8
Әйсаниң төрт миң кишини тойдуруши
Мат. 15:32-39
Шу күнләрдә, йәнә зор бир топ халайиқ жиғилған еди. Уларниң йегидәк һеч немиси болмиғачқа, у мухлислирини йениға чақирип: Мат. 15:32.
— Бу халайиққа ичим ағрийду. Чүнки улар мениң йенимда турғили үч күн болди, уларда йегидәк һеч нәрсиму қалмиди. Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурсам, йолда һалидин кетиши мүмкин. Чүнки бәзилири жирақтин кәлгән екән, — деди.
Мухлислири буниңға җававән:
— Бундақ хилвәт бир җайда бу кишиләрни тойдурғидәк нанни нәдин тапқили болсун? — дейишти.
— Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди у.
Йәттә, — дейишти улар.
Буниң билән у хәлиқни йәрдә олтиришқа буйруди. Андин йәттә нанни қолиға алди вә Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтип уштуп, көпчиликкә тутушқа мухлислириға бәрди. Улар халайиққа үләштүрүп бәрди. Мухлисларда йәнә бир қанчә кичик белиқму бар еди. У Худаға тәшәккүр ейтип уларни бәрикәтләп, мухлислириға үләштүрүп беришни ейтти. Халайиқ тойғичә йеди; улар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә теривалди. «улар ешип қалған парчиларни ... теривалди» — «улар» — мухлислар яки пүткүл халайиқни көрситиду. «йәттә севәт...» — «севәт» грек тилида бу сөз бәк чоң бир хил севәтни көрситиду. Йегәнләр төрт миңчә киши еди. У уларни йолға салди, 10 андин мухлислири билән биллә дәрһал кемигә чүшүп, Далманута тәрәплиригә барди. Мат. 15:39.
 
Пәрисийләрниң мөҗизилик аламәтни көрүшни тәләп қилиши
Мат. 16:1-4
11 Пәрисийләр чиқип, уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилишип, униң билән муназириләшкили турди. «Пәрисийләр чиқип, уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң...» — Пәрисийләр тәләп қилған «мөҗизилик аламәт» Әйсаниң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бир карамәтни көрситиду, әлвәттә.   Мат. 12:38; 16:1; Луқа 11:29; Юһ. 6:30. 12 У ичидә бир улуқ-кичик тинип:
— Бу дәвир немишкә бир «мөҗизилик аламәт»ни истәп жүриду? Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, бу дәвиргә һеч қандақ мөҗизилик аламәт көрситилмәйду, — деди. «у ичидә бир улуқ-кичик тинип...» — грек тилида «У роһида бир улуқ-кичик тинип..». «Роһ» мошу йәрдә униң өзиниң (инсаний) роһини билдүриду.   Мат. 16:4.
13 Андин улардин айрилип, йәнә кемигә чиқип, деңизниң у четигә өтүп кәтти.
 
Сахтипәзлик «ечитқу»сидин сақлиниш
Мат. 16:5-12
14 Мухлислар нан елип келишни унтуған болуп, кемидә бир тал нандин башқа йәйдиғини йоқ еди. 15 У уларни агаһландуруп:
— Еһтият қилиңлар, Пәрисийләрниң ечитқуси вә Һеродниң ечитқусидин һези болуңлар, — деди. «Еһтият қилиңлар, Пәрисийләрниң ечитқуси вә Һеродниң ечитқусидин һези болуңлар» — «Мат.» 16:1-12ниму көрүң.   Мат. 16:6; Луқа 12:1. 16 Мухлислар өз ара мулаһизилишип:
— Униң бундақ дейиши нан әкәлмигәнлигимиздин болса керәк, — дейишти.
17 Әйса уларниң немә дейишиватқанлиғини билип:
— Немишкә нан йоқлуғи тоғрисида мулаһизә қилисиләр? Силәр техичә пәм-парасәт яки чүшәнчигә егә болмидиңларму? Қәлблириңлар техиму бихудлишип кетиватамду? Мар. 6:52. 18 Көзүңлар туруп көрмәйватамсиләр? Қулиқиңлар туруп аңлимайватамсиләр? Есиңларда йоқму? 19 Бәш миң кишигә бәш нанни уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә кичик севәтни жиғивалдиңлар? — деди.
— Он иккини, — җавап бәрди улар. «..қанчә кичик севәт..» — «севәт» грек тилида «қол севәт».   Мат. 14:17,20; Мар. 6:38; Луқа 9:13; Юһ. 6:9.
20 — Йәттә нанни төрт миң кишигә уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә севәтни жиғивалдиңлар? — деди у.
— Йәттини, — Җавап бәрди улар. Мат. 15:36,37.
21 У уларға:
— Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр? — деди. «Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр?» — Мәсиһниң бу соали мухлислири жиғивалған «он икки (кичик) севәт» вә «йәттә (чоң) севәт» билән мунасивәтликтур.
Қизиқ бир иш шуки, Маркус өзиниң Инҗилдики баянида Мәсиһниң (өлүмдин тирилиштин башқа) җәмий он тоққуз алаһидә мөҗизисини хатириләйду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
 
Бәйт-Саидадики бир корниң сақайтилиши
22 Улар Бәйт-Саида йезисиға кәлди; халайиқ бир кор адәмни униң алдиға елип келип, униңға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнди. 23 У кор адәмниң қолидин тутуп йезиниң сиртиға йетиләп барди; униң көзлиригә түкүрүп, үстигә қоллирини тәккүзүп:
— Бирәр нәрсә көрүватамсән? — дәп сориди. Мар. 7:32.
24 У бешини көтирип:
— Кишиләрни көрүватимән; улар худди меңип жүрүватқан дәрәқләрдәк көрүнүватиду, — деди.
25 Андин у қайтидин қоллирини у адәмниң көзлиригә тәккүзди. У көзлирини ечивиди, көзлири әслигә келип, һәммә нәрсини ениқ көрди. «У көзлирини ечивиди..» — яки «у бешини көтиривиди...» яки «у көзлирини йоған ачти...». 26 Әйса уни өйигә қайтуруп:
— Йезиғиму кирмә, яки йезидики һеч кимгә бу ишни уқтурма, — дәп тапилиди. «Йезиғиму кирмә, яки йезидики һеч кимгә бу ишни уқтурма» — Мәсиһ немишкә шундақ тапилиди? Шүбһисизки, Бәйт-Саидадикиләр аллиқачан униң көп мөҗизилирини көрүп туруп техичә товва қилмиған еди («Мат.» 11:21ни көрүң).
 
Петрусниң Әйсани Қутқузғучи-Мәсиһ дәп тонуши
Мат. 16:13-20; Луқа 9:18-21
27 Әйса мухлислири билән чиқип Қәйсәрийә-Филиппи райониға қарашлиқ кәнт-йезиларға барди. Йолда у мухлислиридин:
— Кишиләр мени ким дәйду? — дәп сориди. Мат. 16:13; Луқа 9:18.
28 Улар униңға:
— Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс пәйғәмбәр вә йәнә бәзиләр илгәрки пәйғәмбәрләрдин бири дәп қарайдикән, — дәп җавап беришти. Мат. 14:2.
29 У улардин:
— Әнди силәрчу, силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди.
Петрус җававән: — Сән Мәсиһдурсән, — деди. «Сән Мәсиһдурсән» — «Мәсиһ» дегән сөз тоғрилиқ «Тәбирләр»имизни көрүң.   Мат. 16:16; Юһ. 6:69.
30 У уларға өзи тоғрилиқ һеч кимгә тинмаслиқни җиддий тапилиди.
 
Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтиши
Мат. 16:21-28; Луқа 9:22-27
31 Шуниң билән у Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр екәнлигини мухлислириға үгитишкә башлиди. «Инсаноғлиниң.... ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши» — шу чағда икки «баш каһин» бар еди — «Аннас» вә униң күйоғли «Қаяфа».   Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7. 32 У бу ишни очуқ-ашкарә сөзләп бәрди. Буниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләшкә башлиди. «Буниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләшкә башлиди» — Петрусниң әйиплиши шүбһисизки, өзүң улуқ падиша Мәсиһ туруп, бешиңға мошундақ дәһшәтлик ишларни чүшүрмәслигиң керәк еди, дегәндәк. «Мат.» 16:22ни көрүң. 33 Лекин у бурулуп мухлислириға қарап, Петрусни әйипләп:
— Арқамға өт, Шәйтан! Сениң ойлиғанлириң Худаниң ишлири әмәс, инсанниң ишлиридур, — деди. «Арқамға өт, Шәйтан!» — Әйса бу айәттә «Шәйтан» дегән бу сөзини биринчидин «дүшмән» дегән мәнидә ишлитип, өзиниң дүшмини болуп қалған Петрусқа ейтиду. Иккинчидин, Шәйтан өзи Петрус арқилиқ Әйсаға путликашаң болмақчи еди.   2Сам. 19:22.
34 Андин мухлислири билән халайиқниму чақирип мундақ деди:
— Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун! «Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!» — «Мат.» 10:38ни, шундақла униңдики изаһатниму көрүң.   Мат. 10:38; 16:24; Луқа 9:23; 14:27. 35 Чүнки кимдәким өз җенини қутқузай десә, чоқум униңдин мәһрум болиду; лекин кимдәким мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өз җенидин мәһрум болса, уни қутқузиду. Мат. 10:39; 16:25; Луқа 9:24; 17:33; Юһ. 12:25. 36 Чүнки бир адәм пүткүл дунияға егә болуп, җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! «...җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!» — «җан» мошу йәрдә пәқәт һаятни әмәс, бәлки адәмниң салаһийити, роһий дуниясини көрситиду. 37 У немисини җениға тегишсун?! Зәб. 48:7-10 38 Чүнки кимдәким зинахор вә гунакар бу дәвир алдида мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғлиму атисиниң шан-шәриви ичидә муқәддәс пәриштиләр билән биллә кәлгинидә, униңдин номус қилиду. «зинахор вә гунакар бу дәвир» — «зинахор» бәлким һәм җисманий һәм көчмә (Худаға вапасизлиқ қилғучи, дегән) мәнидиму ишлитилиду. «Инсаноғли» — Мәсиһ, әлвәттә. «Тәбирләр»ниму көрүң.   Мат. 10:32; Луқа 9:26; 12:8; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.
 
 

8:1 Мат. 15:32.

8:8 «улар ешип қалған парчиларни ... теривалди» — «улар» — мухлислар яки пүткүл халайиқни көрситиду. «йәттә севәт...» — «севәт» грек тилида бу сөз бәк чоң бир хил севәтни көрситиду.

8:10 Мат. 15:39.

8:11 «Пәрисийләр чиқип, уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң...» — Пәрисийләр тәләп қилған «мөҗизилик аламәт» Әйсаниң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бир карамәтни көрситиду, әлвәттә.

8:11 Мат. 12:38; 16:1; Луқа 11:29; Юһ. 6:30.

8:12 «у ичидә бир улуқ-кичик тинип...» — грек тилида «У роһида бир улуқ-кичик тинип..». «Роһ» мошу йәрдә униң өзиниң (инсаний) роһини билдүриду.

8:12 Мат. 16:4.

8:15 «Еһтият қилиңлар, Пәрисийләрниң ечитқуси вә Һеродниң ечитқусидин һези болуңлар» — «Мат.» 16:1-12ниму көрүң.

8:15 Мат. 16:6; Луқа 12:1.

8:17 Мар. 6:52.

8:19 «..қанчә кичик севәт..» — «севәт» грек тилида «қол севәт».

8:19 Мат. 14:17,20; Мар. 6:38; Луқа 9:13; Юһ. 6:9.

8:20 Мат. 15:36,37.

8:21 «Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр?» — Мәсиһниң бу соали мухлислири жиғивалған «он икки (кичик) севәт» вә «йәттә (чоң) севәт» билән мунасивәтликтур. Қизиқ бир иш шуки, Маркус өзиниң Инҗилдики баянида Мәсиһниң (өлүмдин тирилиштин башқа) җәмий он тоққуз алаһидә мөҗизисини хатириләйду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

8:23 Мар. 7:32.

8:25 «У көзлирини ечивиди..» — яки «у бешини көтиривиди...» яки «у көзлирини йоған ачти...».

8:26 «Йезиғиму кирмә, яки йезидики һеч кимгә бу ишни уқтурма» — Мәсиһ немишкә шундақ тапилиди? Шүбһисизки, Бәйт-Саидадикиләр аллиқачан униң көп мөҗизилирини көрүп туруп техичә товва қилмиған еди («Мат.» 11:21ни көрүң).

8:27 Мат. 16:13; Луқа 9:18.

8:28 Мат. 14:2.

8:29 «Сән Мәсиһдурсән» — «Мәсиһ» дегән сөз тоғрилиқ «Тәбирләр»имизни көрүң.

8:29 Мат. 16:16; Юһ. 6:69.

8:31 «Инсаноғлиниң.... ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши» — шу чағда икки «баш каһин» бар еди — «Аннас» вә униң күйоғли «Қаяфа».

8:31 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.

8:32 «Буниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләшкә башлиди» — Петрусниң әйиплиши шүбһисизки, өзүң улуқ падиша Мәсиһ туруп, бешиңға мошундақ дәһшәтлик ишларни чүшүрмәслигиң керәк еди, дегәндәк. «Мат.» 16:22ни көрүң.

8:33 «Арқамға өт, Шәйтан!» — Әйса бу айәттә «Шәйтан» дегән бу сөзини биринчидин «дүшмән» дегән мәнидә ишлитип, өзиниң дүшмини болуп қалған Петрусқа ейтиду. Иккинчидин, Шәйтан өзи Петрус арқилиқ Әйсаға путликашаң болмақчи еди.

8:33 2Сам. 19:22.

8:34 «Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!» — «Мат.» 10:38ни, шундақла униңдики изаһатниму көрүң.

8:34 Мат. 10:38; 16:24; Луқа 9:23; 14:27.

8:35 Мат. 10:39; 16:25; Луқа 9:24; 17:33; Юһ. 12:25.

8:36 «...җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!» — «җан» мошу йәрдә пәқәт һаятни әмәс, бәлки адәмниң салаһийити, роһий дуниясини көрситиду.

8:37 Зәб. 48:7-10

8:38 «зинахор вә гунакар бу дәвир» — «зинахор» бәлким һәм җисманий һәм көчмә (Худаға вапасизлиқ қилғучи, дегән) мәнидиму ишлитилиду. «Инсаноғли» — Мәсиһ, әлвәттә. «Тәбирләр»ниму көрүң.

8:38 Мат. 10:32; Луқа 9:26; 12:8; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.