Мошу балаю-апәтләр Асурийә империйәсиниң бир нәччә қетимлиқ таҗавузлири билән уларниң бешиға кәлди. Ахирида Асурийә Әфраимдики көп аһалини сүргүн қилди (миладийәдин илгәрки 722-жили).
□17:3 «Улар «Исраилниң шөһрити»дәк йоқ болиду» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда, «Улар Исраилниң шөһритидәк болиду». Ойлаймизки, мошу сөз кинайилик гәп болуп: — «шөһрити йоқ» дегәнлик (4-айәтни көрүң). Бәзи алимлар, кәлгүсидә Исраилниң шөһрити әслигә кәлтүрүлиду, шуңа Дәмәшқниңму шөһрити болиду, дәп қарайду.
□17:5 «Уларниң һали болса ормичи буғдай орғандин кейин, йәни билиги билән жиғип орғандин кейин, ... қалғини йоқ дейәрлик болиду» — демәк, ормичи әгәр билигини ишлитип орса, наһайити аз башақлар қелип қалиду; Рәфайим (Рәфайийларниң) җилғиси Йерусалимниң җәнуп тәрипидә, у йәргә кәмбәғәлләр берип ормичилар қалдурған буғдайни терәтти; әлвәттә тәргәндин кейин қалған буғдай «йоқ дейәрлик» болиду; Худаниң җазаси билән Әфраимниң адәмлири, шөһрити, һәммиси охшашла «йоқ дейәрлик» болиду. Мошу балаю-апәтләр Асурийә империйәсиниң бир нәччә қетимлиқ таҗавузлири билән уларниң бешиға кәлди. Ахирида Асурийә Әфраимдики көп аһалини сүргүн қилди (миладийәдин илгәрки 722-жили).
□17:8 «Улар өз қурбангаһлириға... нә «Ашәраһ»ларға нә «күн түврүклири»гә һеч үмүт бағлимайду» — мошу айәттики қурбангаһлар вә «күн түврүклири», шүбһисизки, бутларға чоқунушта ишлитидиған нәрсиләр. «Ашәраһлар» дегән бутлар бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләр еди. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болса керәк. Адәмләрниң хияллирида, мошу мәбуд «зиминни мунбәтлик қилармиш» вә «аялларни туғумчан қилармиш». Буларға чоқунуш адәтлириниң һәр хил җинсий әхлақсизлиқ билән мунасивити бар еди. Шу сөзләргә қариғанда аз бир қисим Әфраимдикиләр Худағила үмүт-ишәш бағлайду. Бешарәтниң бир қетимлиқ әмәлгә ашурулушини «2Тар.» 30-31-баптин, 34:9-айәттинму көргили болиду.
□17:9 «әслидики Исраилларниң алдида чатқаллиққа вә тақир тағларға айландурулған харабә шәһәрләрдәк...» — мошу кона «харабә шәһәрләр», Йәшуа пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә, Исраиллар Худаға тайинип зиминни ишғал қилғанда вәйран қилинған еди. Шу харабә кона шәһәрләр уларға Худаға тайиниш керәклигини әслитиши керәк еди.
□17:10 «Шуңа сән «сәрхил» өсүмлүкләрни тикип қойғиниң билән, вә яқа жуттики үзүм таллирини тиккиниң билән,...» — мошу айәттики «өсүмлүкләр» хурапийлиқ билән тикилгән, адәмни бай қилидиған яки раваҗ тапқузидиған «сеһрий өсүмлүкләр»миш.
□17:11 «Һосулиға еришкән күнидә, у пәқәт бир патман давалиғусиз қайғу-һәсрәт болиду, халас!» — пүткүл айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси болуши мүмкин.
■17:13 Аюп 21:18; Зәб. 1:4; 34:5; 83:14-16; Һош. 13:3