11
Худаниң Исраил тоғрилиқ мәхситиниң ахирида әмәлгә ашурулуши
Ундақта, шуни сораймәнки: — Худа Өз хәлқидин ваз кәчтиму? Һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, Бинямин қәбилисидин болған бир Исраилғу! Йәр. 31:37; 2Кор. 11:22; Фил. 3:5.
Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс язмиларда Иляс пәйғәмбәр һәққидә немә дейилгәнлиги силәргә аян әмәсму? У Исраиллардин азар чекип Худаға йелинип: — «Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ» — «Худа алдин көңлигә пүккән (билгән) хәлқи» — бәлким: «Худа һәммидин бурун Өз хәлқи болуш үчүн таллиған хәлиқ» дегән мәнидә. «И Пәрвәрдигар, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурбангаһлириңни чеқишти. Пәқәт өзүм ялғузла қалдим, улар йәнә мениңму җенимни алмақчи болушуватиду», дегән. 1Пад. 19:10,14. Худаниң униңға қайтурған калами қандақ болди? У: «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни Өзүмгә елип қалдим» — дегән. «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни өзүмгә елип қалдим» — «1Пад.» 19:10, 14.
«Баал» бир бут еди. «7000 адәм», әр кишиләрни көрситиду.
   1Пад. 19:18.
Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән Исраилдин Өзи таллиған бир «қалди» бар. Рим. 9:27. Уларниң таллиниши шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти. «Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән Исраилдин өзи таллиған бир «қалди» бар. Уларниң таллиниши шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти» — (5-6-айәт) Худа Тәвраттики бир нәччә йәрләрдә «Сән Исраилни шапаитим билән таллиғанмән» дегән еди (мәсилән, «Қан.» 7:7ни көрүң). Мошу йәрдә расул Павлус: Худа шапаити бойичә Исраиллар ичидин «бир қалди»ни таллиған, дәйду. Инсан Худаниң ярдимигә еришишкә пүтүнләй лаяқәтсиз туруп, Униңдин мәдәткә еришсә, мана бу «Худаниң шапаити» болиду. Худа Исраилларни уларниң мәлум бир яхши яки улуқ әмилигә қарап таллиған болса, ундақта Худаниң таллиши «шапаәт»тин болмиған болатти.   Қан. 9:4.
Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди. «Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди» — демәк, Исраиллар издигән һәққанийлиққа һәммисила еришәлмигән әмәс; уларниң ичидин Худаниң шапаәти билән Худа таллиған «қалди»лар һәққанийлиққа еришкән.   Рим. 9:31. Худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: —
«Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди,
Бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс,
Қулақлирини аңлимас қилди». «Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди, бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс, қулақлирини аңлимас қилди» — «Қан.» 29:4 һәм «Йәш.» 29:10.   Қан. 29:2; Йәш. 6:9; 29:10; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26.
Шуниңдәк Давут пәйғәмбәрму мундақ дегән:
«Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп,
Уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун! Зәб. 68:23
10 Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун;
Бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!» «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп, уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун! Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун; бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!» — (9-10-айәт) «Зәб.» 68:23-24. Бу, Давут пәйғәмбәрниң шундақла Худаниң сөзи, Давутниң (вә шундақла Мәсиһниң) дүшмәнлири тоғрилиқ ейтилған. Бу 69-күйниң һәммиси Мәсиһ тоғрилиқ бешарәттур.   Зәб. 68:23-24
 
11 Ундақта, шуниму сорайки: Исраиллар жиқилип қайтидин турғузулмаслиққа путлашқанму?
Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур. «... Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур» — жуқурида изаһатта дегинимиздәк, Исраиллар Мәсиһкә етиқат қилған «ят әлләр»ниң бәхитини көрүп һәсәт қилиду.
12 Әнди уларниң тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса, ундақта кәлгүсидә уларниң һәммисиниң толуқ ниҗатлиққа еришиши дунияға техиму зор бәхит елип кәлмәмду?! «Әнди уларниң (Йәһудийларниң) тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса...» — «әлләр» — Йәһудий әмәсләр, «ят әлләр».
 
Йәһудий әмәслар тәкәббурлашмаслиғи керәк
13 Әнди силәр әлликләргә сөзләватимән; мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки, «силәр әлликләргә» — демәк, «силәр Йәһудий әмәс болғанларға». «мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки, ...» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа расул Павлусни (гәрчә у «Йәһудийларниң Йәһудийси» болсиму) Йәһудий әмәс болған әл-милләтләргә хуш хәвәрни йәткүзүшкә алаһидә әвәткән.   Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11. 14 җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән. «җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән» — «җанҗигәрлирим болғанлар» грек тилида «мениң әтлирим болғанлар» — өзиниң Йәһудий хәлқини көрситиду. 15 Чүнки уларниң ташливетилгәнлигиниң нәтиҗиси дуниядики әлләрни Худа билән енақлаштуруш болса, ундақта уларниң қобул қилиниши өлүмдин тирилиш болмай немә?
16 Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду. «Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду» — мошу йәрдә «муқәддәс»ниң биринчи мәнаси «Худаға аталған», шуниң билән «пак» дегән мәнидә. Биринчи җүмлиниң көчмә мәнаси бәлким «Әгәр Исраилларниң әҗдатлири, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар Худаға аталған болса, уларниң пәрзәнтлириму Худаға аталған болиду» дегән болуши мүмкин. Төвәндики җүмлиләрдә Павлус Исраилни бир «зәйтун дәриғи»кә охшитиду («Йәр.» 11:16-19ни көрүң).   Чөл. 15:20
17 Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң. Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән, «Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң» — демисәкму, «зәйтун дәриғи» Исраилға, «уланған явайи зәйтун күчити» Мәсиһгә етиқат қилған Йәһудий әмәсләргә, «зәйтун дәриғиниң сундуруветилгән шахлири» болса Исраиллар арисидин Мәсиһкә етиқат қилмиғачқа, Худаниң бәхит-бәрикәтлиридин үзүлүп қалған Йәһудийларға вәкил болиду. «Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән,...» — буниң көчмә мәнаси бәлким: «Сән худди дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин бәһримән болуватқан шехидәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин бәһримән болуватисән» дегәнлик болса керәк. 18 әнди сундуруветилгән әшу шахлардин өзүңни үстүн қилип махтанма. Махтансаң, шуни унтумиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени көтирип қувәтләватиду.
19 Сән әнди: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундуриветилди» — дейишиң мүмкин.
20 Тоғра, улар етиқатсизлиқтин сундурулди; сән болсаң, етиқатиң билән тик турисән; бирақ униңдин мәғрурланма, әксичә Худадин қорқ! 21 Чүнки Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән, сениму айимаслиғи мүмкин. «Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән» — «бу дәрәқниң өз шахлири» Йәһудийларни көрситиду, әлвәттә. 22 Мана, бу ишларда Худаниң меһриванлиғиға һәмдә қаттиқ қол екәнлигигә қара. У Өз йолидин жиқилип чүшкәнләргә қаттиқ қол еди, лекин саңа (меһриванлиғида давамлиқ турсаңла) меһриванлиқ көрсәтмәктә. Ундақ болмиғанда, сәнму кесип ташлинисән. 23  Йәһудийларму етиқатсизлиқта чиң туривалмиса, әслидики дәрәққә улиниду. Чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур. 2Кор. 3:16. 24 Чүнки әгәр сән явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип, тәбиий қанунийәткә хилап һалда бағдики яхши зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики бу тәбиий шахларниң өз дәриғикә улиниши техиму мүмкинғу?!
 
Худаниң меһриванлиғи пүткүл инсан үчүндур
25 Қериндашлар, өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн, вәһий қилинған шу сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймәнки, та Худа таллиған Йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә, Исраилниң бир қисми таш жүрәкликкә қалдурулиду; «өзүңларни... әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн...» — грек тилида «өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлашлардин сақлинишиңлар үчүн...» дейилиду. Йәһудий әмәсләр Йәһудийларниң әһвалиға қарап: «Биз қутулдуқ, улар Худаниң ләнити астида қалиду» дәп тәкәббурлишиши мүмкин.   Луқа 21:24. 26 андин пүткүл Исраил қутқузулиду. Бу тоғрилиқ муқәддәс язмиларда мундақ йезилған: —
«Қутқузғучи Зиондин келип,
Ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду. «Қутқузғучи Зиондин келип, ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду» — «Яқуп» мошу йәрдә Яқупниң әвлатлири Исраилни көрситиду. Бешарәт «Йәш.» 59:20, 21ни көрүң.   Зәб. 13:7; Йәш. 27:9; 59:20; Йәр. 31:31, 32, 33, 34; 2Кор. 3:16; Ибр. 8:8; 10:16.
27 Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә,
Мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду». «...Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә, мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду» — 26-27-айәттики бешарәт сөзлири «Йәш.» 59:20, 21, 27:9тин вә «Йәр.» 31:33-34тин нәқил кәлтүрүлгән.   Йәш. 59:20, 21; Дан. 9:24
28 Әнди хуш хәвәр җәһәттин қариғанда, силәрниң бәхитиңлар үчүн Йәһудий хәлқи хуш хәвәргә дүшмән қилип бекитилгән; бирақ Худаниң таллиши җәһәттин қариғанда, ата-бовилиримиз сәвәвидин сөйүлгәндур. 29 Чүнки Худа Өзи бәргәнлирини вә чақириқини қайтурувалмайду.
30 Силәр әлликләрму бир чағларда Худаға итаәт қилмиған болсаңларму, Йәһудийларниң итаәтсизлигиниң нәтиҗисидә һазир рәһим-шәпқәткә ериштиңлар. 31 Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; Худаниң буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштүрүштин ибарәттур. «Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; Худаниң буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштүрүштин ибарәттур» — демәк, жуқурида изаһлиғинимиздәк, Йәһудийлар Йәһудий болмиған ишәнгүчиләрниң бәхитигә қариғачқа, өзлири товва қилип Мәсиһни қобул қилсун. 32 Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди. «Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди» — «һәммәйлән» Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләрни көрситиду.   Гал. 3:22.
33 — Аһ! Худаниң даналиғи вә илим-һекмитиниң бебаһа байлиқлири һәм һесапсиз чоңқурлуғи!
Униң һөкүмилириниң тегигә йәткили болмас!
Униң йоллири издәп тепиштин шунчә жирақтур!
34 «Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти?
Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?» «Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти? Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?» — «Йәш.» 40:13.   Йәш. 40:13; 1Кор. 2:16.
35 «Униңға ким авал бир нәрсә берип,
Кейин уни қайтуруп бәр дейәлиди?». «Униңға ким авал бир нәрсә берип, кейин уни қайтуруп бәр дейәлиди?» — «Аюп» 41:11.   Аюп 41:3.
36 Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Униңдин кәлгән,
У арқилиқ мәвҗут болуп туриду,
Хәм Униң үчүн мәвҗут болуп туриду.
Барлиқ шан-шәрәп әбәткичә Униңға болғай! Амин. Пәнд. 16:4; 1Кор. 8:6.
 
 

11:1 Йәр. 31:37; 2Кор. 11:22; Фил. 3:5.

11:2 «Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ» — «Худа алдин көңлигә пүккән (билгән) хәлқи» — бәлким: «Худа һәммидин бурун Өз хәлқи болуш үчүн таллиған хәлиқ» дегән мәнидә.

11:3 1Пад. 19:10,14.

11:4 «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни өзүмгә елип қалдим» — «1Пад.» 19:10, 14. «Баал» бир бут еди. «7000 адәм», әр кишиләрни көрситиду.

11:4 1Пад. 19:18.

11:5 Рим. 9:27.

11:6 «Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән Исраилдин өзи таллиған бир «қалди» бар. Уларниң таллиниши шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти» — (5-6-айәт) Худа Тәвраттики бир нәччә йәрләрдә «Сән Исраилни шапаитим билән таллиғанмән» дегән еди (мәсилән, «Қан.» 7:7ни көрүң). Мошу йәрдә расул Павлус: Худа шапаити бойичә Исраиллар ичидин «бир қалди»ни таллиған, дәйду. Инсан Худаниң ярдимигә еришишкә пүтүнләй лаяқәтсиз туруп, Униңдин мәдәткә еришсә, мана бу «Худаниң шапаити» болиду. Худа Исраилларни уларниң мәлум бир яхши яки улуқ әмилигә қарап таллиған болса, ундақта Худаниң таллиши «шапаәт»тин болмиған болатти.

11:6 Қан. 9:4.

11:7 «Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди» — демәк, Исраиллар издигән һәққанийлиққа һәммисила еришәлмигән әмәс; уларниң ичидин Худаниң шапаәти билән Худа таллиған «қалди»лар һәққанийлиққа еришкән.

11:7 Рим. 9:31.

11:8 «Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди, бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс, қулақлирини аңлимас қилди» — «Қан.» 29:4 һәм «Йәш.» 29:10.

11:8 Қан. 29:2; Йәш. 6:9; 29:10; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26.

11:9 Зәб. 68:23

11:10 «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп, уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун! Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун; бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!» — (9-10-айәт) «Зәб.» 68:23-24. Бу, Давут пәйғәмбәрниң шундақла Худаниң сөзи, Давутниң (вә шундақла Мәсиһниң) дүшмәнлири тоғрилиқ ейтилған. Бу 69-күйниң һәммиси Мәсиһ тоғрилиқ бешарәттур.

11:10 Зәб. 68:23-24

11:11 «... Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур» — жуқурида изаһатта дегинимиздәк, Исраиллар Мәсиһкә етиқат қилған «ят әлләр»ниң бәхитини көрүп һәсәт қилиду.

11:12 «Әнди уларниң (Йәһудийларниң) тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса...» — «әлләр» — Йәһудий әмәсләр, «ят әлләр».

11:13 «силәр әлликләргә» — демәк, «силәр Йәһудий әмәс болғанларға». «мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки, ...» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа расул Павлусни (гәрчә у «Йәһудийларниң Йәһудийси» болсиму) Йәһудий әмәс болған әл-милләтләргә хуш хәвәрни йәткүзүшкә алаһидә әвәткән.

11:13 Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11.

11:14 «җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән» — «җанҗигәрлирим болғанлар» грек тилида «мениң әтлирим болғанлар» — өзиниң Йәһудий хәлқини көрситиду.

11:16 «Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду» — мошу йәрдә «муқәддәс»ниң биринчи мәнаси «Худаға аталған», шуниң билән «пак» дегән мәнидә. Биринчи җүмлиниң көчмә мәнаси бәлким «Әгәр Исраилларниң әҗдатлири, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар Худаға аталған болса, уларниң пәрзәнтлириму Худаға аталған болиду» дегән болуши мүмкин. Төвәндики җүмлиләрдә Павлус Исраилни бир «зәйтун дәриғи»кә охшитиду («Йәр.» 11:16-19ни көрүң).

11:16 Чөл. 15:20

11:17 «Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң» — демисәкму, «зәйтун дәриғи» Исраилға, «уланған явайи зәйтун күчити» Мәсиһгә етиқат қилған Йәһудий әмәсләргә, «зәйтун дәриғиниң сундуруветилгән шахлири» болса Исраиллар арисидин Мәсиһкә етиқат қилмиғачқа, Худаниң бәхит-бәрикәтлиридин үзүлүп қалған Йәһудийларға вәкил болиду. «Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән,...» — буниң көчмә мәнаси бәлким: «Сән худди дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин бәһримән болуватқан шехидәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин бәһримән болуватисән» дегәнлик болса керәк.

11:21 «Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән» — «бу дәрәқниң өз шахлири» Йәһудийларни көрситиду, әлвәттә.

11:23 2Кор. 3:16.

11:25 «өзүңларни... әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн...» — грек тилида «өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлашлардин сақлинишиңлар үчүн...» дейилиду. Йәһудий әмәсләр Йәһудийларниң әһвалиға қарап: «Биз қутулдуқ, улар Худаниң ләнити астида қалиду» дәп тәкәббурлишиши мүмкин.

11:25 Луқа 21:24.

11:26 «Қутқузғучи Зиондин келип, ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду» — «Яқуп» мошу йәрдә Яқупниң әвлатлири Исраилни көрситиду. Бешарәт «Йәш.» 59:20, 21ни көрүң.

11:26 Зәб. 13:7; Йәш. 27:9; 59:20; Йәр. 31:31, 32, 33, 34; 2Кор. 3:16; Ибр. 8:8; 10:16.

11:27 «...Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә, мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду» — 26-27-айәттики бешарәт сөзлири «Йәш.» 59:20, 21, 27:9тин вә «Йәр.» 31:33-34тин нәқил кәлтүрүлгән.

11:27 Йәш. 59:20, 21; Дан. 9:24

11:31 «Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; Худаниң буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштүрүштин ибарәттур» — демәк, жуқурида изаһлиғинимиздәк, Йәһудийлар Йәһудий болмиған ишәнгүчиләрниң бәхитигә қариғачқа, өзлири товва қилип Мәсиһни қобул қилсун.

11:32 «Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди» — «һәммәйлән» Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләрни көрситиду.

11:32 Гал. 3:22.

11:34 «Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти? Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?» — «Йәш.» 40:13.

11:34 Йәш. 40:13; 1Кор. 2:16.

11:35 «Униңға ким авал бир нәрсә берип, кейин уни қайтуруп бәр дейәлиди?» — «Аюп» 41:11.

11:35 Аюп 41:3.

11:36 Пәнд. 16:4; 1Кор. 8:6.