105
105-күй •••• Худаниң вападарлиғи вә сәвир-тақити; инсанниң вапасизлиғи
1 Һәмдусана!
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар!
Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
□ ■ 2 Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду?
Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду?
3 Бәхитликтур адаләтни тутқан,
Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши!
4 Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар;
Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!
□ 5 Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй,
Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай,
Өз мирасиң болған хәлқиң билән пәхирлинип, яйрап жүрәй!
6 Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ,
Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.
■ 7 Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай,
Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди;
Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.
■ 8 Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп,
Өз нами үчүн уларни қутқузди.
■ 9 Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән,
У қупқуруқ болди;
Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк,
У уларни деңиз тәглиридин
қуруқ өткүзди.
■ 10 Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди,
Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди.
11 Явларни сулар басти,
Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.
■ 12 Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди;
13 Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди,
Несиһәтини күтмиди;
14 Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди,
Чөл-баяванда Тәңрини синиди.
■ 15 Шуңа У сориғинини уларға бәрди,
Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.
■ 16 Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди,
Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.
■ 17 Йәр ечилип Датанни жутувәтти,
Абирамни адәмлири билән қапсивалди.
■ 18 Әгәшкүчилири арисида от йеқилди;
Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.
■ 19 Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди,
Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,
■ 20 Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға,
От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди.
21 Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди.
22 Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан,
Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани унтуди.
23 У уларни һалак қилимән дегән еди —
Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса,
— Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.
■ 24 Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди,
25 Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп,
Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди.
26 Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: —
Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —
■ 27 Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп,
Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.
■ 28 Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп,
Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди.
□ ■ 29 Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди,
Улар арисида ваба қозғалди;
30 Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди,
Шуниң билән ваба тосулди;
31 Бу иш Финиһасқа һәққанийәт дәп һесапланди,
Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди.
32 Улар йәнә Пәрвәрдигарни мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди,
Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;
■ 33 Чүнки улар униң роһини териктүрди,
Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди.
□ 34 Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип,
Шу йәрдики қовмларни йоқатмиди;
35 Бәлки ят әлләр билән арилишип,
Уларниң қилиқлирини үгәнди;
■ 36 Уларниң бутлириға чоқунди,
Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти;
37 Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.
■ 38 Шундақ қилип улар бегуна қанни,
Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти;
Зимини қанға булғинип кәтти.
■ 39 Улар өз қилмишлири билән булғанди;
Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди.
40 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди,
У Өз мирасидин йиргәнди;
41 Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди,
Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
42 Дүшмәнлири уларни әзди,
Улар яв қоли астида егилип пүкүлди.
43 Көп қетим Пәрвәрдигар уларни қутқузди;
Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди,
Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти.
44 Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда,
Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди;
45 Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди,
Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди,
□ 46 У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти.
47 Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз!
Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа,
Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә,
Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән!
■ 48 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға,
Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
Пүткүл хәлиқ «Амин» десун!