□1:1 «түркүм-түркүм бойичә» — яки «нурғун қетим» яки «нурғун ипадиләр билән».
□1:2 «мошу ахирқи күнләрдә болса» — «ахирқи күнләр» Инҗил бойичә «ахирқи заманлар», Әйсаниң дунияға келиши билән башланған. Мошу йәрдә бу ибарә «мошу күнләрниң ахирида» (йәни, пәйғәмбәрләр инсанларға сөз йәткүзгән күнләрниң ахирида) дегән сөзләр билән ипадилиниду. «Оғли арқилиқ» — грек тилида «Оғул арқилиқ». «У Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бекәткән, Униң арқилиқ каинатларни яратқан» — мошу йәрдә «Оғли» дегән грек илида пәқәт «Оғул» билән ипадилиниду.
■1:2 Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Мат. 21:38; Юһ. 1:3; Әф. 3:9; Кол. 1:16.
□1:3 «У гуналарни тазилаш хизмитини ада қилғандин кейин» — көп кона кәчүрүлмиләрдә «У ялғуз өзи гуналарни тазилаш хизмитини ада қилғандин кейин» дейилиду.
■1:3 2Кор. 4:4; Фил. 2:6; Кол. 1:15.
□1:4 «У (Оғул) пәриштиләрдин көп үстүн нам-мәртивигә мирас болуп, улардин шунчә жүксәк турди» — төвәндики 5-айәттә У алған нам-мәртивиниң «Оғул» екәнлиги көрүниду.
□1:5 «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум»... «Мән Униңға Ата болимән, Уму Маңа Оғул болиду» — биринчи бешарәт Әйсаниң Мәрийәмдин атисиз туғулушини көрситиду, «Зәб.» 2:7дин елинған; иккинчи бешарәт «2Сам.» 7:14, «1Тар.» 17:13дин елинған.
■1:5 2Сам. 7:14; 1Тар. 17:13, 22:10; Зәб. 2:7; Рос. 13:33; Ибр. 5:5.
□1:6 «У Өзиниң тунҗисини йәр йүзигә әвәткәндә...» — грек тилида мошу йәрдики «тунҗи» адәттә «тунҗа туғулған бала»ни көрситиду. Сөзниң толуқ мәнаси «Зәб.» 88:26дә вә «Кол.» 1:16-17-айәттә көрүлиду; демәк, Мәсиһ: (1) пүтүн аләм ичидә әң жуқури орунда туриду; (2) аләмдин бурун болған; (3) бәлким аләмгә охшаш «яритилған» әмәс, бәлки әсли Худа Атиси билән биллә мәвҗут болған. Йәнә бир тәрәптин, «Худаниң тунҗиси» дегән сөз Мәсиһдин кейин (вә Униң арқилиқ) Худаниң көп башқа оғул пәрзәнтлири болидиғанлиғини көрситиду (2:10ни көрүң). «йәр йүзигә әвәткәндә» — грек тилида «йәр йүзигә елип башлиғанда...». «Барлиқ пәриштиләр Униңға сәҗдә қилсун» — «Қан.» 32:43 вә «Зәб.» 96:7ни көрүң. «Луқа» 2:13-14 вә «Зәб.» 131:7-9ниму көрүң.
■1:6 Зәб. 96:7; Қан. 32:43; Луқа 2:8-14
□1:7 «У пәриштилирини шамаллар, хизмәткарлирини от ялқуни қилиду» — «Зәб.» 103:4. Грек тилида «шамал» вә «роһ» охшаш бир сөз билән ипадилиниду.
□1:8 «лекин Оғли һәққидә болса униңға мундақ дегән» — «Оғли» грек тилида «Оғул». «Сениң тәхтиң, и Худа...» — оқурмәнгә шу ениқки, бу сөзләр Падишаһниң Өзигә ейтилиду.
□1:9 «... Сән һәққанийәтни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; шуңа Худа, йәни Сениң Худайиң Сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди» — (8-9-айәт) «Зәб.» 44:7-8. «Мәсиһ қилиш» яки «мәсиһлимәк» тоғрилиқ «Зәбур» 2-күйдики изаһатларни вә «Тәбирләр»ни көрүң.
■1:9 Зәб. 44:7, 8
□1:10 «Сән, и Рәб, һәммидин бурун зиминниң улини салдиң, асманларни болса қоллириң ясиғандур...» — Худа бу айәттә Өз Оғлини «Рәб» дәп, Униң Өзи билән бир екәнлигини, Яратқучиму екәнлигини көрситиду. «Кол.» 1:15-17-айәтләргә қаралсун.
■1:11 Йәш. 51:6; 2Пет. 3:7,10.
□1:12 «... Сән уларни тон кәби йөгәп қойисән, шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду. Бирақ Сән мәңгү өзгәрмигүчидурсән, жиллириңниң тамами йоқтур» — (10-12-айәт) «Зәб.» 101:26-28. Худа йәнә Өз Оғлиниң мәңгүлүк Худалиқ тәбиитини көрситиду.
□1:13 «Мән Сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтирисән» — «Зәб.» 109:2.
■1:13 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Әф. 1:20; Ибр. 10:12.
□1:14 «Шундақ екән, пәриштиләрниң һәммиси пәқәт ниҗатқа мираслиқ қилидиғанлар үчүн хизмәт қилишқа (Худа тәрипидин) әвәтилгән хизмәтчи роһлар әмәсму?» — демисәкму 1-бап, 4-14-айәтләрниң мәхсити, Оғулниң һәммә пәриштиләрдин көп үстүнлүгини көрситиш үчүндур.