Оқурмәнләр башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин. 9 Данишмәнләр хиҗил болиду, улар йәргә қарап қалди; мана, улар Пәрвәрдигарниң сөзини чәткә қаққандин кейин, уларда зади немә даналиқ қалиду? 10 Шуңа Мән уларниң аяллирини башқиларға, уларниң етизлирини йеңи егилиригә тапшуруп беримән; чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси сахта иш көриду. ■ Йәш. 56:11; Йәр. 6:12,13,14,15 11 Улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур! 12 Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар. 13 Мән уларниң һосулини елип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; үзүм телида үзүмләр, әнҗир дәриғидә әнҗирләр һеч қалмиди; йопурмақлири солишип кәтти; Мән уларға немә беғишлиған болсам, әнди шулар улардин өткүзүвелиниду.□ «...Мән уларға немә беғишлиған болсам, әнди шулар улардин өткүзүвелиниду» — оқурмәнләр башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин. ■ Йәш. 5:1-7; Мат. 21:19; Луқа 13:6-9
«интайин жирақ жуттин көтирилгән пәрядиниң садаси!» — яки «зиминдики һәр бир булуң-пучқақлиридин чиккан пәрядиниң садаси!». «Немишкә әнди улар Мени ойма мәбудлири билән, әрзимәс ят нәрсиләр билән ғәзәпләндүриду?!» — бу сөзләр Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәргә, шундақла ихлассиз хәлиққә бәргән җававидур.
Бу 22-айәт Пәрвәрдигарниң Өзиниң сөзлири болушиму мүмкин. ■ Яр. 37:25; Йәр. 46:11; 51:8
□8:8 «өлима-көчүргүчиләрниң ялғанчи қәлими уни бурмилиған» — «өлима-көчүргүчиләр»ниң рольи бәлким Тәврат-қанунни көчүрүш вә униңға шәрһ бериш болуши мүмкин. «Басмиханилар» болмиғачқа Тәвратни көчүрүш интайин муһим хизмәт, әлвәттә. Оқурмәнләр башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.
■8:10 Йәш. 56:11; Йәр. 6:12,13,14,15
□8:13 «...Мән уларға немә беғишлиған болсам, әнди шулар улардин өткүзүвелиниду» — оқурмәнләр башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.
■8:13 Йәш. 5:1-7; Мат. 21:19; Луқа 13:6-9
□8:14 «Жиғилайли, мустәһкәм шәһәрләргә кирип шу йәрләрдә күрәш қилип түгишәйли» — яки «Жиғилайли, мустәһкәм шәһәрләргә кирип шу йәрләрдә сүкүт қилайли!» ибраний тилида «сүкүт қилиш» вә «түгәшмәк» охшаш бир сөз биләнла ипадилиниду. «Пәрвәрдигар Худайимиз бизни түгәштүрүп,...» — яки «Пәрвәрдигар Худайимиз бизни сүкүт қилдуруп...». Ибраний тилида «сүкүт қилиш» вә «өлүш, түгәш» бирла сөз (дамам) билән ипадилиниду.
□8:16 «Дан зимини» — Исраил зимининиң шималий четидә еди; демәк, дүшмәнләр аллиқачан шу зиминға йетип болди.
□8:17 «Мән араңларға иланларни, йәни һеч ким сеһирләлмәйдиған зәһәрлик иланларни әвәтимән, улар силәрни чақиду» — бу иланлар шүбһисизки, көчмә мәнидә болуп дүшмәнләрни көрситиду.
■8:17 Зәб. 57:5, 6
□8:18 «Мениң дәрд-әлимим давалиғусиз! Жүригим зәйиплишип кәтти!» — бу сөзләр пәйғәмбәрниң мәрсийәси болуши керәк. «Мениң дәрд-әлимим давалиғусиз!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «И дәрд-әлимимгә тәсәлли бәргучи!».
□8:19 ««Мана, хәлқимниң қизиниң интайин жирақ жуттин көтирилгән пәрядиниң садаси! Улар — «Пәрвәрдигар Зионда әмәсму? Зионниң падишаси у йәрдә турмамду?!» — дәйду» — бу сөзләр яки Пәрвәрдигарниңки болуши керәк, болмиса пәйғәмбәрниңки болиду. Кейин биз хәлиқниң пәрядини аңлаймиз: — (улар... дәйду). «интайин жирақ жуттин көтирилгән пәрядиниң садаси!» — яки «зиминдики һәр бир булуң-пучқақлиридин чиккан пәрядиниң садаси!». «Немишкә әнди улар Мени ойма мәбудлири билән, әрзимәс ят нәрсиләр билән ғәзәпләндүриду?!» — бу сөзләр Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәргә, шундақла ихлассиз хәлиққә бәргән җававидур.
□8:21 «Хәлқимниң қизиниң сунуқ яриси түпәйлидин өзүм сунуқмән; матәм тутимән; дәккә-дүккә мени бесивалди» — оқурмәнләргә қайтидин тәкрарлап уқтуримизки, мавзуларни (мәсилән мошу йәрдә «Пәйғәмбәрниң мәрсийәси») өзимиз һөрмәтлик оқурмәнләргә ярдими болсун дәп қошуп киргүздуқ. Улар муқәддәс текстниң бир қисми әмәс. 8-баптики 21-айәттин 9-баптики 2-айәткичә һәммиси ялғуз Йәрәмия пәрғәмбәрниң мәрсийәсиму, яки буниң ичидә Пәрвәрдигарниң сөзлири барму? Қандақла болмисун, сөзләр ялғуз пәйғәмбәрниң сөзлири болсун, болмисун, шубһисизки пәйғәмбәрниң қайғу-һәсрәтлик сөзлири охшашла Пәрвәрдигарниңму қайғу-һәсрәтлик сөзлидур.
□8:22 «Гилеадта тутия тепилмамдикән?» — Гилеад районида һәр хил шипалиқ дорилар һәм уста тевипларниң даңқи бар еди. Шуңа бу сөз пәйғәмбәрниң: «Җисманий җәһәттә Пәрвәрдигар силәр мениң хәлқимгә шундақ рәһимдиллиқ қилип, әтраплиқ ойлап, шипалиқ дориларни вә даңлиқ тевипларни тәминлигән йәрдә, Униң роһий җәһәттиму силәрниң һәр хил гунайий кесәллириңларни сақайтишқа дора-амаллири мол әмәсму? — Әнди немишкә силәр Униң йенға кәлмәйсиләр?!» дегәндәк бир соали охшайду. Бу 22-айәт Пәрвәрдигарниң Өзиниң сөзлири болушиму мүмкин.
■8:22 Яр. 37:25; Йәр. 46:11; 51:8