□24:2 «каһин» — муқәддәс ибадәтханида хәлиқләргә вәкил болған қурбанлиқ қилғучи. «Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду... өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду» — демәк, җәмийәтниң һәр бир тәбиқидикилири охшашла Худаниң ғәзивигә учрайду.
□24:5 «Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән; тәбиәтниң қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән...» — қайси көрсәтмә-қанунларни бузған? Пәқәт Муса пәйғәмбәргә берилгинила әмәс, йәнә Нуһ пәйғәмбәргә көрситилгән қанун вә әһдини көрсәтсә керәк. «Яр.» 9-бапни көрүң. Нуһ пәйғәмбәргә һәм Муса пәйғәмбәргә тапшурулған мошу икки әһдигә асасән қатиллиқ қәтъий мәнъий қилинған. Униң үстигә Нуһқа тапшурулған әһдә бойичә, Худа һава райини һәм йәр йүзидики тәбиәтниң қанунийәтлирини бекиткән; бирақ инсанларниң қилмишлири һава райини бузуп ташлиған, шундақла бүгүнму бузмақта, шуниңдәк инсанлар нурғун тәбиәт қанунийәтлирини өзгәртмәкчи болған вә болиду. Мәсилән, аилидики әр-хотунлуқ җинсий мунасивәтләрни бузуп, бәччивазлиқни нормал иш дәп билиш қатарлиқлар.
■24:8 Йәр. 7:34; 16:9; 25:10; Әз. 26:13; Һош. 2:13
□24:10 «Тәртипсиз, мәнасиз шәһәр» — Йәшая қайси шәһәр екәнлигини демәйду. 13-бапта Бабил шәһири пүтүн худасиз дунияни көрсәткәндәк (мәсилән, 13-бап, 5- вә 9-айәтни көрүң) мошу айәтләр охшашла пүткүл худасиз дунияни билдүриду. Шүбһисизки, Йәшая оқурмәнләргә йәнә, Бабил (Бабилон) шәһириниң биринчи қетим қурулғанлиғини көрсәтмәкчи (Тәврат, «Яр.» 11-бапни көрүң). Шәһәрләр болса инсанийәтниң бар күч-қудрити, қабилийити вә әқил-параситиниң җәвһири болиду. Бирақ мошулар ихлассиз, Худаға таянмиған һалда қилинған болса, һәммиси қуруқ гәп болиду, халас. Шуниң билән мошу намсиз шәһәр худасиз дунияни билдүриду. Шәһәр мәнасиз, униңки турмуши мәнасиз, худасиз яшаш мәнасиз. Башқа пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә асасән (мәсилән, Даниял) кәлгүсидә пүткүл дуния бир шәһәр, бир мустәбит һөкүмдар астида болиду. Мошу шәһәр бәлким «йеңи бир Бабил» болуши керәк. 1985-жили ирақтики Садам Һүсәйн қедимки Бабил шәһирини қайтидин қурушни нийәт қилғини билән у узун өтмәй җенидин айрилди. «Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «һәммә өйниң ишиги тосулуп қелип, һеч ким кирәлмәйду».
□24:11 «Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду; бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду...» — ғәлитә иш шуки, шарап хәқләргә һеч тәсәлли берәлмисиму, улар йәнила уни издәйду. Мана бу инсанниң тәбиитидур!
□24:12 «Дәрваза болса чеқилған, һәммиси — харап болиду» — дәрваза һеч қандақ мудапиә рольи қалмайду.
□24:13 «Йәр-җаһанниң оттурисида» — Исраилни көрситиду.
□24:14 «Қалдилар болса авазлирини жуқури көтириду» — жуқуридики 6-айәттә «инсанлар аз қалиду» дейилиду. Мошу айәттики «қалдилар» болса дәл шу кишиләрни көрситиду. Улар балаю-апәт ичидә товва қилип Худани издигәнләрдур. Бу Худаға садиқ болған «қалди хәлиқ» «Йәшая» вә Тәвраттики көп башқа китапларда тилға елиниду.
□24:16 «Бирақ мән шундақ дедим: — «Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай! ... Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!» — бу сөзләр пәйғәмбәрниң Худаниң ахир заманлар тоғрисида униңға аян қилған вәһийлиригә болған инкасини — һәм хошаллиқ һәм хошаллиқ ичидә болған қайғусини, йәни дунияниң гунакарларниң ақивитигә қарап қайғуғанлиғини билдүриду. «...хаинлар хаинлиқ қиливатиду ... хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!» — мошу тәкрарлаш, бәлким, ахирда һәр адәм Худа тәрипидин қутқузулмиған болса, наһайити қаттиқ гунаға чөмүп кетиду, дегәнни билдүриду. Уларға гуна бекитилгәндәк қилиду (Инҗил, «Вәһ.» 11:22ни көрүң). Йәшая гунаниң җазасини көрүпла йәнә наһайити азаплиниду.
□24:18 «Вәһимә.. ора.. қапқан..» — бу үч сөзниң аһаңи ибраний тилида наһайити охшишип кетидиған сөзләр.
■24:20 Аюп 27:18; Йәш. 1:8; 19:14
□24:21 «...жуқурида турған қошунлар» — бәлким Шәйтанниң җинлардин тәркиб тапқан, төвән асманларда жүридиған қошунлирини көрситиду.
□24:22 «Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду» — ибраний тилида «нурғун күнләрдин кейин улар йоқлиниду». Худа мәлум хәлиқни «йоқлиса», бу йоқлашниң нәтиҗиси уларни (а) бәрикәтләш үчүн яки (ә) җазалаш үчүн болиду. Бу сирлиқ бешарәтни Инҗил «Вәһий» қисмидин көпрәк чүшинимиз. Қутқузғучи-Мәсиһ бу дунияға қайтип кәлгәндә, бар җин-шәйтанлар (үстүндики қошунлар...)ни һаңға ташлайду. Улар йәнә бир миң жилдин кейин йәр йүзидикиләрни синаш үчүн вақитлиқ қоюветилиду. «Вәһий» 19-20-бапларни көрүң.
■24:23 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15