106
Бәшинчи Бөлүм •••• 106-күй •••• Худаниң барлиқ инсанларға көрсәткән меһриванлиғи үчүн тәшәккүр ейтиңлар!
1 Аһ, Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар!
Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити!■ Зәб. 106:1; 117:1; 135:1
2 Пәрвәрдигар яв қолидин қутқузғанлар,
У һәмҗәмәт болуп қутқузған хәлқи буни давамлиқ баян қилсун —
3 Йәни У шәриқ билән ғәриптин, шимал билән җәнуптин,
Һәр қайси жутлардин жиғивелинғанлар буни ейтсун!□ «... У... шимал билән җәнуптин... жиғивелинғанлар буни ейтсун!» — бәзи кона көчүрмиләрдә «җәнуптин» дегәнниң орнида «деңиздин» дейилиду; йәни «У... шимал билән деңиздин... жиғивелинғанлар буни ейтсун!» дейилиду (ибраний тилида икки сөзниң пәрқи чоң әмәс, йәни «ями» билән «Ямин»).
4 Улар чөл-баяванни кезип пинһан йолда адашти,
Адәм маканлашқан һеч бир шәһәрни тапалмастин.
5 Ач һәмдә уссуз болуп,
Җени чиқай дәп қалди.
6 Андин Пәрвәрдигарға пәряд қилди,
У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
7 Маканлашқидәк шәһәргә йәткичә,
У уларни түз йолда башлиди.
8 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун!
Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн,
Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
9 Чүнки У чаңқиған көңүлни қандурди,
Ач қалған җанни есил немәтләр билән толдурди.
10 Зүлмәттә, өлүм көләңгисидә яшиғанлар,
Төмүр кишән селинип, азап чәккәнләрни болса,
11 (Чүнки улар Тәңриниң әмирлиригә қаршилиқ қилди,
Һәммидин Алий Болғучиниң несиһәтини кәмситти)
12 — У уларни җапа-мушәққәт тартқузуп кәмтәр қилди,
Улар путлишип жиқилди, уларға ярдәмгә бирисиму йоқ еди.
13 Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилди,
У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
14 Уларни зулмәт һәм өлүм сайисидин чиқирип,
Уларниң зәнҗир-асарәтлирини сундуруп ташлиди.
15 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун!
Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн,
Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
16 Мана У мис дәрвазиларни парә-парә қилип,
Төмүр тақақларни кесип ташлиди.
17 Һамақәтләр өз итаәтсизлик йоллиридин,
Қәбиһликлиридин азапларға учрайду;
18 Көңлидә һәр хил озуқ-түлүктин бизар болуп,
Өлүм дәрвазилириға йеқинлишиду.
19 Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду,
У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
20 У сөз-каламини әвәтип, уларни сақайтиду,
Уларни заваллиқлиридин қутқузиду.
21 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун!
Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн,
Адәм балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
22 Қурбанлиқ сүпитидә тәшәккүрләр ейтсун,
Униң қилғанлирини тәнтәнилик нахшилар билән баян қилсун!□ «Қурбанлиқ сүпитидә тәшәккүрләр ейтсун,...» — яки «Тәшәккүр қурбанлиқлири атисун,...».
«Тәшәккүр қурбанлиғи» Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бекиткән алтә хил қурбанлиқлардин бири. ■ Лав. 7:12; Зәб. 49:14
«Тәшәккүр қурбанлиғи» Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бекиткән алтә хил қурбанлиқлардин бири. ■ Лав. 7:12; Зәб. 49:14
23 Кемиләрдә деңизға чүшүп қатниғучилар,
Улуқ суларда тирикчилик қилғучилар,■ Вәһ. 18:17
24 Булар Пәрвәрдигарниң ишлириға гувачидур,
Чоңқур океанда көрсәткән карамәтләрни көргүчидур.
25 Чүнки У бир сөз биләнла шиддәтлик шамални чиқирип,
Долқунлирини өркәшлитиду;
26 Кемичиләр асман-пәләк өрләйду,
Суларниң тәһтилиригә чүшиду,
Дәһшәттин уларниң җени ерип кетиду.
27 Улар мәс адәмдәк әләң-сәләң ирғаңлайду,
Һәр қандақ әқил-чариси түгәйду;
28 Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду,
У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
29 У боранни тиничлитиду,
Су долқунлириму җим болиду.
30 Шуниң билән улар течлиғидин шатлиниду;
У уларни тәшна болған арамгаһиға йетәкләп бариду.
31 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун!
Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн,
Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
32 Улар хәлиқниң җамаитидиму Уни улуқлисун,
Ақсақаллар мәҗлисидә Уни мәдһийилисун.
33 У дәрияларни чөлгә,
Булақларни қақаслиққа айландуриду.
34 Аһалисиниң яманлиғи түпәйлидин,
Һосуллуқ йәрни шорлуқ қилиду.
35 У йәнә чөл-баяванни көлгә,
Чаңқақ йәрни булақларға айландуриду;■ Йәш. 41:18
36 Ачларни шу йәргә җайлаштуруп,
Улар олтирақлашқан бир шәһәрни бәрпа қилиду;
37 Улар етизларни һайдап-терип, үзүмзарларни бәрпа қилиду;
Булар һосул-мәһсулатни мол бериду.
38 У уларға бәрикәт бериду,
Шуниң билән уларниң сани хеләла ешип бариду,
У уларниң мал-варанлирини һеч азайтмайду.
39 Улар йәнә җәбир-зулум, бала-қаза һәм дәрд-әләмгә йолуғуп,
Сани азийип, пүкүлиду.
40 У есилзадиләр үстигә кәмситишлирини төкиду,
Йолсиз дәшт-сәһрада уларни сәргәрдан қилиду;
41 Лекин мискин адәмни җәбир-зулумдин жуқури көтирип сақлайду,
Униң аилә-тавабатини қой падисидәк көп қилиду.■ 1Сам. 2:8; Зәб. 112:7, 8
42 Буни көңли дуруслар көрүп шатлиниду;
Пасиқларниң ағзи етилиду.■ Аюп 5:16; 22:19
43 Кимки дана болса, буларни байқисун,
Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқәтлирини чүшәнсун!
■106:1 Зәб. 106:1; 117:1; 135:1
□106:3 «... У... шимал билән җәнуптин... жиғивелинғанлар буни ейтсун!» — бәзи кона көчүрмиләрдә «җәнуптин» дегәнниң орнида «деңиздин» дейилиду; йәни «У... шимал билән деңиздин... жиғивелинғанлар буни ейтсун!» дейилиду (ибраний тилида икки сөзниң пәрқи чоң әмәс, йәни «ями» билән «Ямин»).
□106:22 «Қурбанлиқ сүпитидә тәшәккүрләр ейтсун,...» — яки «Тәшәккүр қурбанлиқлири атисун,...». «Тәшәккүр қурбанлиғи» Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бекиткән алтә хил қурбанлиқлардин бири.
■106:41 1Сам. 2:8; Зәб. 112:7, 8