Йерусалимдики ибадәтхана (Мәсиһниң дәвридә)
■24:2 1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Луқа 19:44.
■24:3 Мар. 13:1, 3; Луқа 21:7; Рос. 1:6.
■24:4 Йәр. 29:8; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1.
■24:5 Йәр. 14:14; 23:25; Юһ. 5:43.
□24:7 «бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар.
□24:8 «Лекин бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас» — Әйса Мәсиһ қайси иш «туғулиду», уни беваситә демәйду. Төвәндики сөзлиригә қариғанда у «йеңи заман»ниң туғулушини көрситиду, дәп қараймиз.
■24:9 Мат. 10:17; Луқа 21:11,12; Юһ. 15:20; 16:2; Вәһ. 2:10.
□24:10 «нурғунлар етиқаттин таниду» — грек тилида «нурғунлар путлаштурулиду» дейилиду. Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «нурғунлар гунаға аздурулиду».
■24:13 Мат. 10:22; Мар. 13:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:7,10; 3:10.
□24:14 «Худаниң падишалиғи һәққидики бу хуш хәвәр» — грек тилида «падишалиқниң бу хуш хәвири» дейилиду.
□24:15 «Даниял пәйғәмбәр қәйт қилған «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»» — «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» тоғрисида «Дан.» 9:24-27ни вә у тоғрилиқ изаһатларни көрүң.
■24:15 Дан. 9:27; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:4
□24:19 «у күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!» — ундақ кишиләргә қечиш әпсиз болиду, әлвәттә.
□24:20 «Қачидиған вақтиңларниң қиш яки шабат күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар» — Йәһудий диний әрбабларниң Тәврат қануниға болған чүшәнчисигә асасән, Йәһудийлар адәттә шабат (дәм елиш) күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканларни тақиши керәк. Бу күни сәпәр қилиш мәнъий қилинған болғачқа, Қанаанда (Пәләстиндә) турғанларға нисбәтән йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш интайин қулайсиз болиду. «Қиш»та Йәһудийәдә дәрия-вадиларда су пат-пат тешип турғачқа, қиштиму қечиш интайин тәс болиду.
□24:28 «Чүнки җәсәт қайси йәрдә болса, у йәрдиму қузғунлар топлишиду!» — бу сирлиқ сөзләрниң мәнаси Тәврат, «Аюп» 39:26-30 вә «Йәш.» 34:1-8, 15-17-айәтләр билән мунасивәт болса керәк. Шу айәтләрдә көрситилгәндәк, «Пәрвәрдигарниң күни»дә зор қирғинчилиқ болиду.
□24:29 «... қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «Йәш.» 13:10, 34:4, «Йо.» 2:10ни көрүң. «Асмандики күчләр» бәлким барлиқ җин-шәйтанларни көрситиду; «ләрзигә келиду» бәлким уларниң күчтин қелишини көрситиду.
■24:29 Йәш. 13:10; 34:4; Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15; Мар. 13:24; Луқа 21:25.
□24:30 «йәр йүзидики пүткүл қәбилиләр жиға-зерә көтиришиду» — «Зәк.» 12:10ни көрүң. «Улар Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп ичидә асмандики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду» — «Дан.» 7:13би көрүң.
■24:30 Дан. 7:10; Мат. 16:27; 25:31; 26:64; Мар. 13:26; 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
□24:31 « Пәриштиләр униң таллиғанлирини дунияниң төрт булуңидин,... һәрйәрдин жиғип бир йәргә җәм қилиду» — «дунияниң төрт булуңидин» грек тилида «төрт шамилидин» билән ипадилиниду.
■24:31 1Кор. 15:52; 1Тес. 4:16.
■24:32 Мар. 13:28; Луқа 21:29.
□24:33 «... Униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар» — бу тексттики «униң» яки Инсаноғлиниң өзини, яки келидиған күнини, яки Худаниң падишалиғини көрситиду («Луқа» 21:31ни көрүң).
□24:34 «...бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәтләр Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (24-бап 2-айәт) қаритилған болса, ундақта «дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (24:30) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким (2) пүтүн Йәһудийә хәлқини (3) бу айәтләрдә ейтилған «дәهшәтлик азап-оқубәт»тики вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду.
■24:35 Зәб. 101:26-28; Йәш. 51:6; Мар. 13:31; Ибр. 1:11.
□24:36 «Лекин шу күни вә вақит-саитиниң хәвирини болса, һеч ким билмәйду — һәтта әрштики пәриштиләрму билмәйду, уни пәқәт атамла билиду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «нә оғул билмәйду» дегән сөзләрму тепилиду.
■24:37 Яр. 6:2; Луқа 17:26; 1Пет. 3:20; 2Пет. 2:5.
■24:40 Луқа 17:34; 1Тес. 4:17.
□24:42 «чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған вақти-саитини билмәйсиләр» — яки «чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған күнни билмәйсиләр».
■24:42 Мат. 25:13; Мар. 13:33; Луқа 12:40; 21:36.
■24:43 Луқа 12:39; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15.
□24:45 «өз өйидикиләр» — «өйдикиләр» мошу йәрдә ғоҗайинниң өйидики хизмәткарлар вә чакарлирини көрситиду. «ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға озуқ-түлүгини вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлиға ишәшлик вә пәмлик чакар ким болиду?» — бу сөзләр авал расуллар, андин Худаниң барлиқ хизмәткарлириға қаритилип ейтилиду, әлвәттә («Луқа» 12:41-48ниму көрүң).
■24:45 Мат. 25:21; Луқа 12:42.
■24:51 Мат. 8:12; 13:42; 22:13; 25:30; Луқа 13:28.