Башқа бир хил тәрҗимиси: «У аман-есәнлик ичидә, меңип бақмиған йол билән келиду».
Йәшая Худаниң қутқузғучи екәнлигини баян қилиш үчүн дәл мошу сөзни ишлитиду. Демәк, Худа Исраилға «һәмҗәмәт»лик қилип, уларниң «гоел»и, йәни «Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси» болиду. У Өз ихтиярийлиғи билән уларни қутқузиду.
Қариғанда бу бешарәт ахирқи заманларни көрситиду; шу чағда Худа Исраилни йеңи бир «Мисирдин чиқиш» (әмәлийәттә, «җаһанниң чәт-чәтлиридин чиқириш») йоли билән қутқузиду.
□41:2 «...уни һәққанийлиқ билән Өз хизмитигә чақирди?» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда: — «Һәққанийлиқниң Өзи, (йәни Худа) бу кишини өз пути алдиға чақирди?».
□41:3 «У уларни қоғливетип, путини йәргә тәккүзмәй дегидәк маңиду, аман-есәнлик ичидә өтивериду» — Йәшая пәйғәмбәр бешарәт қилған мошу намсиз таҗавузчиниң исми кейинрәк чиқиду. Мошу йәрдә көримизки, (1) У қилидиған урушлар бәк оңушлуқ болиду; (2) Униң һәрбий жүрүш сүрити интайин тез болиду; (3) Униң қилидиған урушлири башқа әлләрни һодуқтуруп патипарақ қиливетиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «У аман-есәнлик ичидә, меңип бақмиған йол билән келиду».
□41:4 «Барлиққа кәл» — яки «Йенимға кәл». «Әлмисақтин тартип дәвирләрни «Барлиққа кәл» дәп чақирип, буларни бекитип ада қилған ким?» — буниң мәнаси бәлким шуки, Худа алдин-ала (пәйғәмбәр арқилиқ) ейтқан ишлар йүз бәргинидә, әлләр бешарәтләрниң тоғра чиқидиғанлиғини көриду. Шундақ қилип, улар Худаниң уларни гуналирини ташлап, Өзигә йеқин келип кәчүрүмигә еришишигә чақиридиғанлиғини көрүп йетиду. «ахири болғанлар» — дунияда әң ахири һатат болған инсанларни көрсәтсә керәк. «Мән дегән «У»дурмән» — мошу йәрдә «У» Худаниң өзини көрситиду, әлвәттә.
■41:4 Йәш. 43:10; 44:6; 48:12; Вәһ. 1:17; 22:13
□41:7 «Шуниң билән нәққашчи зәргәрни риғбәтләндүриду, метални япилақлап болқа ойнатқучи сәндәлни базған билән соққучини риғбәтләндүрүп...» — әлләр Худа бешарәт қилған таҗавузчиниң келидиғанлиғини билип қорқиду (5-айәт). Бирақ бешарәтниң әмәлгә ашқанлиғини көрүши билән, бутпәрәслигини ташлап Худаниң алдиға келишиниң орнида, улар йәнила өзлирини қоғдаш үчүн (тумар сүпитидә) бутларни ясатмақчи болиду.
■41:8 Қан. 7:6; 10:15; 14:2; 2Тар. 20:7; Зәб. 134:4; Йәш. 43:1; 44:1; Яқ. 2:23
□41:9 «Мән җаһанниң қәридин елип кәлгән, йәрниң әң чәтлиридин чақириғиним сән екәнсән» — оқурмәнләр шуни есигә кәлтүрсунки, Худа Ибраһимни жирақ жуттин Қанаанға (Пәләстингә) чақирған еди; кейин Ибраһимниң әвлатлири болған Исраилни Муса пәйғәмбәр арқилиқ Мисирдин қутқузған еди. «Сени һәргиз чәткә қақмаймән» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Сени чәткә қақмиғанмән».
■41:11 Мис. 23:22; Йәш. 60:12; Зәк. 12:3
□41:14 «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» — ибраний тилида «гоел» дегән мошу сөзниң алаһидә мәнаси бар. Бириси кәмбәғәл болуп, өзини қуллуққа сетивәткән болса яки башқа қийин әһвалға учрап мал-мүлүгини сатқан болса, Муса пәйғәмбәр қобул қилған муқәддәс қанунға асасән, мошу кишиниң йеқин уруқ-туққанлири, һәмҗәмәтлириниң уни һөрлүккә чиқирип қутқузуш һоқуқи бар еди. Демәк, «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң («гоел») сетивалғучи адәмгә пул берипла, өз қериндишини һөр қилип қутқузуш һоқуқи бар дегәнликтур. Һоқуқни ишлитиш һәмҗәмәтниң өз ихтиярлиғи билән болатти, әлвәттә. У ишләтмәкчи болса, һеч ким уни тосалмайтти. Йәшая Худаниң қутқузғучи екәнлигини баян қилиш үчүн дәл мошу сөзни ишлитиду. Демәк, Худа Исраилға «һәмҗәмәт»лик қилип, уларниң «гоел»и, йәни «Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси» болиду. У Өз ихтиярийлиғи билән уларни қутқузиду.
■41:18 Зәб. 106:35; Йәш. 35:7; 44:3
□41:19 «Далада кедир, акатсийә, хадас вә зәйтун дәрәқлирини өстүрүп беримән; ... арча, қариғай вә боксус дәрәқлирини биргә тикимән» — мошу дәрәқләр (зәйтун дәриғидин сирт) мевә үчүн әмәс, сайә бериш үчүн берилиду; бир қанчә хил дәрәқ бир хил муһит астида тәң өсүши мүмкин әмәс. Қариғанда бу бешарәт ахирқи заманларни көрситиду; шу чағда Худа Исраилни йеңи бир «Мисирдин чиқиш» (әмәлийәттә, «җаһанниң чәт-чәтлиридин чиқириш») йоли билән қутқузиду.
□41:23 «Бирәр яхши иш яки яман бир иш қилиңлар!» — мошу ибарә «Һәр қандақ бирәр ишни қилиңлар!» дегәнни билдүриду. Бутлар яхши болсун, яман болсун һеч қандақ иш қилалмайду, әлвәттә.
□41:25 «Бирисини шимал тәрәптин қозғидим, у келиду; у күнчиқиштин Мениң намимни җакалап келиду» — таҗавузчи техи намсиз, бирақ һазир у тоғрилиқ йәнә бир пакит бар; у шәриқтин һәмдә шимал тәрәптинму келиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң намимни чақирип нида қилип келиду».
□41:28 «шулар арисида һеч ким йоқ» — «шулар» шүбһисизки, бутпәрәс әлләрни көрситиду.