруп, палчилиқ сирлирини башқуратти.
■16:16 1Сам. 28:7; Рос. 19:24.
□16:17 «... улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду!» — яки «... улар силәргә ниҗатлиқ йолини җакалайду!».
□16:18 «Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап,...» — грек тилида «қәлбини азаплаш» дегән сөз һәм дәрд, бизарлиқ вә хапичилиқни (дегән мәниләрни) өз ичигә алиду. «җин шуан чиқип кәтти» — яки «җин шу саат ичидә чиқип кәтти».
■16:20 1Пад. 18:17; Рос. 17:6.
■16:22 2Кор. 11:25; 1Тес. 2:2.
□16:27 «Гундипай уйқидин ойғинип, ... мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди» — Рим империйәсиниң қануни бойичә мәһбусларни қачуруп қойған әскәрләр яки гундипайлар өлүмгә мәһкүм қилинатти.
■16:30 Луқа 3:10; Рос. 2:37; 9:6.
□16:31 «Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду!» — гундипайниң «Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк?» дегән соални қоюшида, у бәлким «қутқузулуш»ниң немә екәнлигини анчә чүшәнигән болуши мүмкин. Униң көздә тутқини роһий җәһәттин әмәс, бәлки өз вә аилисидикиләрниң өлүм җазасидин қутулуши еди.
■16:31 Юһ. 3:16,36; 6:47; 1Юһа. 5:10.
□16:37 «Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди» — римлиқ пухраларға ундақ муамилә қилишниң һәр бир басқучи Рим қануниға хилап еди.