Бәзи кона көчүрмиләрдики «етизда икки киши болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» дегән сөзму мошу йәрдә тепилиду. «Мат.» 24:40ни көрүң.
□17:1 «Инсанни путлаштуридиған ишлар болмай қалмайду; лекин шу путлаштуруш васитичиси болған адәмниң һалиға вай!» — бу муһим айәт үстидә «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□17:2 «бундақ адәмниң бу кичик балилардин бирини гунаға путлаштурған болса...» — «бу кичик балилардин бири» (грек тилида «бу кичикләрдин бири») — демәк, өз әтрапидики өзигә етиқат қилған аддий халайиқни көрситиду.
■17:3 Лав. 19:17; Пәнд. 17:10; Мат. 18:15; Яқ. 5:19.
□17:5 «Шуниң билән расуллар Рәбгә: Ишәш-етиқатимизни ашурғин, — дейишти» — бурадирини һәр күндә йәттә қетим охшаш гуна үчүн кәчүрүм қилиш күчлүк болған етиқатни тәләп қилиду, әлвәттә!
■17:6 Мат. 17:20; 21:21; Мар. 11:23.
□17:12 «бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап...» — немишкә «жирақта тохтап...»? Мохо кесилигә гриптар болғанлар Тәврат қануни бойичә адәмләргә йеқинлишишқа болмайтти («Лав.» 13:45-46, «Чөл.» 5:2-3ни көрүң).
□17:14 «...өзүңларни каһинларға көрситиңлар» — Тәврат қануни бойичә бириси мохо кесилидин сақайған болса, муқәддәс ибадәтханидики мәсъул каһинниң алдиға берип өзини «сақ, яки сақ әмәс» дәп тәкшүртүп қурбанлиқ қилиши керәк еди; андин қайтидин җәмийәт билән арилишалайтти («Лав.» 13:19, 14:1-11, «Луқа» 5:14ни көрүң). Демисәкму, Мәсиһ кәлгичә бундақ мурасим бир қетимму өткүзүлүп бақмиған.
■17:14 Лав. 13:2; 14:2; Мат. 8:4; Луқа 5:14.
□17:16 «У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди» — Йәһудийлар Самарийәликләрни «йерим капир» дәп яман көрәтти.
□17:18 «Бу ят әллик мусапирдин башқа, Худаға һәмдусана оқуғили һеч ким қайтип кәлмәптиғу?!» — демәк, Худаниң хәлқи болған Йәһудийлардин һеч ким рәхмәт ейтишқа қайтмиди.
□17:19 «Етиқатиң сени сақайтти!» — биз шуни байқаймизки, (1) у (башқа тоққузиға охшаш) Мәсиһниң сөзигә кирип йолға чиққан еди; бу өз ишәшини ипадилигән һәрикәттур; (2) гәрчә кесәлни сақайтқучи Мәсиһниң өзи болғини билән, у дайим адәмләрниң өзигә бағлиған етиқатини (бар болса) махтап уларни шу йол билән риғбәтләндүрәтти — «сениң етиқатиң сени сақайтти!».
□17:20 «Худаниң падишалиғиниң келишини көз билән көргили болмас» — мәнаси, бәлким, униң йәр йүзидә намайән болуши көз билән көргили болидиған аламәтләр билән болмайду. Мәсиһ дунияға қайтип кәлгәндә падишалиқ һәммә адәмгә рошән болиду (24-айәтни көрүң); лекин шу вақитқичә «көз билән көргили болмас» — пәқәт етиқат униң қәйәрдә екәнлигини көрәләйду. «қошумчә сөз»имиздә бу тема үстидә азрақ тохтилимиз.
□17:21 «Мана, Худаниң падишалиғи араңлардидур» — «араңлардидур» дегәнниң башқа бир тәрҗимиси «ичиңлардидур» яки «дилиңлардидур». Лекин бизниңчә Мәсиһ пулпәрәс, тәкәббур Пәрисийләргә «Худаниң падишалиғи силәрдә» дәп һәргиз демәйтти. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■17:21 Мат. 24:23; Мар. 13:21; Луқа 21:7, 8.
□17:22 «Инсаноғлиниң күнлиридин бирәр күни» — демәк, Инсаноғли (Мәсиһ) дунияға қайтип келип һөкүм сүридиған күнләрниң бири.
□17:23 «Шу чағда кишиләр силәргә: «Мана у бу йәрдә!» вә яки «Мана у у йәрдә!» дәйду» — «у» мошу йәрдә Мәсиһниң өзи, әлвәттә.
■17:23 Мат. 24:23; Мар. 13:21.
□17:24 «гоя асманниң бир четидин чақмақ чеқип йәнә бир четигичә йорутидиғандәк» — яки «гоя чақмақ чеқип асманниң бир четидин йәнә бир четигичә йорутидиғандәк».
□17:25 « Инсаноғли авал көп азап-оқубәтләрни тартиши бу дәвирдикиләр тәрипидин чәткә қеқилиши муқәррәрдур» — бу дәвир болса өз хәлқиниң шу дәври.
■17:25 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:6, 7
■17:26 Яр. 6:2; 7:7; Мат. 24:37,38; 1Пет. 3:20.
□17:28 «Инсаноғлиниң күнлиридә ... Лутниң күнлиридә қандақ болған болса шундақ болиду» — «Лут» — Ибраһим пәйғәмбәрниң җийәни. Бу вақиәләр тоғрисида «Яр.» 18-19-бапларни көрүң.
■17:29 Яр. 19:24; Қан. 29:22; Йәш. 13:19; Йәр. 50:40; Һош. 11:8; Ам. 4:11; Йәһ. 7.
□17:31 «Шу күни, һәр ким өгүздә туруп, нәрсә-керәклири өйидә болсиму, алғили чүшмисун» — бүгүнгә қәдәр Қанаан (Пәләстин)дики өйләрниң өгүзиниң сиртқи пәләмпейи бар, өйигә чүшмәй қачқили болиду. «вә шуниңға охшаш кимки етизлиқта болса өйигә һеч янмисун» — демәк, шу күнидә Худаниң җазаси шунчә тез келидуки, етиқати бар һәр бири кәйнигә һеч қаримайла, бәдәр қечиши керәк болиду. 32-айәтни көрүң.
□17:32 «Лутниң аялини ядиңларға кәлтүрүңлар!» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом шәһирини җазалиған күнидә, Лут вә аилисидикиләр қачқанда, униң аяли өткәнки раһәтлик турмушини вә мал-мүлкини ташлашқа көзи қиймай кәйнигә қариған еди, туз түврүккә айлинип қалған.
■17:32 Яр. 19:15-17, 26.
■17:33 Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; Юһ. 12:25.
■17:34 Мат. 24:40,41; 1Тес. 4:17.
□17:35-36 «Икки аял ярғунчақ бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» — пикримизчә «елип кетилидиғанлар» һәққанийлардур; етиқатсизлар «қалдурулиду». Мәсилән, «Мат.» 24:31, «1Тес.» 4:1-11ни көрүң. Нуһ пәйғәмбәр вә аилисидикиләр вә шуниңдәк Лутниң аилисидикиләр Худаниң җазаси алдидин «елип кетилип» қутулған, бирақ қалдурулғанлар асмандин чүшүрүлгән җазаға учриған. Бәзи кона көчүрмиләрдики «етизда икки киши болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» дегән сөзму мошу йәрдә тепилиду. «Мат.» 24:40ни көрүң.
□17:37 «җәсәт қайси йәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлишиду!» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси бәлким: Қузғунларниң топлиниши җәсәтниң шу йәрдә екәнлигини көрсәткәндәк, бу аламәтләр мән тилға алған ишларниң тез арида йүз беришиниң муқәррәр екәнлигини көрситиду» дегәнлик болуши мүмкин. Әйсаниң бу сөзи йәнә Тәврат, «Аюп» 39:26-30 вә «Йәш.» 34:1-8, 15-17 қатарлиқ айәтләрдә көрситилгән, «Пәрвәрдигарниң күни»дә болған зор қирғинчилиқ биләнму мунасивәтлик болуши керәк.