□2:2 «... сән көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириңни һәм ишәшлик һәмдә башқиларғиму тәлим берәләйдиған адәмләргә аманәт қилғин» — немишкә Павлус «көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириң» дәйду? Бу «гувачилар»ниң немә әһмийити бар? Ойлишимизчә: (1) гәрчә етиқатта көп «чоңқур сирлар» болсиму, бу сирларниң һәммиси тоғрилиқ Инҗилдин ениқ көргили болиду; һәқиқий етиқатта һеч қандақ «мәхпий тәлим»ләр вә «аз сандики алаһидә адәмләргә вәһий қилинған» тәлимләр йоқтур; (2) мошу етиқатчи гувачилар Павлус вә башқа расулларниң тәлимлириниң бир хил екәнлигигә испат берәләйтти.
□2:3 «Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуш сүпитидә, харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин» — (1:8дә ейтилғандәк) «өз һәссәң бойичә тартқин» — грек тилида «өз һәссәң бойичә биргә тартқин». Демәк, һәр дәвирдә етиқатчилар тартишқа тегишлик харлиқ-мушәққәт бар; Тимотийниң Павлус (вә башқи етиқатчилар) билән биргә мәлум дәриҗидә харлиқ-мушәққәт тартишиға тоғра келиду.
□2:5 «Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғәлибә таҗиға еришәлмәйду» — «мусабиқә қаидилири»: — кона заманларда бу «қаидиләр» һәм мусабиқиниң өзини вә мусабиқигә болған тәйярлиқ-тәрбийиләшләрниму башқуратти.
□2:8 «Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһ» — «Давут» болса Давут падиша-пәйғәмбәр, әлвәттә. «сән Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни мән йәткүзүватқан хуш хәвәр бойичә есиңдә чиң тут» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■2:9 Әф. 3:1,13; 4:1; Фил. 1:7; Кол. 1:24; 4:3,18; 2Тим. 1:8.
□2:11 «Униң билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән һаятта биллә яшаймиз...» — «Униң билән» дегәнлик Мәсиһ билән, әлвәттә.
■2:12 Мат. 10:33; Мар. 8:38; Луқа 9:26; 12:9; Рим. 8:17; 2Кор. 4:10; Фил. 3:10; 1Пет. 4:13.
□2:13 «Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур; чүнки У Өзидин һеч таналмайду» — «чүнки У Өзидин һеч таналмайду» яки «чүнки У чоқум Өзиниң сөзидә турмай қалмайду». Бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■2:13 Чөл. 23:19; Рим. 3:3; 9:6.
□2:16 «бундақ гәпләрни қилғучилар бәрибир техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду» — «бундақ (кишиләр)... техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду» грек тилида «бундақ (кишиләр)... техиму ихлассизлиққа алға бастуриду» дегән кинайилик, һәҗвий сөзләр билән ипадилиниду.
■2:16 1Тим. 1:4; 4:7; 6:20; Тит. 1:14; 3:9.
□2:17 «мошундақларниң гәплири худди мәрәздәк тезла ямрап кетиду» — «ямрап кетиду» грек тилида «от-чөпләрни йәп кетиду» дәп ипадилиниду. Расул Павлус шу сөзи билән: Буларниң гәплири «Худаниң қойлири» болған етиқатичлар истимал қилиши керәк болған «озуқ»ни, йәни «сағлам тәлим»ни йоққа чиқириду, дәп пуритиду.
□2:18 «улар һәқиқәттин чәтнәп...» — грек тилида: «улар һәқиқәтни нишан қилмай (чәтнәп кетип)...». «өлгәнләрниң тирилиши дегән бу иш аллиқачан йүз берип болди» — бу бидъәт тәлимниң мәнаси бәлким төвәндики икки хил хата қарашниң бири болуши керәк: — (1) «адәмләр Әйса Мәсиһкә етиқат қилғанда, Униң Роһи аллиқачан Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп тирилиду (бу гәп мошу йәргичә һәқиқәт, әлвәттә). Әнди тирилиш пәқәт шу роһий җәһәттә болуп, кәлгүсидә тән җәһәттә болмайду», яки: (2) «биз Әйса Мәсиһгә ишәнгәнләрдә суға вә Роһқа чөмүлдүрүлгәндин кейин бизниң «тирилгән тән»имиз бар болиду. Шуңа һазирқи тенимиз кесәл болмайду, һеч өлмәйду».
□2:19 «Һалбуки, Худаниң мәзмут ули чиң турмақта. Униң үстигә мөһүр билән: «Рәб Өзигә тәвә болғанларни тонуйду» вә «Рәбниң мубарәк намини ләвзигә алидиғанларниң һәммиси рәзилликтин қол үзсун» дәп мөһүрләнгәндур» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□2:21 «Әгәр бир киши өзини ундақларниң киридин тазилап халий қилса, у муқәддәс қилинған, ғоҗайинимизға ярайдиған қачидәк, һәр қандақ гөзәл ишларға тәйяр болиду» — «ғоҗайинимиз»: — Егимиз, әлвәттә. Бу муһим айәт тоғрлуқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■2:23 1Тим. 1:4; 6:4; Тит. 3:9.
□2:25 «...шуниң билән өз-өзигә қарши болғанларға у Худа бәлким уларға һәқиқәтни тонуп йетишигә товва қилидиған қәлбни берәр дәп, мөмин-мулайимлиқ билән несиһәт қилсун» — «өз-өзигә қарши болғанларға» дегән ибарә оқурмәнләргә ғәлитә туюлғини билән, грек тилида шундақ ипадилиниду. Демәк, һәқиқәтни җаркарлиғучиға қарши чиқса, әмәлийәттә у Худа өзигә қилмақчи болған яхшилиқтин мәһрум болуп, өз-өзигә қарши чиққан болиду. «Пәнд.» 8:36 көрүң.
■2:25 Пәнд. 8:36; 9:12; 11:17; Гал. 6:1.
□2:26 «бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини өз муддиасиға әмәл қилишқа тутқун қилған Иблисниң қапқинидин қутулалайду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилған Иблисниң қапқинидин (Худаниң) ирадисигә әмәл қилишқа қутулалайду».