48
«3» Моаб тоғрилиқ бешарәт
Моаб тоғрилиқ: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Небониң һалиға вай! Чүнки у харабә қилиниду; Кириатайим хиҗаләткә қалдурулуп, ишғал қилиниду; жуқури қорған болса хиҗаләткә қалдурулуп алақзадә болуп кәтти. «жуқури қорған» — (ибраний тилида «Мисгаб») бәлким бир шәһәрниң исми болуши мүмкин.   Йәр. 25:21; 27:3 Моаб йәнә һеч махталмайду; Һәшбонда кишиләр униңға: «Уни әл қатаридин йоқитайли» дәп сүйқәст қилиду; сәнму, и Мадмән, түгәштүрүлисән; қилич сени қоғлайду. «....Небониң һалиға вай! ... Кириатайим хиҗаләткә қалдурулуп, ишғал қилиниду (1-айәт); Һәшбон ...Мадмән,...» — демисәкму, Небо, Кириатайим, Һәшбон, Мадмән вә төвәндики айәтләрдики Һоронаим, Лухит, Ароәр, Бәйт-Гамул, Дибон қатарлиқлар Моабтики шәһәрләрдур. Хәритини көрүң. «Һәшбон» болса Моабниң чегарисиға җайлашқан болуп, бешарәт бойичә башқа шәһәрләрдин илгири бәлким дүшмән тәрипидин ишғал қилинип андин дүшмәнниң қошуни үчүн база болиду. «Һәшбон» вә «сүйқәст» («хешаб») ибраний тилида йеқин сөзләрдур.
Йәһудий тарихшунас Йосефусниң хатириси бойичә, Моаб Небоқаднәсар падиша тәрипидин миладийәдин илгәрки 582-жили егилинип, нурғун шәһәрлири вәйран қилинған.
Һоронаимдин аһ-зарлар көтирилиду: — «Аһ, вәйранчилиқ, дәһшәтлик патипарақчилиқ!»
Моаб битчит қилинди! Униң кичиклиридин пәрядлири аңлиниду. Бәрһәқ, Луһитқа чиқидиған даван йолидин тохтимай жиғилар көтирилиду; Һоронаимға чүшидиған йолда һалакәттин азаплиқ налә-пәрядлар аңлиниду. Йәш. 15:5 Қечиңлар, җениңларни елип жүгүрүңлар! Чөлдики бир чатқал болуңлар! Йәр. 17:6 Чүнки сән өз қилғанлириңға вә байлиқлириңға таянғанлиғиң түпәйлидин, сәнму әсиргә чүшисән; бутуң Кемош, униң каһинлири һәм әмирлири билән биллә сүргүн болиду. «бутуң Кемош, униң каһинлири һәм әмирлири билән биллә сүргүн болиду» — Кемош Моаб чоқунған бут еди. Уларниң униңға өз балилирини қурбанлиқ қилиш адити бар еди («2Пад.» 3:27ни көрүң).   Йәр. 49:3 Вәйран қилғучи һәр бир шәһәргә җәң қилиду; шәһәрләрдин һеч қайси қечип қутулалмайду; Пәрвәрдигар дегәндәк җилғиму харабә болиду, түзләңликму һалакәткә йүзлиниду. «Пәрвәрдигар дегәндәк җилғиму харабә болиду, түзләңликму һалакәткә йүзлиниду» — «җилға» вә «түзләңлик» Моабниң җәнубий вә шималий қисмини көрситиду.
 
Далдиға берип қечиш үчүн Моабқа қанатларни бериңлар! Чүнки униң шәһәрлири харабилик, адәмзатсиз болиду «Далдиға берип қечиш үчүн Моабқа қанатларни бериңлар!» — бу җүмлидики ибраний тилини чүшиниш тәс. Оқурмәнләр башқа хил тәрҗимиләрни учритиши мүмкин. 10 (Пәрвәрдигарниң хизмитини көңүл қоюп қилмиған киши ләнәткә қалсун! Қиличини қан төкүштин қалдурған киши ләнәткә қалсун!). «Пәрвәрдигарниң хизмитини көңүл қоюп қилмиған киши ләнәткә қалсун! Қиличини қан төкүштин қалдурған киши ләнәткә қалсун!» — бу кинайилик, һәҗвий сөзләр кәлгүсидә Моабқа һуҗум қилидиған Бабиллиқ ләшкәрләргә ейтилиду.
11 Моаб яшлиғидин тартип кәң-кушадә яшап арзаңлири үстидә тинған шараптәк әндишисиз болуп кәлгән; у һеч қачан күптин күпкә қуюлған әмәс, яки һеч сүргүн болған әмәс; шуңа униң тәми бир хил болуп, пуриғи һеч өзгәрмигән. «Моаб яшлиғидин тартип кәң-кушадә яшап арзаңлири үстидә тинған шараптәк әндишисиз болуп кәлгән» — шарап тиниши үчүн узун вақит мидирлитилмай туруши керәк. Тинған «арзаңлар», (дуғ, чөкүндә) наһайити аччиқ бир нәрсә, әлвәттә. Шуңа башқа күпкә қуюлмай қалса, тәми қиртиқ, аччиқ болиду, әлвәттә. «У һеч қачан күптин күпкә қуюлған әмәс, яки һеч сүргүн болған әмәс; шуңа униң тәми бир хил болуп, пуриғи һеч өзгәрмигән» — бу охшитиш бәлким Моабниң һеч қийинчилиққа учримай, көрәңлик қилғанлиғи, толиму керилип кәткәнлигини көрситиду.   Зәф. 1:12 12 Шуңа , — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән униң йениға уларни өз күпидин төкидиған төккүчиләрни әвәтимән; улар униң күплирини қуруқдайду, униң чөгүнлирини чеқиветиду. «Мән униң йениға уларни өз күпидин төкидиған төккүчиләрни әвәтимән» — бу охшитиштики «шарап» Моабтики аһалини, «күплири», «чөгүнлири» униң жут-шәһәрлирини көрситиду. 13 Өткәндә Исраил җәмәти өз таянчиси болған Бәйт-Әл түпәйлидин йәргә қарап қалғандәк Моабму Кемош түпәйлидин йәргә қарап қалиду. «Бәйт-Әл» — мошу шәһәр Исраил (шималий падишалиқ)ниң чоң бутпәрәс мәркизи болуп, улар шу йәрдә «алтун мозай бут»ни қурған («1Пад.» 12-бапни, «Һош.» 10:5 һәм 8:5-6, «Ам.» 7:10-17ни көрүң).   1Пад. 12:29
14 Силәр қандақму: «Биз батур, җәңгивар палванмиз!» — дейәләйсиләр? 15 Моабниң зимини харабә қилиниду; дүшмән уларниң шәһәрлириниң сепиллириға чиқиду; униң есил жигитлири қәтл қилинишқа чүшиду, — дәйду падиша, йәни нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
16 — Моабниң һалакити йеқинлашти, униң күлпити бешиға чүшүшкә алдирайду. 17 Униң әтрапидики һәммәйлән униң үчүн аһ-зар көтириңлар; униң нам-шөһритини билгәнләр: «Күчлүк шаһанә һасиси, гөзәл тайиғиму шунчә сундурулдиғу!» — дәңлар. 18 Шан-шөһритиңдин чүшүп қағҗирап кәткән йәрдә олтар, и Дибонда туруватқан қиз; чүнки Моабни һалак қилғучи саңа җәң қилишқа йетип кәлди; у истиһкам-қорғанлириңни бәрбат қилиду.
19 Йол бойида күзәт қил, и Ароәрдә туруватқан қиз; бәдәр тикиватқан әрдин вә қечиватқан қиздин: «Немә болди?» дәп сора; 20 «Моаб хиҗаләткә қалди, чүнки у битчит қилинди!» дәп җавап берилиду. Аһ-зар тартип налә-пәряд көтириңлар; Арнонда: «Моаб һалак қилинди» — дәп җакалаңлар. Йәш. 16:7 21 Җаза һөкүми түзләңлик җайлири үстигә чиқирилди; Һолон, Яһаз вә Мәфаат үстигә, 22 Дибон, Небо һәм Бәйт-Диблатаим үстигә, 23 Кириатайим, Бәйт-Гамул һәм Бәйт-Меон үстигә, 24 Кериот, Бозраһ һәм Моабдики жирақ-йеқин барлиқ шәһәрләрниң үстигә чиқирилиду. 25 Моабниң Мүңгүзи кесиветилиду, униң билиги сундурулиду, — дәйду Пәрвәрдигар. «Моабниң мүңгүзи кесиветилиду» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу адәмниң бешидин өскән әмәс, әлвәттә! 26 — Уни мәс қилиңлар, чүнки у Пәрвәрдигарға алдида һакавурлуқ қилған; Моаб өз қусуғида еғинап ятсун, шуниң билән рәсва қилинсун. «Моабни мәс қилиңлар» — жуқурида (25-бапта) Йәрәмия «Пәрвәрдигарниң ғәзивигә толған қәдәһ» тоғрилиқ сөзлигәчкә, бәзи алимлар бу «мәслик» шу қәдәһтин ичиштин болуши керәк, дәп қарайду. Бизниңчә бу бир тәрәптин тоғра, Худаниң ғәзиви бешиға чүшүрүлгәндә дәсләптила әқлини йоқитип алҗиғанлиғи болиду. Бу айәтниң тәкитләйдиғини уларниң һамақәтлишип кәткәнлигидин ибарәт. 27 Чүнки сән Моаб Исраилни мазақ қилған әмәсму? У оғрилар қатарида тутувелинғанму, сән уни тилға алсаңла бешиңни чайқайсән?!
28 Шәһәрләрдин чиқип таш-қиялар арисини туралғу қилиңлар, и Моабда туруватқанлар; ғар ағзида угилиған пахтәктәк болуңлар!
29 Биз Моабниң һакавурлуғи (у интайин һакавур!), йәни униң тәкәббурлуғи, һакавурлуғи, көңлидики мәғрур-көрәңлиги тоғрисида аңлидуқ. «Биз Моабниң һакавурлуғи ..., йәни униң тәкәббурлуғи, .... көңлидики мәғрур-көрәңлиги тоғрисида аңлидуқ» — бу айәттики «Биз... аңлидуқ» дегүчи Худаниң Өзидур. Худа Өзи тоғрилиқ «Биз» дәп ишләткәнлиги Тәвраттики башқа йәрләрдиму бар; мәсилән «Яр.» 1:26, 3:22, 11:7ни һәм «Йәш.» 6:8ни көрүң. Бәзи алимлар айәттики «биз»ни Йәрәмия һәм Йәһуда хәлқини көрситиду, дәп қарайду.   Йәш. 16:6 30 Мән униң ночилиқ қилидиғанлиғини билимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ ночилиғи карға яримайду; униң чоң гәплири бекар болиду. 31 Шуңа Мән Моаб үчүн зар жиғлаймән, Моабниң һәммиси үчүн зар-зар көтиримән;
Кир-Харәсәттикиләр үчүн аһ-пиған аңлиниду.
32 И Сибмаһтики үзүм тели, Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән тәң сән үчүн жиғлаймән; сениң пеләклириң созулуп, әслидә «Өлүк деңиз»ниң нериға йәткән еди; улар әслидә Яазәр шәһиригичиму йәткән еди. Лекин сениң язлиқ мевилириңгә, үзүм һосулуң үстигә бузғучи бесип келиду. «И Сибмаһтики үзүм тели, Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән тәң сән үчүн жиғлаймән...» — 30-айәттики сөзлигүчи Худа болғандин кейин («Мән ..билимән...») шүбһисизки, 31-, 32- һәм 36-айәтләрдики сөзлигүчиму Худаниң Өзидур. Бу адәмни һәйран қалдуриду. Худа Яазәрдикиләрни җазалайду; шуниң билән улар Сибмаһдики йоқиған үзүмзарлар үчүн жиғлайду. Лекин Худа уларни җазалиши билән улар билән тәң қайғуриду. «Өлүк деңиз» — ибраний тилида «Яазәр деңизи». «Улар (сениң пеләклириң) әслидә Яазәр шәһиригичиму йәткән еди...» — «Яазәр» болса Моабниң шималий чегарасиға жирақрақ болуп, шәриқ тәрипи «чөл-далилар», ғәрип тәрипи «деңиз». Демәк, Моаб хилвәт җай болғини билән хелә жирақларға тәсири болған бир мәмликәткә айланған. «Язлиқ мевилири» әнҗир, хорма вә үзүмләрни көрситиду. 33 Шуниң билән шатлиқ вә хошаллиқ Моабниң бағ-етизлиридин вә зиминидин мәһрум қилиниду; Мән үзүм көлчәкләрдин шарапни йоқитимән; үзүм чәйлигүчиләрниң тәнтәнә авазлири қайтидин яңримайду; авазлар болса тәнтәнә авазлири әмәс, җәң авазлири болиду. Йәш. 16:10 34 Чүнки налә-пәрядлар Һәшбондин көтирилип, Яһазғичә вә Елеалаһғичә йетиду; налә авазлири Зоардин көтирилип, Һоронаимғичә вә Әглат-Шелишияғичә йетиду; һәтта Нимримдики суларму қуруп кетиду. «...налә-пәрядлар Һәшбондин көтирилип, Яһазғичә вә Елеалаһғичә йетиду...» — Елеалаһ Һәшбонниң шималий тәрипидин 2 километр жирақ; Яһаз униң җәнубий тәрипидин 2 километр жирақ. Бу үчиси Моабниң шималиға җайлашқан. Зоар, Һоронаим вә Әглат-Шелишия Моабниң җәнубиға җайлашқан. Айәтниң умумий мәнаси, «таҗавузлуқ башланди» дегән болуп, бу хәвәр Моабниң пүткүл зиминиға пур кетиду.   Йәш. 15:5, 6 35 Мән Моабта «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилғучиларни вә ят илаһларға хушбуй яққучиларни йоқитимән, — дәйду Пәрвәрдигар. «жуқури җайлар» — бутпәрәсликкә атап беғишланған җайлар еди.
36 — Шуңа Мениң қәлбим Моаб үчүн нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; Мениң қәлбим Кир-Һәрәстикиләр үчүнму нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; чүнки у егиливалған байлиқ-ғәзниләр йоқап кетиду. 37 Һәммә баш тақир қилдурулған, һәммә сақал чүшүрүлгән; һәммә қол титма-титма кесилгән, һәммә чатираққа бөз кийилгән. «Һәммә баш тақир қилдурулған, һәммә сақал чүшүрүлгән; һәммә қол титма-титма кесилгән, һәммә чатираққа бөз кийилгән» — демисәкму, бу һәрикәтләрниң һәммиси қаттиқ матәмни билдүриду.   Йәш. 15:2, 3; Йәр. 47:5 38 Моабниң барлиқ өй өгүзлири үстидә вә мәйданларда матәм тутуштин башқа иш болмайду; чүнки Мән Моабни һеч кимгә яқмайдиған бир қачидәк чеқип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар, 39 — улар пиғандин зарлишиду; Моаб шунчилик парә-парә қиливетилидуки, у хиҗаләттин көпчиликкә арқисини қилиду; Моаб әтрапидики һәммә тәрипидин рәсва қилинидиған, вәһимә салғучи объект болиду. «вәһимә салғучи объект» — башқилар Моабниң бешиға чүшкән апәткә қарап «бундақ дәһшәтлик иш өз бешимизғиму чүшәрму?» дәп вәһимигә чүшиду.
40 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бириси бүркүттәк қанатлирини керип пәрваз қилип, Моаб үстигә шуңғуп чүшиду. Йәр. 4:13 41 Шәһәрлири ишғал болиду, истиһкамлар егиливелиниду; шу күни Моабдики палванларниң жүриги толғаққа чүшкән аялниң жүригидәк болиду. «шәһәрлири ишғал болиду» — «шәһәрлири»ниң башқа тәрҗимиси «Керийот» (шәһәрниң исми). 42 Моаб әл қатаридин йоқитилиду; чүнки у Пәрвәрдигар алдида һакавурлуқ қилған; 43 вәһшәт, ора вә қилтақ бешиңларға чүшүшни күтмәктә, и Моабда туруватқанлар, — дәйду Пәрвәрдигар. 44 — вәһшәттин қачқан ориға жиқилиду; оридин чиққан қилтаққа тутулиду; чүнки униң үстигә, йәни Моаб үстигә җазалиниш жилини чүшүримән — дәйду Пәрвәрдигар. «җазалиниш жили» — ибраний тилида «йоқлиниши жили».
45 Қачқанлар Һәшбон сепилиниң далдисида туруп амалсиз қалиду; чүнки Һәшбондин от, һәм мәһрум Сиһон падишаниң зимини оттурисидин бир ялқун партлап чиқиду вә Моабниң чекилирини, соқушқақ хәлиқниң баш чоққилирини жутувалиду. қачқанлар Һәшбон сепилиниң далдисида туруп Амалсиз қалиду; чүнки Һәшбондин от, һәм (мәһрум) Сиһон падишаниң зимини оттурисидин бир ялқун партлап чиқиду» — Аморийларниң падишаси Сиһон нәччә йүз жил илгири Һәшбон шәһирини ишғал қилған, андин кейин Моабниң пүткүл зиминини егиливалған еди («Чөл.» 21:28-29ни көрүң). «от.... Моабниң чекилирини, соқушқақ хәлиқниң баш чоққилирини жутувалиду» — «чекилирини... баш чоққилирини...» бәлким Моабниң һәммисини, җүмлидин «баш болғанларни» өз ичигә елиши мүмкин. Йәрәмияниң бешарити алдин-ала көрсәткән бу һалакәт техиму қедимки йәнә бир бешарәтниң әмәлгә ашурулуши болиду («Чөл.» 24:17ни вә 21:28-29ни көрүң).   Чөл. 21:28 46 Һалиңға вай, и Моаб! Кемошқа тәвә болған әл набут болди; оғуллириң әсиргә чүшиду, қизлириң сүргүн болиду. 47 Лекин, ахирқи заманларда Моабни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Моаб үстигә чиқиридиған һөкүм мошу йәргичә.
 
 

48:1 «жуқури қорған» — (ибраний тилида «Мисгаб») бәлким бир шәһәрниң исми болуши мүмкин.

48:1 Йәр. 25:21; 27:3

48:2 «....Небониң һалиға вай! ... Кириатайим хиҗаләткә қалдурулуп, ишғал қилиниду (1-айәт); Һәшбон ...Мадмән,...» — демисәкму, Небо, Кириатайим, Һәшбон, Мадмән вә төвәндики айәтләрдики Һоронаим, Лухит, Ароәр, Бәйт-Гамул, Дибон қатарлиқлар Моабтики шәһәрләрдур. Хәритини көрүң. «Һәшбон» болса Моабниң чегарисиға җайлашқан болуп, бешарәт бойичә башқа шәһәрләрдин илгири бәлким дүшмән тәрипидин ишғал қилинип андин дүшмәнниң қошуни үчүн база болиду. «Һәшбон» вә «сүйқәст» («хешаб») ибраний тилида йеқин сөзләрдур. Йәһудий тарихшунас Йосефусниң хатириси бойичә, Моаб Небоқаднәсар падиша тәрипидин миладийәдин илгәрки 582-жили егилинип, нурғун шәһәрлири вәйран қилинған.

48:5 Йәш. 15:5

48:6 Йәр. 17:6

48:7 «бутуң Кемош, униң каһинлири һәм әмирлири билән биллә сүргүн болиду» — Кемош Моаб чоқунған бут еди. Уларниң униңға өз балилирини қурбанлиқ қилиш адити бар еди («2Пад.» 3:27ни көрүң).

48:7 Йәр. 49:3

48:8 «Пәрвәрдигар дегәндәк җилғиму харабә болиду, түзләңликму һалакәткә йүзлиниду» — «җилға» вә «түзләңлик» Моабниң җәнубий вә шималий қисмини көрситиду.

48:9 «Далдиға берип қечиш үчүн Моабқа қанатларни бериңлар!» — бу җүмлидики ибраний тилини чүшиниш тәс. Оқурмәнләр башқа хил тәрҗимиләрни учритиши мүмкин.

48:10 «Пәрвәрдигарниң хизмитини көңүл қоюп қилмиған киши ләнәткә қалсун! Қиличини қан төкүштин қалдурған киши ләнәткә қалсун!» — бу кинайилик, һәҗвий сөзләр кәлгүсидә Моабқа һуҗум қилидиған Бабиллиқ ләшкәрләргә ейтилиду.

48:11 «Моаб яшлиғидин тартип кәң-кушадә яшап арзаңлири үстидә тинған шараптәк әндишисиз болуп кәлгән» — шарап тиниши үчүн узун вақит мидирлитилмай туруши керәк. Тинған «арзаңлар», (дуғ, чөкүндә) наһайити аччиқ бир нәрсә, әлвәттә. Шуңа башқа күпкә қуюлмай қалса, тәми қиртиқ, аччиқ болиду, әлвәттә. «У һеч қачан күптин күпкә қуюлған әмәс, яки һеч сүргүн болған әмәс; шуңа униң тәми бир хил болуп, пуриғи һеч өзгәрмигән» — бу охшитиш бәлким Моабниң һеч қийинчилиққа учримай, көрәңлик қилғанлиғи, толиму керилип кәткәнлигини көрситиду.

48:11 Зәф. 1:12

48:12 «Мән униң йениға уларни өз күпидин төкидиған төккүчиләрни әвәтимән» — бу охшитиштики «шарап» Моабтики аһалини, «күплири», «чөгүнлири» униң жут-шәһәрлирини көрситиду.

48:13 «Бәйт-Әл» — мошу шәһәр Исраил (шималий падишалиқ)ниң чоң бутпәрәс мәркизи болуп, улар шу йәрдә «алтун мозай бут»ни қурған («1Пад.» 12-бапни, «Һош.» 10:5 һәм 8:5-6, «Ам.» 7:10-17ни көрүң).

48:13 1Пад. 12:29

48:20 Йәш. 16:7

48:25 «Моабниң мүңгүзи кесиветилиду» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу адәмниң бешидин өскән әмәс, әлвәттә!

48:26 «Моабни мәс қилиңлар» — жуқурида (25-бапта) Йәрәмия «Пәрвәрдигарниң ғәзивигә толған қәдәһ» тоғрилиқ сөзлигәчкә, бәзи алимлар бу «мәслик» шу қәдәһтин ичиштин болуши керәк, дәп қарайду. Бизниңчә бу бир тәрәптин тоғра, Худаниң ғәзиви бешиға чүшүрүлгәндә дәсләптила әқлини йоқитип алҗиғанлиғи болиду. Бу айәтниң тәкитләйдиғини уларниң һамақәтлишип кәткәнлигидин ибарәт.

48:29 «Биз Моабниң һакавурлуғи ..., йәни униң тәкәббурлуғи, .... көңлидики мәғрур-көрәңлиги тоғрисида аңлидуқ» — бу айәттики «Биз... аңлидуқ» дегүчи Худаниң Өзидур. Худа Өзи тоғрилиқ «Биз» дәп ишләткәнлиги Тәвраттики башқа йәрләрдиму бар; мәсилән «Яр.» 1:26, 3:22, 11:7ни һәм «Йәш.» 6:8ни көрүң. Бәзи алимлар айәттики «биз»ни Йәрәмия һәм Йәһуда хәлқини көрситиду, дәп қарайду.

48:29 Йәш. 16:6

48:32 «И Сибмаһтики үзүм тели, Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән тәң сән үчүн жиғлаймән...» — 30-айәттики сөзлигүчи Худа болғандин кейин («Мән ..билимән...») шүбһисизки, 31-, 32- һәм 36-айәтләрдики сөзлигүчиму Худаниң Өзидур. Бу адәмни һәйран қалдуриду. Худа Яазәрдикиләрни җазалайду; шуниң билән улар Сибмаһдики йоқиған үзүмзарлар үчүн жиғлайду. Лекин Худа уларни җазалиши билән улар билән тәң қайғуриду. «Өлүк деңиз» — ибраний тилида «Яазәр деңизи». «Улар (сениң пеләклириң) әслидә Яазәр шәһиригичиму йәткән еди...» — «Яазәр» болса Моабниң шималий чегарасиға жирақрақ болуп, шәриқ тәрипи «чөл-далилар», ғәрип тәрипи «деңиз». Демәк, Моаб хилвәт җай болғини билән хелә жирақларға тәсири болған бир мәмликәткә айланған. «Язлиқ мевилири» әнҗир, хорма вә үзүмләрни көрситиду.

48:33 Йәш. 16:10

48:34 «...налә-пәрядлар Һәшбондин көтирилип, Яһазғичә вә Елеалаһғичә йетиду...» — Елеалаһ Һәшбонниң шималий тәрипидин 2 километр жирақ; Яһаз униң җәнубий тәрипидин 2 километр жирақ. Бу үчиси Моабниң шималиға җайлашқан. Зоар, Һоронаим вә Әглат-Шелишия Моабниң җәнубиға җайлашқан. Айәтниң умумий мәнаси, «таҗавузлуқ башланди» дегән болуп, бу хәвәр Моабниң пүткүл зиминиға пур кетиду.

48:34 Йәш. 15:5, 6

48:35 «жуқури җайлар» — бутпәрәсликкә атап беғишланған җайлар еди.

48:37 «Һәммә баш тақир қилдурулған, һәммә сақал чүшүрүлгән; һәммә қол титма-титма кесилгән, һәммә чатираққа бөз кийилгән» — демисәкму, бу һәрикәтләрниң һәммиси қаттиқ матәмни билдүриду.

48:37 Йәш. 15:2, 3; Йәр. 47:5

48:39 «вәһимә салғучи объект» — башқилар Моабниң бешиға чүшкән апәткә қарап «бундақ дәһшәтлик иш өз бешимизғиму чүшәрму?» дәп вәһимигә чүшиду.

48:40 Йәр. 4:13

48:41 «шәһәрлири ишғал болиду» — «шәһәрлири»ниң башқа тәрҗимиси «Керийот» (шәһәрниң исми).

48:44 «җазалиниш жили» — ибраний тилида «йоқлиниши жили».

48:45 қачқанлар Һәшбон сепилиниң далдисида туруп Амалсиз қалиду; чүнки Һәшбондин от, һәм (мәһрум) Сиһон падишаниң зимини оттурисидин бир ялқун партлап чиқиду» — Аморийларниң падишаси Сиһон нәччә йүз жил илгири Һәшбон шәһирини ишғал қилған, андин кейин Моабниң пүткүл зиминини егиливалған еди («Чөл.» 21:28-29ни көрүң). «от.... Моабниң чекилирини, соқушқақ хәлиқниң баш чоққилирини жутувалиду» — «чекилирини... баш чоққилирини...» бәлким Моабниң һәммисини, җүмлидин «баш болғанларни» өз ичигә елиши мүмкин. Йәрәмияниң бешарити алдин-ала көрсәткән бу һалакәт техиму қедимки йәнә бир бешарәтниң әмәлгә ашурулуши болиду («Чөл.» 24:17ни вә 21:28-29ни көрүң).

48:45 Чөл. 21:28