4
Әнди шу сәвәпләрдин, Рәбниң мәһбуси болған мәнки, Худаниң силәрни чақирған бүйүк чақириқиға лайиқ һалда меңишлириңларни өтүнимән, Яр. 17:1; 1Кор. 7:20; Фил. 1:27; Кол. 1:10; 1Тес. 2:12. һәммә ишта кәмтәрлик вә юваш-мулайимлиқ билән, сәвирчанлиқ билән, бир-бириңларға муһәббәт ичидә кәң қосақ болуп, «һәммә ишта кәмтәрлик вә юваш-мулайимлиқ билән, сәвирчанлиқ билән...» — Инҗилда «юваш-мулайимлиқ»ниң алаһидилиги бар; у болсиму қорқунучтин күчлүкләргә йол қойидиған аҗизлиқ әмәс, бәлки Худаниң йолида талаш-тартишлардин қол үзүш, Худаниң һәммә ишлиримизни зораванлиқсиз, җедәлсиз тоғра орунлаштурушиға иман бағлаштур; мошундақ позитсийә мулайим, ювашлиқ билән билдүрүлиду.   Кол. 1:11; 3:12; 1Тес. 5:14. енақ-хатирҗәмликниң риштиси билән, Роһта болған бирликни тутушқа интилишиңларни өтүнимән. «... Роһта болған бирликни тутушқа интилишиңларни өтүнимән» — «Роһта» — Худаниң Роһида, Муқәддәс Роһта. Тән бирдур, Роһ бирдур, — худди чақирилғиниңларда, охшаш бир арзу-үмүткә чақирилғиниңлардәк, — Рәб бирдур, иман-етиқат бирдур, чөмүлдүрүлүш бирдур, Қан. 4:39; Мал. 2:10; 1Кор. 8:4, 6; Луқа 12:50 һәмминиң ХудаАтиси бирдур; У болса һәммидин үстүн турғучи, һәммини жүргүзгүчи вә һәммимизниң ичидә Болғучидур. «һәммимизниң ичидә Болғучидур» — бәзи кона көчүрмиләрдә «һәмминиң ичидә Болғучидур» (яки «һәмминиң ичидидур» яки «һәммиңларниң ичидә Болғучидур») дейилиду. 4-7-айәтләр көрсәткән бирликләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә қисқичә музакирә қилимиз. Шундақтиму һазир һәр биримизгә Мәсиһниң илтипатиниң өлчими бойичә шәпқәт тәқдим қилинғандур; Рим. 12:6; 1Кор. 12:11; 2Кор. 10:13; 1Пет. 4:10. шуңа, муқәддәс китапта Худа ейтқинидәк: —
«У жуқуриға көтирилди,
Инсанларни тутқун қилғучиларни У Өзи әсир қилип елип кәтти,
Һәм инсанларға илтипатларни тәқдим қилди». «шуңа, Муқәддәс Китапта Худа ейтқинидәк: — «У жуқуриға көтирилди, инсанларни тутқун қилғучиларни У Өзи әсир қилип елип кәтти, һәм инсанларға илтипатларни тәқдим қилди»» — расул Павлус бу сөзлиридә «Зәбур»дики 67:19ни нәқил кәлтүрүп түп мәнини йәкүнлигән. «Жуқириға көтирилди» Мәсиһниң өлүмдин тирилип әршләргә көтирилгәнлигини көрситиду. У әрштин Өзигә ишәнгәнләргә Муқәддәс Роһни әвәтип һәр хил илтипатларни тәқдим қилди вә шуниңдәк һазирму тәқдим қилмақта.
Бу әҗайип бешарәтниң мәнасини толуқрақ тонуш үчүн биз «Зәб.» 67:19ға қошқан изаһатни көрүң.
   Зәб. 67:19
Әнди «көтирилгән» зат болса, авал йәрниң тегигә чүшкән затниң Өзи әмәсму? «Әнди «көтирилгән» зат болса, авал йәрниң тегигә чүшкән затниң Өзи әмәсму?» — Мәсиһниң «йәрниң тегигә (грек тилида «тәглиригә») чүшкән»лиги немини көрситиду? «Зәб.» 138:15ни көрүң. Бу Зәбурдики күй бойичә «йәрниң тәглири» болса инсанниң түп тәбиити шәкилләндүрүлгән җай болуп, Мәсиһниң «йәрниң тәглиригә чүшүш»и бәлким дәл инсанниң тәбиитиниң түп мәсилисини, йәни гуналиқ маһийитимизни үзүл-кесил бир тәрәп қилиши үчүн еди. Шуңа бизниңчә бу ибарә Мәсиһ кресткә миқлинишниң чоңқур азаплирида бир тәрәп қилған ишларни көрситиду; бәзи алимлар, Мәсиһниң «чүшкәнлиги», өлүмдин кейин роһиниң тәһтисараға чүшкәнлигини көрситиду, дәп қарайду. Буниңму мүмкинчилиги бар.   Юһ. 3:13; 6:62; Зәб. 138:15 10 Чүшкән зат болса барлиқ әршләрдин жуқуриға көтирилгәнниң дәл Өзидур; көтирилишиниң мәхсити, аләмниң барлиғини толдуруштин ибарәт; 11 Шуңа, бәзиләрни расуллар, бәзиләрни пәйғәмбәрләр, бәзиләрни хуш хәвәрчиләр, бәзиләрни баққучи вә яки тәлим бәргүчиләр қилип тайинлиған дәл Өзидур. «Шуңа, бәзиләрни расуллар, бәзиләрни пәйғәмбәрләр, бәзиләрни хуш хәвәрчиләр, бәзиләрни баққучи вә яки тәлим бәргүчиләр қилип тайинлиған дәл Өзидур» — оқурмәнләр диққәт қилидуки, бу айәттә ейтилған соғатлар (8-айәтни көрүң) «роһий илтипатлар» әмәс, бәлки «роһий илтипатлар»ға егә болған роһий адәмләрдур. Мәсиһ мошундақ адәмләрни җамаити вә дунияни бәрикәтләш үчүн тайинлайду.   1Кор. 12:28. 12 Буларниң мәхсити муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа қуралландуруп камаләткә йәткүзүштин ибарәт; «муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа ...» — «җүмлидин» — яки «йәни» дәп чүшәнгили болиду. «Буларниң мәхсити муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа қуралландуруп камаләткә йәткүзүштин ибарәт» — демәк, расуллар, пәйғәмбәрләр, хуш хәвәрчиләр, баққучилар вә тәлим бәргүчиләр (11-айәт)ниң вәзиписи Мәсиһниң тени болған җамаәтни Худаниң толуқ хизмитини қилиш үчүн қуралландуруштин ибарәттур. Худаниң хизмитини қилидиған бу «роһаний адәмләр»ла әмәс, бәлки пүткүл җамаәтниң һәммә әзалири өз рольи бойичә вәзиписигә әмәл қилиши керәктур.
«Қуруп чиқиш» дегән ибарә тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.
Грек тилида «қуралландуруп камаләткә кәлтүрүш» бирла сөз билән ипадилиниду.
   Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 1:23; 5:23; Кол. 1:24. 13 вәзипә һәммимизниң етиқатта һәм Худаниң Оғлини толуқ тонушта бирликкә келишимизгичә, камил адәм болуп йетишип чиқишимизғичә, — йәни Мәсиһниң мукәммәл җәвһири гәвдиләнгән қәдди-қамәт өлчимигә йетишимизгичә давамлаштурулмақта; 14 шундақ болғанда, йәнә гөдәк балилардин болмай, адәмләрниң қувлуғидин ойлап чиққан алдамчи нийәт-планлири билән, уларниң һейлә-нәйриңидин чиққан тәлиматиниң долқунлиридин урулуп, униң һәр хил шамилида уяқ-буяққа учурулуп кәтмәймиз; Мат. 11:7; 1Кор. 14:2. 15 әксичә, меһир-муһәббәт ичидә туруп һәқиқәткә берилип иш көрүп, бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз; «... бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз» — сөзмусөз тәрҗимиси: «... бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа Униңға (яки «Униң ичигә») һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз». Демәк, «аллиқачан униң тениниң бир әзаси болған һалда ... давамлиқ өсидиған...».   Әф. 5:23; Кол. 1:18. 16 Униңдин пүткүл тән, әзалири бир-биригә җипсилаштурулуп, озуқлуқ тәминлигүчи һәр бир өгә арқилиқ бир-биригә туташтурулуп, һәр бир әзаниң өзигә хас өлчәнгән вәзипини өтиши билән барғанчә өстүрүлүп, муһәббәт ичидә өз-өзини қуруп чиқишқа ишлимәктә. «Униңдин пүткүл тән, әзалири бир-биригә җипсилаштурулуп, озуқлуқ тәминлигүчи һәр бир өгә арқилиқ бир-биригә туташтурулуп...» — «путкүл тән» — җамаәттур.   Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 2:21.
17 Шуңа шуни ейтимәнки, Рәбтә уни тапилаймәнки, ят әлләрниңкидәк, йәни уларниң өз ой-пикирлириниң бимәнилигидә маңғинидәк меңивәрмәслигиңлар керәк; Рим. 1:9, 18; 1Пет. 4:3. 18 улар қәлбиниң қаттиқлиғидин келип чиққан билимсизлик түпәйлидин, Худаниң һаятидин ада-җуда қилинип, чүшәнчиси қараңғулишип кәткән, 1Тес. 4:5. 19  ар-номусни ташливетип, нәпсанийәтчилиги көпийип һәр хил ипласлиқларни жүргүзүшкә, кәйп-сапаға берилгән. 20 Амма силәр болсаңлар, Мәсиһни шундақ йолда үгинип тонуған әмәссиләр — 21 (һәқиқәтниң Әйсада болғинидәк, уни һәқиқәтән аңлиған, униңда үгитилгән болсаңлар) — 22 демәк, илгәрки турмошуңларға хас болған, алдамчи арзу-һәвәсләргә әгишип өзини булғиғучи «кона адәм»ни селиветип, «илгәрки турмошуңларға хас болған, алдамчи арзу-һәвәсләргә әгишип өзини булғиғучи «кона адәм»ни селиветип, ...» — «кона адәм» тоғрилиқ «Рим.» 6:6 вә изаһатини көрүң.   Кол. 3:9; Ибр. 12:1; 1Пет. 2:1. 23 ой-зеһниңларниң роһида йеңилинип, 24 Худаниң охшашлиғиға асасән, һәқиқәттин чиққан һәққанийлиқта вә пак-муқәддәсликтә яритилған «йеңи адәм»ни кийивелишиңлар керәктур. Рим. 6:4; Кол. 3:10; 1Пет. 4:2.
25 Шуниң билән ялғанчилиқни селиветип, һәр биримиз өз йеқинлиримиз билән һәқиқәтни сөзлишәйли; чүнки биз бир-биримизгә нисбәтән бир тәнниң әзалиридурмиз. Зәк. 8:16.
26 «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар»; ғәзивиңлар күн патқичә давам етивәрмисун; «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар» — «Зәк.» 8:16, «Зәб.» 4:5. Бу айәт 25-айәттики «һәқиқәтни сөзлишәйли» дегән сөз билән бағлиқтур. Бир тәрәптин аччиғилинишқа тегишлик сәвәви болуп туруп гәп қилмиса гуна болиду; йәнә бир тәрәптин аччиқ адәмни гунаға башлишиму мүмкин, шу тәрәптинму һези болуши керәк. Шуңа «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар» дейилиду. «ғәзивиңлар күн патқичә давам етивәрмисун» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Аччиқлашниң сәвәви күн патқичә давамлишивәрмисун». Әгәр бу тәрҗимә тоғра болса, адәм униңға зади қандақ әмәл қилиши керәк? — бизниңчә бу тәрҗимә мәнтиқиғә уйғун әмәс.   Зәб. 4:5 27 яки Иблисқа һеч орун қоюп бәрмәңлар. «яки Иблисқа һеч орун қоюп бәрмәңлар» — «Иблис» — Шәйтан.   Яқ. 4:7; 1Пет. 5:9.
28 Оғри иккинчи оғрилиқ қилмисун; әксичә у меһнәт қилип икки қолиға тайинип һалал иш қилсунки, һаҗити болғанларғиму бөлүп бәргидәк өз тапқини болсун. Рос. 20:35; 1Тес. 4:11; 2Тес. 3:8,12.
29 Ағзиңлардин һеч қандақ иплас сөз чиқмисун, пәқәт аңлиғучиларға шәпқәт йәтсун үчүн, еһтияҗқа уйғун вә адәмни қуруп чиқидиған сөзләрни ейтиңлар. Мат. 12:36; Әф. 5:3, 4. 30 Худаниң Муқәддәс Роһиға азап бәрмәңләр; чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр; «чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр» — «һөр-ниҗат күни» — 1:14дики изаһатни көрүң.   Луқа 21:28; Рим. 8:16,23; 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 1:13,14. 31  өзүңлардин һәр қандақ өч-адавәт, аччиқ-ғәзәп, қәһр, җедәл-маҗиралар, тил-аһанәт һәмдә һәр хил қара нийәтләрни нери қилиңлар; Кол. 3:19. 32 бир-бириңларға меһриван, юмшақ диллиқ болуп, Худа Мәсиһтә силәрни кәчүрүм қилғинидәк бир-бириниңларни кәчүрүм қилиңлар. «Мәсиһ бизни сөйүп, Өзини биз үчүн Худаға хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ болушқа атап пида қилғандәк силәрму муһәббәт ичидә меңиңлар» — «хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ» мошу йәрдә (барлиғи Худаға атап көйдүрүлгән) «көйдүрмә қурбанлиқ» көздә тутулиду.   Мат. 6:14; Мар. 11:25; Фил. 2:1; Кол. 3:12,13.
 
 

4:1 Яр. 17:1; 1Кор. 7:20; Фил. 1:27; Кол. 1:10; 1Тес. 2:12.

4:2 «һәммә ишта кәмтәрлик вә юваш-мулайимлиқ билән, сәвирчанлиқ билән...» — Инҗилда «юваш-мулайимлиқ»ниң алаһидилиги бар; у болсиму қорқунучтин күчлүкләргә йол қойидиған аҗизлиқ әмәс, бәлки Худаниң йолида талаш-тартишлардин қол үзүш, Худаниң һәммә ишлиримизни зораванлиқсиз, җедәлсиз тоғра орунлаштурушиға иман бағлаштур; мошундақ позитсийә мулайим, ювашлиқ билән билдүрүлиду.

4:2 Кол. 1:11; 3:12; 1Тес. 5:14.

4:3 «... Роһта болған бирликни тутушқа интилишиңларни өтүнимән» — «Роһта» — Худаниң Роһида, Муқәддәс Роһта.

4:5 Қан. 4:39; Мал. 2:10; 1Кор. 8:4, 6; Луқа 12:50

4:6 «һәммимизниң ичидә Болғучидур» — бәзи кона көчүрмиләрдә «һәмминиң ичидә Болғучидур» (яки «һәмминиң ичидидур» яки «һәммиңларниң ичидә Болғучидур») дейилиду. 4-7-айәтләр көрсәткән бирликләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә қисқичә музакирә қилимиз.

4:7 Рим. 12:6; 1Кор. 12:11; 2Кор. 10:13; 1Пет. 4:10.

4:8 «шуңа, Муқәддәс Китапта Худа ейтқинидәк: — «У жуқуриға көтирилди, инсанларни тутқун қилғучиларни У Өзи әсир қилип елип кәтти, һәм инсанларға илтипатларни тәқдим қилди»» — расул Павлус бу сөзлиридә «Зәбур»дики 67:19ни нәқил кәлтүрүп түп мәнини йәкүнлигән. «Жуқириға көтирилди» Мәсиһниң өлүмдин тирилип әршләргә көтирилгәнлигини көрситиду. У әрштин Өзигә ишәнгәнләргә Муқәддәс Роһни әвәтип һәр хил илтипатларни тәқдим қилди вә шуниңдәк һазирму тәқдим қилмақта. Бу әҗайип бешарәтниң мәнасини толуқрақ тонуш үчүн биз «Зәб.» 67:19ға қошқан изаһатни көрүң.

4:8 Зәб. 67:19

4:9 «Әнди «көтирилгән» зат болса, авал йәрниң тегигә чүшкән затниң Өзи әмәсму?» — Мәсиһниң «йәрниң тегигә (грек тилида «тәглиригә») чүшкән»лиги немини көрситиду? «Зәб.» 138:15ни көрүң. Бу Зәбурдики күй бойичә «йәрниң тәглири» болса инсанниң түп тәбиити шәкилләндүрүлгән җай болуп, Мәсиһниң «йәрниң тәглиригә чүшүш»и бәлким дәл инсанниң тәбиитиниң түп мәсилисини, йәни гуналиқ маһийитимизни үзүл-кесил бир тәрәп қилиши үчүн еди. Шуңа бизниңчә бу ибарә Мәсиһ кресткә миқлинишниң чоңқур азаплирида бир тәрәп қилған ишларни көрситиду; бәзи алимлар, Мәсиһниң «чүшкәнлиги», өлүмдин кейин роһиниң тәһтисараға чүшкәнлигини көрситиду, дәп қарайду. Буниңму мүмкинчилиги бар.

4:9 Юһ. 3:13; 6:62; Зәб. 138:15

4:11 «Шуңа, бәзиләрни расуллар, бәзиләрни пәйғәмбәрләр, бәзиләрни хуш хәвәрчиләр, бәзиләрни баққучи вә яки тәлим бәргүчиләр қилип тайинлиған дәл Өзидур» — оқурмәнләр диққәт қилидуки, бу айәттә ейтилған соғатлар (8-айәтни көрүң) «роһий илтипатлар» әмәс, бәлки «роһий илтипатлар»ға егә болған роһий адәмләрдур. Мәсиһ мошундақ адәмләрни җамаити вә дунияни бәрикәтләш үчүн тайинлайду.

4:11 1Кор. 12:28.

4:12 «муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа ...» — «җүмлидин» — яки «йәни» дәп чүшәнгили болиду. «Буларниң мәхсити муқәддәс бәндиләрни хизмәт вәзиписигә, җүмлидин Мәсиһниң тенини қуруп чиқишқа қуралландуруп камаләткә йәткүзүштин ибарәт» — демәк, расуллар, пәйғәмбәрләр, хуш хәвәрчиләр, баққучилар вә тәлим бәргүчиләр (11-айәт)ниң вәзиписи Мәсиһниң тени болған җамаәтни Худаниң толуқ хизмитини қилиш үчүн қуралландуруштин ибарәттур. Худаниң хизмитини қилидиған бу «роһаний адәмләр»ла әмәс, бәлки пүткүл җамаәтниң һәммә әзалири өз рольи бойичә вәзиписигә әмәл қилиши керәктур. «Қуруп чиқиш» дегән ибарә тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. Грек тилида «қуралландуруп камаләткә кәлтүрүш» бирла сөз билән ипадилиниду.

4:12 Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 1:23; 5:23; Кол. 1:24.

4:14 Мат. 11:7; 1Кор. 14:2.

4:15 «... бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз» — сөзмусөз тәрҗимиси: «... бешимиз болған Мәсиһкә бағлиништа Униңға (яки «Униң ичигә») һәр җәһәттин өсүп йетилидиған болимиз». Демәк, «аллиқачан униң тениниң бир әзаси болған һалда ... давамлиқ өсидиған...».

4:15 Әф. 5:23; Кол. 1:18.

4:16 «Униңдин пүткүл тән, әзалири бир-биригә җипсилаштурулуп, озуқлуқ тәминлигүчи һәр бир өгә арқилиқ бир-биригә туташтурулуп...» — «путкүл тән» — җамаәттур.

4:16 Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; Әф. 2:21.

4:17 Рим. 1:9, 18; 1Пет. 4:3.

4:18 1Тес. 4:5.

4:22 «илгәрки турмошуңларға хас болған, алдамчи арзу-һәвәсләргә әгишип өзини булғиғучи «кона адәм»ни селиветип, ...» — «кона адәм» тоғрилиқ «Рим.» 6:6 вә изаһатини көрүң.

4:22 Кол. 3:9; Ибр. 12:1; 1Пет. 2:1.

4:24 Рим. 6:4; Кол. 3:10; 1Пет. 4:2.

4:25 Зәк. 8:16.

4:26 «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар» — «Зәк.» 8:16, «Зәб.» 4:5. Бу айәт 25-айәттики «һәқиқәтни сөзлишәйли» дегән сөз билән бағлиқтур. Бир тәрәптин аччиғилинишқа тегишлик сәвәви болуп туруп гәп қилмиса гуна болиду; йәнә бир тәрәптин аччиқ адәмни гунаға башлишиму мүмкин, шу тәрәптинму һези болуши керәк. Шуңа «Аччиқлиниңлар, амма гуна қилмаңлар» дейилиду. «ғәзивиңлар күн патқичә давам етивәрмисун» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Аччиқлашниң сәвәви күн патқичә давамлишивәрмисун». Әгәр бу тәрҗимә тоғра болса, адәм униңға зади қандақ әмәл қилиши керәк? — бизниңчә бу тәрҗимә мәнтиқиғә уйғун әмәс.

4:26 Зәб. 4:5

4:27 «яки Иблисқа һеч орун қоюп бәрмәңлар» — «Иблис» — Шәйтан.

4:27 Яқ. 4:7; 1Пет. 5:9.

4:28 Рос. 20:35; 1Тес. 4:11; 2Тес. 3:8,12.

4:29 Мат. 12:36; Әф. 5:3, 4.

4:30 «чүнки силәр Униң билән һөр-ниҗат күни үчүн мөһүрләнгәнсиләр» — «һөр-ниҗат күни» — 1:14дики изаһатни көрүң.

4:30 Луқа 21:28; Рим. 8:16,23; 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 1:13,14.

4:31 Кол. 3:19.

4:32 «Мәсиһ бизни сөйүп, Өзини биз үчүн Худаға хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ болушқа атап пида қилғандәк силәрму муһәббәт ичидә меңиңлар» — «хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ» мошу йәрдә (барлиғи Худаға атап көйдүрүлгән) «көйдүрмә қурбанлиқ» көздә тутулиду.

4:32 Мат. 6:14; Мар. 11:25; Фил. 2:1; Кол. 3:12,13.