□4:4 «Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар?» — мошу йәрдики «зинахорлар» шүбһисизки, көчмә мәнидә яки бәлким әйни мәнидә болуши мүмкин. Көчмә мәнидә «Худаға вапасизлар» дегәнни билдүриду. Бу сөз башқа ишлар (пул, байлиқ һоқуқ, мәнсәп, һәр хил һәвәсләр)ни Худаниң орниға қойғанлиқни көрситиду. Бу һәқиқий бутпәрәсликтур, бу Худа алдида зинахорлуққа охшаш болиду.
■4:4 Юһ. 15:9; Гал. 1:10; 1Юһа. 2:15.
□4:5 «Худа қәлбимиздә макан қилдурған Роһ...» — Өз Муқәддәс Роһини көрситиду. Грек тилида «У қәлбимизгә макан қилдурған Роһ...». «Муқәддәс язмиларда: «Худа қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму?» — бу сөзниң өзи Тәвраттин беваситә тепилмайду, бәлким расул Яқупниң Тәвраттики көп айәтлириниң муҗәссәмләштүрүлгини болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа қәлбимизгә салған (муқәддәс) Роһ бизниң Худағила садақәтмән болушимизни қаттиқ арзу қилиду».
□4:6 «Лекин Худа бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду» — бу сөзниң мәнаси бәлким «бу яман арзу-һәвәслиримиз, нәпс-тамахорлуғимиз үстидин ғәлибә қилиш үчүн, Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду» дегәнлик болуши мүмкин. «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» — «Пәнд.» 3:34.
□4:8 «Әй гунакарлар, гунадин қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар» — бу «үҗмә көңүлләр» бәлким Худа билән вә бу дуния билән тәң дост болайли дегүчиләрни көрситиду.
■4:10 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 14:11; 18:14; 1Пет. 5:6.
□4:11 «кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду...» — «Тәврат қануниниму сөккән ... болиду» — мошу йәрдә расул Яқупниң көздә тутқан «Тәврат қануни» болса жуқурида тилға алған униңдики «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән әмир болуши керәк. Бу сөзләр бәзидә «Тәврат қануниниң җәвһири» дейилиду. «Шундақ қилип қанун үстидин тоғра-натоғра дәп һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни униң үстидин һөкүм қилғучи қиливалған болисән» — инсанниң бәхитлик несивиси Худаниң сөзи үстидин («тоғра, натоғра!» дәп) һөкүм чиқириш әмәс, бәлки уни иман билән қобул қилип итаәт қилишта тепилиду, әлвәттә!
□4:14 «У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас» — «бир парчә туман» яки «бир парчә ис-түтәк».
■4:14 Йәш. 40:6; 1Кор. 7:31; Яқ. 1:10; 1Пет. 1:24; 1Юһа. 2:17.
■4:15 Рос. 18:21; 1Кор. 4:19; Ибр. 6:3.