□6:1 «Җениңларни қутқузуш үчүн Йерусалим шәһиридин қечиңлар... дәһшәтлик һалакәт шимал тәрәптин пәйда болиду» — 4-бап, 6-айәтниму көрүп селиштуруң. Шу йәрдә хәлиққә, «Йерусалимға қечип кириңлар» дейилгән. Бирақ һазир Йерусалимниң өзи һалак болиду.
□6:3 «Йерусалимға қарши чиқиватқан пада баққучиларму өз падилирини епкелиду; улар Йерусалимни қоршавға елип чедирлирини тикиду; .. Һәммиси өзи егилигән җайда пада бақиду» — 4-айәткә қариғанда бу айәттики «пада баққучилири» вә уларниң «падилири» ят әлләрниң падишалири һәм һөкүмдарлири вә уларниң қошунлирини көрситиду. Бу һәҗвий, кинайилик гәп болиду; чүнки жуқурида (мәсилән 2:8дә) Йәрәмия Исраилниң баққучи болған падишалирини «өз падилири»ни бақмаслиғи түпәйлидин әйипләйду. Бирақ мошу йәрдә Худани тонумайдиған «ят әл падишалири» өз «падилири» болған хәлқи үчүн йол көрситип уларни бақиду.
□6:4 «Улар: «Униңға қарши җәңгә тәйярлиниңлар! ....» — дәйду» — «Улар» — Әлләрниң «пада баққучи»лири.
□6:5 «(Улар): «... Туруңлар, чүш вақтидин пайдилинип һуҗум қилайли!», «Апла! Күн патай дәп қапту, кәчтики сайиләр узираватиду!» — дәйду (4-айәт), андин: Шуңа, кечичә һуҗум қилип чиқайли... » — дәйду» — 4- һәм 5-айәттики бешарәт шуни тәкитлимәкчики, дүшмәнләр кәлгәндә бүгүни болмиса әтиси һуҗум қилиду, Йәһуда үстидин ғәлибә қилмай кәтмәйду; йәнә келип, улар һуҗумни башлиғанда, Йәһудадикиләр дүшмәнни кечә-күндүз һуҗум қилип қелиши мүмкин, дәп һеч дәм алалмайду.
□6:7 «қудуқ өз сулирини урғутуп чиқарғандәк, уму рәзилликлирини урғутуп чиқармақта» — башқа бир хил тәрҗимиси: «қудуқ еқин суни сақлиғандәк, у рәзилликлирини сақлимақта».
□6:9 «Улар үзүм телини пасаңдиғучилардәк Исраилниң қалдисни пасаңдайду; шуңа сән үзүм үзгүчидәк үзүм телидики шахлар үстидин йәнә бир қетим қолуңни өткүзгин!» — бу сирлиқ җүмлиниң мәнаси бәлким, Йәрәмия пәйғәмбәр Худаниң сөзлириниң вастиси билән, келидиған дүшмәнләрниң һеч нәрсә қалдурмайдиған булаң-талаңлиридин илгири Исраилниң «қалдиси»дин техи бәзи кишиләрни қутқузушиму мүмкин, дегәнлик.
□6:10 «Мән: — Мән һазир кимгә сөз қилип агаһландурай?... уларға һеч хушяқмайду, — дедим» — «Мән» (сөзлигүчи) вә «дедим» дегән сөзләр әслидики тексттә йоқ, оқурмәнләргә текстни чүшинишлик болсун дәп киргүздуқ. Чүнки бизниңчә ейтилған гәп пәйғәмбәрниң өзиниңки еди.
□6:11 «Қәлбим Пәрвәрдигарниң ғәзәп отлири билән толуп ташти» — шүбһисизки, Йәрәмия пәйғәмбәр өзи тоғрилиқ сөзләватиду. У Пәрвәрдигарниң хәлқигә қаратқан ғәзивигә өзини бир қилип, Пәрвәрдигардин ғәзивини уларға төкүшни тиләйду.
□6:15 «җазалашқа кәлгинимдә» — ибраний тилида «йоқлиғинимда» дейилиду. «Йәрәмия»дики «(йениға) келип... җазалаш» дегән сөз адәттә ибраний тилида «йоқлаш» дегән бирла сөз билән ипадилиниду.
□6:18 «Шуңа и әлләр, аңлаңлар» — «әлләр», Йәһудий әмәс әлләр. «Гувачилар болуп...» башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй, җамаәт(чилик),...».
■6:20 Йәш. 1:11; 66:3; Ам. 5:21; Мик. 6:6-8
□6:26 «өзүңгә бөз кийим кийивал...» — бөз кийим кийиш, күлләр ичидә олтириш яки йетиш қаттиқ матәм тутушни яки товва қилишни билдүриду.
□6:28 «улар мис вә төмүрниң өзидур» — бәлким хәлиқниң таш көңүллүклигини һәм шуниң билән бир вақитта уларниң «чирип кәткәнлиғи»ниң мүмкинчилигини көрситиду. Немила болмисун улар тавлиғучи издигән алтун-күмүч әмәс.
□6:29 «төмүрчиниң көрүкиму көйүп кәтти, қоғушун болса отта йәм болди; родини еритип тавлаш бекар болди; хәлқим яманлардин халий болмиди» — бу айәттики сөзләр Йәрәмия пәйғәмбәрниң Пәрвәрдигар Өзигә тапилиған вәзипини орунлиғандин кейин, Пәрвәрдигарға бәргән җавави болса керәк (28-айәтни көрүң). Күмүчни тавлиғанда, тавлиғучи қошқан қоғушун билән күмүчниң дашқили бирлишиду андин қоғушун вә күмүчниң дашқилиниң көйүп түгиши билән күмүч тавлиниду. Лекин Исраил интайин начар күмүчтәк болуп, хәлиқниң «дашқал»и толиму көп болғачқа, тавлаш җәряни бекарға кәтти. «Қоғушун ишлитилип түгәп болди», һәтта «күмүччиниң отни пүвләйдиған көрүки»му көйүп кәтти.