10
Ахирқи заманлардики вақиәләр — давами
Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар; Пәрвәрдигар чақмақларни чақтуруп, уларға мол ямғурларни, шуниңдәк һәр биригә етизда от-чөпләрни бериду. «Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар» — бу дуа жуқуриқи бешарәт билән бағлинишлиқ; зираәтләр вә үзүмләргә ямғур керәк, әлвәттә. «Кейинки ямғур» болса Пәләстиндә 3- яки 4-айда яғиду, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш һалқилиқ рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һеч һосул болмайду. Чүнки «өй бутлири» бемәна гәпләрни ейтқан, палчилар ялған «аламәт»ләрни көргән, тутуруқсиз чүшләрни сөзлигән; улар қуруқ тәсәлли бериду. Шуңа хәлиқ қой падисидәк тенәп кәтти; улар падичиси болмиғачқа, азар йемәктә. «өй бутлири» — (ибраний тилида «тәрафим») пал билән «йол көрситидиған» бир хил бутлар еди.   Топ. 5:6
Мениң ғәзивим падичиларға қозғалди; Мән мошу «текә» йетәкчиләрни җазалаймән; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз падисидин, йәни Йәһуда җәмәтидин хәвәр елишқа кәлди; У җәңдә уларни Өзиниң һәйвәтлик етидәк қилиду. Униңдин йәни Йәһудадин «Буҗәк Теши», униңдин «Қозуқ», униңдин «Җәң Оқяси», униңдин «Һәммигә һөкүмранлиқ Қилғучи» чиқиду. «Униңдин, йәни Йәһудадин «бүҗәк теши», униңдин «қозуқ»...» — «йәни Йәһудадин» дегән сөзләрни тәрҗимә йолида қошуп киргүздуқ. Ибраний тилида пәқәт «униңдин» дейилиду. 9-айәттә «Йәһуда җәмәти» көздә тутулған болғачқа, 10-айәтни шундақ тәрҗимә қилдуқ. Мәсиһ «Йәһудадин» чиқиду, әлвәттә.
Башқа бир хил тәрҗимиси «йәни Худадин». «униңдин ... «бүҗәк теши», .. «қозуқ», .. «җәң оқяси», .. «һәммигә һөкүмранлиқ қилғучи» чиқиду» — бу төрт намниң һәммиси «Мәсиһ-Қутқузғучи»ниң унванлири болиду. Барлиқ пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә «Мәсиһ» чоқум Йәһуданиң әвлади болуши керәк еди. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
«Униңдин» дегәнни бәзи алимлар «Худадин» дегән мәнидә, дәп қарайду.
Шуниң билән улар җәңдә, дүшмәнләрни кочилардики патқақни дәссигәндәк чәйләйдиған палванлардәк болиду; улар җәң қилиду, чүнки Пәрвәрдигар улар билән биллидур; улар атлиқ әскәрләрниму йәргә қаритип қойиду. Мән Йәһуда җәмәтини күчәйтимән, Йүсүпниң җәмәтини қутқузимән; Мән уларни қайтидин олтирақлишишқа қайтуримән; чүнки Мән уларға рәһим-шәпқәтни көрситимән. Улар Мән һеч қачан ташливәтмигәндәк болиду; чүнки Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигармән; Мән уларға җавап беримән. Әфраимдикиләр палвандәк болиду, көңүллири шарап кәйпини сүргәнләрдәк хошаллиниду; уларниң балилири буни көрүп хошаллиниду; уларниң көңли Пәрвәрдигардин шатлиниду.
Мән үшқиртип, уларни жиғимән; чүнки Мән уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиримән; улар илгири көпийип кәткәндәк көпийиду. Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; андин улар Мени жирақ җайларда әсләйду; шуниң билән улар балилири билән һаят қелип, қайтип келиду. «Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; ...» — яки «Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачидиған болсам,...». 10 Мән уларни қайтидин Мисир зиминидин елип келимән, Асурийәдинму чиқирип жиғимән; уларни Гилеад вә Ливан зиминиға елип киргүзимән; йәр-зимин уларни патқузалмай қалиду.
11 Шундақ қилип, У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду; Нил дәриясиниң тәглири қуруп кетиду; Асурийәниң мәғрурлуғи вә пәхри пәс қилиниду, Мисирдики шаһанә һасиму йоқилиду. «У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду» — «У» — Худани көрситиду, әлвәттә.
12 Мән уларни Пәрвәрдигар арқилиқ күчәйтимән; улар Униң намида маңиду, дәйду Пәрвәрдигар.
 
 

10:1 «Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар» — бу дуа жуқуриқи бешарәт билән бағлинишлиқ; зираәтләр вә үзүмләргә ямғур керәк, әлвәттә. «Кейинки ямғур» болса Пәләстиндә 3- яки 4-айда яғиду, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш һалқилиқ рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һеч һосул болмайду.

10:2 «өй бутлири» — (ибраний тилида «тәрафим») пал билән «йол көрситидиған» бир хил бутлар еди.

10:2 Топ. 5:6

10:4 «Униңдин, йәни Йәһудадин «бүҗәк теши», униңдин «қозуқ»...» — «йәни Йәһудадин» дегән сөзләрни тәрҗимә йолида қошуп киргүздуқ. Ибраний тилида пәқәт «униңдин» дейилиду. 9-айәттә «Йәһуда җәмәти» көздә тутулған болғачқа, 10-айәтни шундақ тәрҗимә қилдуқ. Мәсиһ «Йәһудадин» чиқиду, әлвәттә. Башқа бир хил тәрҗимиси «йәни Худадин». «униңдин ... «бүҗәк теши», .. «қозуқ», .. «җәң оқяси», .. «һәммигә һөкүмранлиқ қилғучи» чиқиду» — бу төрт намниң һәммиси «Мәсиһ-Қутқузғучи»ниң унванлири болиду. Барлиқ пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә «Мәсиһ» чоқум Йәһуданиң әвлади болуши керәк еди. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. «Униңдин» дегәнни бәзи алимлар «Худадин» дегән мәнидә, дәп қарайду.

10:9 «Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; ...» — яки «Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачидиған болсам,...».

10:11 «У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду» — «У» — Худани көрситиду, әлвәттә.