«У Өзини қуруқдиди» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. ■ Зәб. 8:6; Мат. 20:28; Луқа 22:27; Юһ. 13:14.
Қайтидин дәймиз: У өлтүрүлсиму, мәйүсләнмәйтти яки һеч һәсрәт тартмайтти, әксичә шу сәвәптин шатлинатти; вә әгәр шундақ иш болса, уларниму униң билән биллә ортақ шатлинишқа риғбәтләндүрәтти.
«Әлчиңлар» грек тилида «ашакалолос». Бу сөзниң мәнаси «әвәтилгән киши», «әлчи» яки «расул» болиду. Мошу йәрдә биз «әлчи» дәп тәрҗимә қилғинимиз билән, мүмкинчилиги барки, Павлус Епафродитниң расуллуқ хизмити бар болиду, дәп көрситиши мүмкин. 26 чүнки у һәммиңларға сеғинип тәлпүнгән еди һәм силәрниң униң кесәл һалидин хәвәр тапқиниңлар түпәйлидин азапланди. 27 У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди. □ «У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» — «Худа... ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» дегән сөз бир хил гунани көрсәткән болса керәк. Төвәндики 28-30-айәтләргә қариғанда, Епафродит Павлусқа җамаәтниң соғисини йәткүзүп баридиған йолда кесәл болди. У бәлким йолда кесәл болуп қалған. У Павлусниң қешиға йетип беришқа алдирап өз кесили билән һеч кари болмай алға басти, шуниң билән у техиму еғир кесәл болуп «әҗәлгә йеқинлишип қалди». Павлус, униң бу қилғинини бир хил тәвәккүлчилик, ақиланә иш әмәс дәп ойлиши мүмкин. Худди Павлус, Худа «униңға рәһим қилип» сақайтти, шундақла «маңа рәһим қилди» — чүнки Епафродит мениң вәҗәмдин шундақ қилди, дегәндәк.
Ундақ дегинимиз билән, Худа бизгә җамаәт үчүн шундақ тәвәккүл қилишқа тәйяр болған адәмәләрни әвәтсун! 28 Шуниңдәк униң билән йәнә көрүшүп шатлинишиңлар вә шундақла өзүмгә нисбәтән дәрдлиримни азайтиш үчүн уни техиму җиддий йолға салмақчимән. 29 Әнди уни шат-хурамлиқ билән Рәбдә қобул қилиңлар һәм униңдәк адәмләргә һөрмәт қилиңлар; ■ 1Кор. 9:14; Гал. 6:6; 1Тес. 5:12; 1Тим. 5:17; Ибр. 13:17. 30 чүнки у Мәсиһниң хизмитини дәп, силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди.□ «у Мәсиһниң хизмитини дәп...» — грек тилида: «у хизмәт дәп,...» дейилгән. Павлусқа (шундақла Епафродитқа) нисбәтән пәқәт «хизмәт»ла бар, чүнки униңға нисбәтән пәқәт бир хизмәт, йәни Мәсиһниң хизмити, хуш хәвәрниң хизмити бардур. «у... силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди» — Павлусниң «ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқ....» дегини, Филиппидики җамаәтниң униңға көңүл бөлүшидә мәлум йетәрсизлик бар, дегәнлиги әмәс; у, силәрдә үмүт қилғиниңлардәк ярдәмни йәткүзүш пурсәтлири чиқмиған болсиму, лекин әвәтмәкчи болған көңлүңларни чүшинимән, демәкчи.
«Ярдимиңлар» дегән сөз грек тилида мошу йәрдә «ибадәтханидики каһинлиқ қурбанлиқ хизмитиңлар»ни пуритидиған сөздур.
□2:1 «Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә, ...» — грек тилида мошу айәттики «әгәр» дайим реторик шәкилдә ишлитилип «әгәр...вә дәрвәқә (шундақ) болиду» дегән мәнини билдүриду. «Роһ» болса Худаниң Роһини көрситиду. «Қәлбдә» әсли грек тилида «ич-қарнида», «ич-бағрида».
■2:2-3 Рим. 12:16; 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 3:16; 1Пет. 3:8; Рим. 12:10; 1Пет. 5:5.
■2:4 1Кор. 10:24; 13:5.
■2:5 Мат. 11:29; Юһ. 13:15; 1Пет. 2:21; 1Юһа. 2:6.
■2:6 2Кор. 4:4; Кол. 1:15; Ибр. 1:3.
□2:7 «... Өзини Худа билән тәң қилишни олҗа қилип тутувалмиди (6-айәт), әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... Өзини Худа билән тәң туриверәй дәп турувалмайла, Өзиндин һәммини қутуқдиди,...». «Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди, Өзигә қулниң шәклини елип, инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп,...» — бу айәт бәлким Инҗил ичидә мәнаси әң чоңқур җүмлиләрдин биридур. «Инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп» дегән ибариләр шүбһисизки, Мәсиһниң һәр җәһәттин инсан болуп, толуқ инсанниң тәбиитидә болғанлиғини көрситиду. Пәқәт униң тәбиитидә һеч гуна йоқ еди. «Инсаний тәбиәт» грек тилида «инсаний «схема»» дәп ипадилиниду, инсанниң тәбиити вә «асасий қурулуш»ини көрситиду. «У Өзини қуруқдиди» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■2:7 Зәб. 8:6; Мат. 20:28; Луқа 22:27; Юһ. 13:14.
■2:8 Ибр. 2:9,14,17; 4:15; 12:2.
□2:11 «ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду» — демәк, Мәсиһ Әйсаға беғишланған нам «Рәб»дур. У әсли Өзи Рәб болуп (мәсилән, «Луқа» 2:11), У әршләргә көтирилгинидә ХудаAтиси Өзиниң Униңдин болған хурсәнлигини билдүрүп қайтидин Уни «Рәб» дәп ениқ җакалиған. «Йәш.» 45:23ни көрүң.
■2:11 Юһ. 13:13; 1Кор. 8:6; 12:3.
■2:14 Рим. 12:17; 1Пет. 2:12; 4:9.
□2:16 «һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин...» — «һаятниң сөз-калами» — мәңгү һаят тоғрилиқ сөз, әлвәттә. Башқа бир хил тәрҗимиси: «һаятниң сөз-каламини чиң тутқиниңлар түпәйлидин,...». Лекин жуқуриқи 15-айәттә Филиппилиқ қериндашлар «йоруқлуқ бәргүчи» дәп аталған болғачқа, мошу йәрдә «(силәр)... (Худаниң) һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар» дәп тәрҗимә қилишни тоғра көримиз.
□2:17 «Һәтта мән «шарап һәдийә» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән» — Павлус жуқурида 1:25-26дә «силәр билән йәнә дидарлишимән» дәйду, әлвәттә. Лекин у өлтүрүлсиму, мәйүсләнмәйтти яки һеч һәсрәт тартмайтти, әксичә шу сәвәптин шатлинатти; вә әгәр шундақ иш болса, уларниму униң билән биллә ортақ шатлинишқа риғбәтләндүрәтти.
□2:18 «Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк» — 17-18-айәт үстидә: Тәврат дәвридики ибадәт түзүмидә, «көйдүрмә қурбанлиқ» қилғанда, қурбанлиқ қурбангаһқа қоюлғанда униңға «аш һәдийә» қошулуши керәк, андин уларниң үстигә «шарап һәдийә» қуюлуши керәк еди. Мошу йәрдә Павлус толиму кәмтәрлик билән Филиппидики етиқатчиларниң қилған хизмәт-ибадитини муһим қурбанлиққа, өзиниң йеқинда еһтималлиғи болған өлтүрүлүши яки түрмидә өзини җамаәт үчүн пида қиливатқанлиғини бир «шарап һәдийә»гә, йәни уларниң чоң қурбанлиғи үстигә толуқлайдиған пәқәт қошумчә бир «шарап һәдийә»гә охшитиду. Қайтидин дәймиз: У өлтүрүлсиму, мәйүсләнмәйтти яки һеч һәсрәт тартмайтти, әксичә шу сәвәптин шатлинатти; вә әгәр шундақ иш болса, уларниму униң билән биллә ортақ шатлинишқа риғбәтләндүрәтти.
■2:19 Рос. 16:1; Рим. 16:21; 1Тес. 3:2.
■2:21 1Кор. 10:24; 13:5.
□2:25 «мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродит» — «сәпдишим» — Павлус билән роһий күрәштә ортақ җәңчи, әлвәттә. «Әлчиңлар» грек тилида «ашакалолос». Бу сөзниң мәнаси «әвәтилгән киши», «әлчи» яки «расул» болиду. Мошу йәрдә биз «әлчи» дәп тәрҗимә қилғинимиз билән, мүмкинчилиги барки, Павлус Епафродитниң расуллуқ хизмити бар болиду, дәп көрситиши мүмкин.
□2:27 «У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» — «Худа... ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» дегән сөз бир хил гунани көрсәткән болса керәк. Төвәндики 28-30-айәтләргә қариғанда, Епафродит Павлусқа җамаәтниң соғисини йәткүзүп баридиған йолда кесәл болди. У бәлким йолда кесәл болуп қалған. У Павлусниң қешиға йетип беришқа алдирап өз кесили билән һеч кари болмай алға басти, шуниң билән у техиму еғир кесәл болуп «әҗәлгә йеқинлишип қалди». Павлус, униң бу қилғинини бир хил тәвәккүлчилик, ақиланә иш әмәс дәп ойлиши мүмкин. Худди Павлус, Худа «униңға рәһим қилип» сақайтти, шундақла «маңа рәһим қилди» — чүнки Епафродит мениң вәҗәмдин шундақ қилди, дегәндәк. Ундақ дегинимиз билән, Худа бизгә җамаәт үчүн шундақ тәвәккүл қилишқа тәйяр болған адәмәләрни әвәтсун!
■2:29 1Кор. 9:14; Гал. 6:6; 1Тес. 5:12; 1Тим. 5:17; Ибр. 13:17.
□2:30 «у Мәсиһниң хизмитини дәп...» — грек тилида: «у хизмәт дәп,...» дейилгән. Павлусқа (шундақла Епафродитқа) нисбәтән пәқәт «хизмәт»ла бар, чүнки униңға нисбәтән пәқәт бир хизмәт, йәни Мәсиһниң хизмити, хуш хәвәрниң хизмити бардур. «у... силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди» — Павлусниң «ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқ....» дегини, Филиппидики җамаәтниң униңға көңүл бөлүшидә мәлум йетәрсизлик бар, дегәнлиги әмәс; у, силәрдә үмүт қилғиниңлардәк ярдәмни йәткүзүш пурсәтлири чиқмиған болсиму, лекин әвәтмәкчи болған көңлүңларни чүшинимән, демәкчи. «Ярдимиңлар» дегән сөз грек тилида мошу йәрдә «ибадәтханидики каһинлиқ қурбанлиқ хизмитиңлар»ни пуритидиған сөздур.