□45:1 «Пәрвәрдигар Өзи «мәсиһ қилғини»ға .... Өзи оң қолидин тутуп йөлигән Қорәшкә мундақ дәйду: —» — «Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» (яки «Пәрвәрдигарниң мәсиһлигини») — Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға каһин яки пәйғәмбәр тәрипидин зәйтун мейи сүрүлүши керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» дейиләтти; шу чағдин башлап шу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Мошу аталғуни Қорәшкә қарита ишләткәндә Худа Исраилларға: «У Мән силәр үчүн таллап бекиткән падиша болиду» дәйду. Бирақ Йәшая пәйғәмбәрниң дәвридикиләрдин көп адәм: «Қорәш Йәһудийлардин болмайду; шуңа у кәлгүсидә бизни Бабилдин қутқузуп қоювәтсиму, биз йәнила мәлум бир империйәгә беқинди боливеримиз» дәп, мошу бешарәтни қәтъий қобул қилмайтти. Улар йәнә: «Худаниң Өз вәдиси бойичә Давут падишаниң бир әвлади арқилиқ бизни қутқузуши керәк» вә «Худа бизни пүтүнләй мустәқил қилиши керәк» дейиши мүмкин. Худа дәрвәқә уларға шундақ вәдә бәргән еди (мәсилән 7-, 9-, 32-бапларда) бирақ у авал Қорәш арқилиқ Йәһудийларни Бабилдин қутқузмақчи болса, мошу планидин гуманлиниш яки нарази болуш униңға асийлиқ қилғанға баравәр. Төвәндики (9-13-айәт) сеғиз лайниң өзини шәкилләндүргүчисигә «Сән мәндин немә ясайсән?!» дегини дәл мошу кишиләрниң позитсийисидур. «Мән ... «қош қанатлиқ дәрвазилар»ни униң алдида ечип беримән» — қедимки хатириләргә асасланғанда, Бабил шәһириниң даңқи чиққан бир «қош қанатлиқ дәрваза»си бар еди. Бабил жиқитилғанда, бу қош қанатлиқ дәвираза Қорәшкә ечилди.
□45:3 «Мән... саңа қараңғулуқтики гөһәрләрни,... беримән; шуниң билән өзүңгә исим қоюп сени чақирғучини, йәни Мән Пәрвәрдигарни Исраилниң Худаси дәп билип йетисән» — дәрвәқә, Қорәшниң қилған урушлири тосалғуға учримай наһайити раван, адәмләрни һәйран қалдуридиған дәриҗидә тез болған. Шуниң билән қисқа вақит ичидәУ нурғун мал-мүлүкләрни олҗа қилип қолға кәлтүргән. Бешарәттә мошу ишлар (Қорәш өзи билмигән һалда) Худаниң йошурун ярдимидә қилиниду, дейилиду. Қорәш өзи тоғрилиқ мошу бешарәтни оқуғандин кейин, Пәрвәрдигарниң һәқиқий Худа, шундақла Исраилниң Худаси екәнлигини билиши керәк еди.
■45:5 Қан. 4:35,39; 32:39; Йәш. 44:8
□45:8 «И асманлар, жуқуридин яғдуруп бериңлар, булутларму һәққанийлиқ төкүп бәрсун; йәр-зимин ечилсун...» — бу сөзләр бәлким Исраил вә дунияниң (Қорәш қилған ишлириниң түрткисидә) Худаға ишинип, яхши мевә бериш үчүн қилған дуаси болуши керәк.
□45:13 «Мән уни һәққанийлиқ билән турғузған, униң барлиқ йоллирини түз қилдим» — мошу айәттики «уни», «униң», «у» болса Қорәш, әлвәттә. Бешарәт униң һеч немини соримайла Бабилда сүргүн болған Йәһудий хәлиқни қоюп беридиғанлиғини алдин-ала ейтиду.
■45:13 2Тар. 36:22; Әзра 1:1; Йәш. 44:28; Ибр. 11:10
□45:14 «Мисирниң мәһсулатлири, Ефиопийәниң вә егиз бойлуқлар болған Сабийлиқларниң маллири саңа өтиду; улар ...саңа әгишип маңиду; өзлири кишән-зәнҗирләнгән пети сән тәрәпкә өтиду» — жуқуриқи айәтләргә қариғанда мошу вақиә Қорәшниң иш-паалийәтлириниң ахирқи бир нәтиҗиси болуши керәк. Ефиопийә вә Сабия әслидә Мисирға беқинған болуп, шүбһисизки, Йәшая йәнә «Мисирдин чиқиш» дегән вақиәни көздә тутиду. Демәк, Исраилни сүргүн қилғанлар өз ихтияри билән Исраилға беқинди болмақчи болиду. Бәзи шәрһчиләр, мошу бешарәтни «Йәһудий әмәсләр»ниң Әйса Мәсиһни өз Қутқузғучиси дәп етирап қилиши, шундақла уларниң Исраилниң «қалдиси»и болған һәқиқий җамаитигә қошулуши билән әмәлгә ашурулған, дәп қарайду. Йәнә бир көзқараш болса, мошу ишлар ахирқи заманда Йәһудийлар Худаниң қешиға қайтқандин кейин йүз бериду, дәйду. Бизниңчә һәр иккисиниң тоғрилиғи бар.
□45:15 «И Исраилниң Худаси, Ниҗаткар, дәрһәқиқәт Өзини йошурувалғучи бир Тәңридурсән!» — мошу сөз бәлким Исраилларниң Худаниң сирлиқ йоллириға, йәни «Йәһудий әмәсләр»ниң өзлиригә беқинғанлиғиға қарап һәйран қелип дегән гепидур.
□45:17 «Улар һәммиси истиснасиз хиҗил болуп, шәрмәндә болиду; мәбудни ясиғанлар шәрмәндә болуп, бирликтә кетип қалиду; Исраил болса Пәрвәрдигар тәрипидин мәңгүлүк ниҗат-қутулуш билән қутқузулиду....» — мошу сөзләргә (16-17-айәтләргә) қариғанда, кишиләр кәлгүсидә мутләқ икки хилға, йәни Худаға тайинип итаәт қилидиғанларға вә бутларға баш уридиғанларға бөлүнүп кетиду.
□45:19 «Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән» — ибраний тилида «Мән Пәрвәрдигар һәққанийлиқни сөзләймән». «Мән Яқупқа: «Мени издишиңлар беһудилик» дегән әмәсмән; Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән, түз гәп қилимән» — мошу айәт бәлким 15-айәттики «Өзини йошурувалғучи Худадурсән» дегинигә қарита ейтқан силиқ бир тәнбиһ болуши мүмкин. Чүнки көргинимиздәк, Худа аллибурун (болупму Йәшая арқилиқ) Өзиниң қутулуш-ниҗатлиғини «Пәрвәрдигарниң қули арқилиқ» пүткүл дунияға сунмақчи болғанлиғини көп қетим очуқ-ашкарә ейтқан!
□45:20 «Әлләрдин қачқанлар» — уларниң немишкә яки немидин қачқанлиғи мошу йәрдә дейилмиди. Бирақ 24-айәткә қариғанда, инсанийәт (ахирқи заманда) икки қисимға, йәни Худаға таянғанлар һәм Худаға өч болғанларға бөлүнүп кетиду; шуниң билән Худаға өч болғанларХудани сөйгәнләргә зиянкәшлик қилиши мүмкин; униңдин сирт Худаға ишәнгәнләр: «Худаниң җазаси худасизларниң бешиға чүшәй дәп қалди» — дәп қарап, уларниң арисидин қечишимиз керәк дәп ойлайдиған болса керәк.
□45:21 «Ким мошу ишни қедимдинла җакалиған еди?» — «мошу иш» шүбһисизки, Худаниң Исраилни қутқузуши билән, У «Йәһудий әмәс»ләргә қутқузулуш пурситини, шундақла Исраил билән биллә бәхитлик болуш имканийитини тәң йәткүзидиғанлиғини көрситиду (22-24-айәт).
■45:21 Йәш. 41:22,26,27; 43:9,10; 45:5,14,18
□45:24 «Шу чағда: «Һәққанийлиқ вә күч болса пәқәт Пәрвәрдигардидур» — дейилиду, ... ғалҗирлишип униңға ғәзәпләнгәнләрниң һәммиси шәрмәндә болиду» — йәнә көримизки, дуния икки бөлүмгә айрилидиған охшайду. Бири болса, ғалҗирлишип Худаға мутләқ қарши туридиғанлар; иккинчиси, Исраил, җүмлидин өзлиригә беқинип, улар билән бир болған, Исраил билән биллә қутқузулған Йәһудий әмәсләр болиду.