□21:1 «У... байларниң өз сәдиқилирини ибадәтханидики сәдиқә сандуғиға ташлиғинини көрди» — «сәдиқә сандуғи» дегән сөз адәттә грек тилида «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.
■21:1 2Пад. 12:10; Мар. 12:41.
□21:2 «У йәнә сандуққа икки тийинни ташлаватқан бир намрат тул аялниму көрди» — бу «тийин» (грек тилида «ләптон») «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң бир күнлүк иш һәққи ичидә «алтә минут»луқ пулиға баравәр.
■21:6 1Пад. 9:7; Мик. 3:12; Луқа 19:44.
□21:8 «Мана өзүм шудурмән» — «Мана өзүм Мәсиһдурмән» дегән мәнини билдүриду. «Әшу вақит» — қиямәт күнини көрситиду.
■21:8 Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 2Тес. 2:2; 1Юһа. 4:1.
□21:10 «Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар.
□21:11 «Йәр йүзидә вәһшәтләр вә асманда һәйвәтлик аламәтләр көрүниду» — грек тилидики әйни тексттә «йәр йүзидә» дегән сөз йоқ. Бирақ бизниңчә һелиқи «һәйвәтлик аламәтләр» асманда болидиғанлиғи тәкитләнгәндин кейин, «вәһшәтләр» болса чоқум «йәр йүзидә» болуши керәк. 25-айәтнму көрүң.
■21:12 Мат. 10:17; 24:9; Мар. 13:9; Юһ. 16:2; Рос. 4:3; 5:18; 12:4; 16:24; Вәһ. 2:10.
□21:13 «... буниң билән уларниң алдида гувалиқ бериш пурситиңлар чиқиду» — «гувалиқ бериш» мошу йәрдә хуш хәвәр йәткүзүш, Худаниң ниҗати Рәб Әйса Мәсиһ арқилиқ дунияға кәлди, дәп җакалаштин ибарәт.
■21:14 Мат. 10:19; Мар. 13:11.
■21:15 Мис. 4:12; Йәш. 54:17; Мат. 10:19; Рос. 6:10.
□21:16 «хаинлиқ қилип тутуп бериду» — бу бирла сөз билән ипадилиниду.
■21:16 Мик. 7:6; Рос. 7:59; 12:2.
■21:17 Мат. 10:22; Мар. 13:13.
■21:18 1Сам. 14:45; 2Сам. 14:11; 1Пад. 1:52; Мат. 10:30.
□21:19 «Сәвир-чидамлиқ болғиниңларда, җениңларға егә болалайсиләр» — бу айәттә «җан» яки җисманий һаят яки адәмниң өз вуҗудини, шундақла роһий һаятини көрситиду. Бизниңчә мошу йәрдә инсанниң роһий һаятидики әмәлий җәһәтләрни көрситиду. Бирисидә роһий һаят бар болса, ундақта у өзини туталайдиған, түрлүк роһий һуҗумларға тақабил туралайдиған болиду — мәсилән, өзидә бар болған әнсирәшләр, қорқунучлар, шәһваний һәвәсләр қатарлиқларни Мәсиһгә бойсундуралайду (мәсилән, «2Кор.» 10:5, «1Тес.» 4:4ни көрүң).
■21:20 Дан. 9:27; Мат. 24:15; Мар. 13:14.
□21:22 «интиқам җазасини тартидиған күнләр» — «интиқам җазаси» грек тилида бу сөз һәм «интиқам» һәм «толуқ, мутләқ һөкүм чиқириш» дәп ипадилиниду. «Мат.» 23:35ни көрүң. Бу «интиқам» яки «һөкүм чиқирилиш»ни Худа Өзиниң хәлқи Йәһудийлар үстигә жүргүзиду. Бу, мошу йәрдә (12-24-айәт) Йерусалим шәһириниң миладийә 70-жили муһасиригә елиниши вә вәйран қилинишини көрситиған бешарәттур. Кейинки айәтләр ахир заманни көрситиду.
■21:22 Дан. 9:26,27; Мат. 24:15; Мар. 13:14.
□21:23 «бу зиминда еғир қисчилиқ болиду...» — яки «йәр йүзидә еғир қисчилиқ болиду».
□21:24 «Улар ... тутқун қилинип, барлиқ әлләргә елип кетилиду; «ят әлләрниң вақти» тошқичә, Йерусалим ят әлләрниң аяқ астида қалиду» — «әлләр» мошу йәрдә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Ят әлләрниң вақти» — Грек тилида «ят әлләрниң вақитлири». «Ят әлләрниң вақти тошқичә» дегән ибарә Йәһудий хәлқи ахир заманда қайтидин Йерусалимда туридиғанлиғини вә Йерусалимни идарә қилидиғанлиғини көрситиду. Бу ибарә вә шундақла бу бабтики башқа бешарәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■21:25 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 3:4; 3:15; Мат. 24:29; Мар. 13:24; Вәһ. 6:12.
□21:26 «асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «асмандики күчләр» бәлким асмандики җисимлар (қуяш, ай, юлтуз қатарлиқлар)ни вә һәм асманда Худаниң пәриштилири билән җәң қиливатқан җин-шәйтанларниму көрситиши мүмкин.
■21:27 Дан. 7:10; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; 26:64; Мар. 13:26; 14:62; Рос. 1:11; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
■21:29 Мат. 24:32; Мар. 13:28.
□21:32 «бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (20-24-айәт) қаритилған болса, ундақта «бу дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. (2) әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (27-айәт) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким пүтүн Йәһудийә хәлқини көрситиду; (3) бу айәтләрдә ейтилған вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду.
□21:33 «Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду» — грек тили «асман-зимин өтиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз өтмәйду».
■21:33 Зәб. 101:22-28; Йәш. 51:6; Мат. 24:35; Ибр. 1:11.
□21:34 «шу күни үстүңларға туюқсиз чүшмисун» — «шу күн» Муқәддәс Китапта дайим дегидәк Мәсиһ дунияға қайтип келидиған, инсанлардин һесап алидиған күнни көрситиду.
■21:34 Рим. 13:13; 1Тес. 5:6; 1Пет. 4:7.
■21:35 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15.
□21:36 «йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин өзүңларни қачуруп» — яки «йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин қутулуп...». Әнди етқадчилар бу дәһшәтлик вақиәләрдин өтүп кетәмду, яки авал елип кетиләмду? Бу муһим мәсилә. Оқурмәнләр мошу айәтниң алди-кәйнидики сөз-айәтләргә қарап өзлири бир хуласигә келәләйду. Биз башқа йәрләрдиму бу тема үстидә тохталған («Тесалоникалиқларға (2)»дики «қошумчә сөз»имиздә). «һазир болуп лайиқ һесаплиниш үчүн...» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «күчләндүрүлүшүңлар үчүн...» дейилиду.
■21:36 Мат. 24:42; 25:13; Мар. 13:33; Луқа 12:40; 1Тес. 5:6.