7
Әйсаниң инилириниң униңға қарши туруши
Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийәдә айлинип жүрди. У Йәһудийәдә айлинип жүрүшни халимайтти, чүнки шу йәрдики Йәһудийлар униңға қәст қилмақчи еди. Бу чағда, Йәһудийларниң «кәпиләр һейти»ға аз қалған еди. Лав. 23:34. Шуңа Әйсаниң инилири униңға:
— Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму карамәт әмәллириңни көрәләйду! «Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму карамәт әмәллириңни көрәләйду!» — Әйсаниң инилириниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким: «Муһим мөтивәр кишиләрниң көпи Галилийә дегән мошу намрат, пинһан җайдин әмәс, бәлки пайтәхт Йерусалимдидур; сән шу йәрдә өзүңни көрситишиң керәк; шуниң билән һәқиқий нам-инавитиң вә һәйвитиң болиду» дегәндәк болса керәк. Сәл ғәлитә иш шуки, улар униңға ишәнмигини билән (5-айәтни көрүң): «Исраилниң падишаси болай десәң, карамәт әмәллириңни очуқ мәйданида көрситишиң керәк» дегән гуманий несиһәтни бәргән (4-айәтни көрүң). Чүнки өзини хәлиқ-аләмгә тонутмақчи болған һеч ким йошурун җайда иш қилмайду. Бу әмәлләрни қиливатқан екәнсән, өзүңни дунияға көрсәт! — дейишти. Чүнки униң инилириму униңға етиқат қилмиған еди. Мар. 3:21.
Шуңа Әйса уларға:
— Мениң вақит-саитим техи кәлмиди. Лекин силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур. «силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур» — бу сөзниң ички мәнаси бәлким интайин аддийдур. Худаниң ирадисигә көңүл бөлидиған адәм Худаниң йетәкчилигини вә башпанаһлиғини издәп жүриду; лекин пәқәт өз ирадисигә қарайдиған киши Худаниң йетәкчилигиниң вә башпанаһлиғиниң кериги йоқ дәп жүриду вә шундақла, бу дуниядикиләрдин һеч қандақ қаршилиққа яки өчмәнликкә учримайду, халиған йәргә беривериду. Лекин Худаниң ирадисини издигән киши тәбиий һалда бу дуниядикиләрниң қилмишлирини ашкарә қилғачқа, уларниң нәпритигә учрайду (7-айәтни көрүң). Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән. Юһ. 3:19; 14:17; 15:18. Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди. «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән» — көп кона көчүрмиләрдә «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа техи бармаймән» яки «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа һазирчә бармаймән» дейилиду. «Техи» яки «һазирчә» сөзләр әслидә болсун, болмисун, бәрибир айәтниң мәнаси асасән охшаштур; чүнки Әйса инилири һейтқа чиққандин кейин астиртин барди (10-айәт). Бәзиләр «һазирчә» дегәнни чүшәндүрүш йолида киргүзиду.   Юһ. 8:20.
Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди.
 
Кәпиләр һейтида
10 Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди. 11 Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти. Юһ. 11:56.
12 Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти. Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14; 9:16; 10:19. 13 Бирақ Йәһудий чоңлиридин қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти. «Йәһудий чоңлиридин қорқуп...» — грек тилида «Йәһудийлардин қорқуп» дейилиду. Мошу йәрдә «Йәһудийлар» чоқум уларниң чоңлирини көрситиду.   Юһ. 9:22; 12:42; 19:38.
14 Һейтниң йерими өткәндә, Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип хәлиққә тәлим беришкә башлиди. «...кирип» — грек тилида «...чиқип» 15 Йәһудийлар:
— Бу адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруқлуқ, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп һаң-таң қелишти. «Йәһудийлар» — бәлким Йәһудий чоңлар.
16 Әйса уларға:
— Бу тәлимләр мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңкидур. Юһ. 3:11; 8:28; 12:49; 14:10, 24. 17 Униң ирадисигә әмәл қилишқа өз ирадисини бағлиған һәр ким бу тәлим тоғрилиқ — униң Худадин кәлгәнлигини яки өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни билиду. 18 Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ-садиқтур, униңда һәққанийсизлиқ йоқтур. 19 Муса пәйғәмбәр силәргә Тәврат қанунини тапшурған әмәсму? Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмайватисиләр! Немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди. «немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр?» — яки «немишкә мени өлтүргили издәйсиләр?».   Мис. 20:1; 24:3; Мат. 12:14; Мар. 3:6; Юһ. 5:18; 10:39; 11:53; Рос. 7:53.
20 Көпчилик:
— Саңа җин чаплишипту! Сени өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти. «Сени өлтүрмәкчи болған ким екән?» — яки «Сени өлтүргили издәйдиған ким?».   Юһ. 8:48,52; 10:20.
21 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар. «Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар» — бу «бир карамәт», шүбһисизки, у алдинқи қетим Йерусалимда болғанда шабат күнидә паләч адәмни сақайтқанлиғини көрситиду (23-айәт вә 5-бапни көрүң). Әйсаниң сөзигә қариғанда, гәрчә бу мөҗизә бир нәччә ай илгири көрситилгән болсиму, уларниң есидә техичә бар еди. Шу вәҗидин улар Әйсани өлтүрүвәтмәкчи болиду. 22-24-айәтләрдә Әйса «шабат күнидә адәмни сақайтиш Тәврат қануниға хилап», дегән хиялға қаттиқ рәддийә бериду. Бизниңчә у әслидә уларни бу мәсилә тоғрилиқ ойландуруш үчүн бу мөҗизини қәстән шабат күнидә яратқан еди. 22 — Әнди Муса пәйғәмбәр силәргә хәтнә қилиш тоғрилиқ әмир қалдурған (әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған), шуңа силәр шабат күнигә тоғра келип қалсиму шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр. «әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған» — «хәтнә қилиш»ни Худа әслидә Ибраһим пәйғәмбәргә (Муса пәйғәмбәрдин илгири, әлвәттә) Өзиниң Ибраһим вә әвлатлири билән болған әһдиниң символи болсун дәп тапшурған еди («Яр.» 17-бап). «шуңа силәр шабат күнигә тоғра келип қалсиму шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр» — әмир болса «Бала туғулуп сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк» («Яр.» 17:13). Шуниң билән «сәккизинчи күн» шабат күнигә тоғра келип қалсиму (вә шабат күни «ишләш»кә болмайду) балини сүннәт қиливериш керәк. Болмиса Тәврат қануниға хилаплиқ болиду.   Лав. 12:3; Яр. 17:10. 23 Әнди Тәврат қануниға хилаплиқ қилинмисун дәп шабат күнидә адәм хәтнә қилинған йәрдә, мән шабат күнидә бир адәмни сәллимаза сақайтсам, силәр немә дәп маңа аччиқлинисиләр? 24 Сиртқи қияпәткә қарап һөкүм қилмаңлар, бәлки һәққаний һөкүм қилиңлар! Қан. 1:16,17; Пәнд. 24:23; Яқ. 2:1.
 
Әйса Қутқузғучи-Мәсиһмиду?
25 У вақитта Йерусалимлиқларниң бәзилири:
Чоңлар өлтүрмәкчи болған киши бу әмәсмиди? 26 Ашкарә сөзләватсиму, униңға қарши һеч нәрсә демидиғу! Дәрвәқә, ақсақалларниң униң Мәсиһ екәнлигини билип йәткәнму? 27 Һалбуки, бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз. Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти. «бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз» — улар уни Галилийәлик дәп биләтти. Әмәлийәттә у Бәйт-Ләһәмдә туғулған, әлвәттә. «Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.» — халайиқниң бу сөзлири анчә тоғра әмәс еди; бу кишиләр пәйғәмбәрләрниң Мәсиһ тоғрилиқ бешарәтлик язмилирини толуқ билмигән болса керәк. Бәлким уларниң көздә тутқини пәқәт Мәсиһниң туюқсиз намайән болидиғанлиғини көрсәткән бешарәтләрла еди.   Мат. 13:55; Мар. 6:3; Луқа 4:22.
28 Шуңа Әйса ибадәтхана һойлисида тәлим бериветип, жуқури аваз билән мундақ деди:
— Силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәватисиләр?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин кәлдим, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр. «силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәватисиләр?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин кәлдим, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр» — Бу сөз Әйсаниң уларниң «Бу адәмниң... қәйәрдин кәлгәнлигини ениқ билимиз» дегинигә рәддийә қилған җавави еди. Әгәр улар Худани тонуған болса Әйсаниң қәйәрдин кәлгәнлигини билгән болатти, лекин улар Худани тонимайтти (айәттики ахирқи сөзгә қараң).   Юһ. 5:43; 8:26, 42; Рим. 3:4. 29 Мән Уни тонуймән. Чүнки мән Униң йенидин кәлдим, мени У әвәтти. Юһ. 10:15.
30 Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти, лекин һеч ким униңға қол салмиди; чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди. «Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти...» — «улар» бәлким йәнила чоңларни көрситиду.   Мар. 11:18; Луқа 19:47; 20:19; Юһ. 7:19; 8:20, 37. 31 Лекин халайиқ арисидики нурғун кишиләр униңға етиқат қилди. Улар: «Мәсиһ кәлгәндә бу киши көрсәткән мөҗизилик аламәтләрдин артуқ мөҗизә яриталарму?!» дейишти. Юһ. 8:30.
 
Әйсани тутуш үчүн қаравулларниң әвәтилиши
32 Пәрисийләр халайиқниң у тоғрилиқ ғул-ғула болуватқан бу гәп-сөзлирини аңлиди; шуниң билән Пәрисийләр билән баш каһинлар уни тутуш үчүн бир нәччә қаравулларни әвәтти. «қаравулларни әвәтти» — яки «ибадәтхана қаравуллирини әвәтти». Лекин бизниңчә 30- вә -44-айәтләр (Лавийлардин болған) мошу кишиләрни айрим көрситиду. 33 Шуниң билән Әйса:
— Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, андин мени Әвәткүчиниң йениға кетимән. Юһ. 16:16. 34 Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди. Юһ. 8:21; 13:33.
35 Буниң билән, Йәһудийлар бир-биригә:
— У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду? «У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?» — бу айәттики «грекләр» Қанаанниң (Пәләстинниң) сиртида турған барлиқ ят әлликләргә вәкиллик қилиду. 36 «Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр» дегини немисиду? — дейишти.
 
Һаятлиқ сүйи
37 Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: —
Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун! «Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун!» — Әйса бу сөзләрни һейтниң ахирқи күни, йәни дәл Худаниң Исраил хәлқи чөлдики вақтида Муса пәйғәмбәр арқилиқ уларни су билән тәминлигән мөҗизә яратқан хатирә күнидә ейтқан.   Лав. 23:36; Йәш. 55:1; Юһ. 6:35; Вәһ. 22:17. 38 Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду! — дәп җакалиди «Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» — «муқәддәс язмиларда ейтилғандәк» — «Йәш.» 58:11 вә «Әз.» 47:1-12ни көрүң.
«Зәб.» 77:15-16, «Пәнд.» 4:23, «Йәш.» 44:3, 55:1, «Әз.» 47:1-12, «Йо.» 3:18, «Зәк.» 13:1, 14:8му бәлким «Муқәддәс Роһниң төкүлүши» билән мунасивәтликтур.
   Йәш. 12:3. 39 (у бу сөзни өзигә етиқат қилғанларға ата қилинидиған Муқәддәс Роһқа қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә ата қилинмиғанмиди, чүнки Әйса техи шан-шәривигә кирмигән еди). Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Рос. 2:17.
 
Хәлиқниң бөлүнүп кетиши
40 Халайиқ ичидә бәзиләр бу сөзни аңлап:
Келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!! — дейишти. «Келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» — Муса пәйғәмбәрниң бу пәйғәмбәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан бешарити «Қан.» 18:15дә тепилиду.   Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14.
41 Бәзиләр: «Бу Мәсиһ екән!» дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Яқ, Мәсиһ Галилийәдин келәттиму? Юһ. 1:47; 4:42. 42 Муқәддәс язмиларда, Мәсиһ падиша Давутниң нәслидин һәм Давутниң жути Бәйт-Ләһәм йезисидин келиду, дейилмигәнмиди?» — дейишти. Зәб. 131:11; Мик. 5:1; Мат. 2:6.
43 Буниң билән, халайиқ униң вәҗидин иккигә бөлүнүп кәтти. 44 Бәзилири уни тутайли дегән болсиму, лекин һеч ким униңға қол салмиди.
 
Йәһудий ақсақаллириниң етиқатсизлиғи
45 Қаравуллар ибадәтханидин баш каһинлар билән Пәрисийләрниң йениға қайтип кәлгәндә, улар қаравулларға:
— Немә үчүн уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти.
46 Қаравуллар:
— Һеч ким һеч қачан бу адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти.
47 Пәрисийләр уларға җававән:
— Силәрму аздурулдуңларму? 48 Ақсақаллардин яки Пәрисийләрдин униңға етиқат қилғанлар болғанму?! Йәш. 33:18; Юһ. 12:42; 1Кор. 1:20; 2:8. 49 Лекин Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду! — дейишти. «Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду!» — «чүпрәндиләр» аддий хәлиқни көрситиду. Ақсақаллар вә Пәрисийләр уларни интайин кәмситәтти.
50 Уларниң арисидин бири, йәни бурун ахшамда Әйсаниң алдиға кәлгән Никодим уларға: Юһ. 3:2; 19:39.
51 — Тәврат қанунимиз авал кишиниң немә қилғинини өзидин аңлап билмәй туруп, униңға һөкүм чиқирамду! Мис. 23:1; Лав. 19:15; Қан. 1:17; 17:8; 19:15.
52 Улар җавап қилип: — Сәнму Галилийәдинму? Муқәддәс язмиларни көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду! — деди. «Муқәддәс язмиларни көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду!» — уларниң бу сөзидә Галилийәлик болған Юнус пәйғәмбәрни қәстән унтуған еди. Чүнки Тәвратниң «Юнус пәйғәмбәр» дегән қисмида, Худаниң Йәһудий әмәсләргә ниҗат пурситини йәткүзгәнилиги ениқ хатирилиниду. Улар йәнә «Йәш.» 8:12дики бешарәт, йәни Мәсиһниң өз хизмитини Галилийәдә башлайдиғанлиғи тоғрилиқ бешарәтни қәстән унтуған охшайду.
53 Шуниң билән уларниң һәр бири өз өйигә кәтти. «шуниң билән уларниң һәр бири өз өйигә кәтти» — «һәр бири өз өйигә кәтти» дегәнлик бәлким Никодимниң соали уларниң виҗданиға санҗилған болса керәк.
 
 

7:2 Лав. 23:34.

7:3 «Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму карамәт әмәллириңни көрәләйду!» — Әйсаниң инилириниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким: «Муһим мөтивәр кишиләрниң көпи Галилийә дегән мошу намрат, пинһан җайдин әмәс, бәлки пайтәхт Йерусалимдидур; сән шу йәрдә өзүңни көрситишиң керәк; шуниң билән һәқиқий нам-инавитиң вә һәйвитиң болиду» дегәндәк болса керәк. Сәл ғәлитә иш шуки, улар униңға ишәнмигини билән (5-айәтни көрүң): «Исраилниң падишаси болай десәң, карамәт әмәллириңни очуқ мәйданида көрситишиң керәк» дегән гуманий несиһәтни бәргән (4-айәтни көрүң).

7:5 Мар. 3:21.

7:6 «силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур» — бу сөзниң ички мәнаси бәлким интайин аддийдур. Худаниң ирадисигә көңүл бөлидиған адәм Худаниң йетәкчилигини вә башпанаһлиғини издәп жүриду; лекин пәқәт өз ирадисигә қарайдиған киши Худаниң йетәкчилигиниң вә башпанаһлиғиниң кериги йоқ дәп жүриду вә шундақла, бу дуниядикиләрдин һеч қандақ қаршилиққа яки өчмәнликкә учримайду, халиған йәргә беривериду. Лекин Худаниң ирадисини издигән киши тәбиий һалда бу дуниядикиләрниң қилмишлирини ашкарә қилғачқа, уларниң нәпритигә учрайду (7-айәтни көрүң).

7:7 Юһ. 3:19; 14:17; 15:18.

7:8 «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән» — көп кона көчүрмиләрдә «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа техи бармаймән» яки «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа һазирчә бармаймән» дейилиду. «Техи» яки «һазирчә» сөзләр әслидә болсун, болмисун, бәрибир айәтниң мәнаси асасән охшаштур; чүнки Әйса инилири һейтқа чиққандин кейин астиртин барди (10-айәт). Бәзиләр «һазирчә» дегәнни чүшәндүрүш йолида киргүзиду.

7:8 Юһ. 8:20.

7:11 Юһ. 11:56.

7:12 Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14; 9:16; 10:19.

7:13 «Йәһудий чоңлиридин қорқуп...» — грек тилида «Йәһудийлардин қорқуп» дейилиду. Мошу йәрдә «Йәһудийлар» чоқум уларниң чоңлирини көрситиду.

7:13 Юһ. 9:22; 12:42; 19:38.

7:14 «...кирип» — грек тилида «...чиқип»

7:15 «Йәһудийлар» — бәлким Йәһудий чоңлар.

7:16 Юһ. 3:11; 8:28; 12:49; 14:10, 24.

7:19 «немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр?» — яки «немишкә мени өлтүргили издәйсиләр?».

7:19 Мис. 20:1; 24:3; Мат. 12:14; Мар. 3:6; Юһ. 5:18; 10:39; 11:53; Рос. 7:53.

7:20 «Сени өлтүрмәкчи болған ким екән?» — яки «Сени өлтүргили издәйдиған ким?».

7:20 Юһ. 8:48,52; 10:20.

7:21 «Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар» — бу «бир карамәт», шүбһисизки, у алдинқи қетим Йерусалимда болғанда шабат күнидә паләч адәмни сақайтқанлиғини көрситиду (23-айәт вә 5-бапни көрүң). Әйсаниң сөзигә қариғанда, гәрчә бу мөҗизә бир нәччә ай илгири көрситилгән болсиму, уларниң есидә техичә бар еди. Шу вәҗидин улар Әйсани өлтүрүвәтмәкчи болиду. 22-24-айәтләрдә Әйса «шабат күнидә адәмни сақайтиш Тәврат қануниға хилап», дегән хиялға қаттиқ рәддийә бериду. Бизниңчә у әслидә уларни бу мәсилә тоғрилиқ ойландуруш үчүн бу мөҗизини қәстән шабат күнидә яратқан еди.

7:22 «әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған» — «хәтнә қилиш»ни Худа әслидә Ибраһим пәйғәмбәргә (Муса пәйғәмбәрдин илгири, әлвәттә) Өзиниң Ибраһим вә әвлатлири билән болған әһдиниң символи болсун дәп тапшурған еди («Яр.» 17-бап). «шуңа силәр шабат күнигә тоғра келип қалсиму шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр» — әмир болса «Бала туғулуп сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк» («Яр.» 17:13). Шуниң билән «сәккизинчи күн» шабат күнигә тоғра келип қалсиму (вә шабат күни «ишләш»кә болмайду) балини сүннәт қиливериш керәк. Болмиса Тәврат қануниға хилаплиқ болиду.

7:22 Лав. 12:3; Яр. 17:10.

7:24 Қан. 1:16,17; Пәнд. 24:23; Яқ. 2:1.

7:27 «бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз» — улар уни Галилийәлик дәп биләтти. Әмәлийәттә у Бәйт-Ләһәмдә туғулған, әлвәттә. «Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.» — халайиқниң бу сөзлири анчә тоғра әмәс еди; бу кишиләр пәйғәмбәрләрниң Мәсиһ тоғрилиқ бешарәтлик язмилирини толуқ билмигән болса керәк. Бәлким уларниң көздә тутқини пәқәт Мәсиһниң туюқсиз намайән болидиғанлиғини көрсәткән бешарәтләрла еди.

7:27 Мат. 13:55; Мар. 6:3; Луқа 4:22.

7:28 «силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәватисиләр?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин кәлдим, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр» — Бу сөз Әйсаниң уларниң «Бу адәмниң... қәйәрдин кәлгәнлигини ениқ билимиз» дегинигә рәддийә қилған җавави еди. Әгәр улар Худани тонуған болса Әйсаниң қәйәрдин кәлгәнлигини билгән болатти, лекин улар Худани тонимайтти (айәттики ахирқи сөзгә қараң).

7:28 Юһ. 5:43; 8:26, 42; Рим. 3:4.

7:29 Юһ. 10:15.

7:30 «Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти...» — «улар» бәлким йәнила чоңларни көрситиду.

7:30 Мар. 11:18; Луқа 19:47; 20:19; Юһ. 7:19; 8:20, 37.

7:31 Юһ. 8:30.

7:32 «қаравулларни әвәтти» — яки «ибадәтхана қаравуллирини әвәтти». Лекин бизниңчә 30- вә -44-айәтләр (Лавийлардин болған) мошу кишиләрни айрим көрситиду.

7:33 Юһ. 16:16.

7:34 Юһ. 8:21; 13:33.

7:35 «У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?» — бу айәттики «грекләр» Қанаанниң (Пәләстинниң) сиртида турған барлиқ ят әлликләргә вәкиллик қилиду.

7:37 «Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун!» — Әйса бу сөзләрни һейтниң ахирқи күни, йәни дәл Худаниң Исраил хәлқи чөлдики вақтида Муса пәйғәмбәр арқилиқ уларни су билән тәминлигән мөҗизә яратқан хатирә күнидә ейтқан.

7:37 Лав. 23:36; Йәш. 55:1; Юһ. 6:35; Вәһ. 22:17.

7:38 «Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» — «муқәддәс язмиларда ейтилғандәк» — «Йәш.» 58:11 вә «Әз.» 47:1-12ни көрүң. «Зәб.» 77:15-16, «Пәнд.» 4:23, «Йәш.» 44:3, 55:1, «Әз.» 47:1-12, «Йо.» 3:18, «Зәк.» 13:1, 14:8му бәлким «Муқәддәс Роһниң төкүлүши» билән мунасивәтликтур.

7:38 Йәш. 12:3.

7:39 Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Рос. 2:17.

7:40 «Келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» — Муса пәйғәмбәрниң бу пәйғәмбәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан бешарити «Қан.» 18:15дә тепилиду.

7:40 Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14.

7:41 Юһ. 1:47; 4:42.

7:42 Зәб. 131:11; Мик. 5:1; Мат. 2:6.

7:48 Йәш. 33:18; Юһ. 12:42; 1Кор. 1:20; 2:8.

7:49 «Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду!» — «чүпрәндиләр» аддий хәлиқни көрситиду. Ақсақаллар вә Пәрисийләр уларни интайин кәмситәтти.

7:50 Юһ. 3:2; 19:39.

7:51 Мис. 23:1; Лав. 19:15; Қан. 1:17; 17:8; 19:15.

7:52 «Муқәддәс язмиларни көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду!» — уларниң бу сөзидә Галилийәлик болған Юнус пәйғәмбәрни қәстән унтуған еди. Чүнки Тәвратниң «Юнус пәйғәмбәр» дегән қисмида, Худаниң Йәһудий әмәсләргә ниҗат пурситини йәткүзгәнилиги ениқ хатирилиниду. Улар йәнә «Йәш.» 8:12дики бешарәт, йәни Мәсиһниң өз хизмитини Галилийәдә башлайдиғанлиғи тоғрилиқ бешарәтни қәстән унтуған охшайду.

7:53 «шуниң билән уларниң һәр бири өз өйигә кәтти» — «һәр бири өз өйигә кәтти» дегәнлик бәлким Никодимниң соали уларниң виҗданиға санҗилған болса керәк.