23
Павлус алий кеңәшмә һәйәтлиригә тикилип туруп:
Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак виҗданда меңип кәлдим, — деди. Рос. 24:16.
Буни аңлиған баш каһин Ананияс Павлусниң йенида турғанларға униң ағзиға урушни буйруди. 1Пад. 22:24; Йәр. 20:2; Юһ. 18:22. Павлус униңға:
— Худа сени уриду, әй ақартилған там! Сән у йәрдә мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартишқа олтирисән, лекин Тәврат қануниға хилап һалда мени уруңлар дәп буйрудиңғу?! — деди. Худа сени уриду, әй ақартилған там! — Павлусниң «ақартилған там» дегини, «сирти аппақ көрүнидиған, ичи пәқәт патқақ-лайдин болған сахтипәзсән» дегән мәнидә. «Әз.» 13:8-16ниму көрүң.   Қан. 17:9.
— Сән Худаниң баш каһиниға ашундақ һақарәт кәлтүрәмсән?! — дейишти йенида турғанлар. Павлус:
— И қериндашлар, мән униң баш каһин екәнлигини билмәптимән. Чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!» дейилгән, — деди. «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!» — Тәврат, «Мис.» 22:28.   Мис. 22:27.
Лекин Павлус уларниң бир қисминиң Садуқий, йәнә бир қисминиң Пәрисийләр екәнлигини билип, алий кеңәшмидә жуқури аваз билән:
— Қериндашлар, мән болсам Пәрисийләрдин болимән вә Пәрисийләрниң пәрзәнтимән. Мән өлгәнләр қайта тирилишқа бағлиған үмүт тоғрилиқ бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди. Рос. 24:21; 26:6; Фил. 3:5.
У бу сөзни дейиши биләнла, Пәрисийләр билән Садуқийлар арисида җедәл-ғовға қозғилип, кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти (чүнки Садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилиши, яки пәриштә яки роһлар мәвҗут әмәс, дәйду. Лекин Пәрисийләр һәммисини етирап қилиду). Мат. 22:23; Мар. 12:18; Луқа 20:27. Буниң билән қаттиқ бир чуқан-сүрән көтирилип, Пәрисий тәрәпдари болған бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп:
— Биз бу адәмдин һеч қандақ әйип тапалмидуқ! Бир роһ яки пәриштә униңға сөз қилған болса немә бопту! — дәп қаттиқ муназириләшти. Рос. 25:25; 26:31.
10 Чуқан-сүрән техиму күчийип кәткәчкә, миң беши Йәһудийларниң Павлусни тартиштуруп титма-титма қиливетишидин қорқуп, қисимға залға чүшүп уни уларниң арисидин зорлуқ билән тартип чиқип, қәлъәгә әкирип кетишини буйруди.
11 Шу күни кечиси, Рәб Павлусниң йенида туруп:
— Җасарәтлик бол! Чүнки Йерусалимда Мән тоғрамдики ишларға толуқ гувалиқ бәргиниңдәк, Рим шәһиридиму шундақ гувалиқ қилишиң муқәррәр болиду! — деди. Рос. 18:9.
 
Павлусни өлтүрүш сүйқәсти
12 Әтиси әтигәндә, Йәһудийлар Павлусни өлтүрүшни қәстләп, уни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп өзлиригә ләнити бир қәсәмни қилишти. Рос. 23:21,29,30. 13 Бу сүйқәст қәсимини ичкәнләр қириқ нәччә киши еди. 14 Улар баш каһинлар вә ақсақалларниң алдиға берип:
— Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә тетимаслиққа қаттиқ қәсәм ичтуқ. 15 Һазир силәр вә алий кеңәшмә униң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүшни банә қилип, вәкил әвитип уни кеңәшмигә елип келишни миң бешидин тәләп қилиңлар. У бу йәргә йеқин кәлмәйла уни җайливетишкә тәйяр туримиз, — деди.
16 Лекин Павлусниң сиңлисиниң оғли бөктүрмидин хәвәр тепип қәлъәгә кирип, Павлусқа мәлум қилип қойди. 17 Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға:
— Бу балини миң беши билән көрүштүрүп қойсиңиз. Чүнки униңға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
18 Йүз беши уни елип миң бешиниң алдиға башлап кирип:
— Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу балини сиз билән көрүштүрүп қоюшумни тәләп қилди. Чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
19 Миң беши уни қолидин тутуп, бир чәткә тартип:
— Маңа мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.
20 У җававән мундақ деди:
— Йәһудийлар Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрәйли дәп сәвәп көрситип өзлиридин әтә уни алий кеңәшмигә елип беришни тәләп қилиш үчүн тил бириктүрүшти. Рос. 23:12. 21 Уларға қайил болмиғайла, чүнки қириқтин артуқ адәм уни пайлап туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дегән қарғиш қәсимигә бағлинипту. Улар һазир өзлириниң уларниң тәливигә мақул болушлирини күтүп туриду.
22 Миң беши униңға:
— Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч кимгә тинма! — дәп тапилап, балини қайтурди.
 
Павлусниң валий Феликскә тапшурулуши
23 Миң беши йүз бешидин иккини чақиртип:
— Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзиваз ләшкәрни бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқишқа һазирлаңлар! «нәйзиваз ләшкәр» — бу сөзниң толуқ мәнаси намәлум. «кечә саат тоққузда» — грек тилида «кечидики үчиничи сааттә». 24 Шуниң билән биллә, Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар! — дәп буйруди. «Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар!» — «улақларни тәйярлаңлар!» — бир улақ әмәс. Миң беши Павлусни Йерусалимдин 100 километр жирақ болған Қәйсәрийәгә бехәтәр йәткүзүшкә капаләтлик қилиш үчүн һазирлиған көп улақлар, әлвәттә.
25 Миң беши Феликскә мундақ бир хәт язди: —
26 «Һөрмәтлик валий Феликс җанаблириға Клавдиюс Лисиястин салам!
27 Ушбу адәмни Йәһудийлар тутувалған болуп, уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум. «Йәһудийлар ... уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум» — миң беши Лисияс әмәлийәттә Павлусни тутқандин кейинла униң Рим пухраси екәнлигини билгән еди.   Рос. 21:33. 28 Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң немә екәнлигини ениқлимақчи болуп, уни Йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим. 29 Әмәлийәттә уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң өзлириниң Тәврат қануниға даир дәталаш мәсилиләргә мунасивәтлик екәнлигини байқидим, бирақ униңдин өлүм җазаси беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим. 30 Кейин, Йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә жүрүватқанлиғи һәққидики ахбарат маңа мәлум қилинғанда, дәрһал уни силигә йоллаттим вә шуниң билән биллә, униңға әрз қилғучиларниң өзлириниң алдида шикайәтлирини ейтишини буйрудум. Хәйр!».
31 Ләшкәрләр әнди буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди. «Ләшкәрләр ... Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.» — Антипатрис Йерусалимдин 55 километр жирақ, Йерусалим билән Қәйсәрийәниң оттурисида. 32 Әтиси, атлиқ ләшкәрләр Павлусни елип меңишқа қалдурулуп, қалған ләшкәрләр Йерусалимдики қәлъәгә қайтип кәлди. 33 Атлиқлар Қәйсәрийәгә кирип, хәтни валийға тапшурди вә Павлусниму униң алдида һазир қилди. 34 Валий хәтни оқуғандин кейин, Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип, «Валий ... Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап,...» — валийниң «қайси өлкә?» дегән соали грек тилида «қайси хил өлкә» дейилиду. Икки хил өлкә бар еди: (1) император өзи беваситә башқуридиған; (2) васитилик башқуридиған. Павлус иккинчи хил өлкидин болған болса, валий өзи Павлусниң дәвасини беваситә бир тәрәп қилалайтти. 35 Униңға:
— Үстүңдин әрз қилғучилар кәлгәндә ишлириңни толуқ аңлаймән, — деди вә уни Һерод ханниң ордисида нәзәрбәнд қилип қоюшни буйруди. «... униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип, униңға: — Үстүңдин әрз қилғучилар кәлгәндә ишлириңни толуқ аңлаймән, — деди...» — Киликийә (һазирқи шималий түркийидә) Қанаан (Пәләстин)дин жирақ җай еди, у бәлким Феликс башқуридиған җай болмиса керәк. Киликийә шунчә жирақ болғачқа, Павлусни шу йәргә ялап маңдурмай, бу ишни өзүм тәкшүрәй дегән қарарға кәлгән болуши мүмкин.
 
 

23:1 Рос. 24:16.

23:2 1Пад. 22:24; Йәр. 20:2; Юһ. 18:22.

23:3 Худа сени уриду, әй ақартилған там! — Павлусниң «ақартилған там» дегини, «сирти аппақ көрүнидиған, ичи пәқәт патқақ-лайдин болған сахтипәзсән» дегән мәнидә. «Әз.» 13:8-16ниму көрүң.

23:3 Қан. 17:9.

23:5 «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!» — Тәврат, «Мис.» 22:28.

23:5 Мис. 22:27.

23:6 Рос. 24:21; 26:6; Фил. 3:5.

23:8 Мат. 22:23; Мар. 12:18; Луқа 20:27.

23:9 Рос. 25:25; 26:31.

23:11 Рос. 18:9.

23:12 Рос. 23:21,29,30.

23:20 Рос. 23:12.

23:23 «нәйзиваз ләшкәр» — бу сөзниң толуқ мәнаси намәлум. «кечә саат тоққузда» — грек тилида «кечидики үчиничи сааттә».

23:24 «Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар!» — «улақларни тәйярлаңлар!» — бир улақ әмәс. Миң беши Павлусни Йерусалимдин 100 километр жирақ болған Қәйсәрийәгә бехәтәр йәткүзүшкә капаләтлик қилиш үчүн һазирлиған көп улақлар, әлвәттә.

23:27 «Йәһудийлар ... уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум» — миң беши Лисияс әмәлийәттә Павлусни тутқандин кейинла униң Рим пухраси екәнлигини билгән еди.

23:27 Рос. 21:33.

23:31 «Ләшкәрләр ... Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.» — Антипатрис Йерусалимдин 55 километр жирақ, Йерусалим билән Қәйсәрийәниң оттурисида.

23:34 «Валий ... Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап,...» — валийниң «қайси өлкә?» дегән соали грек тилида «қайси хил өлкә» дейилиду. Икки хил өлкә бар еди: (1) император өзи беваситә башқуридиған; (2) васитилик башқуридиған. Павлус иккинчи хил өлкидин болған болса, валий өзи Павлусниң дәвасини беваситә бир тәрәп қилалайтти.

23:35 «... униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип, униңға: — Үстүңдин әрз қилғучилар кәлгәндә ишлириңни толуқ аңлаймән, — деди...» — Киликийә (һазирқи шималий түркийидә) Қанаан (Пәләстин)дин жирақ җай еди, у бәлким Феликс башқуридиған җай болмиса керәк. Киликийә шунчә жирақ болғачқа, Павлусни шу йәргә ялап маңдурмай, бу ишни өзүм тәкшүрәй дегән қарарға кәлгән болуши мүмкин.