25
Худани мәдһийиләйдиған, ахирқи замандики нахша
Пәрвәрдигар, Сән мениң Худайим;
Мән Сени үстүн дәп мәдһийиләймән,
Мән Сениң намиңни мубарәкләймән,
Чүнки Сән карамәт ишларни,
Садиқлиқ вә һәқиқәт ичидә қедимдин буян қәлбиңгә пүккәнлириңни беҗа кәлтүргәнсән.
Чүнки Сән шәһәрни харабилик,
Қәлъә-қорғанлиқ жутни харап,
Ятларниң ордисини шәһәр болалмас қилғансән,
У иккинчи һәргиз қурулмайду. Йәш. 21:9; 23:13; Вәһ. 14:8; 18:2
Шуңа һелиқи күчлүк хәлиқ Сени улуқлайду,
Әшәддий әлләрниң һелиқи шәһири Сәндин қорқиду;
4-5 Чүнки Сән мискинләргә қорған,
Йоқсулларниң дәрди-һаҗитигә қорған,
Боранға далда,
Иссиққа сайә болғансән;
Чүнки әшәддийләрниң зәрбә долқуни тамға урулған борандәк,
Қағҗирақ йәрни басқан иссиқ һавадәк болди.
Бирақ иссиқ һава булут сайиси билән тосулғандәк,
Сән ятларниң чуқан-сүрәнлирини пәсәйтисән;
Әшәддийләрниң ғәлибә нахшиси пәс қилиниду.
Вә мошу тағда самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар барлиқ қовмлар үчүн зияпәт қилиду —
Майлиқ йемәкликләр,
Сүздүрүлгән кона шараплар,
Жилиги тоқ майлиқ йемәкликләр,
Сүздүрүлгән, яхши сақланған кона шараплардин болған зияпәт болиду; «Жилиги тоқ майлиқ йемәкликләр» — Йәһудийлар үчүн, шундақла барлиқ қедимки хәлиқләр үчүн майлиқ вә иликлик йемәкликләр әң есил тамақ еди.
Вә У мошу тағда һәммә қовмларни япидиған чүмпәрдини,
Барлиқ әлләрни япидиған япқучни йоқитиду;
У өлүмни мәңгүгә жутуп йоқитиду!
Рәб Пәрвәрдигар һәр бир йүздики яшларни сүртиветиду;
Пүткүл йәр-зимин алдида Өз хәлқиниң шәрмәндилигини елип ташлайду;
Чүнки Пәрвәрдигар шундақ ейтқан. 1Кор. 15:54
Вә шу күнидә дейилидуки: —
«Мана, Худайимиз мошу, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән,
У бизни қутқузиду;
Мана, мошу Пәрвәрдигардур, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән,
Биз шатлинип Униң ниҗат-қутулдурушидин хурсән болимиз».
10 Чүнки мошу таққа Пәрвәрдигарниң қоли қонуп туриду;
Вә саман азгалда тезәк билән чәйләнгәндәк, Моаб Униң путлири астида чәйлиниду; «Мошу таққа Пәрвәрдигарниң қоли қонуп туриду» — демәк, Худа шундақ қилип, бәхит вә арам ата қилип, Өзини тонутиду.
11  Моаб әшу тезәклик азгалдин үзүп чиқиш үчүн қолини кериду,
Бирақ униң қоли чевәр болғини билән, Рәб униң тәкәббурлуғини пәс қилиду. «Рәб униң тәкәббурлуғини пәс қилиду» — ибраний тилида «У униң тәкәббурлуғини пәс қилиду».   Йәш. 16:6
12 У сепиллириңниң егиз мудапиәлик қорғанлирини ғулитип,
Йәр билән йәксан қилип,
Топа-чаңға айландуриду.
 
 

25:2 Йәш. 21:9; 23:13; Вәһ. 14:8; 18:2

25:6 «Жилиги тоқ майлиқ йемәкликләр» — Йәһудийлар үчүн, шундақла барлиқ қедимки хәлиқләр үчүн майлиқ вә иликлик йемәкликләр әң есил тамақ еди.

25:8 1Кор. 15:54

25:10 «Мошу таққа Пәрвәрдигарниң қоли қонуп туриду» — демәк, Худа шундақ қилип, бәхит вә арам ата қилип, Өзини тонутиду.

25:11 «Рәб униң тәкәббурлуғини пәс қилиду» — ибраний тилида «У униң тәкәббурлуғини пәс қилиду».

25:11 Йәш. 16:6