□9:2 «Устаз» — Грек тилида «Рабби».
□9:4 «мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк» — яки «мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишимиз керәк». «Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду» — Әйсаниң йәр йүзидә болидиған хизмитигә бәлким пәқәт алтә ай қалған болса керәк.
■9:5 Йәш. 42:6; Луқа 2:32; Юһ. 1:9; 8:12; 12:35,46; Рос. 13:47.
□9:7 «Силоам» — Ибраний тилида «Силоһа». « Әйса униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди... һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди» — бу кор адәм ибадәтханиға йеқин җайда тиләмчилик қилип олтарған болса, ибадәтханидин «Силоам көлчиги»гә бир километрдәк келәтти. Шуниң үчүн бу сәпәр кор адәмниң ишәшигә нисбәтән хелә бир синақ еди. Лай қаттиқлашқандин кейин у көзлирини һеч ачалмиған һалда мошу узун йолни меңиши керәк еди. Бу кор адәм үчүн интайин еғир еди, әлвәттә. Униң үстигә йолни бекар маңса көп «тиләмчилик вақти» исрап болуп кетәтти.
■9:14 Мат. 12:1; Мар. 2:23; Луқа 6:1; Юһ. 5:9.
□9:16 «У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду» — улар «у шабат күнини тутмайду» дәйду. Чүнки улар Әйсаниң түкүрүгидин лай қилишни «әмгәк қилиш», шундақла шабатниң «дәм елиш принсипи»ни бузуш, дәп қарайтти. Әйса болса «Атамниң әмәллирини ада қилишим керәк» дегән еди (4-айәт). Демәк, «иш қилғучи» яки «әмәл қилғучи» әслидә Худа Өзидур. Униңдин башқа ким шундақ мөҗизә яритайтти?
■9:16 Юһ. 3:2; 7:12; 9:33; 10:19.
■9:17 Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 4:19; 6:14.
□9:22 «Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди» — «синагогтин чиқирилиш»ниң нәтиҗиси, җәмийәттикиләрдин һеч ким синагогтин чиқирилған киши билән барди-кәлди қилмайтти.
□9:24 «Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил» — Әслидә грек тилида «қәсәм қил» дегән сөз йоқ еди. Бу айәттә шу сөз болмисиму, шу мәнә чиқип туриду (мәсилән «Йәшуа» 7:19ни көрүң). Шуниң үчүн бу җүмлиниң мәнаси «Әйсаға әмәс, бәлки Худаға шан-шәрәп бәр» дегәнлик әмәс, бәлки «Худани улуқлаш үчүн раст гәп қил, бу мөҗизә әслидә чоң бир алдамчилиқ әмәсму?» дегәндәк.
■9:31 Зәб. 65:18; Пәнд. 15:29; 28:9; Йәш. 1:15; Мик. 3:4.
□9:34 «улар... уни синагогтин қоғлап чиқириветишти» — 22-айәт вә изаһатни көрүң.
□9:35 «Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән?» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Сән, Инсаноғлиға етиқат қиламсән?» дәп пүтүлгән.
□9:39 «Мән корларни көридиған болсун, көридиғанларни кор болсун дәп бу дунияға һөкүм чиқиришқа кәлдим» — «һөкүм чиқиришқа кәлдим» — Бу «һөкүм» тоғрилиқ «Йәш.» 42:1 вә униңдики изаһатни көрүң. Бу қандақ «һөкүм»? Бизниңчә Йәшая пәйғәмбәрниң бешаритидә ейтилғандәк аз дегәндә бу «һөкүм»ниң өч тәрипи бардур: (1) етиқатчиларға тоғра көзқарашларни йәткүзүш; (2) Худаниң көп ишлар үстидики һөкүмлирини билдүрүш; (3) Мәсиһниң хәвири кишиләрниң қәлбини яки йоруқ яки техиму қараңғу, кор қилиш; худди Йәшая пәйғәмбәр өз вақтида Худаниң сөз-каламини Исраилға йәткүзгәндә, Исраилниң әһвали «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр» («Йәш.» 6:9-10) дегәндәк болғанға охшаш. «Йәш.» 44:18ниму көрүң.