Алимларниң көпинчисиниң пикричә, шундақла бизниңчә, бу айәт бойичә икки әлчи келиду; (1) Рәбниң йолини тәйяр қилидиған әлчи («Мениң әлчим») вә (2) униңдин кейинки Рәб Өзи; Рәб йәнә «Әһдә Әлчиси» дәпму атилиду. Бу икки әлчи, шундақла «Әһдә Әлчиси»ниң мәнаси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
Бу әлчиниң әвәтилиши Худаниң хәлиқләрниң етиқатисиз әрз-дадлириға болған җававидур. Шуңа «силәр издигән» вә «силәр хурсәнлик дәп билгән» дегәнләрни кинайилик гәп дәп чүшинишимиз керәк. ■ Мис. 23:20-22; Йәр. 31:31-34; Әз. 36:26-28; Мат. 3: 11-12; 11:10; 24:12-16; Мар. 1:2; Луқа 1:76; 7:27; Йуһ. 2:13-17; Йәш. 40:3; Ибр. 8:6; 12:24
□3:1 «Мана әнди Мән Өз әлчимни әвәтимән» — ибраний тилида «Мана, Мән! Мән Өз әлчимни әвәтимән,...». «силәр издигән Рәб, йәни силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә Әлчиси Өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду» — бәзиләр «йәни»ни «вә» дәп тәрҗимә қилип «силәр издигән Рәб вә силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә әлчиси өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин ундақ тәрҗимә тоғра болса, демәк иккинчи әлчи Рәб Өзи болмиса, ибадәтханини қандақму униң «Өз ибадәтханиси» дегили болсун? Алимларниң көпинчисиниң пикричә, шундақла бизниңчә, бу айәт бойичә икки әлчи келиду; (1) Рәбниң йолини тәйяр қилидиған әлчи («Мениң әлчим») вә (2) униңдин кейинки Рәб Өзи; Рәб йәнә «Әһдә Әлчиси» дәпму атилиду. Бу икки әлчи, шундақла «Әһдә Әлчиси»ниң мәнаси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. Бу әлчиниң әвәтилиши Худаниң хәлиқләрниң етиқатисиз әрз-дадлириға болған җававидур. Шуңа «силәр издигән» вә «силәр хурсәнлик дәп билгән» дегәнләрни кинайилик гәп дәп чүшинишимиз керәк.
■3:1 Мис. 23:20-22; Йәр. 31:31-34; Әз. 36:26-28; Мат. 3: 11-12; 11:10; 24:12-16; Мар. 1:2; Луқа 1:76; 7:27; Йуһ. 2:13-17; Йәш. 40:3; Ибр. 8:6; 12:24
□3:5 «тездин әйиплигүчи гувачи болимән» — башқа бир хил тәрҗимиси «маһир әйиплигүчи гувачи болимән».
■3:5 Мис. 20:7; 22:22; Қан. 24:17; Ам. 2:7
□3:6 «Мәнки Пәрвәрдигар өзгәрмәстурмән» — Худа өзгәрмәс болса, Униң Ибраһим пәйғәмбәргә әвлатлири Исраил тоғрилиқ болған вәдилириму өзгәрмәстур. «шуңа силәр, и Яқупниң оғуллири, түгәшмигәнсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуңа силәр, и Яқуп оғуллириму һеч өзгәрмигән».
■3:6 Зәб. 32:11-12; Пәнд. 19:21; Йәш. 14:26, 27; 25:9; 46:10.
□3:8 «көтәрмә һәдийә» — мошу хил қурбанлиқ бир тәрәптин бәзи қурбанлиқлардин каһинлар үчүн айриветилгән бир қисмини, йәнә бир тәрәптин Худаға атап беғишлиған һәр хил (мәйли муқәддәс қанун бекиткән яки ихтияри билән болған) нәрсиләрни тәсвирләйду.
□3:9 «Силәр бу пүткүл «ят әл» шундақ қиливатисиләр» — «ят әл» мошу йәрдә Худаниң интайин кинайилик гепи. Хәлиқ Униңға ят болуп, бутпәрәс бир әлгә охшайду.
□3:11 «мән силәрни дәп йәнә ялмиғучини әйипләймән» — «ялмиғучи» болса һәр хил зиянлиқ һашарәт-һайванларни (мәсилән, чекәткини) көрситиши мүмкин.
■3:13 Аюп 21:14, 15.
□3:16 «Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида Униңдин қорқуп, Униң намини сеғинғанлар үчүн әсләтмә болған бир хатирә китап йезилди» — бу китапни қәйәрдә, асманда яки зиминда, яки ким язғанлиғи дейилмигән.
■3:17 Мис. 19:5; Юһ. 10:29; Йәш. 62:3; Фил. 4:1; 1Тес. 2:19
□3:18 «Силәр қайтип келисиләр» — ахирқи заманда, Исраилларниң қалдисиниң өз зиминиға қайтип келиши яки өлүмдин тирилишини көрситиду.