□12:1 «Пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар» — «Мат.» 16:1-12ниму көрүң. Муқәддәс язмиларда ечитқу (хемиртуруч) көп йәрләрдә тәкәббурлуқ вә сахтипәзликкә символ қилиниду.
■12:2 Аюп 12:22; Мат. 10:26; Мар. 4:22; Луқа 8:17.
□12:3 «хупиянә пичирлашқанлириңлар» — грек тилида «қулаққа ейткиниңлар».
■12:4 Йәш. 51:7; Йәр. 1:8; Мат. 10:28.
□12:6 «бәш қушқач икки тийингә сетилидиғу?» — «тийин» грек тилида «ассарийон». «икки тийин» — Шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/8 Қисми еди.
■12:7 1Сам. 14:45; 2Сам. 14:11; 1Пад. 1:52; Луқа 21:18.
■12:9 Мат. 10:33; Мар. 8:38; Луқа 9:26; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.
□12:10 «Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■12:10 1Юһа. 5:16.
■12:11 Мат. 10:19; Мар. 13:11; Луқа 21:14.
□12:14 «Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди?» — «Мис.» 2:14ни көрүң. Мәсиһ Муса пәйғәмбәрниң рольини рәт қилди. Бу муһим һәқиқәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■12:19 Топ. 11:9; 1Кор. 15:32; Яқ. 5:5.
■12:20 Зәб. 38:7; Зәб. 51:9; Топ. 2:18, 19; Йәр. 17:11.
■12:22 Зәб. 54:23; Мат. 6:25; Фил. 4:6; 1Тим. 6:8; 1Пет. 5:7.
□12:25 «қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?» — башқа бир тәрҗимиси: «қайсиңлар ғәм-қайғу билән боюңға бирәр ғерич қошалайсиләр?».
□12:27 «нелупәрләр...» — яки «явайи гүл-гиялар...». «Сулайман» — улуқ падиша Сулайман.
□12:29 «...баш қатурмаңлар» — грек тилида «....(йемәкликкә) интилмәңлар».
□12:30 «һәр қайси әлдикиләр...» — грек тилида «бу дуниядики (ят) әлләрдикиләр». «Ят әлләр» Йәһудий әмәс бутпәрәсләр болуп, тирик Худани билмәйтти; мухлислар Йәһудий болғачқа, Худаниң күч-қудрити һәмдә Өз хәлқидин хәвәр алидиғанлиғиға ишәши болуши керәк еди.
■12:31 1Тар. 3:13; Зәб. 36:25.
□12:32 «Атаңлар падишалиқни силәргә ата қилишни хуш көрди» — «падишалиқ» болса Худаниң Өз падишалиғи, әлвәттә.
■12:33 Мат. 6:20; 19:21; Луқа 16:9; 1Тим. 6:19.
□12:38 «әгәр ғоҗайин иккинчи яки үчинчи җесәктә кәлсиму, чакарлириниң шундақ ойғақлиғини көрсә, бу уларниң бәхитидур!» — Йәһудийлар кечә вақтини һесаплиғанда үч җесәк, римлиқлар болса төрт җесәк дәп һесаплайтти.
□12:39 «әгәр өй егиси оғриниң кечидә қайси вақитта келидиғанлиғини билгән болса, у ойғақ туруп оғриниң өйгә тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти!» — муқәддәс язмилардики көп йәрләрдә Пәрвәрдигарниң күниниң «оғридәк» (күтүлмигән вақитта) келидиғанлиғи тилға елиниду.
■12:39 Мат. 24:43; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15.
■12:40 Мат. 24:44; 25:13; Мар. 13:33; Луқа 21:34; 1Тес. 5:6.
□12:42 «Ғоҗайини өз өйидикиләргә...» — «өйдикиләр» мошу йәрдә өйдики хизмәткарлар вә чакарлирини көрситиду; мошу йәрдә көчмә мәнаси Худаға тәвәдикиләр, йәни барлиқ ишәнгүчиләр дегәнликтур. «Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға тегишлик болған ашлиқни вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлайдиған ишәшлик вә пәмлик ғоҗидар ким болиду?» — шүбһисизки, Рәб бу тәмсилни һәммидин авал Петрусниң өз-өзигә тәтбиқлишини халиди, андин қалған расуллар, андин Худаниң барлиқ хизмәткарлириға қаритип ейтқан.
■12:42 Мат. 24:45; 25:21; 1Кор. 4:2.
□12:50 «мән алди билән бир чөмүлдүрүш билән чөмүлдүрүлүшүм керәк вә бу чүмүлдүрүлүшүм әмәлгә ашурулғичә интайин қийнилимән!» — бу айәттики «чөмүлдүрүш» шүбһисизки униң өлүмидур. Бу тоғрилиқ «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Мошу чөмүлдүрүлүштин кейин Муқәддәс Роһниң оти йәр йүзидә тутуштурулиду. «Рос.» 2-бапни көрүң!
■12:50 Мат. 20:22; Мар. 10:38; Әф.4:5
□12:59 «әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә» — «тийин» грек тилида «ләптон» — пулниң әң кичик бирлиги, шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/128 қисми еди. «дәвагириң билән биргә сотчи алдиға барғиниңда, униң билән йолда кетиватқиниңда, униң билән яришип дост болушқа интилгин; .. болмиса... ... әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин һәргиз чиқалмайсән» — бу көп әһваллиримизға мас келидиған интайин әмәлий несиһәт, әлвәттә. Униң үстигә мошу йәрдә бәлким тәмсил болуши мүмкин; чүнки Мәсиһниң сөзлиридә «Әгәр... болса» дегән сөз йоқ. Демәк, Исраилларниң үстигә әрзи бар еди; бу әрз қилғучи болса бәлким Худа Өзидур. Һазир «яраштурулуп дост болуш»ниң товва қилиш пурсити болсиму, һәрһалда вақти чәкликтур. Төвәндики 13-бапниму көрүң.