Әнди ким өкүзни авал көрмәй сетивалсун? 20 Йәнә бириси: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән» дәпту.
□14:5 «араңлардин бириңларниң мабада шабат күнидә ешиги я калиси қудуққа чүшүп кәтсә...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «ешиги» әмәс, бәлки «балиси» дәп оқулиду.
■14:5 Мис. 23:5; Қан. 22:4; Луқа 13:15.
□14:9 «... пәгаһға чүшүп қалисән» — грек тилида «... ахирқи орунға чүшүп қалисән».
■14:10 Пәнд. 25:6, 7.
■14:11 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 1:51; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5.
□14:15 «Худаниң падишалиғида ғизаланғучилар...» — грек тилида «Худаниң падишалиғида нан йегүчиләр...».
■14:16 Йәш. 25:6; Мат. 22:2; Вәһ. 19:7, 9.
□14:18 «Мән һелила бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» — ким йәрни авал яхши көрмәй сетивалсун?
□14:19 «һазир берип уларни синап көрүшүм керәк» — яки «һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк». «Бәш қошлуқ өкүз» — грек тилида: «бәш боюнтуруқ өкүз». Демәк, боюнтуруққа қетилғанда бир-биригә мас келидиған бәш җүп өкүз. Әнди ким өкүзни авал көрмәй сетивалсун?
□14:23 «йезилардики чоң-кичик йолларни, мәһәллиләрни арилап,...» — мошу йәрдә грек тилида «йезилардики йоллардин вә читлиқлардин өтүңлар,...» дегән сөз билән ипадилиниду. Демәк, меһманларни һәр булуң-пучқақтин әкилиш керәк.
□14:26 «маңа әгәшкәнләр ... өз атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә ача-сиңиллири, һәтта өз җениниму яман көрмисә маңа мухлис болалмас» — мошу йәрдә «яман көрүш» дегәнликниң мәнаси, шүбһисизки, өз адәмлиригә болған муһәббәт Худаға бағлиған муһәббәт алдида «яман көрүш»тәк көрүниду. Мисал, «Яр.» 29:30-31ни көрүң.
■14:26 Қан. 13:7; 33:9; Мат. 10:37.
□14:27 «Кимдәким өзиниң крестини йүдүп маңа әгәшмисә у маңа мухлис болалмас» — римлиқлар тәрипидин өлүм җазаси берилгәнләр миқлинидиған крестни мүрисидә көтирип җаза мәйданиға баратти. «крестлиниш» адәмни қийнайдиған, интайин дәһшәтлик вә аһанәтлик өлүм җаза усули болуп, «өзиниң крестини көтириш» дегәнниң мәнилири төвәндикиләрниму өз ичигә елиши мүмкин: (1) Әйса Мәсиһ үчүн азап-оқубәт тартишқа, (2) тил-аһанәт иштишкә, (3) Худаниң ирадисиниң әмәлгә ашурулуши үчүн зөрүр тепилғанда, «өз-өзини өлүм җазасиға һөкүм қилғандәк» өзиниң арзу-һәвәслирини рәт қилишқа тәйяр болуш.
■14:27 Мат. 10:38; 16:24; Мар. 8:34; Луқа 9:23.
□14:31 «... мөлчәрләп көрмәмду?! » — башқа бир хил тәрҗимиси: «... мәслиһәт қилмамду?».
□14:33 «Шуниңға охшаш, силәрдин кимдәким көңлидә өзиниң бар-йоқи билән хошлашмиса, маңа мухлис болалмас.» — бу күчлүк сөз тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□14:34 «Туз яхши нәрсидур; һалбуки, туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?» — туз болса (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк.
□14:35 «У туз тупраққа ишлитишкә яки оғутқа арилаштурушқиму яримай, талаға ташлиниду» — мошу йәрдики «туз» дегән тема үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.