25
Сөз-каламни аңлимаслиқ түпәйлидин йәтмиш жиллиқ қуллуқта болуш
1 Йосияниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жилида (йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң биринчи жилида) Йәһуданиң барлиқ хәлқи тоғрилиқ Йәрәмияға кәлгән сөз, —
2 Бу сөзни Йәрәмия пәйғәмбәр Йәһуданиң барлиқ хәлқи вә Йерусалимда барлиқ туруватқанларға ейтип мундақ деди: —
3 Амонниң оғли, Йәһуда падишаси Йосияниң он үчинчи жилидин башлап бүгүнки күнгичә, бу жигирмә үч жил Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип турған вә мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уни силәргә сөзләп кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар;
4 вә Пәрвәрдигар силәргә барлиқ хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләрни әвәтип кәлгән; У таң сәһәрдә орнидин туруп уларни әвәтип кәлгән; лекин силәр қулақ салмай һеч аңлимидиңлар.
■ 5 Улар: «Силәр һәр бириңлар яман йолуңлардин вә қилмишлириңларниң рәзиллигидин товва қилип янсаңлар, Мән Пәрвәрдигар силәргә вә ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған зиминда туруверисиләр.
■ 6 Башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болуп чоқунмаңлар; Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрмәңлар; Мән силәргә һеч яманлиқ кәлтүрмәймән» — дәп җакалиған.
□ 7 Лекин силәр Маңа қулақ салмидиңлар, Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрүп өзүңларға зиян кәлтүрдүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
8 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр Мениң сөзлиримгә қулақ салмиған болғачқа,
9 мана, Мән шималдики һәммә җәмәтләрни вә Мениң қулумни, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарни чақиртимән, уларни бу зиминға, униңда барлиқ туруватқанларға һәмдә әтраптики һәммә әлләргә қаршилишишқа елип келимән; Мән
мошу зиминдикиләр вә әтраптики әлләрни пүтүнләй вәйран қилип, уларни толиму вәһимилик қилимән һәм уш-уш объекти, дайимлиқ бир харабилик қилимән;
■ 10 Мән улардин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини, тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини, түгмән тешиниң садасини вә чирақ нурини мәһрум қилимән;
■ 11 бу пүткүл зимин вәйранә вә дәһшәт салғучи объект болиду, вә бу әлләр Бабил падишасиниң йәтмиш жил қуллуғида болиду.
□ 12 Вә шундақ болидуки, йәтмиш жил тошқанда, мән Бабил падишасиниң вә униң елиниң бешиға, шундақла Калдийләрниң зимини үстигә өз қәбиһлигини чүшүрүп, уни мәңгүгә харабилик қилимән.
■ 13 Шуниң билән Мән шу зимин үстигә Мән уни әйиплигән барлиқ сөзлиримни, җүмлидин бу китапта йезилғанларни, йәни Йәрәмияниң барлиқ әлләрни әйиплигән бешарәтлирини чүшүримән.
14 Чүнки көп әлләр һәм улуқ падишалар
бу падиша һәм қовмлириниму қул қилиду; Мән уларниң қилған ишлири вә қоллири ясиғанлири бойичә уларни җазалаймән.
□ ■
Һәм Йәһуда һәм әлләрниң Худаниң ғәзивигә учриши тоғрилиқ бир аламәт көрүнүш
15 Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар маңа
аламәт көрүнүштә мундақ деди: — Мениң қолумдики ғәзивимгә толған қәдәһни елип, Мән сени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүзгин;
□ ■ 16 улар ичиду, уян-буян ирғаңлайду вә Мән улар арисиға әвәткән қилич түпәйлидин сараң болиду.
17 Шуңа мән бу қәдәһни Пәрвәрдигарниң қолидин алдим вә Пәрвәрдигар мени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүздүм,
18 — йәни Йерусалимға, Йәһуданиң шәһәрлиригә, униң падишалириға вә әмир-шаһзадилиригә, йәни уларни бүгүнки күндикидәк бир харабә, вәһимә, уш-уш объекти болушқа һәм ләнәт сөзлири болушқа қәдәһни ичкүздүм;
□ 19 Мисир падишаси Пирәвнгә, хизмәткарлириға, әмир-шаһзадилириға һәм хәлқигә ичкүздүм;
■ 20 барлиқ шалғут әлләр, уз зиминидики барлиқ падишалар, Филистийләрниң зиминидики барлиқ падишалар, Ашкелондикиләр, Газадикиләр, Әкрондикиләргә вә Ашдодниң қалдуқлириға ичкүздүм;
□ ■ 21 Едомдикиләр, Моабдикиләр вә Аммонийлар,
■ 22 Турниң барлиқ падишалири һәм Зидонниң барлиқ падишалири, деңиз бойидики барлиқ падишалар,
□ ■ 23 Дедандикиләр, Темадикиләр, Буздикиләр вә чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләр,
■ 24 Әрәбийәдики барлиқ падишалар вә чөл-баяванда туруватқан шалғут әлләрниң барлиқ падишалири,
■ 25 Зимридики барлиқ падишалар, Еламдики барлиқ падишалар, Медиалиқларниң барлиқ падишалири,
■ 26 шималдики барлиқ падишаларға, жирақтики болсун, йеқиндики болсун, бир-бирләп ичкүздум; җаһандики барлиқ падишалиқларға ичкүздүм; уларниң арқидин Шешақниң падишасиму
қәдәһни ичиду.
□ 27 Андин сән уларға: «Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ичиңлар, мәс болуңлар, қусуңлар, Мән араңларға әвәткән қилич түпәйлидин жиқилип қайтидин дәс турмаңлар» — дегин.
28 Вә шундақ болидуки, улар қолуңдин елип ичишни рәт қилса, сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр чоқум ичисиләр!» — дегин.
29 Чүнки мана, Мән Өз намим билән аталған шәһәр үстигә апәт чүшүргили турған йәрдә, силәр җазаланмай қаламсиләр? Силәр җазаланмай қалмайсиләр; чүнки Мән йәр йүзидә барлиқ туруватқанларниң үстигә қилични чүшүшкә чақиримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
■ 30 Әнди сән Йәрәмия, уларға мошу бешарәтниң сөзлириниң һәммисини җакалиғин: —
Пәрвәрдигар жуқуридин ширдәк һөкирәйду,
Өз муқәддәс туралғусидин У авазини қоюветиду;
У Өзи туруватқан җайи үстигә һөкирәйду;
У үзүм чәйлигүчиләр товлиғандәк йәр йүзидә барлиқ туруватқанларни әйипләп товлайду.
■ 31 Садаси йәр йүзиниң чәтлиригичә йетиду;
Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләр билән дәваси бар;
У әт егилириниң һәммиси үстигә һөкүм чиқириду;
Рәзилләрни болса, уларни қиличқа тапшуриду;
— Пәрвәрдигар шундақ дәйду.
32 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, балаю-апәт әлдин әлгә һәммиси үстигә чиқип тарқилиду;
Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин дәһшәтлик буран-чапқун чиқиду.
33 Пәрвәрдигар өлтүргәнләр йәрниң бир четидин йәнә бир четигичә ятиду; уларға матәм тутулмайду, улар бир йәргә жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар йәр йүзидә тезәктәк ятиду.
□ ■ 34 И баққучилар, зарлаңлар, налә көтириңлар!
Топа-чаң ичидә еғиниңлар, и пада йетәкчилири!
Чүнки қирғин қилиниш күнлириңлар йетип кәлди,
Мән силәрни тарқитиветимән;
Силәр өрүлгән есил чинидәк парчә-парчә чеқилисиләр.
□ ■ 35 Пада баққучилириниң башпанаһи,
Пада йетәкчилириниң қачар йоли йоқап кетиду.
36 Баққучиларниң азаплиқ пәряди,
Пада йетәкчилириниң зарлашлири аңлиниду;
Чүнки Пәрвәрдигар уларниң яйлақлирини вәйран қилай дәватиду;
37 Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин,
Течлиқ қотанлири харабә болиду.
38 Пәрвәрдигар Өз угисини ташлап чиққан ширдәктур;
Әзгүчиниң вәһшийлиги түпәйлидин,
Вә Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин,
Уларниң зимини вәйранә болмай қалмайду.
□