□2:4 «Уларниң сахтилиқлири өзлирини адаштуруп қойди» — «сахтилиқлири» кейинки гәпләргә қариғанда, уларниң ясиған бутлирини көрситиду.
□2:7 «Ата-бала иккиси Мениң муқәддәс намимни булғап, охшаш бир қизниң йениға тәң бариду» — бу иш паһишивазлиқ болупла қалмай, йәнә уларниң бутиға, йәни «Баал»ға бир хил чоқунуш паалийити һесаплинатти.
□2:8 «Улар қизларни һәммә қурбангаһниң йениға елип берип, қәризгә рәнигә қойған кийим-кечәкләр үстидә улар билән ятиду; улар өз илаһиниң өйидә җәриманә билән алған шарапни ичмәктә» — бу җүмлидә Амос уларниң, болупму байларниң төрт гунайини көрситиду: — (1) уларниң (бутларға атап беғишлиған) көп қурбанлиқлири бар еди; (2) улар Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән муқәддәс қанунға хилаплиқ қилип, өзлиригә қәриздар болған намратлардин кийим-кечәклирини тартивалиду («Мис.» 22:26, «Қан.» 24:12-17ни көрүң); (3) улар бутханиларни селип, бутларни өзлириниң Худаси дәп етирап қилған; (4) улар һарам йолда хәқтин җәриманә алиду — у гуналар бәлким 6-айәттә ейтилған «үч гунайи, төрт гунайи»ни ениқ толуқлап көрситип бериши мүмкин.
■2:9 Чөл. 21:24; Қан. 2:31; Йә. 24:8
□2:10 «Силәрни ... қириқ жил ... йетәклидим» — «Мисирдин чиқиш» вә «Чөл-баявандики сәпәр» бойичә улар чөл-баяванда көп қетим Худаға итаәтсизлик, асийлиқму қилған. Худаниң шу күнләрдә уларни ташливәтмигәнлиги униң меһри-шәпқитигә интайин зор испат бәрди вә бериду.
□2:11 «Назарий» — бу адәмләр алаһидә йол билән (җүмлидин шарап ичмәй, чачлирини чүшүрмәй) вақитлиқ яки өмүрвайәт өзини Худаға атап беғишлиған. Шуңа уларниң жүрүш-турушлири хәқләргә бақий дунияни әслитип туратти («Чөл.» 6-бапни көрүң).