18
Йәшаяниң Ефиопийидин кәлгән әлчиләргә бәргән бешарити
1-2 Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин! —
Сән қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән;
— И йәл тапан хәвәрчиләр,
Егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә,
Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир милләткә,
Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән,
Күчлүк, таҗавузчи бир әлгә қайтип бериңлар! «Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин!» — миладийәдин илгәрки 715-жили, Ефиопийәниң падишаси Пианқи Мисирни ишғал қилип йеңи бир сулалини (Мисирдики 25-сулалә) бәрпа қилғандин кейин, Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни шәкилләндүрүш үмүтидә, оттура шәриқтики барлиқ дөләтләргә әлчиләрни әвәтти. Мошу бабта Йәшая әлчиләрниң алдиға келип, уларни қайтурмақчи болуп, жуқуриқи хәвәрни йәткүзиду. «И йәл тапан хәвәрчиләр, егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә, ...зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, күчлүк, таҗавузчи бир әлгә қайтип бериңлар!» — Йәшая пәйғәмбәр әлчиләрни өз дөлитигә (Ефиопийиликләр егиз бойлуқ, силиқ терилик, әшәддий бир хәлиқ еди) қайтишни дәвәт қилиду. У улар арқилиқ йәнә, кәлгүсидә пүткүл дуния Пәрвәрдигарға бойсуниду, дәп җакалимақчи. Шуниң билән тәң, у Йерусалимдикиләргә мошу иттипақниң пайдисизлиғини, Пәрвәрдигарға таянмиса һәммә ишлириниң қуруқ болидиғанлиғини дәватиду, әлвәттә.
Җаһанда туруватқанларниң һәммиси,
Җимики йәр йүзидикиләр!
Тағларда бир туғ көтирилгәндила,
Көрүңлар!
Канай челинғандила,
Аңлаңлар! ... «туғ» ... «канай» — буларниң немини билдүридиғанлиғини билиш үчүн, 11-бап һәм 27-бапни көрүң. «Туғ» һәм қутулуш бәлгүси һәм дуниядики әң ахирқи уруш билән мунасивәтлик. канай Худаниң өз қовмини өзигә чақиришқа ишлитилиду.
Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: —
Мән течлиқта туримән,
Нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк,
Иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк,
Өз туралғумда күзитимән; «Мән течлиқта туримән, нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк, иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк, Өз туралғумда күзитимән» — иссиқ һәм шәбнәм гаһида көрүнмигини билән, уларниң һосулға болған тәсири наһайити күчлүктур. Худаму охшашла дайим «тинич» һәм көрүнмәйду; у һеч немини демигәндәк яки қилмиғандәк туриду. Бу дуниядики нурғун ишлар худасиз қилинғандәк болғини билән (демәк, Худаниң күч-қудрити шу ишларға керәк әмәстәк турғини билән), Худа һаман Өз хәлқи билән биллә болиду, һәммә ишларниң арқисида туриду һәм бәлгүләнгән вақитта қолини созиду (5- һәм 6-айәтни көрүң).
Чүнки һосул елиш алдида,
Үзүм чечәклигәндин кейин,
Чечәкләр үзүм болғанда,
У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип,
Һәм шахлирини кесип ташлайду. «Һосул елиш алдида, ... чечәкләр үзүм болғанда, У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип, һәм шахлирини кесип ташлайду» — демәк, мошу дуниядики һөкүмдарлар «Һосул, йәни дуниядики барлиқ әл-жутлар бизниңки» дегәндә, Худа туюқсиз һәммисини уларниң қолидин елип ташлап уларни йәргә қаритип қойиду.
Улар жиғиштурулуп тағдики алғур қушларға,
Йәр йүзидики һайванларға қалдурулиду.
Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду,
Йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду. «... Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду, йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду» — бу иш вақитлиқ әмәс, бәлки Худаниң мошу дуниядики һөкүмдарлардин һоқуқни тартивелип, уларниң уруш-җедәллирини ахирлаштуруп, дуниядики һайванларға түгимәс арамлиқ беридиғанлиғини билдүриду.
Шу күнидә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду;
Йәни егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир милләттин,
Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир әлдин,
Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән,
Күчлүк, таҗавузчи бир милләттин берилиду;
Самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң нами болған җайға,
Йәни Зион теғиға елип келиниду. «Шу күнидә ... Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду... Пәрвәрдигарниң нами болған җайға, йәни Зион теғиға елип келиниду» — демәк, Ефиопийәликләр Худани тонуйду һәм Худаға қилған ибадити қобул қилиниду. Шүбһисизки, улар мошу йәрдә өзила әмәс, бәлки дуниядики барлиқ милләтләргә вәкил болуп, Пәрвәрдигарға беқиниду.
 
 

18:1-2 «Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин!» — миладийәдин илгәрки 715-жили, Ефиопийәниң падишаси Пианқи Мисирни ишғал қилип йеңи бир сулалини (Мисирдики 25-сулалә) бәрпа қилғандин кейин, Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни шәкилләндүрүш үмүтидә, оттура шәриқтики барлиқ дөләтләргә әлчиләрни әвәтти. Мошу бабта Йәшая әлчиләрниң алдиға келип, уларни қайтурмақчи болуп, жуқуриқи хәвәрни йәткүзиду. «И йәл тапан хәвәрчиләр, егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә, ...зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, күчлүк, таҗавузчи бир әлгә қайтип бериңлар!» — Йәшая пәйғәмбәр әлчиләрни өз дөлитигә (Ефиопийиликләр егиз бойлуқ, силиқ терилик, әшәддий бир хәлиқ еди) қайтишни дәвәт қилиду. У улар арқилиқ йәнә, кәлгүсидә пүткүл дуния Пәрвәрдигарға бойсуниду, дәп җакалимақчи. Шуниң билән тәң, у Йерусалимдикиләргә мошу иттипақниң пайдисизлиғини, Пәрвәрдигарға таянмиса һәммә ишлириниң қуруқ болидиғанлиғини дәватиду, әлвәттә.

18:3 ... «туғ» ... «канай» — буларниң немини билдүридиғанлиғини билиш үчүн, 11-бап һәм 27-бапни көрүң. «Туғ» һәм қутулуш бәлгүси һәм дуниядики әң ахирқи уруш билән мунасивәтлик. канай Худаниң өз қовмини өзигә чақиришқа ишлитилиду.

18:4 «Мән течлиқта туримән, нур үстидә ялилдап турған иссиқтәк, иссиқ һосул мәзгилидики шәбнәмлик булуттәк, Өз туралғумда күзитимән» — иссиқ һәм шәбнәм гаһида көрүнмигини билән, уларниң һосулға болған тәсири наһайити күчлүктур. Худаму охшашла дайим «тинич» һәм көрүнмәйду; у һеч немини демигәндәк яки қилмиғандәк туриду. Бу дуниядики нурғун ишлар худасиз қилинғандәк болғини билән (демәк, Худаниң күч-қудрити шу ишларға керәк әмәстәк турғини билән), Худа һаман Өз хәлқи билән биллә болиду, һәммә ишларниң арқисида туриду һәм бәлгүләнгән вақитта қолини созиду (5- һәм 6-айәтни көрүң).

18:5 «Һосул елиш алдида, ... чечәкләр үзүм болғанда, У путиғучи пичақлар билән бихларни кесип, һәм шахлирини кесип ташлайду» — демәк, мошу дуниядики һөкүмдарлар «Һосул, йәни дуниядики барлиқ әл-жутлар бизниңки» дегәндә, Худа туюқсиз һәммисини уларниң қолидин елип ташлап уларни йәргә қаритип қойиду.

18:6 «... Алғур қушлар улардин озуқлинип язни өткүзиду, йәр йүзидики һайванлар улар билән қишни өткүзиду» — бу иш вақитлиқ әмәс, бәлки Худаниң мошу дуниядики һөкүмдарлардин һоқуқни тартивелип, уларниң уруш-җедәллирини ахирлаштуруп, дуниядики һайванларға түгимәс арамлиқ беридиғанлиғини билдүриду.

18:7 «Шу күнидә ... Пәрвәрдигарға бир соғат елип келиниду... Пәрвәрдигарниң нами болған җайға, йәни Зион теғиға елип келиниду» — демәк, Ефиопийәликләр Худани тонуйду һәм Худаға қилған ибадити қобул қилиниду. Шүбһисизки, улар мошу йәрдә өзила әмәс, бәлки дуниядики барлиқ милләтләргә вәкил болуп, Пәрвәрдигарға беқиниду.