□16:2 «Улар силәрни синагогларниң җамаәтлиридин қоғлап чиқириветиду» — жуқуриқи башқа изаһатларда ейтқинимиздәк, Йәһудий хәлқи бирисини «синагогтин чиқиривәтсә», кейин униң билән һеч қандақ барди-кәлди қилмай, бәлки униңға техиму зиянкәшлик қилишиму мүмкин.
□16:4 «... вақит-саити кәлгәндә» — демәк, Йәһудий хәлқидин вә кейин башқилар тәрипидин болған зиянкәшликләр кәлгәндә.
■16:7 Луқа 24:49; Юһ. 14:26; 15:26.
□16:9 «У уларни гуна тоғрисида билгүзиду» — яки «У уларни өз гунайи тоғрилиқ билгүзиду» яки «У уларни гунаниң немә екәнлигини билгүзиду». Дегәндәк үч тәрҗимиси болуши мүмкин, лекин умумий мәнаси асасән охшаш.
□16:11 «бу дунияниң һөкүмдари» — Шәйтан, Иблис. «...Уларни ахирәт сориғи тоғрисида билгүзиду, чүнки бу дунияниң һөкүмдари үстигә һөкүм чиқирилди» — 9-11-айәттики «У (Муқәддәс Роһ)... гуна тоғрисида... һәққанийлиқ тоғрисида... вә ахирәт сориғи тоғрисида...билгүзиду....» дегәнләрниң үстидә «қошумчә сөз»дә азрақ тохтилимиз.
■16:11 Юһ. 12:31; 14:30; Әф. 2:2; Кол. 2:15.
□16:12 «Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин силәр уларни һазирчә көтирәлмәйсиләр» — мухлислар қандақ сөзләрни көтирәлмәйду? Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□16:13 «Чүнки У өзлүгидин сөзлимәйду, бәлки немини аңлиған болса, шуни сөзләйду» — «У (Мукәддәс Роһ)... немини аңлиған болса» — демәк, Муқәддәс Роһниң Худа вә Униң Каламидин аңлиғини. « Муқәддәс Роһ,... немини аңлиған болса, шуни сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишлардин силәргә хәвәр бериду» — бу муһим вәдә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□16:15 « Муқәддәс Роһ мәндә бар болғанни тапшурувелип, силәргә җакалайду» — Бу муһим вәдә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□16:16 «йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени қайта көрисиләр, чүнки мән Атамниң йениға кетимән» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә «чүнки мән Атамниң йениға кетимән» дегән сөз тепилмайду. Лекин бизниңчә 17-айәт униң әслидә барлиғини испатлайду.
□16:19 «Мениң «Аз вақиттин кейин, мени көрмәйсиләр; йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, мени көрисиләр» — Мәсиһниң мошу дегинидә көздә тутқини, бизниңчә, униң өлүми, дәпнә қилиниши вә өлүмдин тирилип мухлислириға өзини аян қилишидин ибарәт.
■16:23 Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22; 5:14.
□16:25 «Силәргә буларни тәмсилләр билән ейтип бәрдим. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда силәргә йәнә тәмсилләр билән сөзлимәймән, ата тоғрилиқ силәргә очуқ ейтимән» — тәмсилләрдин болған бир нәччә мисаллар 10-баптин («қойларниң ишиги» вә «яхши падичи» тоғрилиқ) 13-баптин (уларға «пут жуюш» тоғрилиқ тәмсил вә өлгә) 15-баптин («һәқиқий үзүм тели» тоғрилиқ) вә 21-айәттин («туғутта болған аял» тоғрилиқ) тепилиду.
□16:29 «Мана сән һазир очуқ ейтиватисән, тәмсил кәлтүрүп сөзлимидиң!» — мухлисларниң һәқиқий чүшәнгән-чүшәнмигини 31-айәттин көрүниду.
□16:30 «һеч кимниң сәндин соал соришиниң һаҗити йоқ» — мәнаси бәлким Мәсиһниң уларниң өзидин соримақчи болған соаллирини техи соримай турупла, уларниң соримақчи болғинини аллиқачан билгәнлигини көздә тутиду.
□16:32 «һәммиңлар мени ялғуз ташлап һәр бириңлар өз йоллириңларға тарқилип кетисиләр» — «өз йоллириңларға» яки «өзүңларниңкигә» (демәк, өз өйүңларға). «Матта» 26:56, «Мар.» 14:50ни көрүң.
■16:32 Зәк. 13:7; Мат. 26:31; Мар. 14:27; Юһ. 8:29; 14:10.
■16:33 Йәш. 9:5; Юһ. 14:27; Рим. 5:1; Әф. 2:13; Кол. 1:20.