Башқа бир хил тәрҗимиси «Павлусни тасмилар билән ғулачлатқанда,...».
□22:3 «Мән... Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим» — оқурмәнләрниң есидә болса керәкки, Гамалийәл даңқи чиққан Тәврат өлимаси еди (5:24). Грек тилида «(Мән) Гамалийәлниң аяқлириниң алдида ... тәлим-тәрбийә алдим» дейилиду.
■22:3 Рос. 5:34; 9:11; 21:39; 2Кор. 11:22
□22:4 «Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум» — «бу йолдикиләрни» — Мәсиһ йолидикиләрни, демәкчи. Грек тилида пәқәт «бу йолни» дейилиду; тиңшиғучилар һәммиси униң «Мәсиһ Әйсаниң йоли»ниң гепини қиливатқинини билгән болатти.
■22:4 Рос. 8:3; 9:1; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.
□22:9 «...лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди» — яки «... лекин маңа қилған сөзләрни аңлимапту». Бу адәмләр бир авазни аңлиди, лекин немә дәватқанлиғини билмиди (9:7ни көрүң).
□22:14 «аАта-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди» — «Һәққаний Болғучи» Мәсиһни көрситиду, әлвәттә.
■22:21 Рос. 9:15; 13:2; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11.
□22:22 «Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти» — демисәкму, уларниң Павлус бу сөзини көтирәлмәслигиниң сәвәви, Худаниң сөз-каламини өзлири интайин пәс көридиған «ят әлләр»гә йәткүзүшкә һәргиз болмайду, дәйдиған көзқарашта еди.
□22:24 «Миң беши ... халайиқниң Павлусқа немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди» — «қамчилап сорақ қилиш» болса римлиқлар гуман қилған адәмләрни гунайи бар дәп һесаплап, «һәқиқәтни ениқлаш үчүн» уларни қийнаш билән сорақ қилатти (уларниң «қамча»лири көп тасмилиқ болуп, һәр тасмисиға һәртүрлүк төмүр-сүйәк парчилири бағланған еди). Амма римлиқ пухралар болса ундақ муамилидин халас еди.
□22:25 «лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда...» — «ғулачлитип бағлиғанда»: Римлиқлар сораққа тартилғучини қамчилаш үчүн униң икки қолини бағлап ғуличини керип турғузиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Павлусни тасмилар билән ғулачлатқанда,...».
□22:29 «Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти» — 24-айәттики изаһатни көрүң. Рим пухралирини җинайити бекитмәйла бағлашму қанунсиз иш еди.