□49:1 «Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни тилға алди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни әсләтти».
□49:2 «У ағзимни өткүр қиличтәк қилди ...мени силиқланған бир оқ қилди» — қиличниң тәсири йеқиндикиләргә, оқниң болса жирақтикиләргә болиду.
□49:3 «Сән болсаң өзүңдә Мениң гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» — оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, Худа Яқупқа йеңи бир исим, Исраилни («Худа билән биллә болған әмир» яки «Худаниң ғәлибичисидур» дегән мәнидә) беғишлиған еди. Шуниң билән Худа бовиси Ибраһимға бәргән вәдилирини, җүмлидин әң улуғи: «Сән вә әвладиң дуниядики барлиқ әл-жутларға бәхит йәткүзисән» дегәнни тәкрарлап униңға тапшурған. Бирақ Яқупниң әвлатлири болған Исраиллар Худаға гувалиқ бәрмәй мошу вәзипини әмәлгә ашурмай кәлгән. Мошу йәрдә Худа шу вәзипини һәм вәдисини: «Сән болсаң өзүңдә гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» дәп, пәвқулъаддә «Өз қули»ға тапшурди.
□49:4 «Мән: — «Мениң әҗрим бекарға кәтти, һеч немигә еришмәй күч-мағдурумни қуруқ сәрп қилдим; шундақтиму баһалинишим болса Пәрвәрдигардиндур, мениң әҗримниму Худайимға тапшурдум» — дедим» — мошу бешарәтни чүшиниш үчүн 5-13-айәтләрниму көрүш керәк. Қариғанда Худа Өз қулиға «Өз хәлқимни товва қилиш йолида йенимға қайтуруш» вәзиписини тапшурған болсиму, қул вақит-күчини сәрп қилип һеч қандақ нәтиҗигә еришәлмигәндәк көрүниду; демәк, Исраил, йәни «Яқупниң қәбилилири» һеч товва қилмиған. Оқурмәнләр мошундақ ишларниң һәқиқий йүз бәргән-бәрмигәнлигини Инҗилдин көрәләйду.
□49:5 «Исраил қайтурулуп йениға топланмиған» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси «...йәни Исраилни Өзигә қайтуруп жиғиш үчүн... (мени балиятқуда шәкилләндүргән)....»
□49:6 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң Яқуп қәбилилирини гунадин қутқузуп турғузушқа, һәмдә Исраилдики «сақланған садиқлар»ни бәхиткә қайтурушқа қулум болушуң сән үчүн зәрричилик бир иштур...» — Пәрвәрдигарниң қули «һеч қандақ нәтиҗигә еришмигини билән», йәнила үмүтсизләнмәй дуа қиливәрди. Худа униңға: «Пәқәт Өз хәлқим болған Йәһудийларни қайтурупла қалмай, сән бәлки пүткүл дунияға нур вә ниҗат болуп, Қутқузғучи болисән» дегән җавапни бериду.
□49:7 «Адәмләр ич-ичидин нәпрәтлинидиған кишигә, йәни көпчилик ләнитий дәп қариған... кишигә..» — мошу йәрдә «көпчилик» ибраний тилида «ят әл» дегәнни ипадиләйду. Лекин мошу йәрдә Исраилни көрситиду. Демәк, Исраил Худаға нисбәтән «ят бир әл» дәп қарилиду. «...падишалар көзлирини ечип көрүп орнидин туриду, әмәлдарларму баш уриду» — мошу бешарәт билән жуқуриқи бешарәтни селиштурсақ, адәмни һәйран қалдуриду. Қул дунияға нур вә ниҗат болғини билән у адәмләрниң нәпрәт-кәмситишигә, чәткә қеқишиға һәм хорлуғиға учрайду; бирақ ахирда һәтта дуниядики падишаларму «көзлирини ечип көрүп» қулға баш уриду. Амма уларниң «немә көргәнлиги» мошу йәрдә дейилмиди; буни билиш үчүн «Йәшая»ни давамлиқ оқуш керәк!
□49:11 «... Шуниңдәк Мән барлиқ тағлиримни йол қилимән, Мениң йоллирим болса егиз көтирилиду» — шүбһисизки, мошу бешарәтләр һәм җисманий җәһәтләр һәм роһий җәһәтлиридиму әмәлгә ашурулиду. «Җисманий җәһәттә» қул Исраил хәлқини дунияниң барлиқ чәт-яқилиридин өз жутиға қайтуруп, Яқупниң «мираси болған» Пәләстинни гүлләндүрүп уларға қайтидин беғишлайду. Мошу ишлар йәнә төвәндики 14-26-айәтләрдә тәсвирлиниду. Худаниң сөзигә асасән бу ишлар «сән үчүн бу зәрричилик иштур». Униң қули Шәйтанниң вә гунаниң қараңғу зинданлирида узун ятқан барлиқ мәһбуслар үчүн әркинликкә, Худаниң кәчүрүмигә, йеңи, әһмийәтлик һаятқа, җүмлидин җәннәткә еришиштики пурсәтни яритип бериду.
□49:12 «Мана, булар болса шималдин вә ғәриптин келиватиду, һәм мошулар Синим зиминидинму келиватиду» — ибраний тилидики «Синим» дегән сөз бәлким қедимки «Чин» мәмликити (қедимки «Чин» һазирқи Җуңго)ни көрситиш мүмкин. Мошу сөз үстидә башқа қарашларму мәвҗут.
□49:19 «... харабә һәм чөлдәрәп кәткән җайлириң... һазир келип, турмақчи болғанлар түпәйлидин саңа тарчилиқ қилиду» — бу хил мәсилә интайин яхши бир мәсилә, әлвәттә. Аниниң йениға қайтип кәлгән балилири шунчә көпки, жутқа патмайду.
□49:24 «Һәққанийәт җазаси сәвәвидин тутқун қилинған болса қутулдурғили боламду?» — буниң мәнаси бәлким Исраиллар яки башқа милләтләр «һәққанийәт җазасиға учриши сәвәвидин тутқун қилинса», ундақта һәққаний болған Худа уларни әркин қилса боламду, боламду? Бу Өзиниң адиллиғиға хилаплиқму? — демәкчи. Төвәндики айәтни һәм изаһатниму көрүң.
□49:25 «Сән билән дәвалашқанлар билән Мәнму дәвалишимән» — Худаниң бу сөзи бәлким «силәрни әркин қилишимда бириси адиллиғимға дағ чүшүргән болса яки Маңа: «Адилсиз!» дәп әрз қилса, Мән Өзүм егә, буни Өзүм бир тәрәп қилимән» демәкчи. Әнди Униң қандақ қилип «бир тәрәп қилиш»и 53-бапта ашкарилиниду.