7
Әйсаниң римлиқ йүз бешиниң чакирини сақайтиши
Мат. 8:5-13; Юһ. 4:43-54
Әйса көпчиликкә бу сөзләрниң һәммисини қилип болғандин кейин, Кәпәрнаһум шәһиригә қайта кирди. У йәрдә мәлум бир йүз бешиниң әтиварлиқ қули еғир кесәл болуп, сәкратта ятатти. Йүз беши Әйсаниң хәвирини аңлап, бир нәччә Йәһудий ақсақални униң йениға берип, униң келип қулини қутқузуши үчүн өтүнүшкә әвәтти. «... Әйсаниң келип қулини қутқузуши үчүн...» — грек тилида «қутқузуш» вә «сақайтиш» бирла сөз билән ипадилиниду. «Йүз беши Әйсаниң хәвирини аңлап, бир нәччә Йәһудий ақсақални униң йениға берип, Әйсаниң келип қулини қутқузуши үчүн өтүнүшкә әвәтти» — йүз беши римлиқ пухра болуп, Йәһудий әмәс еди. 5-айәткә қариғанда у римлиқларниң бутпәрәслигини ташлап, Тәврат арқилиқ Худаға етиқат бағлиған адәм еди. Улар Әйсаниң алдиға кәлгәндә униңға:
— Бу ишни тилигүчи болса, тилигини иҗабәт қилишиңизға һәқиқәтән әрзийдиған адәм. Чүнки у бизниң Йәһудий елимизни яхши көриду вә һәтта биз үчүн бир синагогму селип бәрди, — дәп җиддий қияпәттә өтүнүшти.
Әйса улар билән биллә барди. Бирақ өйигә аз қалғанда, йүз беши Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтип униңға мундақ дегүзди:
— «Тәхсир, өзлирини аварә қилмисила, өзлириниң торусумниң астиға келишлиригә әрзимәймән. «Тәхсир» — яки «Рәб». Шуңа өзүмниму силиниң алдилириға беришқа лайиқ һесаплимидим. Сили пәқәт бир еғиз сөз қилип қойсила, қулум сақийип кетиду. Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, қол астимдиму ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду; қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду». «Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән» — муһим сөз «мәнму» — демәк, йүз беши Рим императорниң һоқуқи астида туруп өз һоқуқи билән әскәрлиригә буйруқ берәләйтти; Әйса аләм Егисиниң һоһуқи астида туруп, Һәммигә Қадирниң һоқуқи билән аләмниң ишлирини буйруйдиған адәм еди.
Әйса бу гәпни аңлап йүз бешиға тәәҗҗүбләнди. У бурулуп кәйнигә әгәшкән халайиққа:
Дәрвәқә, һәтта Исраилдиму бундақ зор ишәшни тапалмиған едим! — деди.
10 Йүз беши әвәткән кишиләр қайтип барғанда, кесәл болған қулниң сәллимаза сақайғанлиғини көрди. «Йүз беши әвәткән кишиләр қайтип барғанда, кесәл болған қулниң сәллимаза сақайғанлиғини көрди» — бу вақиә «Мат.» 8:8-13диму хатирилиниду.
 
Тул аялниң оғлини тирилдүрүш
11 Бу иштин кейин у Наин дегән бир шәһәргә барди. Униң мухлислири вә йәнә топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди. 12 У шәһәр қовуқиға йеқинлашқанда, мана кишиләр җиназа көтирип чиқиватқан еди. Өлгүчи анисиниң йәккә-йеганә оғли еди, униң үстигә аниси тул аял еди. Шәһәрдин чоң бир топ адәм аялға һәмраһ болуп чиққан еди. 13 Рәб уни көрүп, униңға ичини ағритип:
— Жиғлимиғин, — деди. 14 Шуниң билән у өтүп, тавутқа қолини тәккүзивиди, тавут көтәргәнләр тохтиди. У:
— Жигит, саңа ейтимән, ойған! — деди. «У өтүп, тавутқа қолини тәккүзивиди» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә җиназиға тегиш кишини йәттә күнгичә «напак» қилатти («Чөл.» 19:11-12ни көрүң). Бирақ өлгинини тирик қилиш һәммә ишни башқичә қилиду!   Рос. 9:40. 15 Өлгүчи болса руслинип тик олтарди вә гәп қилишқа башлиди. Әйса уни анисиға тапшуруп бәрди.
16 Һәммәйләнни қорқунуч бесип, улар Худани улуқлап:
— «Аримизда улуқ бир пәйғәмбәр турғузулди!» вә «Худа Өз хәлқини йоқлап кәлди!» — дейишти. «Худа Өз хәлқини йоқлап кәлди!» — Тәврат вә Инҗилда «Худаниң йоқлиши» Униң инсанларға йеқин келип улардин хәвәр елишини өз ичигә алиду.   Луқа 1:68; 24:19; Юһ. 4:19; 6:14; 9:17.
17 Униң тоғрисидики бу хәвәр пүтүн Йәһудийә зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти.
 
Йәһя пәйғәмбәрниң мухлислириниң Әйса билән көрүшкили келиши
Мат. 11:2-19
18 Йәһяниң мухлислири әнди бу барлиқ ишларниң хәвирини униңға йәткүзди. Йәһя мухлислиридин иккиләнни өзигә чақирип, Мат. 11:2. 19 Уларни Әйсаниң алдиға әвәтип: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә әвәтти. «Келиши муқәррәр зат» — Худа вәдә қилған Қутқузғучи-Мәсиһ, әлвәттә. Йәһя өзи Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн униң алдида әвәтилгән; шуниң билән у: — «Сән биз күткән кишимусән» дәп гуманлинип сорайду. «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — Йәһя пәйғәмбәр шу мухлислирини әвәткәндә зинданда еди. Шуниң билән у бәлким: «Әйса һәқиқәтән Қутқузғучи болса, немишкә у мени мошу зинданда йетишқа йол қойиду?» дәп сориши мүмкин еди. «Матта»дики «қошумчә сөз»дә бу иш («Мат.» 11:2-6) тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.
20 Улар Әйсаниң алдиға берип:
— Чөмүлдүргүчи Йәһя бизни сәндин: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә йениңға әвәтти — деди.
21 Дәл шу вақитта Әйса ағриқ-силақ вә кесәл-ваба басқан вә яман роһлар чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун қариғуларни көридиған қилди. 22 Шуниң билән у Йәһяниң мухлислириға:
— Силәр қайтип берип, Йәһяға өз аңлиған вә көргәнлириңлар тоғрилиқ хәвәр йәткүзүп — «Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлалайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар. Йәш. 29:18; 35:5; 61:1. 23  Униңға йәнә: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди. «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» — Йәһя пәйғәмбәр зинданда йетип: «Әйса Қутқузғучи-Мәсиһ болса немишкә мени зиндандин қутқузмиған?» — дәп гуманланған болса керәк еди. Йәһяниң бу соали тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
24 Йәһяниң әлчилири кәткәндин кейин, у топ-топ адәмләргә Йәһя тоғрилиқ сөз ечип:
— «Силәр бурун Йәһяни издәп чөлгә барғиниңларда, зади немини көргили бардиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомушниму? Мат. 11:7. 25 Яки есил кийим кийгән бир әрбабниму? Мана, есил кийимләрни кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиғанлар падишаларниң ордилиридин тепилидуғу!
26 Әнди силәр немә көргили бардиңлар? Бир пәйғәмбәрниму? Дурус, амма мән шуни силәргә ейтип қояйки, бу болса пәйғәмбәрдинму үстүн бир болғучидур. 27 Чүнки муқәддәс язмилардики: —
«Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән;
У сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — дәп йезилған сөз мана дәл униң тоғрисида йезилғандур. «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; у сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — Тәврат, «Мал.» 3:1; «Йәш.» 40:3.   Мис. 23:20; Мал. 3:1; Мар. 1:2. 28 Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, аяллардин туғулғанлар арисида Йәһядинму улуғи йоқ; амма Худаниң падишалиғидики әң кичик болғиниму униңдин улуқ туриду 29 (әнди Йәһяни аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йолини тоғра дәп Йәһяниң чөмүлдүрүши билән чөмүлдүрүлгән еди. «һәтта баҗгирларму Худаниң йолини тоғра дәп Йәһяниң чөмүлдүрүши билән чөмүлдүрүлгән еди» — «Худаниң йолини тоғра дәп» грек тилида «Худани тоғра дәп...» дегән ибарини билдүриду. 30 Лекин Пәрисийләр вә Тәвратшунаслар Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхсәт-ирадисини чәткә қаққан еди).
31 Лекин бу заманниң кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар кимләргә охшайду? Мат. 11:16. 32 Улар худди рәстә-базарларда олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнай челип бәрсәкму, уссул ойнимидиңлар», «Матәм пәдисигә челип бәрсәкму, жиға-зерә қилмидиңлар» дәп қақшайдиған тутуруқсиз балиларға охшайду. 33 Чүнки Чөмүлдүргүчи Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти. Шуниң билән силәр: «Униңға җин чаплишипту» дейишисиләр. «Чөмүлдүргүчи Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти» — грек тилида «Чөмүлдүргүчи Йәһя келип нә нан йемәйду нә ичмәйду». Оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһя пәйғәмбәр интайин ғоригил озуқлинатти, пат-пат роза тутатти. «Мат.» 3:4ни көрүң.   Мат. 3:4; Мар. 1:6. 34 Инсаноғли болса келип һәм йәйду һәм ичиду вә мана силәр: «Таза бир тоймас вә мәйхор екән. У баҗгирлар вә гунакарларниң достидур» дейишисиләр. 35 Лекин даналиқ болса өзиниң барлиқ пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду». «даналиқ болса өзиниң барлиқ пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду» — яки «даналиқ болса өзиниң барлиқ иш-мевилири арқилиқ дурус дәп тонулиду». Бу қисқа айәт үстидә вә униңдики көп муһим принсиплар тоғрисида «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
 
Гунакар аялниң Әйсани әтирлиши
36 Пәрисийләрдин бири униңдин өйүмдә меһман болсиңиз дәп өтүнди. Әнди у Пәрисийниң өйигә кирип дәстиханда олтарди. «... дәстиханда олтарди» — грек тилида «дәстиханда ятти». Йәһудийлар вә Грекләр адәттә дәстиханда янпашлап ятатти.   Мат. 26:6; Мар. 14:3; Юһ. 11:2; 12:2 37 Вә мана, у шәһәрдә бузуқ дәп тонулған бир аял Әйсаниң бу Пәрисийниң өйидә дәстиханда олтарғанлиғини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида мурмәкки елип кәлди. «мурмәкки» — бу хил әтир. У адәттә интайин қиммәт еди (мәсилән, «Мат.» 26:7ни көрүң). 38 У жиғлиған пети униң кәйнидә, путиға йеқин туруп, көз яшлири қилип, путлирини һөл қиливәтти; андин чачлири билән униң путлирини ертип қурутти һәм путлирини тохтимай сөйүп, үстигә әтир сүрди. 39 Әнди уни чақирған Пәрисий бу ишни көрүп, ичидә: «Бу адәм раст пәйғәмбәр болған болса, өзигә тегиватқан бу аялниң ким вә қандақ екәнлигини биләтти. Чүнки у бир бузуқ!» дәп ойлиди.
40 Шуниң билән Әйса униңға җававән:
— Симон, саңа дәйдиған бир гепим бар, — деди.
— Ейтиң, устаз, — деди Симон.
41 — Икки адәм мәлум бир қәриз егисигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч динарға, йәнә бири болса әллик күмүч динарға қәриздар екән. «күмүч динар» — Рим империйәсниң пул бирлиги, тәхминән бир адәмниң бир күнлүк иш һәққи болатти. 42 Лекин һәр иккисиниң қәризни қайтурғили һеч нәрсиси болмиғачқа, қәриз егиси меһриванлиқ қилип һәр иккисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә, уларниң қайсиси уни бәкрәк сөйиду? — дәп сориди Әйса.
43 Симон җававән: — Мениңчә, қәрзи көпрәк кәчүрүм қилинған киши, — деди.
— Тоғра һөкүм қилдиң, — деди Әйса. 44 Андин һелиқи аялға бурулуп, Симонға:
— Бу аялни көрдүңму? Мән өйүңгә киргиним билән, сән путлиримни жуюшқа су бәрмигән едиң; лекин у көз йеши билән путлиримни жуйди вә чечи билән ертип қурутти. 45 Сән мени салам берип сөймидиң; лекин у мән киргәндин тартип путлиримни сөйүштин тохтимиди. 46 Сән бешимғиму май сүркимигән едиң; бирақ у мениң путлиримға мурмәккини сүркәп қойди. «Сән бешимғиму май сүркимигән едиң» — шу дәвирдә кишиләр һөрмәтлик меһманларни қарши елиш үчүн меһманниң бешиға әтирлик майни сүркәп қоятти. 47 Шуңа шуни саңа ейтип қояйки, униң нурғун гуналири кәчүрүм қилинди. Чүнки мана, униң көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур әмәсму? Амма кәчүрүми аз болғанларниң меһир-муһәббәтни көрситишиму аз болиду, — деди. «Чүнки мана, униң көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур әмәсму?» — бу аялниң муһәббити Худаниң кәчүрүмигә еришишниң сәвәви әмәс, бәлки униң чоңқур муһәббити униң аллиқачан Худаниң кәчүрүмигә еришкәнлиги түпәйлидин болди вә шундақла буниңға испат көрсәтти.
48 Андин у аялға:
— Гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди. Мат. 9:2.
49 Улар билән һәмдәстихан олтарғанлар көңлидә: «Кишиләрниң гуналириниму кәчүрүм қилғучи бу адәм зади кимду?» дейишти. Мат. 9:3.
50 Әйса һелиқи аялға:
— Етиқатиң сени қутқузди; аман-хатирҗәмлик билән қайтқин! — деди. «Етиқатиң сени қутқузди» — «етиқатиң» мошу йәрдә, шүбһисизки, Әйса бу сөз билән аялниң өзигә бағлиған ишәшини, йәни униң гуналарни кәчүрүм қилалайдиған Мәсиһ екәнлигигә бағлиған ишәшини көрситиду.
 
 

7:3 «... Әйсаниң келип қулини қутқузуши үчүн...» — грек тилида «қутқузуш» вә «сақайтиш» бирла сөз билән ипадилиниду. «Йүз беши Әйсаниң хәвирини аңлап, бир нәччә Йәһудий ақсақални униң йениға берип, Әйсаниң келип қулини қутқузуши үчүн өтүнүшкә әвәтти» — йүз беши римлиқ пухра болуп, Йәһудий әмәс еди. 5-айәткә қариғанда у римлиқларниң бутпәрәслигини ташлап, Тәврат арқилиқ Худаға етиқат бағлиған адәм еди.

7:6 «Тәхсир» — яки «Рәб».

7:8 «Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән» — муһим сөз «мәнму» — демәк, йүз беши Рим императорниң һоқуқи астида туруп өз һоқуқи билән әскәрлиригә буйруқ берәләйтти; Әйса аләм Егисиниң һоһуқи астида туруп, Һәммигә Қадирниң һоқуқи билән аләмниң ишлирини буйруйдиған адәм еди.

7:10 «Йүз беши әвәткән кишиләр қайтип барғанда, кесәл болған қулниң сәллимаза сақайғанлиғини көрди» — бу вақиә «Мат.» 8:8-13диму хатирилиниду.

7:14 «У өтүп, тавутқа қолини тәккүзивиди» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә җиназиға тегиш кишини йәттә күнгичә «напак» қилатти («Чөл.» 19:11-12ни көрүң). Бирақ өлгинини тирик қилиш һәммә ишни башқичә қилиду!

7:14 Рос. 9:40.

7:16 «Худа Өз хәлқини йоқлап кәлди!» — Тәврат вә Инҗилда «Худаниң йоқлиши» Униң инсанларға йеқин келип улардин хәвәр елишини өз ичигә алиду.

7:16 Луқа 1:68; 24:19; Юһ. 4:19; 6:14; 9:17.

7:18 Мат. 11:2.

7:19 «Келиши муқәррәр зат» — Худа вәдә қилған Қутқузғучи-Мәсиһ, әлвәттә. Йәһя өзи Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн униң алдида әвәтилгән; шуниң билән у: — «Сән биз күткән кишимусән» дәп гуманлинип сорайду. «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — Йәһя пәйғәмбәр шу мухлислирини әвәткәндә зинданда еди. Шуниң билән у бәлким: «Әйса һәқиқәтән Қутқузғучи болса, немишкә у мени мошу зинданда йетишқа йол қойиду?» дәп сориши мүмкин еди. «Матта»дики «қошумчә сөз»дә бу иш («Мат.» 11:2-6) тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.

7:22 Йәш. 29:18; 35:5; 61:1.

7:23 «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» — Йәһя пәйғәмбәр зинданда йетип: «Әйса Қутқузғучи-Мәсиһ болса немишкә мени зиндандин қутқузмиған?» — дәп гуманланған болса керәк еди. Йәһяниң бу соали тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

7:24 Мат. 11:7.

7:27 «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; у сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — Тәврат, «Мал.» 3:1; «Йәш.» 40:3.

7:27 Мис. 23:20; Мал. 3:1; Мар. 1:2.

7:29 «һәтта баҗгирларму Худаниң йолини тоғра дәп Йәһяниң чөмүлдүрүши билән чөмүлдүрүлгән еди» — «Худаниң йолини тоғра дәп» грек тилида «Худани тоғра дәп...» дегән ибарини билдүриду.

7:31 Мат. 11:16.

7:33 «Чөмүлдүргүчи Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти» — грек тилида «Чөмүлдүргүчи Йәһя келип нә нан йемәйду нә ичмәйду». Оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһя пәйғәмбәр интайин ғоригил озуқлинатти, пат-пат роза тутатти. «Мат.» 3:4ни көрүң.

7:33 Мат. 3:4; Мар. 1:6.

7:35 «даналиқ болса өзиниң барлиқ пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду» — яки «даналиқ болса өзиниң барлиқ иш-мевилири арқилиқ дурус дәп тонулиду». Бу қисқа айәт үстидә вә униңдики көп муһим принсиплар тоғрисида «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

7:36 «... дәстиханда олтарди» — грек тилида «дәстиханда ятти». Йәһудийлар вә Грекләр адәттә дәстиханда янпашлап ятатти.

7:36 Мат. 26:6; Мар. 14:3; Юһ. 11:2; 12:2

7:37 «мурмәкки» — бу хил әтир. У адәттә интайин қиммәт еди (мәсилән, «Мат.» 26:7ни көрүң).

7:41 «күмүч динар» — Рим империйәсниң пул бирлиги, тәхминән бир адәмниң бир күнлүк иш һәққи болатти.

7:46 «Сән бешимғиму май сүркимигән едиң» — шу дәвирдә кишиләр һөрмәтлик меһманларни қарши елиш үчүн меһманниң бешиға әтирлик майни сүркәп қоятти.

7:47 «Чүнки мана, униң көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур әмәсму?» — бу аялниң муһәббити Худаниң кәчүрүмигә еришишниң сәвәви әмәс, бәлки униң чоңқур муһәббити униң аллиқачан Худаниң кәчүрүмигә еришкәнлиги түпәйлидин болди вә шундақла буниңға испат көрсәтти.

7:48 Мат. 9:2.

7:49 Мат. 9:3.

7:50 «Етиқатиң сени қутқузди» — «етиқатиң» мошу йәрдә, шүбһисизки, Әйса бу сөз билән аялниң өзигә бағлиған ишәшини, йәни униң гуналарни кәчүрүм қилалайдиған Мәсиһ екәнлигигә бағлиған ишәшини көрситиду.