35
Йәһуданиң вапасизлиғи, Рәкабийларниң вападарлиғи
1 Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң күнлиридә, Пәрвәрдигардин Йәрәмияға сөз келип: —
□ 2 «Рәкабниң җәмәтидикиләрниң йениға берип улар билән сөзлишип уларни Пәрвәрдигарниң өйигә апирип, униң кичик өйлириниң биригә тәклип қилип уларниң алдиға шарап тутқин» — дейилди.
3 Шуниң билән мән Хабаззинияниң нәвриси, Йәрәмияниң оғли Җаазанияни, униң укилирини вә барлиқ бала-җақилирини, шуниңдәк Рәкабниң пүткүл җәмәтини елип келишкә чиқтим; 4 Мән уларни Пәрвәрдигарниң өйигә, Игдалияниң оғли, Худаниң адими болған Һананниң оғуллириға тәвәлик өйгә апардим; бу өй әмирләрниң өйиниң йенида, Шаллумниң оғли, ишикбақар Маасеяһниң өйиниң үстидә еди; 5 мән Рәкабниң җәмәтидикиләрниң алдиға шарапқа лиқ толған пиялиләр вә қәдәһләрни қоюп уларға: «Шарапқа еғиз тегиңлар!» — дедим.
6 Улар маңа мундақ деди: «Биз шарапни ичмәймиз; чүнки әҗдатимиз Рәкабниң оғли Йонадаб бизгә: «Силәр вә оғул-әвлатлириңлар зади шарап ичмәңлар; 7 йәнә келип өйләрни қурмаңлар, нә уруқ теримаңлар, нә үзүмзарларни тикмәңлар, нә булардин һеч қайсисиға зади егә болмаңлар; барлиқ күнлириңларда чедирларда туруңлар; шуниң билән силәр туруватқан зиминда узун күнләрни көрисиләр» — дәп әмир қалдурған.
8 Шуниң билән бизниң әҗдатимиз Рәкабниң оғли Йонадабниң: «Барлиқ күнүңләрдә зади шарап ичмәңлар» дегән авазиға қулақ селип, биз вә бизниң аяллиримиз һәм оғул-қизлиримиз униң әмригә толуқ әмәл қилип кәлгәнмиз;
9 биз йәнә турғидәк өйләрни салмиған; биздә һеч үзүмзар, етиз, уруқ дегәнләр йоқ;
10 бәлки биз чедирларда туруп кәлдуқ, әҗдатимиз Йонадабниң бизгә барлиқ әмир қилғанлириға әмәл қилип кәлдуқ.
□ 11 Лекин Бабил падишаси Небоқаднәсар зиминға бесип киргәндә, шундақ иш болдики, биз: «Барайли, Калдийләрниң қошуни һәм Сурийәниң қошунидин қечип Йерусалим шәһиригә кирәйли» — дедуқ. Мана шу сәвәптин Йерусалимда туруватимиз».
12 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Барғин, Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — Буниңдин тәрбийә алмамсиләр, шуниңдәк Мениң сөзлиримгә қулақ салмамсиләр? — дәйду Пәрвәрдигар.
14 — Мана, Рәкабниң оғли Йонадабниң оғул-пәрзәнтлиригә «шарап ичмәңлар» дәп тапилиған сөзлиригә әмәл қилинип кәлгән; бүгүнки күнгичә улар һеч шарап ичип бақмиған, чүнки улар атисиниң әмригә итаәт қилған. Лекин Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп силәргә сөз қилип кәлгән болсамму, силәр Маңа һеч қулақ салмиғансиләр.
■ 15 Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп қуллирим болған пәйғәмбәрләрни әвәтип: «Һәр бириңлар һазир өз рәзил йолуңлардин йенип, қилмишиңларни түзитиңлар, башқа илаһларға әгишип чоқунмаңлар; шундақ қилсаңлар Мән ата-бовилириңларға тәқдим қилған зиминда туруверисиләр» дәп кәлгәнмән; лекин силәр Маңа қулақ салмай һеч аңлимиғансиләр.
■ 16 Бәрһәқ, Рәкабниң оғли Йонадабниң әвлатлири атисиниң уларға тапилиған әмригә әмәл қилған; лекин бу хәлиқ Маңа һеч қулақ салмиғандур.
17 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Йәһуданиң үстигә һәм Йерусалимниң үстигә Мән алдин-ала ейтқан барлиқ балаю-апәтни чүшүримән; чүнки Мән уларға сөз қилған, лекин улар аңлимиған; Мән уларни чақирған, лекин улар җавап бәрмигән».
18 Андин Йәрәмия Рәкаб җәмәтигә мундақ деди: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Чүнки силәр атаңлар Йонадабниң әмригә итаәт қилип, барлиқ йолйоруқлирини тутуп, силәргә тапилиғанлириниң һәммиси бойичә иш көрүп кәлгәнсиләр, —
19 әнди самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Рәкабниң оғли Йонадабниң нәслидин алдимда хизмәт қилғучи һәргиз үзүлүп қалмайду.
□